< Yaritilish 40 >

1 Bu ishlardin kéyin Misir padishahining saqiysi we bash nawiyi Misir padishahining zitigha tégip gunahkar bolup qaldi.
Бу ишлардин кейин Мисир падишасиниң сақийси вә баш навийи Мисир падишасиниң зитиға тегип гунакар болуп қалди.
2 Shuning bilen Pirewn uning bu ikki mensepdarigha, yeni bash saqiy we bash nawaygha ghezeplinip,
Шуниң билән Пирәвн униң бу икки мәнсәпдариға, йәни баш сақий вә баш навайға ғәзәплинип,
3 ularni pasiban béshining sariyigha, Yüsüp solaqliq munarliq zindan’gha solap qoydi.
уларни пасибан бешиниң сарийиға, Йүсүп солақлиқ мунарлиқ зинданға солап қойди.
4 Pasiban béshi Yüsüpni ularning xizmitide bolup ularni kütüshke teyinlidi. Ular solaqta birnechche kün yétip qaldi.
Пасибан беши Йүсүпни уларниң хизмитидә болуп уларни күтүшкә тайинлиди. Улар солақта бир нәччә күн йетип қалди.
5 Ular ikkisi — Misir padishahining saqiysi we nawiyi gundixanida solaqliq turghan bir kéchide chüsh kördi. Herbirining chüshining özige xas tebiri bar idi.
Улар иккиси — Мисир падишасиниң сақийси вә навийи гундиханида солақлиқ турған бир кечидә чүш көрди. Һәр бириниң чүшиниң өзигә хас тәбири бар еди.
6 Etisi etigende, Yüsüp ularning qéshigha kiriwidi, ularning ghemkin olturghinini kördi;
Әтиси әтигәндә, Йүсүп уларниң қешиға киривиди, уларниң ғәмкин олтарғинини көрди;
7 shunga u özi bilen bille xojisining sariyida solaqliq yatqan Pirewnning bu ikki mensepdaridin: — Némishqa chirayinglar bügün shunche solghun? — dep soridi.
шуңа у өзи билән биллә ғоҗисиниң сарийида солақлиқ ятқан Пирәвнниң бу икки мәнсәпдаридин: — Немишкә чирайиңлар бүгүн шунчә солғун? — дәп сориди.
8 Ular uninggha jawab bérip: — Ikkimiz bir chüsh körduq; emma chüshimizning tebirini yéship béridighan kishi yoq, dédi. Yüsüp ulargha: — Chüshke tebir bérish Xudadin bolidu emesmu? Chüshünglarni manga éytip béringlar, — dédi.
Улар униңға җавап берип: — Иккимиз бир чүш көрдуқ; амма чүшимизниң тәбирини йешип беридиған киши йоқ, деди. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш Худадин болиду әмәсму? Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.
9 Buning bilen bash saqiy Yüsüpke chüshini éytip: — Chüshümde aldimda bir üzüm téli turghudek;
Буниң билән баш сақий Йүсүпкә чүшини ейтип: — Чүшүмдә алдимда бир үзүм тели турғидәк;
10 bu üzüm télining üch shéxi bar iken. U bix urup chécheklep, saplirida uzum piship kétiptudek;
бу үзүм телиниң үч шехи бар екән. У бих уруп чечәкләп, саплирида узум пишип кетиптудәк;
11 Pirewnning qedehi qolumda iken; men üzümlerni élip Pirewnning qedehige siqip, qedehni uning qoligha sunuptimen, dédi.
Пирәвнниң қәдәһи қолумда екән; мән үзүмләрни елип Пирәвнниң қәдәһигә сиқип, қәдәһни униң қолиға сунуптимән, деди.
12 Yüsüp uninggha jawaben: Chüshning tebiri shudurki, bu üch shax üch künni körsitidu.
Йүсүп униңға җававән: Чүшниң тәбири шудурки, бу үч шах үч күнни көрситиду.
13 Üch kün ichide Pirewn qeddingni ruslitip, séni mensipingge qaytidin teyinleydu. Buning bilen sen burun uninggha saqiy bolghandek Pirewnning qedehini uning qoligha sunidighan bolisen.
Үч күн ичидә Пирәвн қәддиңни руслитип, сени мәнсивиңгә қайтидин тайинлайду. Буниң билән сән бурун униңға сақий болғандәк Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға сунидиған болисән.
14 Lékin ishliring ongushluq bolghanda méni yadinggha yetküzüp, manga shapaet körsitip Pirewnning aldida méning toghramda gep qilip, méni bu öydin chiqartqaysen.
Лекин ишлириң оңушлуқ болғанда мени ядиңға йәткүзүп, маңа шапаәт көрситип Пирәвнниң алдида мениң тоғрамда гәп қилип, мени бу өйдин чиқартқайсән.
15 Chünki men heqiqeten ibraniylarning zéminidin naheq tutup élip kélindim; bu yerdimu méni zindan’gha salghudek bir ish qilmidim, — dédi.
Чүнки мән һәқиқәтән ибранийларниң зиминидин наһәқ тутуп елип келиндим; бу йәрдиму мени зинданға салғидәк бир иш қилмидим, — деди.
16 Bash naway Yüsüpning shundaq yaxshi tebir berginini körüp uninggha mundaq dédi: — Menmu özümni chüshümde kördüm; mana, béshimda aq nan bar üch séwet bar iken.
Баш навай Йүсүпниң шундақ яхши тәбир бәргинини көрүп униңға мундақ деди: — Мәнму өзүмни чүшүмдә көрдүм; мана, бешимда ақ нан бар үч севәт бар екән.
17 Eng üstünki séwette nawaylar Pirewn’ge pishurghan herxil nazunémetler bar iken; lékin qushlar béshimdiki u séwettiki nersilerni yep kétiptudek, — dédi.
Әң үстүнки севәттә навайлар Пирәвнгә пишарған һәр хил назу-немәтләр бар екән; лекин қушлар бешимдики у севәттики нәрсиләрни йәп кетиптудәк, — деди.
18 Yüsüp jawaben: — Chüshning tebiri shudurki: — Bu üch séwet üch künni körsitidu.
Йүсүп җававән: — Чүшниң тәбири шудурки: — Бу үч севәт үч күнни көрситиду.
19 Üch kün ichide Pirewn séning béshingni késip, jesitingni derexke asidiken. Shuning bilen ucharqanatlar kélip göshüngni yeydiken, — dédi.
Үч күн ичидә Пирәвн сениң бешиңни кесип, җәситиңни дәрәққә асидикән. Шуниң билән учарқанатлар келип гөшүңни йәйдикән, — деди.
20 Üchinchi küni shundaq boldiki, Pirewnning tughulghan küni bolghachqa, u hemme xizmetkarliri üchün bir ziyapet qilip berdi, shundaqla derweqe xizmetkarlirining arisida bash saqiyning béshini kötürdi we bash nawayning béshini aldi;
Үчинчи күни шундақ болдики, Пирәвнниң туғулған күни болғачқа, у һәммә хизмәткарлири үчүн бир зияпәт қилип бәрди, шундақла дәрвәқә хизмәткарлириниң арисида баш сақийниң бешини көтәрди вә баш навайниң бешини алди;
21 u bash saqiyni qaytidin öz mensipige teyinlidi; shuning bilen u Pirewnning qedehini uning qoligha qaytidin sunidighan boldi.
у баш сақийни қайтидин өз мәнсивигә тайинлиди; шуниң билән у Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға қайтидин сунидиған болди.
22 Lékin bash nawayni bolsa Yüsüp ulargha tebir bergendek ésiwetti.
Лекин баш навайни болса Йүсүп уларға тәбир бәргәндәк есивәтти.
23 Emma bash saqiy Yüsüpni héch eslimey, eksiche uni untup qaldi.
Амма баш сақий Йүсүпни һеч әслимәй, әксичә уни унтуп қалди.

< Yaritilish 40 >