< Yeshaya 2 >

1 Bular Amozning oghli Yeshaya Yérusalém we Yehuda toghrisida körgen kalamdur: —
Булар Амозниң оғли Йәшая Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида көргән каламдур: —
2 Axir zamanlarda, Perwerdigarning öyi jaylashqan tagh taghlarning béshi bolup békitilidu, Hemme döng-égizlktin üstün qilip kötürülidu; Barliq eller uninggha qarap éqip kélishidu.
Ахир заманларда, Пәрвәрдигарниң өйи җайлашқан тағ тағларниң беши болуп бекитилиду, Һәммә дөң-егизлктин үстүн қилип көтирилиду; Барлиқ әлләр униңға қарап еқип келишиду.
3 Nurghun xelq-milletler chiqip bir-birige: — «Kélinglar, biz Perwerdigarning téghigha, Yaqupning Xudasining öyige chiqqayli; U Öz yolliridin bizge ögitidu, Biz Uning teriqiliride mangimiz» — déyishidu. — Chünki qanun-yolyoruq Ziondin, Perwerdigarning söz-kalami Yérusalémdin chiqidighan bolidu.
Нурғун хәлиқ-милләтләр чиқип бир-биригә: — «Келиңлар, биз Пәрвәрдигарниң теғиға, Яқупниң Худасиниң өйигә чиққайли; У Өз йоллиридин бизгә үгитиду, Биз Униң тәриқилиридә маңимиз» — дейишиду. — Чүнки қанун-йолйоруқ Зиондин, Пәрвәрдигарниң сөз-калами Йерусалимдин чиқидиған болиду.
4 U eller arisida höküm chiqiridu, Nurghun xelqlerning heq-naheqlirige késim qilidu; Buning bilen ular qilichlirini sapan chishliri, Neyzilirini orghaq qilip soqushidu; Bir el yene bir elge qilich kötürmeydu, Ular hem yene urushni ögenmeydu.
У әлләр арисида һөкүм чиқириду, Нурғун хәлиқләрниң һәқ-наһәқлиригә кесим қилиду; Буниң билән улар қиличлирини сапан чишлири, Нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; Бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, Улар һәм йәнә урушни үгәнмәйду.
5 — «I Yaqup jemetidikiler, Kélinglar, Perwerdigarning nurida mangayli!».
— «И Яқуп җәмәтидикиләр, Келиңлар, Пәрвәрдигарниң нурида маңайли!».
6 — Sen Öz xelqing bolghan Yaqup jemetini tashlap qoydung; Chünki ular sherqtiki xurapatlar bilen tolduruldi; Ular Filistiylerdek pal salidu; Ular chet’ellikler bilen qol tutushidu;
— Сән Өз хәлқиң болған Яқуп җәмәтини ташлап қойдуң; Чүнки улар шәриқтики хурапатлар билән толдурулди; Улар Филистийләрдәк пал салиду; Улар чәт әлликләр билән қол тутушиду;
7 Zémini bolsa altun-kümüshke tolup ketti; Bayliqliri tügimes; Yer-zémini atlarghimu tolup ketti, Jeng harwiliri hem tügimes;
Зимини болса алтун-күмүчкә толуп кәтти; Байлиқлири түгимәс; Йәр-зимини атларғиму толуп кәтти, Җәң һарвулири һәм түгимәс;
8 Zémini butlar bilenmu liq bolup ketti; Ular öz qolliri bilen yasighanlirigha, Barmaqliri bilen shekillendürgenlirige sejde qilishidu.
Зимини бутлар биләнму лиқ болуп кәтти; Улар өз қоллири билән ясиғанлириға, Бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә сәҗдә қилишиду.
9 Shuning bilen puqralar égildürülidu, Mötiwerlermu töwen qilinidu; Sen ularning qeddini ruslimaysen hem héch kechürüm qilmaysen.
Шуниң билән пухралар егилдүрүлиду, Мөтивәрләрму төвән қилиниду; Сән уларниң қәддини руслимайсән һәм һеч кәчүрүм қилмайсән.
10 Emdi Perwerdigarning wehshitidin, Heywisining shan-sheripidin özüngni qachur, [Xada] tashlar ichige kiriwal, Topa-changlar ichige möküwal!
Әнди Пәрвәрдигарниң вәһшитидин, Һәйвисиниң шан-шәривидин өзүңни қачур, [Хада] ташлар ичигә киривал, Топа-чаңлар ичигә мөкүвал!
11 Chünki ademning tekebbur közliri yerge qaritilidu, Insanlarning hakawurluqi pes qilinidu; Shu künide yalghuz Perwerdigarla üstün dep medhiyilinidu.
Чүнки адәмниң тәкәббур көзлири йәргә қаритилиду, Инсанларниң һакавурлуғи пәс қилиниду; Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
12 Chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning shundaq bir küni teyyar turidu: — Shu küni herbir tekebbur we memedanlarning üstige, Özini yuqiri sanighanlarning üstige chüshidu (Shuning bilen ularning hemmisi pes qilinidu!),
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шундақ бир күни тәйяр туриду: — Шу күни һәр бир тәкәббур вә мәмәданларниң үстигә, Өзини жуқури саниғанларниң үстигә чүшиду (Шуниң билән уларниң һәммиси пәс қилиниду!),
13 Shuningdek Liwanning égiz, pelekke yétidighan barliq kédir derexlirining üstige, Bashandiki barliq dub derexlirining üstige,
Шуниңдәк Ливанниң егиз, пәләккә йетидиған барлиқ кедир дәрәқлириниң үстигә, Башандики барлиқ дуб дәрәқлириниң үстигә,
14 Égiz taghlarning hemmisige, Yuqiri kötürülgen barliq dönglerning üstige,
Егиз тағларниң һәммисигә, Жуқири көтирилгән барлиқ дөңләрниң үстигә,
15 Herbir heywetlik munarning üstige, Herbir mustehkem sépilning üstige,
Һәр бир һәйвәтлик мунарниң үстигә, Һәр бир мустәһкәм сепилниң үстигә,
16 Tarshishtiki herbir soda kémisining üstige, Shundaqla barliq güzel kéme gewdisining üstige shu küni chüshüshke teyyar turidu.
Таршиштики һәр бир сода кемисиниң үстигә, Шундақла барлиқ гөзәл кемә гәвдисиниң үстигә шу күни чүшүшкә тәйяр туриду.
17 Ademlerning körengliki töwen qilinip chüshürülüp, Insanlarning tekebburliqi pes qilinidu, Shu künide yalghuz Perwerdigarla üstün dep medhiyilinidu.
Адәмләрниң көрәңлиги төвән қилинип чүшүрүлүп, Инсанларниң тәкәббурлиғи пәс қилиниду, Шу күнидә ялғуз Пәрвәрдигарла үстүн дәп мәдһийилиниду.
18 Butlar bolsa hemmisi közdin yoqilidu.
Бутлар болса һәммиси көздин йоқилиду.
19 Perwerdigar yerni dehshetlik silkindürüshke ornidin turidighan chaghda, Ular özlirini Uning wehshitidin, Uning heywisining shan-sheripidin qachurup, Xada tash gharlirining ichige, Yer yüzidiki öngkürlerge kiriwalidu;
Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш ғарлириниң ичигә, Йәр йүзидики өңкүрләргә киривалиду;
20 Shu künide kishiler özige choqunushqa yasighan kümüsh butliri we altun butlirini qarighu chashqanlargha we sheperenglerge tashlap béridu;
Шу күнидә кишиләр өзигә чоқунушқа ясиған күмүч бутлири вә алтун бутлирини қариғу чашқанларға вә шәпәрәңләргә ташлап бериду;
21 Perwerdigar yerni dehshetlik silkindürüshke ornidin turidighan chaghda, Ular özlirini Uning wehshitidin, Uning heywisining shan-sheripidin qachurup, Xada tash chaklirining ichige, Yarlarning yériqlirigha kiriwalidu;
Пәрвәрдигар йәрни дәһшәтлик силкиндүрүшкә орнидин туридиған чағда, Улар өзлирини Униң вәһшитидин, Униң һәйвисиниң шан-шәривидин қачуруп, Хада таш чаклириниң ичигә, Ярларниң йериқлириға киривалиду;
22 Ümidinglarni nepisi dimighidila turidighan insandin üzünglar, Chünki insan zadi néme idi?!
Үмүтүңларни нәпәси димиғидила туридиған инсандин үзүңлар, Чүнки инсан зади немә еди?!

< Yeshaya 2 >