< Yaritilish 26 >
1 [Qanaan] zéminida Ibrahimning waqtidiki acharchiliqtin bashqa yene bir qétimliq acharchiliq yüz berdi. Shuning bilen Ishaq Gerar shehirige, Filistiylerning padishahi Abimelekning qéshigha bardi.
[Қанаан] зиминида Ибраһимниң вақтидики ачарчилиқтин башқа йәнә бир қетимлиқ ачарчилиқ йүз бәрди. Шуниң билән Исһақ Гәрар шәһиригә, Филистийләрниң падишаси Абимәләкниң қешиға барди.
2 Perwerdigar uninggha körünüp mundaq dédi: — Sen Misirgha chüshmey, belki Men sanga körsitip béridighan yurtta turghin.
Пәрвәрдигар униңға көрүнүп мундақ деди: — Сән Мисирға чүшмәй, бәлки Мән саңа көрситип беридиған жутта турғин.
3 Moshu zémindin chiqmay musapir bolup turghin; shuning bilen Men sen bilen bille bolup, sanga bext-beriket ata qilimen; chünki Men sen we neslingge bu zéminlarning hemmisini bérip, atang Ibrahimgha bergen qesimimni ada qilimen;
Мошу зиминдин чиқмай мусапир болуп турғин; шуниң билән Мән сән билән биллә болуп, саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән; чүнки Мән сән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини берип, атаң Ибраһимға бәргән қәсимимни ада қилимән;
4 neslingni asmandiki yultuzlardek awutimen we neslingge bu zéminlarning hemmisini bérimen; yer yüzidiki barliq el-yurtlar neslingning [nami] bilen özlirige bext-beriket tileydu;
нәслиңни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини беримән; йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң [нами] билән өзлиригә бәхит-бәрикәт тиләйду;
5 Chünki Ibrahim Méning awazimgha qulaq sélip, tapilighinim, emrlirim, belgilimilirim we qanunlirimni beja keltürdi, — dédi.
Чүнки Ибраһим Мениң авазимға қулақ селип, тапилиғиним, әмирлирим, бәлгүлимилирим вә қанунлиримни беҗа кәлтүрди, — деди.
6 Shuning bilen Ishaq Gerarda turup qaldi.
Шуниң билән Исһақ Гәрарда туруп қалди.
7 Emma u yerlik kishiler uning ayali toghrisida sorisa u: — Bu méning singlim bolidu, — dédi; chünki Riwkah intayin chirayliq bolghachqa, Ishaq öz-özige: «Bu méning ayalim bolidu», désem, bu yerlik ademler Riwkahning sewebidin méni öltürüwétermikin, — dep qorqti.
Амма у йәрлик кишиләр униң аяли тоғрисида сориса у: — Бу мениң сиңлим болиду, — деди; чүнки Ривкаһ интайин чирайлиқ болғачқа, Исһақ өз-өзигә: «Бу мениң аялим болиду», десәм, бу йәрлик адәмләр Ривкаһниң сәвәвидин мени өлтүрүветәрмекин, — дәп қорқти.
8 Lékin u shu yerde uzaq waqit turghandin kéyin shundaq boldiki, Filistiylerning padishahi Abimelek derizidin qariwidi, mana Ishaq we ayali Riwkah bir-birige erkiliship turatti.
Лекин у шу йәрдә узақ вақит турғандин кейин шундақ болдики, Филистийләрниң падишаси Абимәләк дәризидин қаривиди, мана Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти.
9 Andin Abimelek Ishaqni chaqirip: — Mana, u jezmen séning ayaling iken! Sen néme dep: «U méning singlim», déding? — déwidi, Ishaq uninggha: — Chünki men eslide uning sewebidin birsi méni öltürüwétermikin, dep ensirigenidim, — dédi.
Андин Абимәләк Исһақни чақирип: — Мана, у җәзмән сениң аялиң екән! Сән немә дәп: «У мениң сиңлим», дедиң? — девиди, Исһақ униңға: — Чүнки мән әслидә униң сәвәвидин бириси мени өлтүрүветәрмекин, дәп әнсиригән едим, — деди.
10 Abimelek uninggha: Bu bizge néme qilghining? Tas qaptu xelq arisidin birersi ayaling bilen birge bolghili?! Undaq bolghan bolsa sen bizni gunahqa patquzghan bolatting! — dédi.
Абимәләк униңға: Бу бизгә немә қилғиниң? Тас қапту хәлиқ арисидин бирәрси аялиң билән биргә болғили?! Ундақ болған болса сән бизни гунаға патқузған болаттиң! — деди.
11 Andin Abimelek hemme xelqqe buyrup: — Kimki bu kishige we yaki xotunigha qol tegküzse jezmen öltürülmey qalmaydu, — dep yarliq chüshürdi.
Андин Абимәләк һәммә хәлиққә буйруп: — Кимки бу кишигә вә яки хотуниға қол тәккүзсә җәзмән өлтүрүлмәй қалмайду, — дәп ярлиқ чүшүрди.
12 Ishaq u zéminda tériqchiliq qildi: u shu yili yerdin yüz hesse hosul aldi; Perwerdigar uni beriketligenidi.
Исһақ у зиминда териқчилиқ қилди: у шу жили йәрдин йүз һәссә һосул алди; Пәрвәрдигар уни бәрикәтлигән еди.
13 Bu kishi bash kötürüp, barghanséri rawaj tépip, tolimu katta kishilerdin bolup qaldi.
Бу киши баш көтирип, барғансери раваҗ тепип, толиму катта кишиләрдин болуп қалди.
14 Uning qoy-kala padiliri we öyidiki qulliri intayin köpeydi; Filistiyler uninggha heset qilghili turdi.
Униң қой-кала падилири вә өйидики қуллири интайин көпәйди; Филистийләр униңға һәсәт қилғили турди.
15 Bu sewebtin uning atisi Ibrahimning künliride atisining qulliri kolighan quduqlarning hemmisini Filistiyler étip, topa bilen tinduruwetti.
Бу сәвәптин униң атиси Ибраһимниң күнлиридә атисиниң қуллири колиған қудуқларниң һәммисини Филистийләр етип, топа билән тиндурувәтти.
16 Abimelek Ishaqqa: — Sen bizdin ziyade küchiyip ketting, emdi arimizdin chiqip ketkin, — dédi.
Абимәләк Исһаққа: — Сән биздин зиядә күчийип кәттиң, әнди аримиздин чиқип кәткин, — деди.
17 Ishaq u yerdin kétip, Gerar wadisigha chédir tikip, shu yerde turup qaldi.
Исһақ у йәрдин кетип, Гәрар вадисиға чедир тикип, шу йәрдә туруп қалди.
18 Ibrahim hayat waqtida [qulliri] birmunche quduqlarni qazghanidi; biraq Ibrahim ölgendin kéyin, Filistiyler bularni topa bilen tinduruwetkenidi. Ishaq bu quduqlarni qaytidin kolitip, ulargha atisi ilgiri qoyghan isimlarni yene qoydi.
Ибраһим һаят вақтида [қуллири] бир мунчә қудуқларни қазған еди; бирақ Ибраһим өлгәндин кейин, Филистийләр буларни топа билән тиндурувәткән еди. Исһақ бу қудуқларни қайтидин колитип, уларға атиси илгири қойған исимларни йәнә қойди.
19 Ishaqning qulliri wadida quduq kolawatqanda suliri urghup chiqip aqidighan bir quduqni tépiwaldi.
Исһақниң қуллири вадида қудуқ колаватқанда сулири урғуп чиқип ақидиған бир қудуқни тепивалди.
20 Lékin Gerardiki padichilar Ishaqning padichiliridin uni taliship: — Bu su bizningkidur, — dédi. Ular Ishaq bilen jédelleshkechke, u bu quduqni «Ések» dep atidi.
Лекин Гәрардики падичилар Исһақниң падичилиридин уни талишип: — Бу су бизниңкидур, — деди. Улар Исһақ билән җедәлләшкәчкә, у бу қудуқни «Есәк» дәп атиди.
21 Ular yene bashqa bir quduqni kolidi, ular yene bu quduq toghrisida jédelleshti. Shuning bilen Ishaq buning ismini «Sitnah» dep atidi.
Улар йәнә башқа бир қудуқни колиди, улар йәнә бу қудуқ тоғрисида җедәлләшти. Шуниң билән Исһақ буниң исмини «Ситнаһ» дәп атиди.
22 Andin u u yerdin kétip, bashqa yerge bérip, shu yerdimu yene bir quduq kolidi; emdi Gerardikiler bu quduqni talashmidi. Bu sewebtin u uning étini «Rehobot» qoyup: «Emdi Perwerdigar biz üchün jay bergeniken, bu zéminda méwilik bolimiz», — dédi.
Андин у у йәрдин кетип, башқа йәргә берип, шу йәрдиму йәнә бир қудуқ колиди; әнди Гәрардикиләр бу қудуқни талашмиди. Бу сәвәптин у униң етини «Рәһобот» қоюп: «Әнди Пәрвәрдигар биз үчүн җай бәргән екән, бу зиминда мевилик болимиз», — деди.
23 Andin u u yerdin chiqip Beer-Shébagha bardi.
Андин у у йәрдин чиқип Бәәр-Шебаға барди.
24 Perwerdigar shu kéchisi uninggha körünüp: — Men bolsam atang Ibrahimning Xudasidurmen; qorqmighin, chünki Men sen bilen billimen, séni bext-beriketlep, neslingni qulum Ibrahimning sewebidin awutimen, — dédi.
Пәрвәрдигар шу кечиси униңға көрүнүп: — Мән болсам атаң Ибраһимниң Худасидурмән; қорқмиғин, чүнки Мән сән билән биллимән, сени бәхит-бәрикәтләп, нәслиңни қулум Ибраһимниң сәвәвидин көпәйтимән, — деди.
25 U shu yerde bir qurban’gah yasap, Perwerdigarning namigha nida qilip ibadet qildi. U shu yerde chédirini tikti, Ishaqning qulliri shu yerde bir quduq kolidi.
У шу йәрдә бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди. У шу йәрдә чедирини тикти, Исһақниң қуллири шу йәрдә бир қудуқ колиди.
26 Emdi Abimelek, aghinisi Ahuzzat bilen leshkerbéshi Fikol birge Gerardin chiqip, uning qéshigha bardi.
Әнди Абимәләк, ағиниси Аһуззат билән ләшкәр беши Фикол биргә Гәрардин чиқип, униң қешиға барди.
27 Ishaq ulargha: — Manga öchmenlik qilip, méni aranglardin qoghliwetkendin kéyin, néme üchün méning qéshimgha keldinglar? — dédi.
Исһақ уларға: — Маңа өчмәнлик қилип, мени араңлардин қоғливәткәндин кейин, немә үчүн мениң қешимға кәлдиңлар? — деди.
28 Ular jawaben: — Biz Perwerdigarning sen bilen bille bolghinini roshen bayqiduq, shuning bilen biz séning toghrangda: «Otturimizda bir kélishim bolsun, yeni bizler bilen sen bir-birimizge qesem bérip ehde qilishayli» déduq; shu wejidin sen bizge héchqandaq ziyan-zexmet yetküzmigeysen; biz sanga héch tegmiginimizdek, shundaqla sanga yaxshiliqtin bashqa héchbir néme qilmighinimizdek (belki séni aman-ésenlik ichide yolunggha ewetkeniduq) senmu shundaq qilghaysen. Mana hazir sen Perwerdigar teripidin bext-beriket körüwatisen! — déyishti.
Улар җававән: — Биз Пәрвәрдигарниң сән билән биллә болғинини рошән байқидуқ, шуниң билән биз сениң тоғраңда: «Оттуримизда бир келишим болсун, йәни бизләр билән сән бир-биримизгә қәсәм берип әһдә қилишайли» дедуқ; шу вәҗидин сән бизгә һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмигәйсән; биз саңа һеч тәгмигинимиздәк, шундақла саңа яхшилиқтин башқа һеч бир немә қилмиғинимиздәк (бәлки сени аман-есәнлик ичидә йолуңға әвәткән едуқ) сәнму шундақ қилғайсән. Мана һазир сән Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит-бәрикәт көрүватисән! — дейишти.
30 Shuning bilen u ulargha bir ziyapet qilip berdi. Ular bolsa yep-ichti.
Шуниң билән у уларға бир зияпәт қилип бәрди. Улар болса йәп-ичти.
31 Etisi tang seherde ular qopup bir-birige qesem qilishti; andin Ishaq ularni yolgha sélip qoydi; ular uning qéshidin aman-ésen ketti.
Әтиси таң сәһәрдә улар қопуп бир-биригә қәсәм қилишти; андин Исһақ уларни йолға селип қойди; улар униң қешидин аман-есән кәтти.
32 U küni shundaq boldiki, Ishaqning qulliri kélip, uninggha özi kolighan quduq toghrisida xewer bérip: «Biz su taptuq!» dédi.
У күни шундақ болдики, Исһақниң қуллири келип, униңға өзи колиған қудуқ тоғрисида хәвәр берип: «Биз су таптуқ!» деди.
33 U uning namini «Shibah» qoydi. Bu sewebtin bu sheherning ismi bügün’giche «Beer-Shéba» dep atilip kelmekte.
У униң намини «Шибаһ» қойди. Бу сәвәптин бу шәһәрниң исми бүгүнгичә «Бәәр-Шеба» дәп атилип кәлмәктә.
34 Esaw qiriq yashqa kirgende, hittiylardin bolghan Beerining qizi Yehudit bilen hittiylardin bolghan Élonning qizi Basimatni xotunluqqa aldi.
Әсав қириқ яшқа киргәндә, Һиттийлардин болған Бәәриниң қизи Йәһудит билән Һиттийлардин болған Елонниң қизи Басиматни хотунлуққа алди.
35 Emma bular Ishaq bilen Riwkahning könglige azab élip keldi.
Амма булар Исһақ билән Ривкаһниң көңлигә азап елип кәлди.