< Hoshiya 11 >
1 Israil bala chéghida, Men uni söydüm, Shuning bilen oghlumni Misirdin chiqishqa chaqirdim.
Исраил бала чеғида, Мән уни сөйдүм, Шуниң билән оғлумни Мисирдин чиқишқа чақирдим.
2 Biraq ular [xelqimni] chaqiriwidi, Ular derhal huzurumdin chiqip ketti; Ular «Baal»largha qurbanliq qilishqa bashlidi, Oyma mebudlargha isriq saldi.
Бирақ улар [хәлқимни] чақиривиди, Улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти; Улар «Баал»ларға қурбанлиқ қилишқа башлиди, Ойма мәбудларға исриқ салди.
3 Efraimgha méngishni ögetküchi Özüm idim, Uning qolini tutup we yölep — Biraq özini saqaytquchining Men ikenlikimni ular bilmidi.
Әфраимға меңишни үгәткүчи Өзүм едим, Униң қолини тутуп вә йөләп — Бирақ өзини сақайтқучиниң Мән екәнлигимни улар билмиди.
4 Men adimetchilikning köyünüsh rishtiliri bilen, Söygüning tarliri bilen ularning könglini tartiwaldim; Men ulargha xuddi éngikidin boyunturuqni éliwetküchi birsidek bolghanmen, Égilip Özüm ularni ozuqlandurghanmen.
Мән адимәтчиликниң көйүнүш риштилири билән, Сөйгүниң тарлири билән уларниң көңлини тартивалдим; Мән уларға худди еңигидин боюнтуруқни еливәткүчи бирисидәк болғанмән, Егилип Өзүм уларни озуқландурғанмән.
5 Ular Misirgha qaytidighan bolmamdu? Asuriyelik derweqe ularning padishahi bolidighan emesmu? — Chünki ular yénimgha qaytishni ret qildi!
Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму? — Чүнки улар йенимға қайтишни рәт қилди!
6 Qilich uning sheherliride heryan oynitilidu; [Derwazisidiki] tömür baldaqlarni weyran qilip yep kétidu; Bu öz eqillirining kasapitidur!
Қилич униң шәһәрлиридә һәрян ойнитилиду; [Дәрвазисидики] төмүр балдақларни вәйран қилип йәп кетиду; Бу өз әқиллириниң касапитидур!
7 Berheq, Méning xelqim Mendin chetlep kétishke meptun boldi; Ular Hemmidin Aliy Bolghuchigha nida qilip chaqirsimu, Lékin héchkim ularni kötürmeydu.
Бәрһәқ, Мениң хәлқим Мәндин чәтләп кетишкә мәптун болди; Улар Һәммидин Алий Болғучиға нида қилип чақирсиму, Лекин һеч ким уларни көтәрмәйду.
8 Men qandaqmu séni tashlap qoyimen, i Efraim? Men qandaqmu séni [düshmen’ge] tapshurimen, i Israil?! Qandaqmu séni Admah shehiridek qilimen?! Séni qandaqmu Zeboim shehiridek bir terep qilimen?! Qelbim ich-baghrimda qaynap kétiwatidu, Méning barliq rehimdilliqim qozghiliwatidu!
Мән қандақму сени ташлап қойимән, и Әфраим? Мән қандақму сени [дүшмәнгә] тапшуримән, и Исраил?! Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?! Қәлбим ич-бағримда қайнап кетиватиду, Мениң барлиқ рәһимдиллиғим қозғиливатиду!
9 Ghezipimning qehrini yürgüzmeymen, Ikkinchi yene Efraimni yoqatmaymen; Chünki Men insan emes, Tengridurmen, — Yeni arangda bolghan pak-muqeddes Bolghuchidurmen; Men derghezep bilen kelmeymen.
Ғәзивимниң қәһрини жүргүзмәймән, Иккинчи йәнә Әфраимни йоқатмаймән; Чүнки Мән инсан әмәс, Тәңридурмән, — Йәни араңда болған пак-муқәддәс Болғучидурмән; Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән.
10 Ular Perwerdigarning keynidin mangidu; U shirdek hörkireydu; U hörkirigende, emdi baliliri gherbtin titrigen halda kélidu;
Улар Пәрвәрдигарниң кәйнидин маңиду; У ширдәк һөкирәйду; У һөкиригәндә, әнди балилири ғәриптин титригән һалда келиду;
11 Ular Misirdin qushtek, Asuriye zéminidin paxtektek titrigen halda chiqip kélidu; Shuning bilen ularni öz öylirige makanlashturimen, — deydu Perwerdigar.
Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; Шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Efraim Méni yalghan gepliri bilen kömüwétidu; Yehudamu Tengrige, yeni ishenchlik, Pak-Muqeddes Bolghuchigha tuturuqsiz boldi.
Әфраим Мени ялған гәплири билән көмүветиду; Йәһудаму Тәңригә, йәни ишәшлик, Пак-Муқәддәс Болғучиға тутуруқсиз болди.