< Ezra 8 >

1 Padishah Artaxshashta seltenet sürüp turghan waqitta, Babildin méning bilen bille qaytqanlarning ata jemet bashliqliri we ularning nesebnamiliri töwendikiche: —
Падиша Артахшашта сәлтәнәт сүрүп турған вақитта, Бабилдин мениң билән биллә қайтқанларниң ата җәмәт башлиқлири вә уларниң нәсәбнамилири төвәндикичә: —
2 Finihasning ewladliridin Gershon, Itamarning ewladliridin Daniyal, Dawutning ewladliridin Hattush,
Финиһасниң әвлатлиридин Гәршон, Итамарниң әвлатлиридин Даниял, Давутниң әвлатлиридин Һаттуш,
3 Shékaniyaning ewladliridin, yeni Paroshning ewladliridin Zekeriya we uning bilen nesebnamide tizimlan’ghan erkekler jemiy bir yüz ellik kishi;
Шеканияниң әвлатлиридин, йәни Парошниң әвлатлиридин Зәкәрия вә униң билән нәсәбнамидә тизимланған әркәкләр җәмий бир йүз әллик киши;
4 Pahat-Moabning ewladliridin Zerahiyahning oghli Elyoyinay we uning bilen bille qaytqan erkekler ikki yüz kishi;
Паһат-Моабниң әвлатлиридин Зәраһияһниң оғли Әлйойинай вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз киши;
5 Shékaniyaning ewladliridin bolghan Yahaziyelning oghli we uning bilen bille qaytqan erkekler üch yüz kishi;
Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр үч йүз киши;
6 Adinning ewladliridin Yonatanning oghli Ebed we uning bilen bille qaytqan erkekler ellik kishi;
Адинниң әвлатлиридин Йонатанниң оғли Әбәд вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр әллик киши;
7 Élamning ewladliridin Ataliyaning oghli Yeshaya we uning bilen bille qaytqan erkekler yetmish kishi;
Еламниң әвлатлиридин Аталияниң оғли Йәшая вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши;
8 Shefatiyaning ewladliridin Mikailning oghli Zebadiya we uning bilen bille qaytqan erkekler seksen kishi;
Шәфатияниң әвлатлиридин Микаилниң оғли Зәбадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр сәксән киши;
9 Yoabning ewladliridin Yehiyelning oghli Obadiya we uning bilen bille qaytqan erkekler ikki yüz on sekkiz kishi;
Йоабниң әвлатлиридин Йәһийәлниң оғли Обадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз он сәккиз киши;
10 Shélomitning ewladliridin Yosifiyaning oghli we uning bilen bille qaytqan erkekler bir yüz atmish kishi;
Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз атмиш киши;
11 Bibayning ewladliridin Bibayning oghli Zekeriya we uning bilen bille qaytqan erkekler yigirme sekkiz kishi;
Бибайниң әвлатлиридин Бибайниң оғли Зәкәрия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр жигирмә сәккиз киши;
12 Azgadning ewladliridin Hakkatanning oghli Yohanan we uning bilen bille qaytqan erkekler bir yüz on kishi;
Азгадниң әвлатлиридин Һаккатанниң оғли Йоһанан вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз он киши;
13 Adonikamning ewladliridin eng axirida qaytqanlarning isimliri Elifelet, Jeiyel we Shémaya bolup, ular bilen bille qaytqan erkekler atmish kishi;
Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанларниң исимлири Әлифәләт, Җәийәл вә Шемая болуп, улар билән биллә қайтқан әркәкләр атмиш киши;
14 Bigwayning ewladliridin Utay bilen Zabbud we ular bilen bille qaytqan erkekler yetmish kishi.
Бигвайниң әвлатлиридин Утай билән Заббуд вә улар билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши.
15 — Men ularni Axawagha aqidighan Deryaning boyigha yighdim; biz u yerde chédir tikip üch kün turduq. Xelqni we kahinlarni arilap qarisam u yerde Lawiylar yoq iken.
— Мән уларни Ахаваға ақидиған Дәрияниң бойиға жиғдим; биз у йәрдә чедир тикип үч күн турдуқ. Хәлиқни вә каһинларни арилап қарисам у йәрдә Лавийлар йоқ екән.
16 Shunga men bashliqlardin Eliézer, Ariyel, Shémaya, Elnatan, Yarib, Elnatan, Natan, Zekeriya bilen Meshullamlarni we ulargha qoshup oqumushluq alimlardin Yoarib bilen Elnatanni chaqirtip kélip,
Шуңа мән башлиқлардин Әлиезәр, Арийәл, Шемая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зәкәрия билән Мәшулламларни вә уларға қошуп оқумушлуқ алимлардин Йоариб билән Әлнатанни чақиртип келип,
17 ulargha hawale qilip Kasifiya dégen yerge, Iddo dégen Ataman bilen körüshüshke ewettim. Men Kasifiya dégen yerde Iddogha we uning ibadetxana xizmetkarliri bolghan qérindashlirigha deydighan geplerni aghzigha sélip, ularning bu yerge Xudayimizning öyi üchün xizmet qilidighan xizmetchilerni bizge ekélishni ötündum.
уларға һавалә қилип Касифия дегән йәргә, Иддо дегән Атаман билән көрүшүшкә әвәттим. Мән Касифия дегән йәрдә Иддоға вә униң ибадәтхана хизмәткарлири болған қериндашлириға дәйдиған гәпләрни ағзиға селип, уларниң бу йәргә Худайимизниң өйи үчүн хизмәт қилидиған хизмәтчиләрни бизгә әкелишни өтүндум.
18 Xudayimizning shapaetlik qoli bizde bolghachqa, ular bizge Israilning ewrisi, Lawiyning newrisi Mahlining ewladliri ichidin oqumushluq bir ademni, yeni Sherebiyani we uning oghulliri hem qérindashliri bolup jemiy on sekkiz kishini bashlap keldi.
Худайимизниң шапаәтлик қоли биздә болғачқа, улар бизгә Исраилниң әвриси, Лавийниң нәвриси Маһлиниң әвлатлири ичидин оқумушлуқ бир адәмни, йәни Шәрәбияни вә униң оғуллири һәм қериндашлири болуп җәмий он сәккиз кишини башлап кәлди.
19 Ular yene Hashabiya we uning bilen bille Merarining ewladliridin Yeshaya hem uning qérindashliri hem ularning oghulliri bolup, jemiy yigirme kishini,
Улар йәнә Һашабия вә униң билән биллә Мәрариниң әвлатлиридин Йәшая һәм униң қериндашлири һәм уларниң оғуллири болуп, җәмий жигирмә кишини,
20 Yene ilgiri Dawut we uning emirliri Lawiylarning xizmitide bolushqa teyinligen «Netiniylar»din ikki yüz yigirme kishini bashlap keldi, bularning hemmisi isimliri bilen tizimlandi.
Йәнә илгири Давут вә униң әмирлири Лавийларниң хизмитидә болушқа тайинлиған «Нәтинийлар»дин икки йүз жигирмә кишини башлап кәлди, буларниң һәммиси исимлири билән тизимланди.
21 Shu chaghda Axawa deryasi boyida men Xudayimizning aldida özümizni töwen qilip, özimiz we kichik balilirimiz hem barliq mal-mülkimiz üchün Xudayimizdin aq yol tileshke roza tutayli, dep jakarlidim.
Шу чағда Ахава дәрияси бойида мән Худайимизниң алдида өзүмизни төвән қилип, өзимиз вә кичик балилиримиз һәм барлиқ мал-мүлкимиз үчүн Худайимиздин ақ йол тиләшкә роза тутайли, дәп җакалидим.
22 Chünki biz eslide padishahqa: «Xudayimizning qoli Uni barliq izdigenlerning üstige iltipat körsitishke qoyulidu; lékin Uning qudriti bilen ghezipi Özini tashlighanlargha zerbe bérishke teyyardur» dégeniduq, emdi yene uningdin yoldiki düshmenlerge taqabil turushqa piyade we atliq leshkerler teyinlep bérishni telep qilghanliqimdin xijil bolup qaldim.
Чүнки биз әслидә падишаға: «Худайимизниң қоли Уни барлиқ издигәнләрниң үстигә илтипат көрситишкә қоюлиду; лекин Униң қудрити билән ғәзиви Өзини ташлиғанларға зәрбә беришкә тәйярдур» дегән едуқ, әнди йәнә униңдин йолдики дүшмәнләргә тақабил турушқа пиядә вә атлиқ ләшкәрләр тайинлап беришни тәләп қилғанлиғимдин хиҗил болуп қалдим.
23 Shuning bilen biz roza tutup Xudayimizdin shu ish toghruluq ötünduq, u duayimizni ijabet qildi.
Шуниң билән биз роза тутуп Худайимиздин шу иш тоғрилиқ өтүндуқ, у дуайимизни иҗабәт қилди.
24 Men kahin bashliri ichidin on ikki ademni we Sherebiya, Hashabiya we ular bilen bille bolghan aka-ukiliridin on ademni tallap,
Мән каһин башлири ичидин он икки адәмни вә Шәрәбия, Һашабия вә улар билән биллә болған ака-укилиридин он адәмни таллап,
25 ulargha altun, kümüsh we qacha-quchilarni, yeni padishah, uning meslihetchiliri, emirliri we shuningdek shu yerde turuwatqan barliq Israillar «köydürme hediye» süpitide Xudayimizning öyige hediye qilghan sowghatlarni tapshurdum.
уларға алтун, күмүч вә қача-қучиларни, йәни падиша, униң мәслиһәтчилири, әмирлири вә шуниңдәк шу йәрдә туруватқан барлиқ Исраиллар «көйдүрмә һәдийә» сүпитидә Худайимизниң өйигә һәдийә қилған соғатларни тапшурдум.
26 Men kümüshtin alte yüz ellik talant, yüz talant éghirliqtiki kümüsh qacha-qucha, yüz talant altunni ularning qoligha ölchep tapshurdum.
Мән күмүчтин алтә йүз әллик талант, йүз талант еғирлиқтики күмүч қача-қуча, йүз талант алтунни уларниң қолиға өлчәп тапшурдум.
27 Ulargha tapshurghanlirimdin yene altun das yigirme bolup, qimmiti ming darik, süpetlik we walildap parqiraydighan mis chong das ikki bolup, altundek qimmetlik idi.
Уларға тапшурғанлиримдин йәнә алтун дас жигирмә болуп, қиммити миң дарик, сүпәтлик вә валилдап пақирайдиған мис чоң дас икки болуп, алтундәк қиммәтлик еди.
28 Men ulargha: — Siler Perwerdigargha muqeddestursiler, qacha-quchilarmu muqeddestur, altun-kümüshler ata-bowanglarning Xudasi Perwerdigargha ixtiyariy hediye qilin’ghan sowghattur.
Мән уларға: — Силәр Пәрвәрдигарға муқәддәстурсиләр, қача-қучиларму муқәддәстур, алтун-күмүчләр ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарға ихтиярий һәдийә қилинған соғаттур.
29 Taki Yérusalémdiki Perwerdigarning öyidiki ambar-xezinilerge yetküzüp, kahinlar we Lawiylarning bashliri we Israillarning qebile-jemet bashliqlirining aldida tarazidin ötküzgüche bularni obdan qarap qoghdanglar, dédim.
Таки Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләргә йәткүзүп, каһинлар вә Лавийларниң башлири вә Исраилларниң қәбилә-җәмәт башлиқлириниң алдида таразидин өткүзгичә буларни убдан қарап қоғдаңлар, дедим.
30 Shuning bilen kahinlar bilen Lawiylar Yérusalémdiki Xudayimizning öyige apiridighan, tarazidin ötküzülgen shu altun-kümüsh we qacha-quchilarni tapshuruwaldi.
Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Йерусалимдики Худайимизниң өйигә апиридиған, таразидин өткүзүлгән шу алтун-күмүч вә қача-қучиларни тапшурувалди.
31 Shuning bilen birinchi ayning on ikkinchi küni biz Axawa deryasining boyidin qozghilip Yérusalémgha chiqishqa mangduq. Xudayimizning qoli üstimizde bolghachqa, u bizni düshmenlirimizdin we yolda paylap turghan qaraqchilardinmu qutquzdi.
Шуниң билән биринчи айниң он иккинчи күни биз Ахава дәриясиниң бойидин қозғилип Йерусалимға чиқишқа маңдуқ. Худайимизниң қоли үстимиздә болғачқа, у бизни дүшмәнлиримиздин вә йолда пайлап турған қарақчилардинму қутқузди.
32 Biz Yérusalémgha kélip u yerde üch kün turduq;
Биз Йерусалимға келип у йәрдә үч күн турдуқ;
33 tötinchi küni Xudayimizning öyide altun-kümüsh we qacha-quchilar tarazida ölchinip kahin Uriyaning oghli Meremotning qoligha tapshuruldi; uning yénida Finihasning oghli Eliazar, yene Lawiylardin Yeshuaning oghli Yozabad bilen Binnuiyning oghli Noadiyahlar bar idi.
төртинчи күни Худайимизниң өйидә алтун-күмүч вә қача-қучилар таразида өлчинип каһин Урияниң оғли Мәрәмотниң қолиға тапшурулди; униң йенида Финиһасниң оғли Әлиазар, йәнә Лавийлардин Йәшуаниң оғли Йозабад билән Биннуийниң оғли Ноадияһлар бар еди.
34 Hemme nerse sani boyiche we éghirliqi boyiche ölchendi we shuning bilen bille herbirining éghirliqi pütüp qoyuldi.
Һәммә нәрсә сани бойичә вә еғирлиғи бойичә өлчәнди вә шуниң билән биллә һәр бириниң еғирлиғи пүтүп қоюлди.
35 Shu chaghda esli élip kétilgenlerning ewladliri, yeni sürgünlüktin qaytqanlar Israillarning Xudasigha «köydürme qurbanliq» süpitide pütkül Israil üchün on ikki torpaq, toqsan alte qochqar, yetmish yette qoza sundi, yene gunah qurbanliqi süpitide on ikki téke sundi; bularning hemmisi Perwerdigargha atalghan köydürme qurbanliq idi.
Шу чағда әсли елип кетилгәнләрниң әвлатлири, йәни сүргүнлүктин қайтқанлар Исраилларниң Худасиға «көйдүрмә қурбанлиқ» сүпитидә пүткүл Исраил үчүн он икки топақ, тохсән алтә қочқар, йәтмиш йәттә қоза сунди, йәнә гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текә сунди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ еди.
36 Ular padishahning yarliq xetlirini padishahning waliylirigha we Deryaning bu gherb teripidiki hökümdarlargha tapshuruwidi, ular xelqqe we Xudaning öyining ishlirigha izchil yardem berdi.
Улар падишаниң ярлиқ хәтлирини падишаниң валийлириға вә Дәрияниң бу ғәрип тәрипидики һөкүмдарларға тапшурувиди, улар хәлиққә вә Худаниң өйиниң ишлириға изчил ярдәм бәрди.

< Ezra 8 >