< Ibraniylargha 12 >

1 Emdi etirapimizda guwahchilar shunche chong buluttek bizni oruwalghachqa, herxil éghir yük hem bizge asanla chirmishiwalidighan gunahni chörüp tashlap, aldimizgha qoyulghan yügürüsh yolini chidamliq bilen bésip yügüreyli; buningda közimizni étiqadimizning Yol Bashlighuchisi we Takamullashturghuchisi bolghan Eysagha tikeyli. U Özini kütken xushalliq üchün krésttiki azabqa berdashliq berdi hem uningda bolghan haqaretke pisent qilmidi. Shuning bilen U Xudaning textining ong teripide olturghuzuldi.
Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа, һәр хил еғир жүк һәм бизгә асанла чирмишивалидиған гунани чөрүп ташлап, алдимизға қоюлған жүгүрүш йолини чидамлиқ билән бесип жүгүрәйли; буниңда көзимизни етиқатимизниң Йол Башлиғучиси вә Такамуллаштурғучиси болған Әйсаға тикәйли. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн кресттики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм униңда болған һақарәткә писәнт қилмиди. Шуниң билән У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарғузулди.
2
3 Könglünglerning hérip sowup ketmesliki üchün, gunahkarlarning shunche qattiq xorlashlirigha berdashliq Bergüchini köngül qoyup oylanglar.
Көңлүңләрниң һерип совуп кәтмәслиги үчүн, гунакарларниң шунчә қаттиқ хорлашлириға бәрдашлиқ Бәргүчини көңүл қоюп ойлаңлар.
4 Gunahqa qarshi küreshlerde téxi qan aqquzush derijisige bérip yetmidinglar.
Гунаға қарши күрәшләрдә техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар.
5 Xudaning silerge Öz perzentlirim dep jékileydighan [muqeddes yazmilardiki] munu sözlirini untudunglar: — «I oghlum, Perwerdigarning terbiyisige sel qarima, Eyiblen’giningde könglüng sowup ketmisun,
Худаниң силәргә Өз пәрзәнтлирим дәп җекиләйдиған [муқәддәс язмилардики] муну сөзлирини унтудуңлар: — «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун,
6 Chünki Perwerdigar söyginige terbiye béridu, Méning oghlum dep qobul qilghanlarning hemmisini derrileydu».
Чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду».
7 Azab chekkininglarni Xudaning terbiyisi dep bilip, uninggha berdashliq béringlar. Chünki silerning terbiye élishinglarning özi Xudaning silerni oghlum dep muamile qilghanliqini körsitidu. Qaysi perzent atisi teripidin terbiyilenmeydu?
Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдашлиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни оғлум дәп муамилә қилғанлиғини көрситиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмәйду?
8 Emdi [Xudaning] terbiyilishide herbir perzentining öz ülüshi bar; lékin bu ish silerde kem bolsa heqiqiy oghulliridin emes, belki haramdin bolghan perzenti bolup chiqisiler.
Әнди [Худаниң] тәрбийилишидә һәр бир пәрзәнтиниң өз үлүши бар; лекин бу иш силәрдә кам болса һәқиқий оғуллиридин әмәс, бәлки һарамдин болған пәрзәнти болуп чиқисиләр.
9 Uning üstige hemmimizning özimizge terbiye bergen et jehettiki atilirimiz bar, biz ularnimu hörmetlep kelduq. Shundaq iken, rohlarning atisigha téximu itaet qilmamduq? Shundaqta hayatimiz yashnimamdu?
Униң үстигә һәммимизниң өзимизгә тәрбийә бәргән әт җәһәттики атилиримиз бар, биз уларниму һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, роһларниң атисиға техиму итаәт қилмамдуқ? Шундақта һаятимиз яшнимамду?
10 Et jehettiki atilirimiz berheq peqet özi muwapiq körgen yol boyiche azghine waqit bizni terbiyiligen. Lékin U bolsa bizge paydiliq bolsun dep, pak-muqeddeslikidin muyesser bolushimiz üchün terbiyileydu.
Әт җәһәттики атилиримиз бәрһәқ пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә азғинә вақит бизни тәрбийилигән. Лекин У болса бизгә пайдилиқ болсун дәп, пак-муқәддәслигидин муйәссәр болушимиз үчүн тәрбийиләйду.
11 Emdi qattiq terbiye bérilgen waqtida ademni xush qilmaydu, eksiche ademni qayghugha chömdüridu; biraq buning bilen tüzelgenlerge u kéyin heqqaniyliqtin chiqqan tinch-xatirjemlikning méwisini béridu.
Әнди қаттиқ тәрбийә берилгән вақтида адәмни хуш қилмайду, әксичә адәмни қайғуға чөмдүриду; бирақ буниң билән түзәлгәнләргә у кейин һәққанийлиқтин чиққан тинич-хатирҗәмликниң мевисини бериду.
12 Shuning üchün, «Télip sanggilighan qolunglarni, zeipliship ketken tizinglarni ruslanglar»
Шуниң үчүн, «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»
13 we «aqsaq»larning pükülüp qalmay, belki shipa tépishi üchün pütliringlarni tüz yollarda mangdurunglar.
вә «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар.
14 Barliq kishiler bilen inaq ötüshke we pak-muqeddes yashashqa intilinglar; muqeddes bolmighan kishi hergiz Rebni körelmeydu.
Барлиқ кишиләр билән енақ өтүшкә вә пак-муқәддәс яшашқа интилиңлар; муқәддәс болмиған киши һәргиз Рәбни көрәлмәйду.
15 Oyghaq turunglarki, héchkim Xudaning méhir-shepqitidin mehrum qalmisun; aranglarda silerge ish tapquzup silerni köydüridighan, shundaqla köp ademlerni bulghap napak bolushqa seweb bolidighan birer öch-adawet yiltizi ünmisun.
Ойғақ туруңларки, һеч ким Худаниң меһри-шәпқитидин мәһрум қалмисун; араңларда силәргә иш тапқузуп силәрни көйдүридиған, шундақла көп адәмләрни булғап напак болушқа сәвәп болидиған бирәр өч-адавәт йилтизи үнмисун.
16 Aranglarda héchbir buzuqluq qilghuchi yaki özining tunji oghulluq hoquqini bir wax tamaqqa sétiwetken Esawdek ixlassiz kishi bolmisun.
Араңларда һеч бир бузуқлуқ қилғучи яки өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун.
17 Chünki silerge melumki, Esaw kéyin [atisining] xeyrlik duasini élishni oylighan bolsimu, shundaqla uninggha intilip köz yashlirini éqitip yalwurghan bolsimu, u [bu ishlarni ornigha] [keltüridighan] towa qilish yolini tapalmay, ret qilindi.
Чүнки силәргә мәлумки, Әсав кейин [атисиниң] хәйрлик дуасини елишни ойлиған болсиму, шундақла униңға интилип көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, у [бу ишларни орниға] [кәлтүридиған] товва қилиш йолини тапалмай, рәт қилинди.
18 Chünki siler qol bilen tutqili bolidighan, yalqunlap ot yénip turuwatqan hemde sürlük bulut, qarangghuluq we qara quyun qaplighan ashu taghqa kelmidinglar —
Чүнки силәр қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар —
19 (u jayda kanay sadasi bilen sözligen awaz yetküzülgende, bularni anglighanlar: «Bizge yene söz qilinmisun!» dep [Xudagha] yalwurushti;
(у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп [Худаға] ялвурушти;
20 chünki ular qilin’ghan emrni kötürelmidi. «Éger bu taghqa hetta birer haywanning ayighi tegsimu, chalma-kések qilip öltürülsun» [dep tapilan’ghanidi];
чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. «Егәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» [дәп тапиланған еди];
21 u körünüsh shundaq qorqunchluq idiki, Musamu: «Bek qattiq qorqup ghal-ghal titrep kettim» dégenidi).
у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди).
22 — Siler belki Zion téghigha, yeni menggü hayat Xudaning shehiri — ershtiki Yérusalémgha, tümenligen perishtilerge,
— Силәр бәлки Зион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаниң шәһири — әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә,
23 isimliri ershte pütülgen tunji tughulghanlarning héyt-merike xushalliqida jem qilin’ghan jamaitige, hemmeylenning soraqchisi Xudagha, takamullashturulghan heqqaniy kishilerning rohlirigha
исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә, һәммәйләнниң сорақчиси Худаға, такамуллаштурулған һәққаний кишиләрниң роһлириға
24 we yéngi ehdining wasitichisi Eysagha, shundaqla hem Uning sépilgen qénigha keldinglar. Bu qan Habilningkidin ewzel söz qilidu.
вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду.
25 Bu sözni qilghuchini ret qilmasliqinglar üchün diqqet qilinglar. Chünki yer yüzide özlirige wehiy yetküzüp agahlandurghuchini ret qilghanlar jazadin qéchip qutulalmighan yerde, ershte bizni agahlandurghuchidin yüz örüsek, halimiz téximu shundaq bolmamdu?
Бу сөзни қилғучини рәт қилмаслиғиңлар үчүн диққәт қилиңлар. Чүнки йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучини рәт қилғанлар җазадин қечип қутулалмиған йәрдә, әрштә бизни агаһландурғучидин йүз өрүсәк, һалимиз техиму шундақ болмамду?
26 Emdi shu chaghda Xudaning awazi zéminni tewritiwetkenidi; lékin emdi U: «Özüm yene bir qétim zéminnila emes, asmannimu tewritimen» dep wede qildi.
Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди; лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди.
27 «Yene bir qétim» dégen bu söz tewritilidighanlarning, yeni yaritilghan nersilerning tewritilishi bilen yoqitilidighanliqini, tewretkili bolmaydighan nersilerning menggü muqim bolidighanliqidin ibaret menini bildüridu.
«Йәнә бир қетим» дегән бу сөз тәвритилидиғанларниң, йәни яритилған нәрсиләрниң тәвритилиши билән йоқитилидиғанлиғини, тәврәткили болмайдиған нәрсиләрниң мәңгү муқим болидиғанлиғидин ибарәт мәнини билдүриду.
28 Shuning üchün, tewretkili bolmaydighan bir padishahliqqa muyesser bolup, méhir-shepqetni ching tutup bu arqiliq ixlasmenlik we eyminish-qorqunch bilen Xudani xursen qilidighan ibadetlerni qilayli.
Шуниң үчүн, тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп бу арқилиқ ихласмәнлик вә әйминиш-қорқунуч билән Худани хурсән қилидиған ибадәтләрни қилайли.
29 Chünki Xudayimiz hemmini yewetküchi bir ottur.
Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур.

< Ibraniylargha 12 >