< Yaritilish 13 >

1 Shuning bilen Abram ayali we uning barliq nersilirini hemde Lutni élip Misirdin chiqip, Qanaanning jenubidiki Negew yurtigha mangdi.
Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди.
2 U chaghda Abramning mal-waran we altun-kümüshliri köp bolup, xélila bay idi.
У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди.
3 U köchüp yürüp, jenubtiki Negewdin Beyt-Elge, yeni Beyt-El bilen Ayining otturisidiki eslide chédir tikken jaygha,
У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға,
4 qurban’gah yasighan jaygha qaytip keldi. Abram shu yerde Perwerdigarning namini chaqirip ibadet qildi.
қурбангаһ ясиған җайға қайтип кәлди. Абрам шу йәрдә Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.
5 Abram bilen bille mangghan Lutningmu qoy-kala padiliri we chédirliri bar idi.
Абрам билән биллә маңған Лутниңму қой-кала падилири вә чедирлири бар еди.
6 Emdi ular bille tursa, zémin ularni qamdiyalmaytti;
Әнди улар биллә турса, зимин уларни қамдалмайтти;
7 bu sewebtin Abramning padichiliri bilen Lutning padichilirining arisida jédel chiqti (u waqitta Qanaaniylar bilen Perizziyler shu zéminda turatti).
бу сәвәптин Абрамниң падичилири билән Лутниң падичилириниң арисида җедәл чиқти (у вақитта Ⱪананийлар билән Пәриззийләр шу зиминда туратти).
8 Shunga Abram Lutqa: — «Biz bolsaq qérindashlarmiz, sen bilen méning aramda, méning padichilirim bilen séning padichiliring arisida talash-tartish peyda bolmisun.
Шуңа Абрам Лутқа: — «Биз болсақ қериндашлармиз, сән билән мениң арамда, мениң падичилирим билән сениң падичилириң арисида талаш-тартиш пәйда болмисун.
9 Mana, aldingda pütkül zémin turmamdu? Emdi sen mendin ayrilghin; eger sen sol terepke barsang, men ong terepke baray; eger sen ong terepke barsang, men sol terepke baray», — dédi.
Мана, алдиңда пүткүл зимин турмамду? Әнди сән мәндин айрилғин; әгәр сән сол тәрәпкә барсаң, мән оң тәрәпкә барай; әгәр сән оң тәрәпкә барсаң, мән сол тәрәпкә барай», — деди.
10 U waqitta Lut nezer sélip kördiki, Iordan wadisidiki barliq tüzlenglikning Zoar shehirigiche hemmila yerning süyi intayin mol idi; Perwerdigar Sodom bilen Gomorrani weyran qilishtin ilgiri bu yer beeyni Perwerdigarning béghi, Misir zéminidek idi.
У вақитта Лут нәзәр селип көрдики, Иордан вадисидики барлиқ түзләңликниң Зоар шәһиригичә һәммила йәрниң сүйи интайин мол еди; Пәрвәрдигар Содом билән Гоморрани вәйран қилиштин илгири бу йәр бәәйни Пәрвәрдигарниң беғи, Мисир зиминидәк еди.
11 Shuning bilen Lut özige Iordan wadisidiki pütkül tüzlenglikni talliwaldi; andin Lut meshriq terepke köchüp bardi. Shundaq qilip ikkiylen ayrildi.
Шуниң билән Лут өзигә Иордан вадисидики пүткүл түзләңликни талливалди; андин Лут мәшриқ тәрәпкә көчүп барди. Шундақ қилип иккилән айрилди.
12 Abram Qanaan zéminida olturaqlashti; Lut bolsa tüzlengliktiki sheherlerning arisida turdi; u bara-bara chédirlirini Sodom shehiri terepke yötkidi.
Абрам Қанаан зиминида олтирақлашти; Лут болса түзләңликтики шәһәрләрниң арисида турди; у бара-бара чедирлирини Содом шәһири тәрәпкә йөткиди.
13 Sodom xelqi rezil ademler bolup, Perwerdigarning neziride tolimu éghir gunahkarlar idi.
Содом хәлқи рәзил адәмләр болуп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә толиму еғир гунакарлар еди.
14 Lut Abramdin ayrilip ketkendin kéyin, Perwerdigar Abramgha: — Sen emdi béshingni kötürüp, özüng turghan jaydin shimal we jenubqa, meshriq we meghrip terepke qarighin;
Лут Абрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Абрамға: — Сән әнди бешиңни көтирип, өзүң турған җайдин шимал вә җәнупқа, мәшриқ вә мәғрип тәрәпкә қариғин;
15 chünki sen hazir körüwatqan bu barliq zéminni sanga we neslingge menggülük bérimen.
чүнки сән һазир көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа вә нәслиңгә мәңгүлүк беримән.
16 Séning neslingni yerdiki topidek köp qilimen; shundaqki, eger birsi yerdiki topini sanap chiqalisa, séning neslingnimu sanap chiqalishi mumkin bolidu.
Сениң нәслиңни йәрдики топидәк көп қилимән; шундақки, әгәр бириси йәрдики топини санап чиқалиса, сениң нәслиңниму санап чиқалиши мүмкин болиду.
17 Ornungdin tur, bu zéminni uzunluqi we kengliki boyiche aylinip chiqqin; chünki Men uni sanga ata qilimen, — dédi.
Орнуңдин тур, бу зиминни узунлуғи вә кәңлиги бойичә айлинип чиққин; чүнки Мән уни саңа ата қилимән, — деди.
18 Shunga Abram chédirlirini yötkep, Hébron shehirige yéqin Mamrediki dubzarliqning yénigha bérip olturaqlashti; u shu yerde Perwerdigargha atap bir qurban’gah yasidi.
Шуңа Абрам чедирлирини йөткәп, Һеброн шәһиригә йеқин Мамрәдики дубзарлиқниң йениға берип олтирақлашти; у шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиди.

< Yaritilish 13 >