< Yaritilish 2 >

1 Shundaq qilip asman bilen zémin, pütkül mewjudatliri bilen qoshulup yaritilip boldi.
Шундақ қилип асман билән зимин, пүткүл мәвҗудатлири билән қошулуп яритилип болди.
2 Xuda yettinchi künigiche qilidighan ishini tamamlidi. U yettinchi küni barliq yaritish ishini toxtitip aram aldi.
Худа йәттинчи күнигичә қилидиған ишини тамамлиди. У йәттинчи күни барлиқ яритиш ишини тохтитип арам алди.
3 Yettinchi küni Xuda barliq yaritish ishliridin aram alghan kün bolghanliqi üchün, shu künni bextlik kün qilip, uni «muqeddes kün» dep békitti.
Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти.
4 Perwerdigar Xuda zémin bilen asmanni yaratqan künide, asman-zéminning yaritilish jeryanining tarixliri mundaq: —
Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күнидә, асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ: —
5 Zéminda téxi héch gül-giyah, yerde héch otyash ünmigenidi; chünki Perwerdigar Xuda yer yüzige höl-yéghin yaghdurmighanidi, shundaqla yer tériydighan ademmu yoq idi.
Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди.
6 Lékin yerdin bulaq süyi chiqip, tamam yer yüzini sughardi.
Лекин йәрдин булақ сүйи чиқип, тамам йәр йүзини суғарди.
7 Andin Perwerdigar Xuda ademni yerning topisidin yasap, hayatliq nepesini uning burnigha püwlidi; shuning bilen adem tirik bir jan boldi.
Андин Пәрвәрдигар Худа адәмни йәрниң тописидин ясап, һаятлиқ нәпәсини униң бурниға пүвлиди; шуниң билән адәм тирик бир җан болди.
8 Andin kéyin Perwerdigar Xuda meshriq terepte Érem dégen jayda bir bagh bina qilip, yasighan ademni shu yerge orunlashturdi.
Андин кейин Пәрвәрдигар Худа мәшриқ тәрәптә Ерәм дегән җайда бир бағ бена қилип, ясиған адәмни шу йәргә орунлаштурди.
9 Perwerdigar Xuda yerdin közni qamlashturidighan chirayliq, [méwiliri] yéyishlik herxil derexni ündürdi; u yene baghning otturisida «hayatliq derixi» we «yaxshi bilen yamanni bilgüzgüchi derex»ni ündürdi.
Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, [мевилири] йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди.
10 Baghni sughirishqa Éremdin bir derya éqip chiqti; andin bölünüp, töt éqin boldi.
Бағни суғиришқа Ерәмдин бир дәрия еқип чиқти; андин бөлүнүп, төрт еқин болди.
11 Birinchi éqinning nami Pishon bolup, altun chiqidighan pütkül Hawilah zéminini aylinip ötidu.
Биринчи еқинниң нами Пишон болуп, алтун чиқидиған пүткүл Һавилаһ зиминини айлинип өтиду.
12 Bu yurtning altuni nahayiti ésil idi; shu yerde puraqliq déwirqay bilen aq héqiqmu chiqidu.
Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду.
13 Ikkinchi deryaning nami Gihon bolup, pütkül Kush zéminini aylinip ötidu.
Иккинчи дәрияниң нами Гиһон болуп, пүткүл Куш зиминини айлинип өтиду.
14 Üchinchi deryaning nami Dijle bolup, Ashurning sherqidin éqip ötidu, tötinchi deryaning nami Efrat idi.
Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә болуп, Ашурниң шәрқидин еқип өтиду, төртинчи дәрияниң нами Әфрат еди.
15 Perwerdigar Xuda ademni élip Érem béghigha ishlep, perwish qilsun dep uni shu yerge qoyup qoydi.
Пәрвәрдигар Худа адәмни елип Ерәм беғиға ишләп, пәрвиш қилсун дәп уни шу йәргә қоюп қойди.
16 Perwerdigar Xuda ademge emr qilip: baghdiki herbir derex méwiliridin xalighiningche ye;
Пәрвәрдигар Худа адәмгә әмир қилип: бағдики һәр бир дәрәқ мевилиридин халиқиниңчә йә;
17 emma «yaxshi bilen yamanni bilgüzgüchi derex»ning méwisidin yémigin; chünki uningdin yégen kününgde jezmen ölisen, — dédi.
амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди.
18 Andin Perwerdigar Xuda yene söz qilip: — Ademning yalghuz turushi yaxshi emes; Men uninggha mas kélidighan bir yardemchi hemrahni yasap bérey, — dédi.
Андин Пәрвәрдигар Худа йәнә сөз қилип: — Адәмниң ялғуз туруши яхши әмәс; Мән униңға мас келидиған бир ярдәмчи һәмраһни ясап берәй, — деди.
19 Perwerdigar Xuda tupraqtin daladiki barliq janiwarlar bilen asmandiki hemme uchar-qanatlarni yasighanidi; ulargha ademning néme dep at qoyidighanliqini bilish üchün, U ularni ademning aldigha keltürdi. Adem herbir janiwargha néme dep at qoyghan bolsa, uning éti shu bolup qaldi.
Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди.
20 Bu teriqide adem hemme mal-charwilargha, asmandiki uchar-qanatlargha we daladiki herbir janiwarlargha at qoydi; wehalenki, adem özige mas kélidighan héchbir yardemchi hemrah uchratmidi.
Бу тәриқидә адәм һәммә мал-чарвиларға, асмандики учар-қанатларға вә даладики һәр бир җаниварларға ат қойди; вәһаләнки, адәм өзигә мас келидиған һеч бир ярдәмчи һәмраһ учратмиди.
21 Shuning bilen Perwerdigar Xuda ademge bir qattiq uyqu saldi; u uxlap qaldi. U uxlawatqanda, U uning biqinidin bir az élip, andin uning ornini et-gösh bilen étip qoydi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди.
22 Shuning bilen Perwerdigar Xuda ademning biqinidin alghan shu qisimdin bir ayalni yasap, uni ademning qéshigha ekeldi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмниң биқинидин алған шу қисимдин бир аялни ясап, уни адәмниң қешиға әкәлди.
23 Adem’ata xushal bolup: — Mana bu söngeklirimdiki söngek, étimdiki et bolghach, «ayal» dep atalsun; chünki u erdin élin’ghandur, — dédi.
Адәм ата хошал болуп: — Мана бу сүйәклиримдики сүйәк, етимдики әт болғач, «аял» дәп аталсун; чүнки у әрдин елинғандур, — деди.
24 Shuning üchün er kishi ata-anisidin ayrilip, öz ayaligha baghlinip bir bolup, ikkisi bir ten bolidu.
Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға бағлинип бир болуп, иккиси бир тән болиду.
25 Adem’ata bilen ayali her ikkisi yalingach bolsimu, héch uyalmaytti.
Адәм ата билән аяли һәр иккиси ялаңач болсиму, һеч уялмайтти.

< Yaritilish 2 >