< Yaritilish 4 >

1 Adem’ata ayali Hawa bilen bille boldi; Hawa hamilidar bolup Qabilni tughup: «Men bir ademge ige boldum — U Perwerdigardur!» — dédi.
Адәм ата аяли Һава билән биллә болди; Һава һамилдар болуп Қабилни туғуп: «Мән бир адәмгә егә болдум — У Пәрвәрдигардур!» — деди.
2 Andin u yene Qabilning inisi Habilni tughdi. Habil padichi boldi, Qabil bolsa tériqchi boldi.
Андин у йәнә Қабилниң иниси Һабилни туғди. Һабил падичи болди, Қабил болса териқчи болди.
3 Békitilgen shundaq bir waqit-saette shundaq bir ish boldiki, Qabil tupraqning hosulidin Perwerdigargha hediye keltürdi.
Бекитилгән шундақ бир вақит-сааттә шундақ бир иш болдики, Қабил тупрақниң һосулидин Пәрвәрдигарға һәдийә кәлтүрди.
4 Habilmu padisidin qoylirining tunjiliridin, yeni ularning yéghidin hediye sundi. Perwerdigar Habilni we uning sun’ghan hediyesini qobul qildi.
Һабилму падисидин қойлириниң тунҗилиридин, йәни уларниң йеғидин һәдийә сунди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң сунған һәдийәсини қобул қилди.
5 Lékin Qabil we uning sun’ghinigha qarimidi. Shu wejidin Qabilning tolimu achchiqi kélip, chirayi tutuldi.
Лекин Қабил вә униң сунғиниға қаримиди. Шу вәҗидин Қабилниң толиму аччиғи келип, чирайи тутулди.
6 Shuning bilen Perwerdigar Qabilgha: Némishqa achchiqlinisen? Néme üchün chiraying tutulup kétidu?
Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилға: Немишкә аччиқлинисән? Немә үчүн чирайиң тутулуп кетиду?
7 Eger durus ish qilsang, sen kötürülmemsen? Lékin durus ish qilmisang, mana gunah ishik aldida [séni paylap] béghirlap yatidu, u séni öz ilkige almaqchi bolidu; lékin sen uningdin ghalip kélishing kérek, dédi.
Әгәр дурус иш қилсаң, сән көтирилмәмсән? Лекин дурус иш қилмисаң, мана гуна ишик алдида [сени пайлап] беғирлап ятиду, у сени өз илкигә алмақчи болиду; лекин сән униңдин ғалип келишиң керәк, деди.
8 Qabil inisi Habilgha: «Daligha chiqip kéleyli!» dédi. Dalada shu weqe boldiki, Qabil inisi Habilgha qol sélip, uni öltürdi.
Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди. Далада шу вақиә болдики, Қабил иниси Һабилға қол селип, уни өлтүрди.
9 Perwerdigar Qabilgha: Ining Habil nede? — dep soridi. U jawab bérip: Bilmeymen, men inimning baqquchisimu? — dédi.
Пәрвәрдигар Қабилға: Иниң Һабил нәдә? — дәп сориди. У җавап берип: Билмәймән, мән инимниң баққучисиму? — деди.
10 Xuda uninggha: — Sen néme qilding? Mana, iningning qéni yerdin manga peryad kötürüwatidu!
Худа униңға: — Сән немә қилдиң? Мана, иниңниң қени йәрдин маңа пәряд көтириватиду!
11 Emdi iningning qolungda tökülgen qénini qobul qilishqa aghzini achqan yerdin qoghlinip, lenetke uchraysen.
Әнди иниңниң қолуңда төкүлгән қенини қобул қилишқа ағзини ачқан йәрдин қоғлинип, ләнәткә учрайсән.
12 Sen yerge ishlisengmu u buningdin kéyin sanga quwwitini bermeydu; sen yer yüzide sersan bolup, sergerdan bolisen, — dédi.
Сән йәргә ишлисәңму у буниңдин кейин саңа қуввитини бәрмәйду; сән йәр йүзидә сәрсан болуп, сәргәрдан болисән, — деди.
13 Buni anglap Qabil Perwerdigargha jawab qilip: — Méning bu jazayimni adem kötürelmigüdek!
Буни аңлап Қабил Пәрвәрдигарға җавап қилип: — Мениң бу җазайимни адәм көтирәлмигидәк!
14 Mana, Sen bügün méni yer yüzidin qoghliding, men emdi Séning yüzüngdin yoshurunup yürimen; yer yüzide sersen bolup sergerdanliqta yürimen; shundaq boliduki, kimla méni tépiwalsa, öltürüwétidu!, — dédi.
Мана, Сән бүгүн мени йәр йүзидин қоғлидиң, мән әнди Сениң йүзүңдин йошурунуп жүримән; йәр йүзидә сәрсән болуп сәргәрданлиқта жүримән; шундақ болидуки, кимла мени тепивалса, өлтүрүветиду!, — деди.
15 Lékin Perwerdigar uninggha jawab bérip: — Shundaq boliduki, kimki Qabilni öltürse, uningdin yette hesse intiqam élinidu, — dédi. Shularni dep Perwerdigar Qabilgha uchrighan birsi uni öltürüwetmisun dep uninggha bir belge qoyup qoydi.
Лекин Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Шундақ болидуки, кимки Қабилни өлтүрсә, униңдин йәттә һәссә интиқам елиниду, — деди. Шуларни дәп Пәрвәрдигар Қабилға учриған бириси уни өлтүрүвәтмисун дәп униңға бир бәлгү қоюп қойди.
16 Shuning bilen Qabil Perwerdigarning huzuridin chiqip, Éremning meshriq teripidiki Nod dégen yurtta olturaqliship qaldi.
Шуниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәмниң мәшриқ тәрипидики Нод дегән жутта олтирақлишип қалди.
17 Qabil ayali bilen bille bolup, ayali hamilidar bolup Hanoxni tughdi. U waqitta Qabil bir sheher bina qiliwatatti; u sheherning namini oghlining ismi bilen Hanox dep atidi.
Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди.
18 Hanoxtin Irad töreldi, iradtin Mehuyail töreldi, Mehuyaildin Metushail töreldi, Metushaildin Lemex töreldi.
Һанохтин Ирад төрәлди, ирадтин Мәһуяил төрәлди, Мәһуяилдин Мәтушаил төрәлди, Мәтушаилдин Ләмәх төрәлди.
19 Lemex özige ikki xotun aldi. Birining ismi Adah, yene birining ismi Zillah idi.
Ләмәх өзигә икки хотун алди. Бириниң исми Адаһ, йәнә бириниң исми Зиллаһ еди.
20 Adah Yabalni tughdi. U chédirda olturidighan köchmen malchilarning bowisi idi,
Адаһ Ябални туғди. У чедирда олтиридиған көчмән малчиларниң бовиси еди,
21 uning inisining ismi Yubal idi. Bu chiltar bilen ney chalghuchilarning bowisi idi.
униң инисиниң исми Юбал еди. Бу чилтар билән нәй чалғучиларниң бовиси еди.
22 Zillah yene Tubal-qayin dégen bir oghulni tughdi. U mis-tömür eswablarni soqquchi idi. Tubal-qayinning Naamah isimlik bir singlisi bar idi.
Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди.
23 Lemex bolsa ayallirigha söz qilip: — «Ey Adah bilen Zillah, sözümni anglanglar! Ey Lemexning ayalliri, gépimge qulaq sélinglar! Méni zeximlendürgini üchün men adem öltürdüm, Ténimni zéde qilghanliqi üchün bir yigitni öltürdüm.
Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм.
24 Eger Qabil üchün yette hesse intiqam élinsa, Lemex üchün yetmish yette hesse intiqam élinidu!» — dédi.
Әгәр Қабил үчүн йәттә һәссә интиқам елинса, Ләмәх үчүн йәтмиш йәттә һәссә интиқам елиниду!» — деди.
25 Adem’ata yene ayali bilen bille boldi. Ayali bir oghul tughup, uninggha Shét dep at qoyup: Qabil Habilni öltürüwetkini üchün Xuda uning ornigha manga bashqa bir ewlad tiklep berdi, dédi.
Адәм ата йәнә аяли билән биллә болди. Аяли бир оғул туғуп, униңға Шет дәп ат қоюп: Қабил Һабилни өлтүрүвәткини үчүн Худа униң орниға маңа башқа бир әвлат тикләп бәрди, деди.
26 Shéttinmu bir oghul tughuldi; u uninggha Énosh dep at qoydi. Shu waqittin tartip ademler Perwerdigarning namigha nida qilishqa bashlidi.
Шеттинму бир оғул туғулди; у униңға Енош дәп ат қойди. Шу вақиттин тартип адәмләр Пәрвәрдигарниң намиға нида қилишқа башлиди.

< Yaritilish 4 >