< Yeshaya 44 >
1 Biraq hazir, i Yaqup Méning qulum, I Méning tallighinim Israil, angla! —
Бирақ һазир, и Яқуп Мениң қулум, И Мениң таллиғиним Исраил, аңла! —
2 Séni yasighan, baliyatqudin tartipla séni shekillendürgen, sanga yardemde bolghuchi Perwerdigar mundaq deydu: — «Qorqma, i Méning qulum Yaqup, I Méning tallighinim «Yeshurun», qorqma!
Сени ясиған, балиятқудин тартипла сени шәкилләндүргән, саңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қорқма, и Мениң қулум Яқуп, И Мениң таллиғиним «Йәшурун», қорқма!
3 Chünki Men ussap ketkenning üstige suni, Qaghjiraq yerning üstige kelkünlerni quyup bérimen; Nesling üstige Rohimni, Perzentliring üstige berikitimni quyimen;
Чүнки Мән уссап кәткәнниң үстигә суни, Қағҗирақ йәрниң үстигә кәлкүнләрни қуюп беримән; Нәслиң үстигә Роһумни, Пәрзәнтлириң үстигә бәрикитимни қуйимән;
4 Ular yumran chöpler arisidin, Ériq-östengler boyidiki mejnun tallardek ösidu;
Улар юмран чөпләр арисидин, Ериқ-өстәңләр бойидики мәҗнун таллардәк өсиду;
5 Birsi: «Men Perwerdigargha tewemen» — deydu, Yene birsi bolsa Yaqupning ismi bilen özini ataydu; Yene bashqa birsi qoli bilen: «Men Perwerdigargha tewemen» dep yazidu, Shundaqla Israilning ismini özining ismige yandash qoshidu.
Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду, Йәнә бириси болса Яқупниң исми билән өзини атайду; Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду, Шундақла Исраилниң исмини өзиниң исмигә яндаш қошиду.
6 Israilning padishahi Perwerdigar, Yeni Israilning hemjemet-qutquzghuchisi, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Men bolsam Tunji hem Axiridurmen; Mendin bashqa héch ilah yoqtur.
Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар, Йәни Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән болсам Тунҗи һәм Ахиридурмән; Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур.
7 Qéni, kim Méning qedimki xelqimni tiklep békitkinimdek bir ishni jakarlap, aldin’ala bayan qilip, andin uni Méning aldimgha Mendek tiklep qoyalaydu? Qéni, kim kéyinki ishlarni, kelgüside bolidighan ishlarni aldin’ala bayan qilalisun!
Қени, ким Мениң қедимки хәлқимни тикләп бекиткинимдәк бир ишни җакалап, алдин-ала баян қилип, андин уни Мениң алдимға Мәндәк тикләп қоялайду? Қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!
8 Qorqmanglar, sarasimige chüshüp ketmengler! Men ilgiri mushularni silerge anglitip, aldin bayan qilghan emesmu? Mushu toghruluq siler Méning guwahchilirimdursiler. Mendin bashqa ilah barmu? Berheq, bashqa Qoram Tash yoq; héchbiridin xewirim yoqtur.
Қорқмаңлар, сарасимигә чүшүп кәтмәңләр! Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип, алдин баян қилған әмәсму? Мошу тоғрилиқ силәр Мениң гувачилиримдурсиләр. Мәндин башқа илаһ барму? Бәрһәқ, башқа Қорам Таш йоқ; һеч биридин хәвирим йоқтур.
9 Oyulghan mebudni shekillendürgenlerning hemmisining ehmiyiti yoq; Ularning etiwarlighan nersilirining héch paydisi yoqtur; Mushulargha bolghan «guwahchilar» bolsa, özliri qarighu, héchnémini bilmes; Derweqe netijisi ularning özlirige shermendiliktur.
Оюлған мәбудни шәкилләндүргәнләрниң һәммисиниң әһмийити йоқ; Уларниң әтиварлиған нәрсилириниң һеч пайдиси йоқтур; Мошуларға болған «гувачилар» болса, өзлири қариғу, һеч немини билмәс; Дәрвәқә нәтиҗиси уларниң өзлиригә шәрмәндиликтур.
10 Kim bir «ilah»ni shekillendürgen bolsa, Héch paydisi yoq bir mebudni quyghan, xalas!
Ким бир «илаһ»ни шәкилләндүргән болса, Һеч пайдиси йоқ бир мәбудни қуйған, халас!
11 [Mebudning] barliq hemrahliri shermende bolidu; Mebudni yasighuchilar bolsa ademdur, xalas; Ularning hemmisi yighilip, ornidin turup körsun, Ular qorqushup, shermendichilikte qalidu.
[Мәбудниң] барлиқ һәмраһлири шәрмәндә болиду; Мәбудни ясиғучилар болса адәмдур, халас; Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун, Улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду.
12 Mana tömürchi saymanlirini [qoligha élip], Choghlar üstide [mushu nersini] bazghanliri bilen soqup shekillendüridu; Andin u küchlük qoli bilen uninggha ishleydu; Biraq uning qorsiqi échip maghduridin qalidu; Su ichmey u halsizlinip kétidu.
Мана төмүрчи сайманлирини [қолиға елип], Чоғлар үстидә [мошу нәрсини] базғанлири билән соқуп шәкилләндүриду; Андин у күчлүк қоли билән униңға ишләйду; Бирақ униң қосиғи ечип мағдуридин қалиду; Су ичмәй у һалсизлинип кетиду.
13 Yaghachchi bolsa yaghach üstige ölchesh yipini tartidu; U qelem bilen üstige endize sizidu; Uni rende bilen rendileydu; U yene perka bilen sizip jijaydu; Axirda u uni ademning güzellikige oxshitip insan teqi-turqini shekillendüridu; Shuning bilen u öyde turushqa teyyar qilinidu.
Яғаччи болса яғач үстигә өлчәш жипини тартиду; У қәләм билән үстигә әндизә сизиду; Уни рәндә билән рәндиләйду; У йәнә пәрка билән сизип җиҗайду; Ахирда у уни адәмниң гөзәллигигә охшитип инсан тәқи-турқини шәкилләндүриду; Шуниң билән у өйдә турушқа тәйяр қилиниду.
14 Mana u bir küni özi üchün kédir derexlirini késishke chiqidu! (U eslide archa we dub derexlirini élip özi üchün ormanliq arisigha tikip chong qilghanidi; U qarighaymu tikkenidi, yamghur uni ündürdi).
Мана у бир күни өзи үчүн кедир дәрәқлирини кесишкә чиқиду! (У әслидә арча вә дуб дәрәқлирини елип өзи үчүн орманлиқ арисиға тикип чоң қилған еди; У қариғайму тиккән еди, ямғур уни үндүрди).
15 Mushu yaghachlardin otun élinidu; Birsi uningdin élip, issinidu; Mana, u ot yéqip, nan yéqiwatidu; U yene uningdin élip bir ilahni yasaydu hem uninggha ibadet qilidu; Uni oyulghan mebud qilip uninggha bash uridu.
Мошу яғачлардин отун елиниду; Бириси униңдин елип, иссиниду; Мана, у от йеқип, нан йеқиватиду; У йәнә униңдин елип бир илаһни ясайду һәм униңға ибадәт қилиду; Уни оюлған мәбуд қилип униңға баш уриду.
16 Démek, yérimini otta köydüriwétidu; Yérimi bilen gösh yeydu; U kawab qilip qan’ghuche yeydu; Berheq, u issinip, öz-özige: — «Ah, rahetlinip issindimmen, otni körüwatimen!» — deydu.
Демәк, йеримини отта көйдүриветиду; Йерими билән гөш йәйду; У кавап қилип қанғичә йәйду; Бәрһәқ, у иссинип, өз-өзигә: — «Аһ, раһәтлинип иссиндиммән, отни көрүватимән!» — дәйду.
17 Biraq qalghini bilen u bir ilahni yasaydu; Bu uning mebudi bolidu; U uning aldigha yiqilip ibadet qilidu; U uninggha dua qilip: «Méni qutquzghaysen; Chünki sen méning ilahimdursen» — deydu.
Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду; Бу униң мәбуди болиду; У униң алдиға жиқилип ибадәт қилиду; У униңға дуа қилип: «Мени қутқузғайсән; Чүнки сән мениң илаһимдурсән» — дәйду.
18 Bu [kishiler] héch bilmeydu, héch chüshenmeydu; Chünki u ularni körmisun dep közlirini, Ularni chüshenmisun dep könglini suwaq bilen suwiwetken.
Бу [кишиләр] һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду; Чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини, Уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән.
19 Ulardin héchbiride mushularni könglige keltürüp: — «Yaghachning yérimini men otta köydürdüm, Yérimining choghliri üstide men nan yaqtim; Men kawabmu qilip yewaldim; Qalghinini bir lenetlik nerse qilamtim? Men bir parche yaghachqa bash uramtim!» — dégudek héch bilim yaki yorutulush yoqtur.
Улардин һеч биридә мошуларни көңлигә кәлтүрүп: — «Яғачниң йеримини мән отта көйдүрдүм, Йериминиң чоғлири үстидә мән нан яқтим; Мән кавапму қилип йәвалдим; Қалғинини бир ләнәтлик нәрсә қиламтим? Мән бир парчә яғачқа баш урамтим!» — дегудәк һеч билим яки йорутулуш йоқтур.
20 Uning yégini küllerdur! Uning köngli éziqturulghan! U öz-özini azdurdi! Shuning bilen u özining jénini qutquzalmaydu, Yaki: «Méning ong qolumda bir saxtiliq bar emesmu?» — déyelmeydu.
Униң йегини күлләрдур! Униң көңли езиқтурулған! У өз-өзини аздурди! Шуниң билән у өзиниң җенини қутқузалмайду, Яки: «Мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — дейәлмәйду.
21 Mushu ishlarni ésingde tut, i Yaqup, I Israil, chünki sen Méning qulumdursen; Men séni yasap shekillendürdüm; Sen Méning qulumdursen, i Israil, Sen Méning ésimdin héch chiqmaysen!
Мошу ишларни есиңдә тут, и Яқуп, И Исраил, чүнки сән Мениң қулумдурсән; Мән сени ясап шәкилләндүрдүм; Сән Мениң қулумдурсән, и Исраил, Сән Мениң есимдин һеч чиқмайсән!
22 Itaetsizlikliringni bulutni öchürüwetkendek, Gunahliringni tumanni öchürüwetkendek öchürüwettim; Méning yénimgha qaytip kel; Chünki Men séni hemjemetlik qilip hörlükke sétiwaldim.
Итаәтсизликлириңни булутни өчүрүвәткәндәк, Гуналириңни туманни өчүрүвәткәндәк өчүрүвәттим; Мениң йенимға қайтип кәл; Чүнки Мән сени һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалдим.
23 I asmanlar, naxsha éytinglar, chünki Perwerdigar shu ishni qilghan! I yerning tégiliri, shadlinip, yangranglar! I taghlar, ormanlar we ulardiki herbir derexler, Yangritip naxshilar éytinglar! Chünki Perwerdigar Yaqupni hemjemetlik qilip hörlükke sétiwaldi, U Israil arqiliq güzellikini körsitidu!».
И асманлар, нахша ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар шу ишни қилған! И йәрниң тегилири, шатлинип, яңраңлар! И тағлар, орманлар вә улардики һәр бир дәрәқләр, Яңритип нахшилар ейтиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалди, У Исраил арқилиқ гөзәллигини көрситиду!».
24 «Séning Hemjemet-Qutquzghuching bolghan, séni baliyatquda yasap shekillendürgen Perwerdigar mundaq deydu: — Men bolsam hemmini Yaratquchi, Asmanlarni yalghuz kergenmen, Öz-özümdinla yer-zéminni yayghan Perwerdigardurmen;
«Сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болған, сени балиятқуда ясап шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән болсам һәммини Яратқучи, Асманларни ялғуз кәргәнмән, Өз-өзүмдинла йәр-зиминни яйған Пәрвәрдигардурмән;
25 (U bolsa yalghan [peyghemberlerning] bésharetlirini bikar qilghuchi, Palchilarni qaymuqturghuchi, Danalarni yolidin yandurghuchi, Ularning bilimlirini nadanliqqa aylandurghuchi;
(У болса ялған [пәйғәмбәрләрниң] бешарәтлирини бекар қилғучи, Палчиларни қаймуқтурғучи, Даналарни йолидин яндурғучи, Уларниң билимлирини наданлиққа айландурғучи;
26 Öz qulining sözini emelge ashurghuchi, Rosul-elchilirining nesihetlirini muweppeqiyetlik qilghuchi, Yérusalémgha: «Sen ahalilik bolisen», Yehuda sheherlirige: «Qaytidin qurulisiler; xarabenglarni eslige keltürimen» — dégüchi;
Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи, Расул-әлчилириниң несиһәтлирини мувәппәқийәтлик қилғучи, Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән», Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи;
27 Chongqur déngizgha: «Quruq bol, Deryaliringni qurutimen» — dégüchi;
Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол, Дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;
28 Hem Qoresh toghrisida: «U Méning qoy padichim, u Méning könglümdikige toluq emel qilip, Yérusalémgha: «Qurulisen», Hem ibadetxanigha: «Séning ulung sélinidu» deydu» — dégüchidur): —
Һәм Қорәш тоғрисида: «У Мениң қой падичим, у Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», Һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур): —