< Yeshaya 13 >
1 Amozning oghli Yeshaya körgen, shundaqla uninggha yüklen’gen Babil toghrisidiki wehiy: —
Амозниң оғли Йәшая көргән, шундақла униңға жүкләнгән Бабил тоғрисидики вәһий: —
2 [Babil] aqsöngeklirining qowuqlardin ötüp kirishi üchün, Qaqas tagh üstide tugh kötürünglar, Ularni yuqiri awazda chaqiringlar, Qolunglarni pulanglitip isharet qilinglar.
[Бабил] ақсүнәклириниң қовуқлардин өтүп кириши үчүн, Қақас тағ үстидә туғ көтириңлар, Уларни жуқури авазда чақириңлар, Қолуңларни пулаңлитип ишарәт қилиңлар.
3 Men bolsam, mexsus tallighanlirimgha buyruq chüshürgenmen, Öz palwanlirimni, yeni tekebburluqtin yayrap ketken ademlirimni ghezipimni beja keltürüshke chaqirdim.
Мән болсам, мәхсус таллиғанлиримға буйруқ чүшүргәнмән, Өз палванлиримни, йәни тәкәббурлуқтин яйрап кәткән адәмлиримни ғәзивимни беҗа кәлтүрүшкә чақирдим.
4 Anglanglar, büyük bir elning ademliridek top-top ademlerning taghlarda yangratqan qiyqas-sürenlirini, Hemme el-yurtlar we padishahliqlar [jengge] yighilip dolqunlatqan qaynam-tashqinliqni! Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar qoshunlarni jengge yighidu.
Аңлаңлар, бүйүк бир әлниң адәмлиридәк топ-топ адәмләрниң тағларда яңратқан қийқас-сүрәнлирини, Һәммә әл-жутлар вә падишалиқлар [җәңгә] жиғилип долқунлатқан қайнам-ташқинлиқни! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қошунларни җәңгә жиғиду.
5 Ular, yeni Perwerdigar we Öz ghezipining qoralliri, Yiraq yurttin, hetta asmanlarning qeridinmu pütkül jahanni halak qilishqa kelgen.
Улар, йәни Пәрвәрдигар вә Өз ғәзивиниң қураллири, Жирақ жуттин, һәтта асманларниң қәридинму пүткүл җаһанни һалак қилишқа кәлгән.
6 Peryad chékip huwlanglar! Chünki Perwerdigarning küni yéqinlashti; U Hemmige qadirdin kélidighan halakettek kélidu.
Пәряд чекип һувлаңлар! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти; У Һәммигә қадирдин келидиған һалакәттәк келиду.
7 Buningdin herbir qol boshiship kétidu, Hemme ademning yüriki érip kétidu.
Буниңдин һәр бир қол бошишип кетиду, Һәммә адәмниң жүриги ерип кетиду.
8 Ular wehimige chüshidu; Azab-oqubet we qayghu-hesret ularni qaplaydu, Tolghiqi tutqan ayaldek ular tolghinip kétidu, Ular bir-birige wehime ichide tikilip qarishidu; Yüzliri bolsa yalqundek qizirip kétidu.
Улар вәһимигә чүшиду; Азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәт уларни қаплайду, Толғиғи тутқан аялдәк улар толғинип кетиду, Улар бир-биригә вәһимә ичидә тикилип қаришиду; Йүзлири болса ялқундәк қизирип кетиду.
9 Mana Perwerdigarning küni kélidu, Shu kün jimi yer-jahanni weyran qilishqa, Rehimsiz bolup, ghezep we qehr bilen tolghandur; U gunahkarlarni jahandin yoqitidu.
Мана Пәрвәрдигарниң күни келиду, Шу күн җими йәр-җаһанни вәйран қилишқа, Рәһимсиз болуп, ғәзәп вә қәһр билән толғандур; У гунакарларни җаһандин йоқитиду.
10 Chünki asmandiki yultuzlar hem yultuz türkümliri nurini bermeydu; Quyash bolsa chiqipla qarangghulishidu, Aymu héch yorumaydu.
Чүнки асмандики юлтузлар һәм юлтуз түркүмлири нурини бәрмәйду; Қуяш болса чиқипла қараңғулишиду, Айму һеч йорумайду.
11 Men dunyani rezilliki üchün, Qebihlerni gunahliri üchün jazalaymen; Hakawurlarning tekebburluqini tügel yoqitimen; Zorawanlarning kibirlirini pes qilimen.
Мән дунияни рәзиллиги үчүн, Қәбиһләрни гуналири үчүн җазалаймән; Һакавурларниң тәкәббурлуғини түгәл йоқитимән; Зораванларниң кибирлирини пәс қилимән.
12 Men insanlarni sap altundin az qilimen, Ademni hetta Ofirdiki altundin az qilimen.
Мән инсанларни сап алтундин аз қилимән, Адәмни һәтта Офирдики алтундин аз қилимән.
13 Shunga samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning ghezipide, Uning qaynighan qehrlik künide, Men [Xuda] asmanlarni tewritimen, Yer bolsa öz ornidin yötkilidu;
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң ғәзивидә, Униң қайниған қәһрлик күнидә, Мән [Худа] асманларни тәвритимән, Йәр болса өз орнидин йөткилиду;
14 Shunga owlan’ghan bir jerendek, Héchkim yighmaydighan bir padidek, Herbirsi öz el-jamaitini izdep ketmekchi bolidu, Herbiri öz yurt-makanigha qachmaqchi bolidu;
Шуңа овланған бир җәрәндәк, Һеч ким жиғмайдиған бир падидәк, Һәр бирси өз әл-җамаитини издәп кәтмәкчи болиду, Һәр бири өз жут-маканиға қачмақчи болиду;
15 Qéchip tutulghanlarning hemmisi sanjip öltürülidu; Esirge chüshkenlermu qilichlinidu.
Қечип тутулғанларниң һәммиси санҗип өлтүрүлиду; Әсиргә чүшкәнләрму қиличлиниду.
16 Ularning balilirimu köz aldida pare-pare qilinidu; Ularning öyliri bulang-talang qilinidu, Ayallirimu ayagh asti qilinidu.
Уларниң балилириму көз алдида парә-парә қилиниду; Уларниң өйлири булаң-талаң қилиниду, Аяллириму аяқ асти қилиниду.
17 Mana, Men ulargha qarshi turushqa Médialiqlarni qozghaymen, Ular kümüshlerge héch qarimaydu, Altundin bolsa ular zoq almaydu.
Мана, Мән уларға қарши турушқа Медиалиқларни қозғаймән, Улар күмүчләргә һеч қаримайду, Алтундин болса улар зоқ алмайду.
18 Ularning oqyaliri yigitlerni ötme-töshük qiliwétidu, Ular baliyatquning méwisige héch rehim qilmaydu, Közliri balilarni héch ayimaydu.
Уларниң оқялири жигитләрни өтмә-төшүк қиливетиду, Улар балиятқуниң мевисигә һеч рәһим қилмайду, Көзлири балиларни һеч айимайду.
19 Padishahliqlarning göhiri, Kaldiylerning pexirlinidighan güzelliki bolghan Babil bolsa, Xudaning Sodom we Gomorra sheherlirini örüwetkinige oxshash bolidu.
Падишаһлиқларниң гөһири, Калдийләрниң пәхирлинидиған гөзәллиги болған Бабил болса, Худаниң Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинигә охшаш болиду.
20 U yerde héchkim hergiz turmaydu, Dewrdin-dewrgiche u ademzatsiz qalidu. Erebler bolsa shu yerde chédir tikmeydu, Malchilar padilirini shu yerde yatquzmaydu.
У йәрдә һеч ким һәргиз турмайду, Дәвирдин-дәвиргичә у адәмзатсиз қалиду. Әрәбләр болса шу йәрдә чедир тикмәйду, Малчилар падилирини шу йәрдә ятқузмайду.
21 Biraq chöl-bayawandiki janiwarlar shu yerde qonidu, Ularning [xarab] öylirige huwlaydighan mexluqlar tolidu, Huwqushlar shu yerde makanlishidu, «Öchke jin»lar sekrep oynaqlishidu.
Бирақ чөл-баявандики җаниварлар шу йәрдә қониду, Уларниң [харап] өйлиригә һувлайдиған мәхлуқлар толиду, Һувқушлар шу йәрдә маканлишиду, «Өшкә җин»лар сәкрәп ойнақлишиду.
22 Yawayi itlar qel’e-qorghanlarda, Chilböriler uning heshemetlik ordilirida huwlishidu, Berheq, uning waqti toshushqa az qaldi, Uning künliri uzun’gha barmaydu.
Явайи иштлар қәлъә-қорғанларда, Чилбөриләр униң һәшәмәтлик ордилирида һувлишиду, Бәрһәқ, униң вақти тошушқа аз қалди, Униң күнлири узунға бармайду.