< Hoshiya 1 >

1 Perwerdigarning kalami — Uzziya, Yotam, Ahaz we Hezekiyalar Yehudagha, Yoashning oghli Yeroboam Israilgha padishah bolghan waqitlarda, kalam Beerining oghli Hoshiyagha keldi;
Пәрвәрдигарниң калами — Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, калам Бәәриниң оғли Һошияға кәлди;
2 Perwerdigarning Hoshiya arqiliq kelgen sözining bashlinishi — Perwerdigar Hoshiyagha: «Barghin, pahishilikke bérilgen bir ayalni emringge alghin, pahishiliktin bolghan balilarni öz qolunggha alghin; chünki zémin Perwerdigardin waz kéchip pahishilikke pütünley bérildi» dédi.
Пәрвәрдигарниң Һошия арқилиқ кәлгән сөзиниң башлиниши — Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди.
3 Shuning bilen u bérip Diblaimning qizi Gomerni emrige aldi; ayal uningdin hamilidar bolup bir oghul tughdi.
Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди.
4 Perwerdigar uninggha: «Uning ismini «Yizreel» dep qoyghin; chünki yene azghina waqit ötkende, Men «Yizreel»ning qénining intiqamini Yehuning jemeti üstige qoyimen we Israil jemetining padishahliqigha xatime bérimen.
Пәрвәрдигар униңға: «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин; чүнки йәнә азғина вақит өткәндә, Мән «Йизрәәл»ниң қениниң интиқамини Йәһуниң җәмәти үстигә қойимән вә Исраил җәмәтиниң падишалиғиға хатимә беримән.
5 We shu künide emelge ashuruliduki, Men Israilning oqyasini Yizreel jilghisida sundiriwétimen».
Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, Мән Исраилниң оқясини Йизрәәл җилғисида сундириветимән».
6 [Gomer] yene hamilidar bolup, qiz tughdi. Perwerdigar Hoshiyagha: «Uning ismini «Lo-ruhamah» dep qoyghin; chünki Men Israil jemetige ikkinchi rehim qilmaymen, ularni qet’iy kechürüm qilmaymen;
[Гомәр] йәнә һамилдар болуп, қиз туғди. Пәрвәрдигар Һошияға: «Униң исмини «Ло-руһамаһ» дәп қойғин; чүнки Мән Исраил җәмәтигә иккинчи рәһим қилмаймән, уларни қәтъий кәчүрүм қилмаймән;
7 Biraq Yehuda jemetige rehim qilimen we ularning Xudasi bolghan Perwerdigar arqiliq ularni qutquzimen; ularni oqyasiz, qilichsiz, jengsiz, atlarsiz we atliq eskersiz qutquzimen» — dédi.
Бирақ Йәһуда җәмәтигә рәһим қилимән вә уларниң Худаси болған Пәрвәрдигар арқилиқ уларни қутқузимән; уларни оқясиз, қиличсиз, җәңсиз, атларсиз вә атлиқ әскәрсиз қутқузимән» — деди.
8 Gomer Lo-ruhamahni emchektin ayrighandin kéyin yene hamilidar bolup oghul tughdi;
Гомәр Ло-руһамаһни әмчәктин айриғандин кейин йәнә һамилдар болуп оғул туғди;
9 [Reb]: «Uning ismini: «Lo-ammi» dep qoyghin; chünki siler Méning xelqim emes we Men silerge [Perwerdigar] bolmaymen» dédi.
[Рәб]: «Униң исмини: «Ло-амми» дәп қойғин; чүнки силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мән силәргә [Пәрвәрдигар] болмаймән» деди.
10 — Biraq Israilning balilirining sani déngizdiki qumdek bolup, uni ölchigili yaki sanighili bolmaydu; «Siler méning xelqim emessiler» déyilgen jayda shu emelge ashuruliduki, ulargha: «[Siler] tirik Tengrining oghulliri!» — déyilidu.
— Бирақ Исраилниң балилириниң сани деңиздики қумдәк болуп, уни өлчигили яки саниғили болмайду; «Силәр мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда шу әмәлгә ашурулидуки, уларға: «[Силәр] тирик Тәңриниң оғуллири!» — дейилиду.
11 Israil baliliri we Yehuda baliliri birge yighilidu, özlirige birla bashni tikleydu we turghan zémindin chiqidu; chünki «Yizreelning küni» ulughdur! Aka-ukiliringlargha «Ammi! ([Méning xelqim]!)» we singilliringlargha «Ruhamah! ([rehim qilin’ghan]!)» — denglar!
Исраил балилири вә Йәһуда балилири биргә жиғилиду, өзлиригә бирла башни тикләйду вә турған зиминдин чиқиду; чүнки «Йизрәәлниң күни» улуқдур! Ака-укилириңларға «Амми! ([Мениң хәлқим]!)» вә сиңиллириңларға «Руһамаһ! ([рәһим қилинған]!)» — дәңлар!

< Hoshiya 1 >