< Yeremiya 19 >

1 Perwerdigar mundaq deydu: — Barghin, sapalchidin bir sapal kozini alghin; andin elning aqsaqalliridin we kahinlarning aqsaqalliridin birnechchini apirip,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип,
2 «Sapal parchiliri» derwazisigha yéqin bolghan «Hinnomning oghlining jilghisi»gha bérip shu yerde Men sanga éytidighan sözlerni jakarlighin.
«Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин.
3 Mundaq dégin: — Perwerdigarning sözini anglanglar, i Yehudaning padishahliri we Yérusalémdikiler! Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, Israilning Xudasi mundaq deydu: — Mana, Men mushu yerge balayi’apetni chüshürimenki, kimki uni anglisila qulaqliri zingildap kétidu.
Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
4 Chünki bu xelq Mendin waz kéchip, bu yerni Manga «yat» qilghan, uningda ne özliri, ne ata-bowiliri, ne Yehuda padishahliri héch tonumighan bashqa ilahlargha xushbuy yaqqan; ular bu yerni gunahsizlarning qanliri bilen toldurghan.
Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишалири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған.
5 Ular Baalgha öz balilirini köydürme qurbanliqlar süpitide köydürüsh üchün Baalning «yuqiri jaylar»ini qurghan; Men bundaq bir ishni héchqachan buyrup baqmighan, héch éytmighan, u hergiz oyumgha kirip baqmighan.
Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған.
6 Shunga mana, shundaq künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — bu yer kelgüside «Tofet», yaki «Hinnomning oghlining jilghisi» dep atalmaydu, belki «Qetl jilghisi» dep atilidu.
Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду.
7 Men bu yerde Yehuda hem Yérusalémning pilan-tedbirlirini quruq qiliwétimen; Men ularni düshmenlirining qilichi bilen, yeni janlirini izdigüchilerning qolida yiqitimen; Men jesetlirini asmandiki uchar-qanatlargha we yer-zémindiki haywanatlargha ozuq bolushqa bériwétimen.
Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң план-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән.
8 Men bu sheherni dehshet basidighan hem kishiler ush-ush qilidighan obyékt qilimen; uningdin ötüwatqanlarning hemmisi uning barliq yara-wabaliri tüpeylidin dehshet bésip üshqirtidu.
Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду.
9 Men ularni düshmenlirining hem janlirini izdigüchilerning qattiq qistaydighan qorshawining bésimi astida oghullirining göshini hem qizlirining göshini yeydighan qilimen, ularning herbiri öz yéqinining göshini yeydu.
Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.
10 Emdi sen özüng bilen bille aparghan hemrahliringning köz aldida héliqi kozini chéqiwetkin;
Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин;
11 shundaq qilip ulargha mundaq dégin: — Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Birsi sapalchining kozisini qaytidin héch yasiyalmighudek derijide chéqiwetkinidek Menmu bu xelq we bu sheherni shundaq chéqiwétimen. Ular jesetlirini Tofette kömidu, hetta kömgüdek yer qalmighuche.
шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясалмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә.
12 Men bu yerni we buningda turuwatqanlarnimu mushundaq qilimen, — deydu Perwerdigar, — bu sheherni Tofetke oxshash qilimen.
Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мошундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән.
13 Yérusalémdiki öyler we Yehuda padishahlirining öyliri, — yeni ularning ögziliride turup asmandiki barliq yultuz-seyyarilerge xushbuy yaqqan we Mendin bashqa yat ilahlargha «sharab hediye»lerni tökken barliq öyliri xuddi Tofet dégen jaydek bulghan’ghan jaylar bolidu.
Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.
14 We Yeremiya Perwerdigar uni bésharet bérishke ewetken Tofettin qaytip kélip, Perwerdigarning öyining hoylisigha kirip turup barliq xelqqe mundaq dédi:
Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди:
15 — Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, Israilning Xudasi mundaq deydu: — Mana, Men bu sheher we uning barliq sheherlirige qarap éytqan balayi’apetning hemmisini ularning béshigha chüshürimen; chünki ular boynini qattiq qilip Méning sözlirimni héchqachan anglimighan.
— Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.

< Yeremiya 19 >