< Ezra 1 >
1 Pars padishahi Qoreshning birinchi yili, Perwerdigarning Yeremiyaning aghzi arqiliq éytqan sözi emelge ashurulup, Perwerdigarning Pars padishahi Qoreshning rohini qozghishi bilen pütün padishahliqi teweside u mundaq bir jakarname chiqardi, shundaqla uni yazma qilip püküp: —
Парс падишаси Қорәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қорәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: —
2 «Pars padishahi Qoresh mundaq deydu: — Asmanlarning Xudasi Perwerdigar yer yüzidiki barliq padishahliqlarning igidarchiliqini manga berdi; u shundaqla méni Yehuda zéminigha jaylashqan Yérusalémda Özige bir öy sélishqa buyrudi.
«Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; у шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди.
3 Shuning üchün aranglarda Xudaning xelqi bolghanlardin herqaysinglargha bolsa, uning Xudasi [Perwerdigar] uning bilen bille bolghay, u Yehuda zéminidiki Yérusalémgha chiqsun, Israilning Xudasi Perwerdigarning öyini salsun! U bolsa Xudadur, makani Yérusalémdidur!
Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болғанлардин һәр қайсиңларға болса, униң Худаси [Пәрвәрдигар] униң билән биллә болғай, у Йәһуда зиминидики Йерусалимға чиқсун, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини салсун! У болса Худадур, макани Йерусалимдидур!
4 [Sürgünlükte] qalghan xelq qeyerlerde makanlashqan bolsa, [u Yérusalémgha chiqsun]; shu yerdiki ademler ulargha altun, kümüsh, mal-mülük, charpaylarni teminlep yardem bersun we shuningdek Yérusalémda jaylashqan Xudaning shu öyi üchün xalis hediyelerni teqdim qilsun» — dédi.
[Сүргүнлүктә] қалған хәлиқ қәйәрләрдә маканлашқан болса, [у Йерусалимға чиқсун]; шу йәрдики адәмләр уларға алтун, күмүч, мал-мүлүк, чарпайларни тәминләп ярдәм бәрсун вә шуниңдәк Йерусалимда җайлашқан Худаниң шу өйи үчүн халис һәдийәләрни тәқдим қилсун» — деди.
5 Shuning bilen Yehuda we Binyamindiki qebile bashliqliri, kahinlar, Lawiylar, shundaqla Xuda teripidin rohi qozghitilghan barliq xelq orunliridin qopup Yérusalémdiki Perwerdigarning öyini [yéngiwashtin] sélishqa bérishqa teyyarlandi.
Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики қәбилә башлиқлири, каһинлар, Лавийлар, шундақла Худа тәрипидин роһи қозғитилған барлиқ хәлиқ орунлиридин қопуп Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини [яңливаштин] селишқа беришқа тәйярланди.
6 Etraptiki kishilerning hemmisi kümüsh qacha-qucha, altun, mal-mülük, charpaylar we qimmet bahaliq buyumlar bilen ularni qollap quwwetlidi, buningdin bashqa sunulidighan herxil ixtiyariy hediye-qurbanliq süpitide herxil sowghatlarni teqdim qildi.
Әтраптики кишиләрниң һәммиси күмүч қача-қуча, алтун, мал-мүлүк, чарпайлар вә қиммәт баһалиқ буюмлар билән уларни қоллап қувәтлиди, буниңдин башқа сунулидиған һәр хил ихтиярий һәдийә-қурбанлиқ сүпитидә һәр хил соғатларни тәқдим қилди.
7 Padishah Qoresh Perwerdigarning öyidiki qacha-quchilirinimu, yeni ilgiri Néboqadnesar Yérusalémdin ekilip öz ilahining butxanisigha qoyup qoyghan qacha-quchilarnimu élip chiqti.
Падиша Қорәш Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучилириниму, йәни илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучиларниму елип чиқти.
8 Pars padishahi Qoresh xezine bégi Mitredatni buyrup bu qacha-quchilarni aldurup chiqti; Mitredat shularni Yehudaning emiri Sheshbazargha sani boyiche sanap tapshurup berdi.
Парс падишаси Қорәш ғәзнә беги Митрәдатни буйруп бу қача-қучиларни алдуруп чиқти; Митрәдат шуларни Йәһуданиң әмри Шәшбазарға сани бойичә санап тапшуруп бәрди.
9 Qacha-quchilarning sani mundaq: — altun das ottuz, kümüsh das ming, pichaq yigirme toqquz,
Қача-қучиларниң сани мундақ: — алтун дас оттуз, күмүч дас миң, пичақ жигирмә тоққуз,
10 altun piyale ottuz, bir-birige oxshash bolghan kümüsh piyale töt yüz on; bashqa qacha-quchilar bir ming.
алтун пиялә оттуз, бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он; башқа қача-қучилар бир миң.
11 Barliq altun-kümüsh qacha-qucha, besh ming töt yüz. Sürgün qilin’ghan xelq Babildin Yérusalémgha élip kélin’gen chaghda, Sheshbazar bu qacha-quchilarning hemmisini élip kelgenidi.
Барлиқ алтун-күмүч қача-қуча, бәш миң төрт йүз. Сүргүн қилинған хәлиқ Бабилдин Йерусалимға елип келингән чағда, Шәшбазар бу қача-қучиларниң һәммисини елип кәлгән еди.