< Ezra 10 >

1 Ezra dua qilip, gunahini tonup yighlap Xudaning öyi aldida yiqilip düm yatqan chaghda, Israillardin nahayiti chong bir jamaet, er-ayallar we balilar uning yénigha kélip yighildi; köpchilikmu qattiq yighlap kétishti.
Әзра дуа қилип, гунайини тонуп жиғлап Худаниң өйи алдида жиқилип дүм ятқан чағда, Исраиллардин наһайити чоң бир җамаәт, әр-аяллар вә балилар униң йениға келип жиғилди; көпчиликму қаттиқ жиғлап кетишти.
2 Élamning ewladliridin, Yehiyelning oghli Shékaniya ezragha: — Biz Xudayimizgha sadaqetsizlik qilip bu zémindiki yat taipilerdin xotun aptuq. Halbuki, Israil üchün yenila ümid bar;
Еламниң әвлатлиридин, Йәһийәлниң оғли Шекания әзраға: — Биз Худайимизға садақәтсизлик қилип бу зиминдики ят таипиләрдин хотун аптуқ. Һалбуки, Исраил үчүн йәнила үмүт бар;
3 biz emdi Xudayimiz bilen ehdilisheyli, xojamning we Xudayimizning emrliridin qorqup titrigenlerning nesihitige asasen bu xotunlarni we ulardin törelgen perzentlerni yolgha sélip qoyayli. Hemme ish Tewrat qanuni boyiche qilinsun.
биз әнди Худайимиз билән әһдилишәйли, ғоҗамниң вә Худайимизниң әмирлиридин қорқуп титригәнләрниң нәсиһитигә асасән бу хотунларни вә улардин төрәлгән пәрзәнтләрни йолға селип қояйли. Һәммә иш Тәврат қануни бойичә қилинсун.
4 Tur! Bu ish sanga baghliqtur, biz séni qollaymiz; jür’etlik bolup ishni ada qilghin, — dédi.
Тур! Бу иш саңа бағлиқтур, биз сени қоллаймиз; җүръәтлик болуп ишни ада қилғин, — деди.
5 Shuning bilen Ezra ornidin qopup, kahinlarning Lawiylarning we pütkül Israil jamaitining bashliqlirini shu söz boyiche ish qilimiz, dep qesem ichishke ündidi, ular qesem ichti.
Шуниң билән Әзра орнидин қопуп, каһинларниң Лавийларниң вә пүткүл Исраил җамаитиниң башлиқлирини шу сөз бойичә иш қилимиз, дәп қәсәм ичишкә үндиди, улар қәсәм ичти.
6 Andin Ezra Xudaning öyi aldidin qopup Eliyashibning oghli Yehohananning öyige kirdi; u u yerge kelgende ghizamu yémidi, sumu ichmidi, chünki u sürgünlüktin qaytip kelgenlerning sadaqetsizliki üchün échinatti.
Андин Әзра Худаниң өйи алдидин қопуп Әлияшибниң оғли Йәһоһананниң өйигә кирди; у у йәргә кәлгәндә ғизаму йемиди, суму ичмиди, чүнки у сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги үчүн ечинатти.
7 Shuning bilen Yehudiye we Yérusalémda sürgünlüktin qaytip kelgenlerning hemmisige jakarlinip, Yérusalémgha yighilinglar,
Шуниң билән Йәһудийә вә Йерусалимда сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң һәммисигә җакалинип, Йерусалимға жиғилиңлар,
8 emirler we aqsaqallarning nesihiti boyiche, kimki üch kün ichide yétip kelmise, uning pütün mal-mülki musadire qilinidu, sürgündin qaytip kelgenlerning jamaitidinmu ayrilidu, dep, jakarname chiqirildi.
әмирләр вә ақсақалларниң нәсиһити бойичә, кимки үч күн ичидә йетип кәлмисә, униң пүтүн мал-мүлки мусадирә қилиниду, сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң җамаитидинму айрилиду, дәп, җакарнамә чиқирилди.
9 Shuning bilen Yehuda we Binyamindiki barliq erler üch kün’giche Yérusalémgha yighilip boldi. U toqquzinchi ayning yigirminchi küni idi; barliq xelq Xudaning öyining hoylisidiki meydan’gha kélip olturdi, köpchilik bu ishtin qorqachqa, shuningdek qattiq yaghqan yamghur tüpeylidin, titrep kétishti.
Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики барлиқ әрләр үч күнгичә Йерусалимға жиғилип болди. У тоққузинчи айниң жигирминчи күни еди; барлиқ хәлиқ Худаниң өйиниң һойлисидики мәйданға келип олтарди, көпчилик бу иштин қорқачқа, шуниңдәк қаттиқ яққан ямғур түпәйлидин, титрәп кетишти.
10 Kahin Ezra ornidin qopup ulargha: — Siler Xudagha sadaqetsizlik qilip yat taipilerning qizlirini xotunluqqa élip Israillarning itaetsizlikini ashurdunglar.
Каһин Әзра орнидин қопуп уларға: — Силәр Худаға садақәтсизлик қилип ят таипиләрниң қизлирини хотунлуққа елип Исраилларниң итаәтсизлигини ашурдуңлар.
11 Emdi siler ata-bowanglarning Xudasi bolghan Perwerdigar aldida gunahinglarni tonup, uning neziride durus bolghanni qilip, özünglarni bu zémindiki taipilerdin we bu yat ellik xotunliringlardin arini ochuq qilinglar, dédi.
Әнди силәр ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар алдида гунайиңларни тонуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилип, өзүңларни бу зиминдики таипиләрдин вә бу ят әллик хотунлириңлардин арини очуқ қилиңлар, деди.
12 Pütün jamaet yuqiri awazda jawap bérip: — Maqul, biz özlirining shu gepliri boyiche ish körimiz.
Пүтүн җамаәт жуқури авазда җавап берип: — Мақул, биз өзлириниң шу гәплири бойичә иш көримиз.
13 Biraq ademler bek köp, yene kélip yamghur pesli bolghachqa talada turalmaymiz; uning üstige bu dégen bir-ikki künde pütidighan ish emes, chünki bizde bu ishta itaetsizlik qilghanlar nahayiti köptur!
Бирақ адәмләр бәк көп, йәнә келип ямғур пәсли болғачқа талада туралмаймиз; униң үстигә бу дегән бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс, чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур!
14 Xudaning mushu ish tüpeyli kelgen qattiq ghezipining bizdin ketküche, bashliqlirimiz pütkül jamaetke wekil bolup Perwerdigarning aldida tursun; bizning herqaysi sheherlirimizde yat ellerdin xotun alghanlarmu belgilen’gen waqitta shu sheherning aqsaqal we hakimliri bilen birlikte kélip bu ishni bir terep qilsun, — dédi.
Худаниң мошу иш түпәйли кәлгән қаттиқ ғәзивиниң биздин кәткичә, башлиқлиримиз пүткүл җамаәткә вәкил болуп Пәрвәрдигарниң алдида турсун; бизниң һәр қайси шәһәрлиримиздә ят әлләрдин хотун алғанларму бәлгүләнгән вақитта шу шәһәрниң ақсақал вә һакимлири билән бирликтә келип бу ишни бир тәрәп қилсун, — деди.
15 Bu ishqa peqet Asahelning oghli Yonatan bilen Tiqwahning oghli Yahziya qarshi chiqti, Meshullam bilen Lawiy Shabbitay ularni qollidi.
Бу ишқа пәқәт Асаһәлниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яһзия қарши чиқти, Мәшуллам билән Лавий Шаббитай уларни қоллиди.
16 Shuning bilen sürgündin qaytip kelgenler ene shundaq qildi. Kahin Ezra we ata jemetlirining bashliqliri bolghanlar jemeti boyiche bu ishqa ayrildi; ularning hemmisi ismiliri boyiche tizimlandi. Ular oninchi ayning birinchi küni bu ishni tekshürüp bir terep qilishqa kirishti.
Шуниң билән сүргүндин қайтип кәлгәнләр әнә шундақ қилди. Каһин Әзра вә ата җәмәтлириниң башлиқлири болғанлар җәмәти бойичә бу ишқа айрилди; уларниң һәммиси исмилири бойичә тизимланди. Улар онинчи айниң биринчи күни бу ишни тәкшүрүп бир тәрәп қилишқа киришти.
17 Ular yat ellik xotunlarni alghan erlerning soriqini birinchi ayning birinchi küni tügetti.
Улар ят әллик хотунларни алған әрләрниң сориғини биринчи айниң биринчи күни түгәтти.
18 Kahinlarning ewladliri ichide yat ellik xotunlarni alghanlardin mushular chiqti: — Yozadakning oghli Yeshuaning we uning qérindashlirining ewladliridin: — Maaséyah, Eliézer, Yarib, Gedaliya.
Каһинларниң әвлатлири ичидә ят әллик хотунларни алғанлардин мошулар чиқти: — Йозадакниң оғли Йәшуаниң вә униң қериндашлириниң әвлатлиридин: — Маасеяһ, Әлиезәр, Яриб, Гәдалия.
19 Ular xotunlirimizni yolgha sélip qoyimiz dep [qesem qilip] qol bérishti we gunahi üchün itaetsizlik qurbanliqi süpitide qoy padisidin bir qochqarni sundi.
Улар хотунлиримизни йолға селип қойимиз дәп [қәсәм қилип] қол беришти вә гунайи үчүн итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә қой падисидин бир қочқарни сунди.
20 Immerning ewladliridin Hanani bilen Zebadiya;
Иммәрниң әвлатлиридин Һанани билән Зәбадия;
21 Harimning ewladliri ichide Maaséyah, Éliyah, Shémaya, Yehiyel we Uzziya;
Һаримниң әвлатлири ичидә Маасеяһ, Елияһ, Шемая, Йәһийәл вә Уззия;
22 Pashxurning ewladliridin Elyoyinay, Maaséyah, Ismail, Netanel, Yozabad we Elasah.
Пашхурниң әвлатлиридин Әлйойинай, Маасеяһ, Исмаил, Нәтанәл, Йозабад вә Әласаһ.
23 Lawiylar ichide Yozabad, Shimey, Kélaya («Kélita»mu déyilidu), Pitahiya, Yehuda bilen Eliézer;
Лавийлар ичидә Йозабад, Шимәй, Келая («Келита»му дейилиду), Питаһия, Йәһуда билән Әлиезәр;
24 ghezelkeshler ichide Eliyashib; derwaziwenler ichide Shallum, Telem, Uri.
ғәзәлкәшләр ичидә Әлияшиб; дәрвазивәнләр ичидә Шаллум, Тәләм, Ури.
25 Israillardin: — Paroshning ewladliridin Ramiya, Yizziya, Malkiya, Miyamin, Eliazar, Malkiya, Binaya;
Исраиллардин: — Парошниң әвлатлиридин Рамия, Йиззия, Малкия, Миямин, Әлиазар, Малкия, Беная;
26 Élamning ewladliridin Mattaniya, Zekeriya, Yehiyel, Abdi, Yerimot bilen Éliyah;
Еламниң әвлатлиридин Маттания, Зәкәрия, Йәһийәл, Абди, Йәримот билән Елияһ;
27 Zattuning ewladliridin Elyoyinay, Eliyashib, Mattaniya, Yerimot, Zabad bilen Aziza;
Заттуниң әвлатлиридин Әлйойинай, Әлияшиб, Маттания, Йәримот, Забад билән Азиза;
28 Bibayning ewladliridin Yohohanan, Hananiya, Zabbay bilen Atlay;
Бибайниң әвлатлиридин Йоһоһанан, Һанания, Заббай билән Атлай;
29 Banining ewladliridin Meshullam, Malluq, Adaya, Yashub, Shéal bilen Ramot;
Баниниң әвлатлиридин Мәшуллам, Маллуқ, Адая, Яшуб, Шеал билән Рамот;
30 Pahat-Moabning ewladliridin Adna, Jilal, Binaya, Maaséyah, Mattaniya, Bezalel, Binnuiy bilen Manasseh;
Паһат-Моабниң әвлатлиридин Адна, Җилал, Беная, Маасеяһ, Маттания, Бәзаләл, Биннуий билән Манассәһ;
31 Harimning ewladliridin Eliézer, Yishiya, Malkiya, Shémaya, Shiméon,
Һаримниң әвлатлиридин Әлиезәр, Йишия, Малкия, Шемая, Шимеон,
32 Binyamin, Malluq we Shemariya;
Бинямин, Маллуқ вә Шәмария;
33 Xashumning ewladliridin Mattinay, Mattatah, Zabad, Elifelet, Yeremay, Manasseh we Shimey;
Хашумниң әвлатлиридин Маттинай, Маттатаһ, Забад, Әлифәләт, Йәрәмай, Манассәһ вә Шимәй;
34 Banining ewladliridin Maday, Amram, Uel,
Баниниң әвлатлиридин Мадай, Амрам, Уәл,
35 Binaya, Bediya, Kéluhay,
Беная, Бәдия, Келуһай,
36 Waniya, Meremot, Eliyashib,
Вания, Мәрәмот, Әлияшиб,
37 Mattaniyah, Mattinay, Yaasu,
Маттанияһ, Маттинай, Яасу,
38 Bani, Binnuiy, Shimey,
Бани, Биннуий, Шимәй,
39 Shelemiya, Natan, Adaya,
Шәләмия, Натан, Адая,
40 Maknadibay, Shashay, Sharay,
Макнадибай, Шашай, Шарай,
41 Azarel, Shelemiya, Shemariya,
Азарәл, Шәләмия, Шәмария,
42 Shallum, Amariya, Yüsüp;
Шаллум, Амария, Йүсүп;
43 Néboning ewladliridin Jeiyel, Mattitiyah, Zabad, Zébina, Yadday, Yoél we Binaya.
Небониң әвлатлиридин Җәийәл, Маттитияһ, Забад, Зебина, Яддай, Йоел вә Беная.
44 Bularning hemmisi yat ellik xotunlarni alghanlar idi, we shuningdek ulardin bezilerning xotunliri perzentmu körgenidi.
Буларниң һәммиси ят әллик хотунларни алғанлар еди, вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди.

< Ezra 10 >