< Yaritilish 16 >
1 Emma Abramning ayali Saray uninggha héch bala tughup bermidi; lékin uning Hejer isimlik misirliq bir dédiki bar idi;
Амма Абрамниң аяли Сарай униңға һеч бала туғуп бәрмиди; лекин униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир дедиги бар еди;
2 Saray Abramgha: — Mana, Perwerdigar méni tughushtin tosti. Emdi sen méning dédikimning qéshigha kirgin; belkim u arqiliq ana bolup tiklinishim mumkin, — dédi. Abram bolsa Sarayning sözini qobul kördi.
Сарай Абрамға: — Мана, Пәрвәрдигар мени туғуштин тости. Әнди сән мениң дедигимниң қешиға киргин; бәлким у арқилиқ ана болуп тиклинишим мүмкин, — деди. Абрам болса Сарайниң сөзини қобул көрди.
3 Shuning bilen Abramning ayali Saray dédiki misirliq Hejerni öz éri Abramgha toqalliqqa apirip berdi (u waqitta Abram Qanaan zéminida on yil olturghanidi).
Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди).
4 Abram Hejerning qéshigha kirdi we u hamilidar boldi. Emma u özining hamilidar bolghinini bilginide, u ayal xojayinini közge ilmas bolup qaldi.
Абрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Амма у өзиниң һамилдар болғинини билгинидә, у аял ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди.
5 Saray Abramgha qéyidap: — Manga chüshken bu xorluq séning béshinggha chüshsun! Men öz dédikimni quchiqinggha sélip berdim; emdi u özining hamilidar bolghinini körgende men uning neziride közge ilinmidim. Xeyr, Perwerdigar sen bilen méning otturimizda höküm chiqarsun! — dédi.
Сарай Абрамға қейидап: — Маңа чүшкән бу хорлуқ сениң бешиңға чүшсун! Мән өз дедигимни қучиғиңға селип бәрдим; әнди у өзиниң һамилдар болғинини көргәндә мән униң нәзиридә көзгә илинмидим. Хәйр, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримизда һөкүм чиқарсун! — деди.
6 Abram Saraygha: — Mana, dédiking öz qolungdidur; sanga néme layiq körünse uninggha shuni qilghin, — dédi. Buning bilen Saray uninggha qattiqliq qilishqa bashlidi; buning bilen u uning aldidin qéchip ketti.
Абрам Сарайға: — Мана, дедигиң өз қолуңдидур; саңа немә лайиқ көрүнсә униңға шуни қилғин, — деди. Буниң билән Сарай униңға қаттиқлиқ қилишқа башлиди; буниң билән у униң алдидин қечип кәтти.
7 Emma Perwerdigarning Perishtisi uni chöldiki bir bulaqning yénida, yeni Shur yolining boyidiki bulaqning yénidin tépip, uninggha:
Амма Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни чөлдики бир булақниң йенида, йәни Шур йолиниң бойидики булақниң йенидин тепип, униңға:
8 Ey Sarayning dédiki Hejer, nedin kelding, nege barisen? — dep soridi. U jawab bérip: — Men xojayinim Sarayning aldidin qéchip chiqtim, — dédi.
Әй Сарайниң дедиги Һәҗәр, нәдин кәлдиң, нәгә барисән? — дәп сориди. У җавап берип: — Мән ғоҗайиним Сарайниң алдидин қечип чиқтим, — деди.
9 Perwerdigarning Perishtisi uninggha: — Ayal xojayiningning qéshigha qaytip bérip, uning qol astida bol, — dédi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Аял ғоҗайиниңниң қешиға қайтип берип, униң қол астида бол, — деди.
10 Perwerdigarning Perishtisi uninggha yene: — Séning neslingni shundaq awutimenki, köplükidin uni sanap bolghili bolmaydu, — dédi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға йәнә: — Сениң нәслиңни шундақ көпәйтимәнки, көплүгидин уни санап болғили болмайду, — деди.
11 Andin Perwerdigarning Perishtisi uninggha: Mana, sen hamilidarsen; sen bir oghul tughup, uninggha Ismail dep at qoyghin; chünki Perwerdigar séning jebir-japayingni anglidi.
Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: Мана, сән һамилдарсән; сән бир оғул туғуп, униңға Исмаил дәп ат қойғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң җәбир-җапайиңни аңлиди.
12 U yawa éshek kebi bir adem bolidu; uning qoli her ademge qarshi uzitilidu, shuningdek her ademning qoli uninggha qarshi uzitilidu; u qérindashlirining udulida ayrim turidu, dédi.
У явайи ешәк кәби бир адәм болиду; униң қоли һәр адәмгә қарши узитилиду, шуниңдәк һәр адәмниң қоли униңға қарши узитилиду; у қериндашлириниң удулида айрим туриду, деди.
13 Hejer öz-özige: «Men mushu yerde méni Körgüchini arqisidin kördüm» dep, özige söz qilghan Perwerdigarni: «Sen méni körgüchi Tengridursen» dep atidi.
Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди.
14 Shuning bilen u quduq: «Beer-lahay-roy» dep ataldi. U Qadesh bilen Bered shehirining ariliqididur.
Шуниң билән у қудуқ: «Бәәр-лаһай-рой» дәп аталди. У Қадәш билән Бәрәд шәһириниң арилиғидидур.
15 Hejer Abramgha bir oghul tughup berdi. Abram Hejer uninggha tughup bergen oghligha Ismail dep at qoydi.
Һәҗәр Абрамға бир оғул туғуп бәрди. Абрам Һәҗәр униңға туғуп бәргән оғлиға Исмаил дәп ат қойди.
16 Hejer Abramgha Ismailni tughup bergende Abram seksen alte yashta idi.
Һәҗәр Абрамға Исмаилни туғуп бәргәндә Абрам сәксән алтә яшта еди.