< Yeshaya 52 >
1 — Oyghan, oyghan, i Zion, küchüngni kiyiwal, I Yérusalém, muqeddes sheher, güzel kiyim-kéchekliringni kiyiwal; Chünki bundin bashlap sünnet qilinmighanlar yaki napaklar ichingge ikkinchi kirmeydu.
— Ойған, ойған, и Зион, күчүңни кийивал, И Йерусалим, муқәддәс шәһәр, гөзәл кийим-кечәклириңни кийивал; Чүнки бундин башлап сүннәт қилинмиғанлар яки напаклар ичиңгә иккинчи кирмәйду.
2 Topa-changdin chiqip özüngni silkiwet; Ornungdin tur, olturuwal, i Yérusalém; Özüngni boynungdiki zenjirlerdin boshitiwetkin, i tutqun bolghan Zion qizi!
Топа-чаңдин чиқип өзүңни силкивәт; Орнуңдин тур, олтиривал, и Йерусалим; Өзүңни бойнуңдики зәнҗирләрдин бошитивәткин, и тутқун болған Зион қизи!
3 Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — «Siler özünglarni pulsiz sétiwetkensiler; Pulsiz qayturup sétiwélinisiler».
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр өзүңларни пулсиз сетивәткәнсиләр; Пулсиз қайтуруп сетивелинисиләр».
4 Chünki mundaq deydu Reb Perwerdigar: — Xelqim deslepte Misirgha musapir süpitide chüshkeniken, Shundaqla yéqinda Asuriye ularni ezgen yerde,
Чүнки мундақ дәйду Рәб Пәрвәрдигар: — Хәлқим дәсләптә Мисирға мусапир сүпитидә чүшкән екән, Шундақла йеқинда Асурийә уларни әзгән йәрдә,
5 (Emdi hazir xelqim pulsiz élip kélin’ginide, — deydu Perwerdigar) Méning karim bolmamdiken? Ular üstidin hökümranliq qilghuchilar ularni zar qaqshatqan, — deydu Perwerdigar, — Shundaqla namim bolsa kün boyi toxtawsiz haqaretlen’gen tursa, Méning karim bolmamdiken?!»
(Әнди һазир хәлқим пулсиз елип келингинидә, — дәйду Пәрвәрдигар) Мениң карим болмамдикән? Улар үстидин һөкүмранлиқ қилғучилар уларни зар қақшатқан, — дәйду Пәрвәрдигар, — Шундақла намим болса күн бойи тохтавсиз һақарәтләнгән турса, Мениң карим болмамдикән?!»
6 Shunga Öz xelqim Méning namimni bilidu; Shunga shu küni ular Méning «U» ikenlikimni, shundaqla ulargha: «Kör, Méni!» deydighanliqimni bilidu.
Шуңа Өз хәлқим Мениң намимни билиду; Шуңа шу күни улар Мениң «У» екәнлигимни, шундақла уларға: «Көр, Мени!» дәйдиғанлиғимни билиду.
7 Taghlar üstide xush xewer élip kelgüchining ayaghliri némidégen güzel-he! U aram-xatirjemlikni jakarlaydu, Bextlik xush xewerni élip kélidu, Nijat-qutulushni élan qilidu, U Zion’gha: «Xudaying hemmige höküm süridu!»
Тағлар үстидә хуш хәвәр елип кәлгүчиниң аяқлири немидегән гөзәл-һә! У арам-хатирҗәмликни җакалайду, Бәхитлик хуш хәвәрни елип келиду, Ниҗат-қутулушни елан қилиду, У Зионға: «Худайиң һәммигә һөкүм сүриду!»
8 Közetchiliringning awazini angla! Ular awazini kötüridu, Naxshilarni yangritip towlaydu; Chünki Perwerdigar Zionni élip qaytqanda, ular öz közi bilen köridu!
Күзәтчилириңниң авазини аңла! Улар авазини көтириду, Нахшиларни яңритип товлайду; Чүнки Пәрвәрдигар Зионни елип қайтқанда, улар өз көзи билән көриду!
9 I Yérusalémning xarabiliri, naxshilarni yangritip tentene qilinglar! Chünki Perwerdigar Öz xelqige teselli bergen, U Yérusalémni hemjemetlik qilip qutquzghan!
И Йерусалимниң харабилири, нахшиларни яңритип тәнтәнә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәргән, У Йерусалимни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған!
10 Perwerdigar ellerning hemmisining aldida Öz muqeddes Bilikini échip ayan qilghan; Shuning bilen yer-zéminning barliq chet-yaqiliri Xudayimizning nijat-qutulushini köridu.
Пәрвәрдигар әлләрниң һәммисиниң алдида Өз муқәддәс Билигини ечип аян қилған; Шуниң билән йәр-зиминниң барлиқ чәт-яқилири Худайимизниң ниҗат-қутулушини көриду.
11 Chiqip kétinglar, chiqip kétinglar; Héch napak nersige tegmey shu yerdin chiqip kétinglar; Uning otturisidin chiqip kétinglar; Perwerdigarning muqeddes qacha-quchilirini kötürgüchiler, özünglarni pak tutunglar;
Чиқип кетиңлар, чиқип кетиңлар; Һеч напак нәрсигә тәгмәй шу йәрдин чиқип кетиңлар; Униң оттурисидин чиқип кетиңлар; Пәрвәрдигарниң муқәддәс қача-қучилирини көтәргүчиләр, өзүңларни пак тутуңлар;
12 Chünki siler aldirighan péti emes, Patiparaq qachqan péti emes chiqip kétisiler; Chünki Perwerdigar aldinglarda mangidu, Israilning Xudasi arqa muhapizetchinglar bolidu.
Чүнки силәр алдириған пети әмәс, Патипарақ қачқан пети әмәс чиқип кетисиләр; Чүнки Пәрвәрдигар алдиңларда маңиду, Исраилниң Худаси арқа муһапизәтчиңлар болиду.
13 « — Körünglarki, Méning qulum danaliq bilen ish köridu, U [alem aldida] kötürülidu, yuqiri orun’gha chiqirilidu, nahayiti aliy orun’gha érishtürülidu.
« — Көрүңларки, Мениң қулум даналиқ билән иш көриду, У [аләм алдида] көтирилиду, жуқури орунға чиқирилиду, наһайити алий орунға ериштүрүлиду.
14 Lékin nurghun kishiler séni körüp, intayin heyran qélishidu, — Chünki uning chirayi bashqa herqandiqiningkidin köp zeximlen’gen, [Qulning] qiyapiti shu derijide buzuwétilgenki, uningda hetta adem siyaqimu qalmighan!
Лекин нурғун кишиләр сени көрүп, интайин һәйран қелишиду, — Чүнки униң чирайи башқа һәр қандиқиниңкидин көп зәхимләнгән, [Қулниң] қияпити шу дәриҗидә бузуветилгәнки, униңда һәтта адәм сияқиму қалмиған!
15 U shu yol bilen nurghun ellerning üstige [qan] chachidu. Hetta shah-padishahlarmu uning karamitidin aghzini tutupla qalidu; Chünki özlirige ezeldin éytilmighanni ular köreleydu, Ular ezeldin anglap baqmighanni chüshineleydu.
У шу йол билән нурғун әлләрниң үстигә [қан] чачиду. Һәтта шаһ-падишаларму униң карамитидин ағзини тутупла қалиду; Чүнки өзлиригә әзәлдин ейтилмиғанни улар көрәләйду, Улар әзәлдин аңлап бақмиғанни чүшинәләйду.