< Ezra 2 >
1 Töwendikiler Néboqadnesar teripidin Babilgha sürgün qilin’ghan [Yehudiye] ölkisidikilerdin, ularning ewladliri qaytip kélip, Yérusalém we Yehudiyege chiqip, herbiri öz shehirlirige ketkenler: —
Төвәндикиләр Небоқаднәсар тәрипидин Бабилға сүргүн қилинған [Йәһудийә] өлкисидикиләрдин, уларниң әвлатлири қайтип келип, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәткәнләр: —
2 — ular Zerubbabel, Yeshua, Nehemiya, Séraya, Reilaya, Mordikay, Bilshan, Mispar, Bigway, Rehum we Baanahlar bilen bille qaytip keldi. Emdi Israil xelqining ichidiki erkeklerning sani töwendikiche: —
— улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Серая, Рәилая, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Рәһум вә Баанаһлар билән биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —
3 Paroshning ewladliri ikki ming bir yüz yetmish ikki kishi;
Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши;
4 Shefatiyaning ewladliri üch yüz yetmish ikki kishi;
Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши;
5 Arahning ewladliri yette yüz yetmish besh kishi;
Араһниң әвлатлири йәттә йүз йәтмиш бәш киши;
6 Pahat-Moabning ewladliri, yeni Yeshua bilen Yoabning ewladliri ikki ming sekkiz yüz on ikki kishi;
Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он икки киши;
7 Élamning ewladliri bir ming ikki yüz ellik töt kishi;
Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
8 Zattuning ewladliri toqquz yüz qiriq besh kishi;
Заттуниң әвлатлири тоққуз йүз қириқ бәш киши;
9 Zakkayning ewladliri yette yüz atmish kishi;
Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши;
10 Banining ewladliri alte yüz qiriq ikki kishi;
Баниниң әвлатлири алтә йүз қириқ икки киши;
11 Bibayning ewladliri alte yüz yigirme üch kishi;
Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә үч киши;
12 Azgadning ewladliri bir ming ikki yüz yigirme ikki kishi;
Азгадниң әвлатлири бир миң икки йүз жигирмә икки киши;
13 Adonikamning ewladliri alte yüz atmish alte kishi;
Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш алтә киши;
14 Bigwayning ewladliri ikki ming ellik alte kishi;
Бигвайниң әвлатлири икки миң әллик алтә киши;
15 Adinning ewladliri töt yüz ellik töt kishi;
Адинниң әвлатлири төрт йүз әллик төрт киши;
16 Hezekiyaning jemetidin bolghan Atérning ewladliri toqsan sekkiz kishi;
Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши;
17 Bizayning ewladliri üch yüz yigirme üch kishi;
Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә үч киши;
18 Yorahning ewladliri bir yüz on ikki kishi;
Йораһниң әвлатлири бир йүз он икки киши;
19 Hashumning ewladliri ikki yüz yigirme üch kishi;
Һашумниң әвлатлири икки йүз жигирмә үч киши;
20 Gibbarning ewladliri toqsan besh kishi;
Гиббарниң әвлатлири тохсән бәш киши;
21 Beyt-Lehemlikler bir yüz yigirme üch kishi;
Бәйт-Ләһәмликләр бир йүз жигирмә үч киши;
22 Nitofaliqlar ellik alte kishi;
Нитофалиқлар әллик алтә киши;
23 Anatotluqlar bir yüz yigirme sekkiz kishi;
Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши;
24 Azmawetlikler qiriq ikki kishi;
Азмавәтликләр қириқ икки киши;
25 Kiriat-Arimliqlar, Kefirahliqlar we Beerotluqlar bolup jemiy yette yüz qiriq üch kishi;
Кириат-Аримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши;
26 Ramahliqlar bilen Gébaliqlar jemiy alte yüz yigirme bir kishi;
Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши;
27 Mikmashliqlar bir yüz yigirme ikki kishi;
Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши;
28 Beyt-Ellikler bilen ayiliqlar jemiy ikki yüz yigirme üch kishi;
Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий икки йүз жигирмә үч киши;
29 Néboliqlar ellik ikki kishi;
Неболиқлар әллик икки киши;
30 Magbishning ewladliri bir yüz ellik alte kishi;
Магбишниң әвлатлири бир йүз әллик алтә киши;
31 ikkinchi bir Élamning ewladliri bir ming ikki yüz ellik töt kishi;
иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
32 Harimning ewladliri üch yüz yigirme kishi;
Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши;
33 Lod, Hadid we Ononing ewladliri jemiy yette yüz yigirme besh kishi;
Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бәш киши;
34 Yérixoluqlar üch yüz qiriq besh kishi;
Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши;
35 Sinaahning ewladliri üch ming alte yüz ottuz kishi.
Синааһниң әвлатлири үч миң алтә йүз оттуз киши.
36 Kahinlarning sani töwendikiche: — Yeshua jemetidiki Yedayaning ewladliri toqquz yüz yetmish üch kishi;
Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши;
37 Immerning ewladliri bir ming ellik ikki kishi;
Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши;
38 Pashxurning ewladliri bir ming ikki yüz qiriq yette kishi;
Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши;
39 Harimning ewladliri bir ming on yette kishi.
Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
40 Lawiylarning sani töwendikiche: — Xodawiyaning ewladliridin, yeni Yeshua bilen Kadmiyelning ewladliri yetmish töt kishi;
Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходавияниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши;
41 Ghezelkeshlerdin: — Asafning ewladliri bir yüz yigirme sekkiz kishi.
Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз жигирмә сәккиз киши.
42 Derwaziwenlerning neslidin: — Shallumning ewladliri, Atérning ewladliri, Talmonning ewladliri, Akkubning ewladliri, Xatitaning ewladliri bilen Shobayning ewladliri jemiy bir yüz ottuz toqquz kishi.
Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз тоққуз киши.
43 Ibadetxana xizmetkarliri töwendikiche: — Zixaning ewladliri, Xasufaning ewladliri, Tabbaotning ewladliri,
Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири,
44 Kirosning ewladliri, Siyahaning ewladliri, Padonning ewladliri,
Киросниң әвлатлири, Сияһаниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири,
45 Libanahning ewladliri, Hagabahning ewladliri, Akkubning ewladliri,
Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири,
46 Hagabning ewladliri, Shamlayning ewladliri, Hananning ewladliri,
Һагабниң әвлатлири, Шамлайниң әвлатлири, Һананниң әвлатлири,
47 Giddelning ewladliri, Gaharning ewladliri, Réayahning ewladliri,
Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири, Реаяһниң әвлатлири,
48 Rezinning ewladliri, Nikodaning ewladliri, Gazzamning ewladliri,
Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири, Газзамниң әвлатлири,
49 Uzzaning ewladliri, Pasiyaning ewladliri, Bisayning ewladliri,
Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири, Бисайниң әвлатлири,
50 Asnahning ewladliri, Meunimning ewladliri, Nefussimning ewladliri,
Аснаһниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссимниң әвлатлири,
51 Bakbukning ewladliri, Xakufaning ewladliri, Xarxurning ewladliri,
Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири,
52 Bazlutning ewladliri, Mehidaning ewladliri, Xarshaning ewladliri,
Базлутниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири,
53 Barkosning ewladliri, Siséraning ewladliri, Témahning ewladliri,
Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири,
54 Neziyaning ewladliri bilen Xatifaning ewladliri.
Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлири.
55 Sulaymanning xizmetkarlirining ewladlirining sani töwendikiche: — Sotayning ewladliri, Soferetning ewladliri, Pirudaning ewladliri,
Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Пируданиң әвлатлири,
56 Yaalahning ewladliri, Darkonning ewladliri, Giddelning ewladliri,
Яалаһниң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири,
57 Shefetiyaning ewladliri, Xattilning ewladliri, Poqeret-Hazzibaimning ewladliri bilen amining ewladliri.
Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән аминиң әвлатлири.
58 Ibadetxana xizmetkarliri we Sulaymanning xizmetkari bolghanlarning ewladliri jemiy üch yüz toqsan ikki kishi.
Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши.
59 Töwendiki kishiler Tel-Mélah, Tel-Xarsha, Kérub, Addan we Immerdin kelgen bolsimu, lékin ular özlirining ata jemetining yaki nesebining Israil adimi ikenlikini ispatlap bérelmidi.
Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддан вә Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди.
60 Bular Délayaning ewladliri, Tobiyaning ewladliri we Nikodaning ewladliri bolup, jemiy alte yüz ellik ikki kishi;
Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз әллик икки киши;
61 kahinlarning ewladliri ichide Xabayaning ewladliri, Kozning ewladliri bilen Barzillayning ewladliri bar idi; Barzillay Giléadliq Barzillayning bir qizini alghachqa ularning éti bilen atalghanidi.
каһинларниң әвлатлири ичидә Хабаяниң әвлатлири, Козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди.
62 Bular jemetining nesebnamisini izdep tapalmidi; shunga ular «napak» hésablinip kahinliqtin qalduruldi.
Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди.
63 Waliy ulargha: — Urim we tummimni kötürgüchi kahin arimizda xizmette bolghuche «eng muqeddes yimeklikler»ge éghiz tegküzmeysiler, dédi.
Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди.
64 Pütün jamaet jemiy qiriq ikki ming üch yüz atmish kishi;
Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши;
65 buningdin bashqa ularning yene yette ming üch yüz ottuz yette qul-dédiki bar idi; yene ikki yüz er-ayal ghezelchisi bar idi.
буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз әр-аял ғәзәлчиси бар еди.
66 Ularning yette yüz ottuz alte éti, ikki yüz qiriq besh qéchiri,
Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири,
67 töt yüz ottuz besh tögisi we alte ming yette yüz yigirme éshiki bar idi.
төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди.
68 Jemet kattiwashliridin beziliri Yérusalémgha we Perwerdigarning öyige kelgen chaghda, Xudaning shu öyi esli ornigha yéngiwashtin sélinishi üchün chin könglidin sowghatlarni teqdim qildi.
Җәмәт каттивашлиридин бәзилири Йерусалимға вә Пәрвәрдигарниң өйигә кәлгән чағда, Худаниң шу өйи әсли орниға яңливаштин селиниши үчүн чин көңлидин соғатларни тәқдим қилди.
69 Ular özlirining qurbigha qarap qurulush xezinisige atmish bir ming darik altun, besh ming mina kümüsh we yüz qur kahin toni teqdim qildi.
Улар өзлириниң қурбиға қарап қурулуш ғәзнисигә атмиш бир миң дарик алтун, бәш миң мина күмүч вә йүз қур каһин тони тәқдим қилди.
70 Shuningdin kéyin kahinlar, Lawiylar we bir qisim xelq qoshulup, ghezelkeshler, derwaziwenler, ibadetxana xizmetkarliri öz sheherlirige makanlashti; qalghan Israil xelqining hemmisi öz sheherlirige makanlashti.
Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири өз шәһәрлиригә маканлашти; қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти.