< Ibraniylargha 3 >

1 Shundaq iken, ey muqeddes qérindashlar, ershtin bolghan chaqiriqqa ortaq nésip bolghanlar, özimiz étirap qilghan Rosul we Bash Qahin, yeni Eysagha köngül qoyup qaranglar.
Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар.
2 Xuddi Musa [peyghember] Xudaning pütün ailiside xizmet qilghanda Xudagha sadiq bolghandek, umu özini teyinlep xizmetke Qoyghuchigha sadiq boldi.
Худди Муса [пәйғәмбәр] Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди.
3 Lékin öyni berpa qilghuchi özi berpa qilghan öydinmu artuq shöhretke sazawer bolghinidek, Umu Musadin artuq shan-sherepke layiqtur.
Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.
4 Chünki hemme öyning berpa qilghuchisi bardur; lékin pütün mewjudatning berpa qilghuchisi bolsa Xudadur.
Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.
5 Musa bolsa xizmetkar salahiyiti bilen Xudaning pütün ailiside sadiqliq bilen kéyinki ashkarilinidighan ishlargha guwahliq bérish xizmitini qilghan.
Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған.
6 Lékin Mesih bolsa Xudaning ailisige Oghul salahiyiti bilen höküm süridu; we eger biz jasaritimiz we ümidimizdin bolghan iptixarliqni axirghiche ching tutsaq, derweqe Xudaning ashu ailisige tewe bolghan bolimiz.
Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз.
7 Shunga, [muqeddes yazmilarda] Muqeddes Rohning déginidek, Bügün, eger siler [Xudaning] awazini anglisanglar,
Шуңа, [муқәддәс язмиларда] Муқәддәс Роһниң дегинидәк, Бүгүн, әгәр силәр [Худаниң] авазини аңлисаңлар,
8 Eyni chaghlarda Uni ghezeplendürüp, chöl-bayawanda Uni sinighan künidikidek, Yürikinglarni qattiq qilmanglar!
Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!
9 Mana shu yerde ata-bowiliringlar Méni sinidi, ispatlidi hem Méning qilghanlirimni qiriq yil körüp kelgenidi.
Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.
10 Men shu dewrdin bizar bolup: — «Bular könglide daim adashqanlar, Méning yollirimni héch bilip yetmigen.
Мән шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә дайим адашқанлар, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән.
11 Shunga Men ghezeplinip qesem ichip: — «Ular Méning aramliqimgha qet’iy kirmeydu» dédim».
Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим».
12 Emdi qérindashlar, héchqaysinglarda yaman niyetlik we étiqadsiz qelb bolmisun, shundaqla uning menggü hayat Xudadin yüz örümeslikige köngül bölünglar;
Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар;
13 peqet «bügün»la bolidiken, héchqaysinglar gunahning azdurushliri bilen könglünglarning qattiqlashmasliqi üchün her küni bir-biringlarni jékilenglar.
пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар.
14 Desleptiki xatirjemlikimizni axirghiche ching tutsaqla, derweqe Mesih bilen shérik bolghan bolimiz.
Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.
15 Yuqirida éytilghinidek: — «Bügün, eger siler [Xudaning] awazini anglisanglar, Eyni chaghlarda [Uni] ghezeplendürgen künidikidek, Yürikinglarni qattiq qilmanglar!»
Жуқирида ейтилғинидәк: — «Бүгүн, әгәр силәр [Худаниң] авазини аңлисаңлар, Әйни чағларда [Уни] ғәзәпләндүргән күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»
16 (Emdi Uning awazini anglap turup, Uni ghezeplendürgenler kimler idi? Musa peyghemberning yétekchilikide Misirdin [qutulup] chiqqan ashu [Israillarning] hemmisi emesmu?
(Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин [қутулуп] чиққан әшу [Исраилларниң] һәммиси әмәсму?
17 U qiriq yil kimlerge ghezeplendi? Yenila shu gunah ötküzüp, yiqilip jesetliri chölde qalghanlargha emesmu?
У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?
18 Shundaqla U kimlerge Öz aramliqimgha qet’iy kirmeysiler dep qesem qildi? Özige itaet qilmighanlarni emesmu?
Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму?
19 Shunga bulardin körüwalalaymizki, ularning [aramliqqa] kirmesliki étiqadsizliqi tüpeylidin idi).
Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң [арамлиққа] кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).

< Ibraniylargha 3 >