< Ezakiyal 9 >
1 U quliqimgha küchlük bir awazda towlap: — Yéqin kélinglar, sheherge mes’ul bolghuchilar, herbiringlar öz halaket qoralinglarni qolunglargha tutunglar, — dédi.
У қулиқимға күчлүк бир авазда товлап: — Йеқин келиңлар, шәһәргә мәсъул болғучилар, һәр бириңлар өз һалакәт қуралиңларни қолуңларға тутуңлар, — деди.
2 We mana, alte kishining [ibadetxanining] shimaligha qaraydighan «Yuqiri derwaza» tereptin kéliwatqinini kördüm. Herbirisi qolida bitchit qilghuchi qoralini tutqan; ularning otturisida yénigha pütükchining siyahdéni ésiqliq turghan, kanap kiyimlerni kiygen birsi bar idi; we ular [ibadetxanigha] kirip, mis qurban’gahning yénida turdi.
Вә мана, алтә кишиниң [ибадәтханиниң] шималиға қарайдиған «Жуқири дәрваза» тәрәптин келиватқинини көрдүм. Һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан; уларниң оттурисида йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән бириси бар еди; вә улар [ибадәтханиға] кирип, мис қурбангаһниң йенида турди.
3 Shu chaghda Israilning Xudasining shan-sheripi esli turghan kérubtin kötürülüp öyning bosughisida turdi. Perwerdigar yénigha pütükchining siyahdéni ésiqliq turghan, kanap kiyimlerni kiygen kishini chaqirip uninggha: —
Шу чағда Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди. Пәрвәрдигар йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән кишини чақирип униңға: —
4 Sheherning otturisidin, yeni Yérusalémning otturisidin ötüp, sheher ichide ötküzülgen barliq yirginchlik ishlar tüpeylidin ah-nadamet chekken kishilerning péshanlirige bir belge salghin, — dédi.
Шәһәрниң оттурисидин, йәни Йерусалимниң оттурисидин өтүп, шәһәр ичидә өткүзүлгән барлиқ жиркиничлик ишлар түпәйлидин аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин, — деди.
5 We manga anglitip bashqa kishilerge: — Bu kishining keynidin sheherni kézip, ademlerni qiringlar; közünglar rehim qilmisun, ulargha ichinglarni aghritmanglar!
Вә маңа аңлитип башқа кишиләргә: — Бу кишиниң кәйнидин шәһәрни кезип, адәмләрни қириңлар; көзүңлар рәһим қилмисун, уларға ичиңларни ағритмаңлар!
6 Birnimu qoymay hemmini — qérilar, yash yigit-qizlar, bowaq-balilar we ayallarni qoymay öltürüwétinglar; peqet belge qoyulghan kishilerge yéqinlashmanglar; bu ishni öz muqeddes jayimdin bashlanglar, — dédi. Shunga ular Xudaning öyi aldida turghan héliqi aqsaqallardin bashlighan.
Бирниму қоймай һәммини — қерилар, яш жигит-қизлар, бовақ-балилар вә аялларни қоймай өлтүрүветиңлар; пәқәт бәлгү қоюлған кишиләргә йеқинлашмаңлар; бу ишни өз муқәддәс җайимдин башлаңлар, — деди. Шуңа улар Худаниң өйи алдида турған һелиқи ақсақаллардин башлиған.
7 We U ulargha: — Öyni bulghanglar, hoylilirini öltürülgenler bilen toldurunglar; emdi béringlar! — dédi. Shuning bilen ular chiqip sheher boyiche ademlerni qirishqa bashlidi.
Вә У уларға: — Өйни булғаңлар, һойлилирини өлтүрүлгәнләр билән толдуруңлар; әнди бериңлар! — деди. Шуниң билән улар чиқип шәһәр бойичә адәмләрни қиришқа башлиди.
8 We shundaq boldiki, ular ademlerni qirghinida, men yalghuz qaldim; özümni yerge düm tashlidim we: — Ah, Reb Perwerdigar! Sen Yérusalémgha qaritilghan qehringni tökkende Israilning barliq qaldisini halak qilamsen? — dédim.
Вә шундақ болдики, улар адәмләрни қирғинида, мән ялғуз қалдим; өзүмни йәргә дүм ташлидим вә: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән? — дедим.
9 We U manga: — Israil we Yehuda jemetining qebihliki intayin rezil; chünki ular: «Perwerdigar zéminni tashlap ketti; Perwerdigar bizni körmeydu» — deydu.
Вә У маңа: — Исраил вә Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлиги интайин рәзил; чүнки улар: «Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти; Пәрвәрдигар бизни көрмәйду» — дәйду.
10 «Men bolsam, Méning közüm ulargha rehim qilmaydu, ichimnimu ulargha aghritmaymen; Men ularning yolini öz béshigha chüshürimen, — dédi.
«Мән болсам, Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; Мән уларниң йолини өз бешиға чүшүримән, — деди.
11 We mana, yénigha pütükchining siyahdénini asqan, kanap kiyimlerni kiygen kishi qilghan ishni melum qilip: «Manga Sen buyrughan ishni orundidim» — dédi.
Вә мана, йениға пүтүкчиниң сияһденини асқан, канап кийимләрни кийгән киши қилған ишни мәлум қилип: «Маңа Сән буйруған ишни орундидим» — деди.