< Ibraniylargha 11 >

1 Étiqad bolsa ümid qilghan ishlarning réalliqtiki ipadisi we körünmeydighan shey’ilerning delilidur.
Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси вә көрүнмәйдиған шәйиләрниң дәлилидур.
2 Chünki burunqi mötiwerlirimiz qedimde mana shu étiqad bilen [Xudadin kelgen] yaxshi guwahliqni alghan.
Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән [Худадин кәлгән] яхши гувалиқни алған.
3 Biz étiqad arqiliq kainatning Xudaning söz-kalami bilen ornitilghanliqini, shundaqla biz körüwatqan mewjudatlarning körgili bolidighan shey’ilerdin chiqqan emeslikini chüshineleymiz. (aiōn g165)
Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини, шундақла биз көрүватқан мәвҗудатларниң көргили болидиған шәйиләрдин чиққан әмәслигини чүшинәләймиз. (aiōn g165)
4 Étiqadi bolghachqa Habil Qabilningkidinmu ewzel bir qurbanliqni Xudagha atighan; étiqadi bolghachqa Xuda uning atighanlirini teriplep, uninggha heqqaniy dep guwahliq berdi. Gerche ölgen bolsimu, étiqadi bilen u yenila bizge gep qilmaqta.
Етиқати болғачқа Һабил Қабилниңкидинму әвзәл бир қурбанлиқни Худаға атиған; етиқати болғачқа Худа униң атиғанлирини тәрипләп, униңға һәққаний дәп гувалиқ бәрди. Гәрчә өлгән болсиму, етиқати билән у йәнила бизгә гәп қилмақта.
5 Étiqadi bolghachqa, Hanox ölümni körmeyla [ershke] kötürüldi; Xuda uni kötürüp élip ketkechke, u yer yüzide héch tépilmidi. Sewebi u élip kétilishtin ilgiri, Xudani xursen qilghan adem dep teriplen’genidi.
Етиқати болғачқа, Һанох өлүмни көрмәйла [әршкә] көтирилди; Худа уни көтирип елип кәткәчкә, у йәр йүзидә һеч тепилмиди. Сәвәви у елип кетилиштин илгири, Худани хурсән қилған адәм дәп тәрипләнгән еди.
6 Emdilikte étiqad bolmay turup, Xudani xursen qilish mumkin emes; chünki Xudaning aldigha baridighan kishi Uning barliqigha, shundaqla Uning Özini izdigenlerge ejrini qayturghuchi ikenlikige ishinishi kérek.
Әндиликтә етиқат болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс; чүнки Худаниң алдиға баридиған киши Униң барлиғиға, шундақла Униң Өзини издигәнләргә әҗрини қайтурғучи екәнлигигә ишиниши керәк.
7 Étiqadi bolghachqa, Nuh téxi körülüp baqmighan weqeler heqqide Xuda teripidin agahlandurulghanda, ixlasmenlik qorqunchi bilen ailisidikilerni qutquzush üchün yoghan bir kéme yasidi; hemde étiqadi arqiliq shundaq qilip pütkül dunyadikilerning gunahliri üstidin höküm chiqardi, shundaqla étiqadtin bolghan heqqaniyliqqa mirasxor boldi.
Етиқати болғачқа, Нуһ техи көрүлүп бақмиған вақиәләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, ихласмәнлик қорқунучи билән аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди; һәмдә етиқати арқилиқ шундақ қилип пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үстидин һөкүм чиқарди, шундақла етиқаттин болған һәққанийлиққа мирасхор болди.
8 Étiqadi bolghachqa, Xuda Ibrahimni uninggha miras süpitide bermekchi bolghan zémin’gha bérishqa chaqirghanda, u itaet qildi; u qeyerge baridighanliqini bilmey turup yolgha chiqti.
Етиқати болғачқа, Худа Ибраһимни униңға мирас сүпитидә бәрмәкчи болған зиминға беришқа чақирғанда, у итаәт қилди; у қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
9 Étiqadi bolghachqa u wede qilin’ghan zéminda, xuddi yaqa yurtta turghandek musapir bolup chédirlarni makan qilip yashidi. Xudaning uninggha qilghan wedisining ortaq mirasxorliri bolghan Ishaq we Yaquplarmu uning bilen birge shuninggha oxshash yashidi.
Етиқати болғачқа у вәдә қилинған зиминда, худди яқа жутта турғандәк мусапир болуп чедирларни макан қилип яшиди. Худаниң униңға қилған вәдисиниң ортақ мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму униң билән биргә шуниңға охшаш яшиди.
10 Ibrahimning shundaq qilishidiki seweb, u ulliri mustehkem bolghan sheherni kütkenidi; sheherning layihiligüchi hem qurghuchisi Xuda Özidur.
Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у һуллири мустәһкәм болған шәһәрни күткән еди; шәһәрниң лайиһилигүчи һәм қурғучиси Худа Өзидур.
11 Étiqadi bolghachqa Sarah gerche yashinip qalghan, tughut yéshidin ötken bolsimu, hamilidar bolush iqtidarigha ige boldi; chünki u wede qilghan Xudani ishenchlik dep qaraytti.
Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти.
12 Buning bilen birla ademdin, yeni ölgen ademdek bolup qalghan bir ademdin asmandiki yultuzlardek köp, déngiz sahilidiki qumdek sansiz ewladlar barliqqa keldi.
Буниң билән бирла адәмдин, йәни өлгән адәмдәк болуп қалған бир адәмдин асмандики юлтузлардәк көп, деңиз саһилидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.
13 Bu kishilerning hemmisi Xudaning wede qilghanlirigha muyesser bolmay turupla étiqadi bolghan halda alemdin ötti. Biraq ular hayat waqtida bularning kelgüside emelge ashurulidighanliqini yiraqtin körüp, quchaq échip xursenlik bilen kütken we özlirini yer yüzide musapir we yoluchi dep ashkare éytqanidi.
Бу кишиләрниң һәммиси Худаниң вәдә қилғанлириға муйәссәр болмай турупла етиқати болған һалда аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида буларниң кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиғанлиғини жирақтин көрүп, қучақ ечип хурсәнлик билән күткән вә өзлирини йәр йүзидә мусапир вә йолучи дәп ашкарә ейтқан еди.
14 Bu bundaq sözlerni qilghan kishilerning bir wetenni teshna bolup izdewatqanliqini éniq ipadileydu.
Бу бундақ сөзләрни қилған кишиләрниң бир вәтәнни тәшна болуп издәватқанлиғини ениқ ипадиләйду.
15 Derweqe, ular öz yurtini séghin’ghan bolsa, qaytip kétish pursiti chiqqan bolatti.
Дәрвәқә, улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити чиққан болатти.
16 Lékin ular uningdinmu ewzel, yeni ershtiki bir makanni telpünüp izdimekte. Shuning üchün, Xudaning özlirining Xudasi dep atilishidin nomus qilmaydu; chünki mana, U ular üchün bir sheher hazirlighan.
Лекин улар униңдинму әвзәл, йәни әрштики бир маканни тәлпүнүп издимәктә. Шуниң үчүн, Худаниң өзлириниң Худаси дәп атилишидин номус қилмайду; чүнки мана, У улар үчүн бир шәһәр һазирлиған.
17 Ibrahim Xuda teripidin sinalghinida, étiqadi bolghachqa oghli Ishaqni qurbanliq süpitide Xudagha atidi; gerche u Xudaning wedilirini, jümlidin «Séning namingni dawamlashturidighan nesling bolsa Ishaqtin kélip chiqidu» déginini tapshuruwalghan bolsimu, u yenila birdinbir oghlini qurban qilishqa teyyar turdi.
Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, етиқати болғачқа оғли Исһақни қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиди; гәрчә у Худаниң вәдилирини, җүмлидин «Сениң намиңни давамлаштуридиған нәслиң болса Исһақтин келип чиқиду» дегинини тапшурувалған болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурбан қилишқа тәйяр турди.
19 Chünki u hetta Ishaq ölgen teqdirdimu, Xudaning uni tirildürüshke qadir ikenlikige ishendi. Mundaqche éytqanda, Ishaqni ölümdin tirildürülgendek qaytidin tapshuruwaldi.
Чүнки у һәтта Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрүшкә қадир екәнлигигә ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Исһақни өлүмдин тирилдүрүлгәндәк қайтидин тапшурувалди.
20 Étiqadi bolghachqa, Ishaq oghulliri Yaqup bilen Esawning kelgüsi ishlirigha xeyrlik tilep dua qildi.
Етиқати болғачқа, Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси ишлириға хәйрлик тиләп дуа қилди.
21 Étiqadi bolghachqa, Yaqup alemdin ötüsh aldida Yüsüpning ikki oghlining herbiri üchün xeyrlik dua qilip, hasisigha tayinip turup Xudagha sejde qildi.
Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди.
22 Étiqadi bolghachqa, Yüsüp sekratqa chüshüp qalghanda, beni Israilning Misirdin chiqip kétidighanliqini tilgha aldi hemde özining ustixanliri toghruluqmu emr qildi.
Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди.
23 Étiqadi bolghachqa, Musa tughulghanda, uning ata-anisi uni üch ay yoshurdi; chünki ular Musaning yéqimliq bir bala ikenlikini kördi, padishahning permanidinmu qorqmidi.
Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди.
24 Étiqadi bolghachqa, Musa chong bolup ulugh zat bolghandin kéyin, «Pirewning qizining oghli» dégen ataqta turiwérishni ret qilip,
Етиқати болғачқа, Муса чоң болуп улуқ зат болғандин кейин, «Пирәвниң қизиниң оғли» дегән атақта туриверишни рәт қилип,
25 gunah ichidiki lezzetlerdin waqitliq behrimen bolushning ornigha, Xudaning xelqi bilen bille azab chékishni ewzel kördi.
гуна ичидики ләззәтләрдин вақитлиқ бәһримән болушниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни әвзәл көрди.
26 U Mesihke qaritilghan haqaretke uchrashni Misirning xezinisidiki bayliqlargha ige bolushtinmu ewzel bildi. Chünki közlirini [ershtiki] in’amgha tikiwatatti.
У Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки көзлирини [әрштики] инъамға тикивататти.
27 Étiqadi bolghachqa, u padishahning ghezipidinmu qorqmay Misirdin chiqip ketti. [Japa-musheqqetke] chididi, chünki Közge Körünmigüchi uning közige körünüp turghandek idi.
Етиқати болғачқа, у падишаниң ғәзивидинму қорқмай Мисирдин чиқип кәтти. [Җапа-мушәққәткә] чидиди, чүнки Көзгә Көрүнмигүчи униң көзигә көрүнүп турғандәк еди.
28 Étiqadi bolghachqa, u «tunji oghlining jénini alghuchi» [perishtining] [Israillargha] tegmesliki üchün [tunji] «ötüp kétish» héytini ötküzüp, shuninggha munasiwetlik qanni [buyrulghini boyiche] sépip-sürkidi.
Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» [пәриштиниң] [Исраилларға] тәгмәслиги үчүн [тунҗи] «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни [буйрулғини бойичә] сепип-сүркиди.
29 Étiqadi bolghachqa, [Israillar] Qizil déngizdin xuddi quruqluqta mangghandek méngip ötti. Biraq [ularni qoghlap kelgen] Misirliqlar ötmekchi bolghanda sugha gherq boldi.
Етиқати болғачқа, [Исраиллар] Қизил деңиздин худди қуруқлуқта маңғандәк меңип өтти. Бирақ [уларни қоғлап кәлгән] Мисирлиқлар өтмәкчи болғанда суға ғәриқ болди.
30 Étiqadi bolghachqa, xelq yette kün Yérixo shehirining sépilini aylan’ghandin kéyin sépil örüldi.
Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди.
31 Étiqadi bolghachqa, pahishe ayal Rahab Israil charlighuchilirini dostlarche kütüwalghachqa, itaetsizler [bolghan öz shehiridikiler] bilen birlikte halak bolmidi.
Етиқати болғачқа, паһишә аял Раһаб Исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, итаәтсизләр [болған өз шәһиридикиләр] билән бирликтә һалак болмиди.
32 Men yene némishqa sözlep olturay? Gidéon, Baraq, Shimshon, Yeftah, Dawut, Samuil we qalghan bashqa peyghemberler toghrisida éytip kelsem waqit yetmeydu.
Мән йәнә немишкә сөзләп олтирай? Гидеон, Барақ, Шимшон, Йәфтаһ, Давут, Самуил вә қалған башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду.
33 Ular étiqadi bilen ellerning üstidin ghalib keldi, adalet yürgüzdi, [Xuda] wede qilghanlargha érishti, shirlarning aghzilirini étip qoydi,
Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди, [Худа] вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди,
34 dehshetlik otning yalqunini öchürdi, qilichning tighidin qéchip qutuldi, ajizliqtin kücheydi, jenglerde baturluq körsetti, yat ellerning qoshunlirini téri-pireng qildi.
дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди, қиличниң тиғидин қечип қутулди, аҗизлиқтин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, ят әлләрниң қошунлирини тери-пирәң қилди.
35 [Étiqadi bolghachqa], ayallar ölgen uruq-tughqanlirini ölümdin tirildürgüzüp qayturuwaldi; biraq bashqilar kelgüside téximu yaxshi halda ölümdin tirileyli dep, qutulush yolini ret qilip qiyinilishqa berdashliq berdi.
[Етиқати болғачқа], аяллар өлгән уруқ-туққанлирини өлүмдин тирилдүргүзүп қайтурувалди; бирақ башқилар кәлгүсидә техиму яхши һалда өлүмдин тириләйли дәп, қутулуш йолини рәт қилип қийинилишқа бәрдашлиқ бәрди.
36 Yene beziler sinilip xar-mesxirilerge uchrap qamchilandi, beziler hetta kishenlinip zindan’gha tashlandi;
Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди;
37 ular chalma-kések qilip öltürüldi, here bilen herilinip parchilandi, sinaqlarni béshidin ötküzdi, qilichlinip öltürüldi; ular qoy-öchke térilirini yépincha qilghan halda sersan bolup yürdi, namratliqta yashidi, qiyin-qistaqqa uchridi, xorlandi
улар чалма-кесәк қилип өлтүрүлди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, синақларни бешидин өткүзди, қиличлинип өлтүрүлди; улар қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намратлиқта яшиди, қийин-қистаққа учриди, хорланди
38 (ular bu dunyagha zaye ketkenidi), chöllerde, taghlarda, öngkürlerde we gemilerde sergerdan bolup yürdi.
(улар бу дунияға зайә кәткән еди), чөлләрдә, тағларда, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә сәргәрдан болуп жүрди.
39 Bularning hemmisi étiqadi bilen Xudaning Öz guwahi bilen teriplen’gen bolsimu, Xudaning wede qilghinigha eyni boyiche érishkini yoq.
Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң Өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ.
40 Emdilikte Xuda bizler üchün téximu ewzel bir nishan-meqsetni békitken bolup, ular bizsiz kamaletke yetküzülmeydu.
Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду.

< Ibraniylargha 11 >