< Ezakiyal 4 >

1 Emdi sen, i insan oghli, bir késekni élip öz aldinggha qoyghin; uning üstige bir sheherni — yeni Yérusalémni oyup qoyghin.
Әнди сән, и инсан оғли, бир кесәкни елип өз алдиңға қойғин; униң үстигә бир шәһәрни — йәни Йерусалимни оюп қойғин.
2 Andin uni muhasirige élip, uninggha poteylerni qurup, sépilgha chiqidighan bir dönglük yasap, uning etrapigha bargahlarni tikip we sépilni bösküchi bazghanlarni tiklep qoyghin.
Андин уни муһасиригә елип, униңға потәйләрни қуруп, сепилға чиқидиған бир дөңлүк ясап, униң әтрапиға баргаһларни тикип вә сепилни бөскүчи базғанларни тикләп қойғин.
3 Bir tömür taxtini élip, uni özüng bilen sheherning arisigha tikle; yüzüngni uninggha qaritip tikle; u muhasirige élinidu, sen özüng uni muhasirige alisen; bu ishning özi Israil jemetige bésharet bolidu.
Бир төмүр тахтини елип, уни өзүң билән шәһәрниң арисиға тиклә; йүзүңни униңға қаритип тиклә; у муһасиригә елиниду, сән өзүң уни муһасиригә алисән; бу ишниң өзи Исраил җәмәтигә бешарәт болиду.
4 We sen, sol yéninggha yanpashlap yatqin; Israil jemetining qebihlikini öz üstüngge qoy; solgha yanpashlap qanche kün yatsang, sen shunche kün ularning qebihlikini kötürisen.
Вә сән, сол йениңға янпашлап ятқин; Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини өз үстүңгә қой; солға янпашлап қанчә күн ятсаң, сән шунчә күн уларниң қәбиһлигини көтирисән.
5 Men sanga yétish kérek bolghan künlerni ularning qebihlik qilghan yilliri boyiche, yeni üch yüz toqsan kün qilip békitkenmen; shuning bilen sen Israil jemetining qebihlikini kötürisen.
Мән саңа йетиш керәк болған күнләрни уларниң қәбиһлик қилған жиллири бойичә, йәни үч йүз тохсән күн қилип бекиткәнмән; шуниң билән сән Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән.
6 Bu künler tügigendin kéyin, sen yene ong yanpashlap yétip, Yehuda jemetining qebihlikini kötürisen; sanga qiriq künni békitkenmen, herbir kün bir yilni ipadileydu.
Бу күнләр түгигәндин кейин, сән йәнә оң янпашлап йетип, Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; саңа қириқ күнни бекиткәнмән, һәр бир күн бир жилни ипадиләйду.
7 We sen yüzüngni Yérusalémning muhasirisige qaritip, yéngingni türgen halda, uni eyiblep bésharet bérisen;
Вә сән йүзүңни Йерусалимниң муһасирисигә қаритип, йеңиңни түргән һалда, уни әйипләп бешарәт берисән;
8 we mana, Men üstüngge arghamchilarni salimenki, sen muhasirining künlirini tügetmigüche uyan-buyan’gha héch örülmeysen.
вә мана, Мән үстүңгә арғамчиларни салимәнки, сән муһасириниң күнлирини түгәтмигичә уян-буянға һеч өрүлмәйсән.
9 We sen özüngge bughday, arpa, purchaq, qizil mash tériq we qara bughdaylarni élip bir idish ichige sal; we buningdin özüng üchün tamaq teyyarlaysen; sen buni yanpashlap yatqan künlerde, yeni üch yüz toqsan künde yeysen;
Вә сән өзүңгә буғдай, арпа, почақ, қизил маш териқ вә қара буғдайларни елип бир идиш ичигә сал; вә буниңдин өзүң үчүн тамақ тәйярлайсән; сән буни янпашлап ятқан күнләрдә, йәни үч йүз тохсән күндә йәйсән;
10 sen yeydighan tamaq bolsa miqdari boyiche her küni yigirme shekeldin bolushi kérek; sen uni belgilen’gen waqitlarda yeysen;
сән йәйдиған тамақ болса миқдари бойичә һәр күни жигирмә шәкәлдин болуши керәк; сән уни бәлгүләнгән вақитларда йәйсән;
11 we [her küni] sunimu norma boyiche, yeni altidin bir hin ichisen; [her kündiki] belgilen’gen waqitlarda ichisen.
вә [һәр күни] суниму норма бойичә, йәни алтидин бир һин ичисән; [һәр күндики] бәлгүләнгән вақитларда ичисән.
12 Sen uni arpa kömichi sheklide qilip yeysen; sen uni ularning köz aldida insan nijasiti üstide pishurisen».
Сән уни арпа көмичи шәклидә қилип йәйсән; сән уни уларниң көз алдида инсан ниҗасити үстидә пиширисән».
13 Perwerdigar: «Israillar Men ularni heydep chiqiridighan eller arisida turup shu haram yolda öz nénini haram yeydu» — dédi.
Пәрвәрдигар: «Исраиллар Мән уларни һайдап чиқиридиған әлләр арисида туруп шу һарам йолда өз ненини һарам йәйду» — деди.
14 Andin men: «I Perwerdigar! Men özümni héchqachan bulghap qoymidim, we yashliqimdin tartip bügün’ge qeder men özi ölgendin, yaki yirtquchlar boghup qoyghan nersidin héch yémigenmen; héchqandaq yirginchlik göshke aghzim tégip baqmighan!» — dédim.
Андин мән: «И Пәрвәрдигар! Мән өзүмни һеч қачан булғап қоймидим, вә яшлиғимдин тартип бүгүнгә қәдәр мән өзи өлгәндин, яки житқучлар боғуп қойған нәрсидин һеч йемигәнмән; һеч қандақ жиркиничлик гөшкә ағзим тегип бақмиған!» — дедим.
15 We U manga: «Mana, Men sanga insanning nijasitining ornigha kalining tézikini berdim; sen néningni shuning üstide pishurisen» — dédi.
Вә У маңа: «Мана, Мән саңа инсанниң ниҗаситиниң орниға калиниң тезигини бәрдим; сән нениңни шуниң үстидә пиширисән» — деди.
16 We U manga: «I insan oghli, mana Men Yérusalémda ulargha yölenchük bolghan nanni qurutiwétimen; ular nanni tarazigha sélip, uni teshwish ichide yeydu, suni ölchem bilen alaqzidilik ichide ichidu;
Вә У маңа: «И инсан оғли, мана Мән Йерусалимда уларға йөләнчүк болған нанни қурутиветимән; улар нанни таразиға селип, уни тәшвиш ичидә йәйду, суни өлчәм билән алақзидилик ичидә ичиду;
17 Chünki nan we su ulardin qalidu; ular bir-birige qariship dehshet basidu, öz qebihlikidin qurup kétidu».
Чүнки нан вә су улардин қалиду; улар бир-биригә қаришип дәһшәт басиду, өз қәбиһлигидин қуруп кетиду».

< Ezakiyal 4 >