< Yaritilish 14 >
1 Shinarning padishahi Amrafel, Ellasarning padishahi Arioq, Élamning padishahi Kédorlayomer we Goyimning padishahi Tidalning künliride shu weqe boldiki,
Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики,
2 ular birliship Sodomning padishahi Béra, Gomorraning padishahi Birsha, Admahning padishahi Shinab, Zeboimning padishahi Shem’éber we Béla (yeni Zoar)ning padishahigha qarshi hujumgha atlandi.
улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди.
3 Bu [beshining] hemmisi kéliship Siddim wadisigha, yeni «Shor Déngizi» wadisigha yighildi.
Бу [бәшиниң] һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди.
4 Ular on ikki yil Kédorlayomerge béqindi boldi, on üchinchi yilgha kelgende, Kédorlayomerge qarshi isyan kötürdi.
Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди.
5 On tötinchi yili Kédorlayomer we uninggha ittipaqdash bolghan padishahlar hemmisi yighilip, Ashtarot-Karnaim dégen yerde Refayiylargha, shundaqla Ham dégen yerde Zuziylargha, Shaweh-Kiriatayimda Émiylargha hujum qilip ularni yengdi;
Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди;
6 andin ular Horiylarni ularning Séir téghida meghlup qilip, chölning yénidiki El-Paran’ghiche sürüp-toqay qildi.
андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди.
7 Arqidinla, ular En-Mishpatqa (yeni Qadeshke) yénip kélip, Amaleklerning pütkül yurtini bulang-talang qildi; Hazazon-Tamarda olturushluq Amoriylarnimu hujum qilip meghlup qildi.
Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди.
8 Shuning bilen Sodomning padishahi, Gomorraning padishahi, Admahning padishahi, Zeboimning padishahi we Bélaning (yeni Zoarning) padishahi chiqip, Siddim wadisida ulargha qarshi jeng qilishqa sep tizdi;
Шуниң билән Содомниң падишаси, Гоморраниң падишаси, Адмаһниң падишаси, Зәбоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди;
9 mushu [besheylen] Élamning padishahi Kédorlayomer, Goyimning padishahi Tidal, Shinarning padishahi Amrafel, Ellasarning padishahi Arioq qatarliqlar bilen soqushti; yeni töt padishah bilen besh padishah özara soqushti.
мошу [бәшәйлән] Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти.
10 Siddim wadisidiki hemmila yerde qarimay [orekliri] bar idi. Sodom we Gomorraning padishahliri qéchip, oreklerge chüshüp ketti. Emma qalghanlar bolsa taghqa qéchip ketti.
Сиддим вадисидики һәммила йәрдә қаримай [орәклири] бар еди. Содом вә Гоморраниң падишалири қечип, орәкләргә чүшүп кәтти. Амма қалғанлар болса таққа қечип кәтти.
11 [Ghalib kelgen töt padishah bolsa] Sodom bilen Gomorraning hemme mal-mülkini we barliq ozuq-tülükini élip ketti.
[Ғалип кәлгән төрт падиша болса] Содом билән Гоморраниң һәммә мал-мүлкини вә барлиқ озуқ-түлүгини елип кәтти.
12 Ular yene Abramning jiyeni Lutnimu malliri bilen qoshup élip ketti; chünki u Sodomda olturaqlashqanidi.
Улар йәнә Абрамниң җийәни Лутниму маллири билән қошуп елип кәтти; чүнки у Содомда олтирақлашқан еди.
13 Halbuki, qutulup qalghan birsi bérip bu ishlarni ibraniy Abramgha éytti. Shu chaghda u Amoriy Mamrening dubzarliqining yénida turatti. Mamre bolsa Eshkol we Anerning akisi idi; bu ücheylen Abram bilen ittipaqdash idi.
Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди.
14 Abram qérindishining esir bolup qalghanliqini anglap, öz öyide tughulghan, alahide terbiyilen’gen üch yüz on sekkiz ademni bashlap chiqip, [töt padishahni] qoghlap dan’ghiche bardi.
Абрам қериндишиниң әсир болуп қалғанлиғини аңлап, өз өйидә туғулған, алаһидә тәрбийиләнгән үч йүз он сәккиз адәмни башлап чиқип, [төрт падишани] қоғлап данғичә барди.
15 Kéchisi u ademlirini guruppilargha bölüp, ular bilen birlikte hujum qilip ularni meghlup qilip, ularni Demeshqning shimal teripidiki Hobah dégen jayghiche qoghlap bérip,
Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип,
16 pütkül [olja alghan] mal-mülükni qayturuwaldi; öz qérindishi Lutni, uning mal-mülki we xotun-qizlirini, shundaqla [barliq qalghan] ademlerni yandurup keldi.
пүткүл [олҗа алған] мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла [барлиқ қалған] адәмләрни яндуруп кәлди.
17 Abram Kédorlayomer we uning bilen ittipaqdash padishahlarni meghlup qilip, qaytip kelgende, Sodomning padishahi Shaweh wadisi (yeni Xan wadisi)gha uning aldigha chiqti.
Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаси Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти.
18 Salémning padishahi Melkizedekmu nan bilen sharab élip aldigha chiqti. U zat bolsa, Hemmidin Aliy Tengrining kahini idi;
Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди;
19 u [Abramni] bext-beriketlep: — «Abram asman bilen zéminning Igisi bolghan Hemmidin Aliy Tengri teripidin beriketlensun!
у [Абрамни] бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун!
20 Shundaqla düshmenliringni öz qolunggha tapshurghan Hemmidin Aliy Tengrige Hemdusana oqulghay!» — dédi. Abram bolsa gheniymet alghan nersilerning ondin birini uninggha berdi.
Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди.
21 Andin Sodomning padishahi Abramgha: — Ademlerni manga bergeyla, gheniymetlerni özlirige alghayla, — dédi.
Андин Содомниң падишаси Абрамға: — Адәмләрни маңа бәргәйла, ғәниймәтләрни өзлиригә алғайла, — деди.
22 Lékin Abram Sodomning padishahigha jawab bérip: — Men bolsam asman bilen zéminning Igisi bolghan Hemmidin Aliy Tengri Perwerdigargha qol kötürüp qesem qilghanmenki,
Лекин Абрам Содомниң падишасиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки,
23 men sendin hetta bir tal yip ne bir tal boghquchinimu ne séning bashqa herqandaq nersengni almaymen; bolmisa, sen kéyin: «men Abramni bay qilip qoydom» déyishing mumkin.
мән сәндин һәтта бир тал жип нә бир тал боқучиниму нә сениң башқа һәр қандақ нәрсәңни алмаймән; болмиса, сән кейин: «мән Абрамни бай қилип қойдом» дейишиң мүмкин.
24 Shunga yigitlirimning yégen-ichkini, shundaqla manga hemrah bolghanlar, yeni Aner, Eshkol we Mamrelerge tégishlik ülüshtin bashqa, men [gheniymettin] héchnerse almaymen; shular özlirige tégishlik ülüshini alsun, — dédi.
Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән [ғәниймәттин] һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди.