< Yaritilish 50 >
1 Yüsüp atisining yüzige özini étip, uning üstide yighlap, uni söydi.
Йүсүп атисиниң йүзигә өзини етип, униң үстидә жиғлап, уни сөйди.
2 Andin Yüsüp öz xizmitide bolghan téwiplargha atisini mumiya qilishni buyrudi; shuning bilen téwiplar Israilni mumiya qildi.
Андин Йүсүп өз хизмитидә болған тевипларға атисини мумия қилишни буйруди; шуниң билән тевиплар Исраилни мумия қилди.
3 Buni qilishqa qiriq kün ketti, chünki mumiya qilishqa shunchilik kün kétetti. Misirliqlar uninggha yetmish kün matem tutti.
Буни қилишқа қириқ күн кәтти, чүнки мумия қилишқа шунчилик күн кетәтти. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
4 Uninggha haza tutush künliri ötüp bolghanda, Yüsüp Pirewnning ordisidikilerge: — Men neziringlarda iltipat tapqan bolsam, Pirewnning qulaqlirigha söz qilinglarki: — Atam manga qesem qildurup: «Mana men ölimen; sen méni men Qanaan zéminida özüm üchün kolap qoyghan görge depne qilghin» dégenidi. Emdi Pirewn manga ijazet bergey, men bérip atamni depne qilip bolup yénip kelsem, — dédi.
Униңға һаза тутуш күнлири өтүп болғанда, Йүсүп Пирәвнниң ордисидикиләргә: — Мән нәзириңларда илтипат тапқан болсам, Пирәвнниң қулақлириға сөз қилиңларки: — Атам маңа қәсәм қилдуруп: «Мана мән өлимән; сән мени мән Қанаан зиминида өзүм үчүн колап қойған гөргә дәпнә қилғин» дегән еди. Әнди Пирәвн маңа иҗазәт бәргәй, мән берип атамни дәпнә қилип болуп йенип кәлсәм, — деди.
6 Pirewn jawaben: — Sen bérip özüngge atang qesem qildurghandek uni depne qilghin, dédi.
Пирәвн җававән: — Сән берип өзүңгә атаң қәсәм қилдурғандәк уни дәпнә қилғин, деди.
7 Shuning bilen Yüsüp atisini depne qilghili mangdi. Pirewnning barliq xizmetkarliri, ordining aqsaqalliri hem Misir zéminidiki aqsaqallar uning bilen hemrah bolup mangdi.
Шуниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили маңди. Пирәвнниң барлиқ хизмәткарлири, ординиң ақсақаллири һәм Мисир зиминидики ақсақаллар униң билән һәмраһ болуп маңди.
8 Yüsüpning öyidiki hemmisi, qérindashliri we atisining öyidikilermu bille bardi; ular peqet kichik baliliri, qoy-kala padilirini Goshen yurtida qoyup ketti.
Йүсүпниң өйидики һәммиси, қериндашлири вә атисиниң өйидикиләрму биллә барди; улар пәқәт кичик балилири, қой-кала падилирини Гошән жутида қоюп кәтти.
9 Uning bilen yene jeng harwiliri we atliqlarmu bille bardi; shuning bilen ular nahayiti chong bir qoshun boldi.
Униң билән йәнә җәң һарвулири вә атлиқларму биллә барди; шуниң билән улар наһайити чоң бир қошун болди.
10 Ular Iordan deryasining u teripidiki «Atadning xamini»gha yétip kelgende, shu yerde qattiq we hesretlik yigha-zar qilip matem tutup yighlashti. Yüsüp atisi üchün yette kün matem tutti.
Улар Иордан дәриясиниң у тәрипидики «Атадниң хамини»ға йетип кәлгәндә, шу йәрдә қаттиқ вә һәсрәтлик жиға-зерә қилип матәм тутуп жиғлашти. Йүсүп атиси үчүн йәттә күн матәм тутти.
11 Shu yurtta olturushluq Qanaaniylar Atadning xaminida bolghan bu matemni körüp: — Bu misirliqlarning intayin qattiq tutqan hazisi boldi, déyishti. Bu sewebtin u jayning nami «Abel-Mizraim» dep ataldi; u Iordan deryasining u teripididur.
Шу жутта олтиришлиқ Ⱪананийлар Атадниң хаминида болған бу матәмни көрүп: — Бу мисирлиқларниң интайин қаттиқ тутқан һазиси болди, дейишти. Бу сәвәптин у җайниң нами «Абәл-Мизраим» дәп аталди; у Иордан дәриясиниң у тәрипидидур.
12 Yaqupning oghulliri uning özlirige tapilighinidek qildi;
Яқупниң оғуллири униң өзлиригә тапилиғинидәк қилди;
13 uning oghulliri uni Qanaan zéminigha élip bérip, Mamrening udulida, Makpélahning étizliqining ichidiki gharda depne qildi. Shu gharni Ibrahim qebristanliq qilay dep Makpélahning étizliqi bilen qoshup hittiy Efrondin sétiwalghanidi.
униң оғуллири уни Қанаан зиминиға елип берип, Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғиниң ичидики ғарда дәпнә қилди. Шу ғарни Ибраһим қәбирстанлиқ қилай дәп Макпелаһниң етизлиғи билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
14 Yüsüp atisini depne qilghandin kéyin, özi, qérindashliri, shundaqla atisini depne qilishqa uninggha hemrah bolup chiqqan hemme xelqler Misirgha yénip keldi.
Йүсүп атисини дәпнә қилғандин кейин, өзи, қериндашлири, шундақла атисини дәпнә қилишқа униңға һәмраһ болуп чиққан һәммә хәлиқләр Мисирға йенип кәлди.
15 Lékin Yüsüpning qérindashliri atisining ölüp ketkinini körgende: — Emdi Yüsüp bizge düshmen bolup bizning uninggha qilghan barliq yamanliqimizni üstimizge yandurarmikin, déyishti.
Лекин Йүсүпниң қериндашлири атисиниң өлүп кәткинини көргәндә: — Әнди Йүсүп бизгә дүшмән болуп бизниң униңға қилған барлиқ яманлиғимизни үстимизгә яндурармекин, дейишти.
16 Ular Yüsüpning qéshigha adem ewetip: — Atiliri ölüshtin ilgiri bizge wesiyet qilip tapilap: —
Улар Йүсүпниң қешиға адәм әвәтип: — Атилири өлүштин илгири бизгә вәсийәт қилип тапилап: —
17 «Siler Yüsüpke: — Akiliring sanga rezillik qilghanidi; emdi ularning asiyliqi hem gunahini kechürgin! — denglar» — dégenidi. Hazir silidin ötünümizki, atilirining Xudasining bendilirining asiyliqini kechürgeyla! — dédi. Yüsüp bu geplerni anglap yighlidi.
«Силәр Йүсүпкә: — Акилириң саңа рәзиллик қилған еди; әнди уларниң асийлиғи һәм гунайини кәчүргин! — дәңлар» — дегән еди. Һазир силидин өтүнүмизки, атилириниң Худасиниң бәндилириниң асийлиғини кәчүргәйла! — деди. Йүсүп бу гәпләрни аңлап жиғлиди.
18 Andin akiliri kélip uning aldida özlirini yerge étip: — Mana, biz silining qulliridurmiz! — dédi.
Андин акилири келип униң алдида өзлирини йәргә етип: — Мана, биз силиниң қуллиридурмиз! — деди.
19 Lékin Yüsüp ulargha jawaben: — Qorqmanglar! Men Xudaning ornida turuwatamdim?
Лекин Йүсүп уларға җававән: — Қорқмаңлар! Мән Худаниң орнида туруватамдим?
20 Siler derweqe manga shu ishni yaman niyet bilen qildinglar; lékin Xuda bügünki kündikidek nurghunlighan xelqning jénini tirik saqlap qélish üchün shu ishni yaxshiliqqa békitkenidi.
Силәр дәрвәқә маңа шу ишни яман нийәт билән қилдиңлар; лекин Худа бүгүнки күндикидәк нурғунлиған хәлиқниң җенини тирик сақлап қелиш үчүн шу ишни яхшилиққа бекиткән еди.
21 Shunga emdi qorqmanglar; men hem silerni hem bala-chaqiliringlarni baqimen, — dédi we ularning könglini xatirjem qilip méhirlik gep qildi.
Шуңа әнди қорқмаңлар; мән һәм силәрни һәм бала-җақилириңларни бақимән, — деди вә уларниң көңлини хатирҗәм қилип меһирлик гәп қилди.
22 Yüsüp atisining jemeti bilen bille Misirda turup qaldi. Yüsüp bir yüz on yil ömür kördi.
Йүсүп атисиниң җәмәти билән биллә Мисирда туруп қалди. Йүсүп бир йүз он жил өмүр көрди.
23 Bu teriqide Yüsüp Efraimning üchinchi ewladini kördi; Manassehning oghli Makirning balilirimu uning tizliri üstide tughuldi.
Бу тәриқидә Йүсүп Әфраимниң үчинчи әвладини көрди; Манассәһниң оғли Макирниң балилириму униң тизлири үстидә туғулди.
24 Yüsüp qérindashlirigha: — Men ölüp kétimen; lékin Xuda choqum silerni yoqlap silerni bu zémindin chiqirip, Ibrahim, Ishaq we Yaqupqa bérishke qesem qilip wede qilghan zémin’gha yetküzidu, — dédi.
Йүсүп қериндашлириға: — Мән өлүп кетимән; лекин Худа чоқум силәрни йоқлап силәрни бу зиминдин чиқирип, Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа беришкә қәсәм қилип вәдә қилған зиминға йәткүзиду, — деди.
25 Andin Yüsüp yene qérindashlirigha qesem ichküzüp: «Xuda silerni choqum yoqlaydu; shu chaghda siler méning söngeklirimni élip, bu yerdin chiqip kétishinglar kérek», — dédi.
Андин Йүсүп йәнә қериндашлириға қәсәм ичкүзүп: «Худа силәрни чоқум йоқлайду; шу чағда силәр мениң сүйәклиримни елип, бу йәрдин чиқип кетишиңлар керәк», — деди.
26 Yüsüp bir yüz on yashqa kirgende wapat tapti. Ular uni mumiya qilip, Misirda bir méyit sanduqigha sélip qoydi.
Йүсүп бир йүз он яшқа киргәндә вапат тапти. Улар уни мумия қилип, Мисирда бир мейит сандуғиға селип қойди.