< Ezakiyal 36 >
1 Emdi sen, i insan oghli, Israil taghlirigha bésharet bérip mundaq dégin: — Israil taghliri, Perwerdigarning sözini anglanglar: —
Әнди сән, и инсан оғли, Исраил тағлириға бешарәт берип мундақ дегин: — Исраил тағлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
2 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Düshmenning silerge qarap: «Wah! Menggü yuqiri jaylar bizge teelluq boldi!» dégini tüpeylidin,
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дүшмәнниң силәргә қарап: «Ваһ! Мәңгү жуқури җайлар бизгә тәәллуқ болди!» дегини түпәйлидин,
3 shunga bésharet bérip mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Berheq, chünki ular silerni weyrane qilip, ellerdin qalghanlirigha tewe qilishqa heryandin silerni ezgenliki tüpeylidin, we siler eller arisida söz-chöchek we töhmet obyékti bolup qalghanliqinglardin,
шуңа бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, чүнки улар силәрни вәйранә қилип, әлләрдин қалғанлириға тәвә қилишқа һәряндин силәрни әзгәнлиги түпәйлидин, вә силәр әлләр арисида сөз-чөчәк вә төһмәт объекти болуп қалғанлиғиңлардин,
4 emdi shunga, i Israil taghliri, Reb Perwerdigarning sözini anglanglar: — Reb Perwerdigar ellerdin qalghanlirigha olja hem mazaq obyékti bolup qalghan taghlar, égizlikler, jiralar we jilghilargha, weyran bolghan xarabiler we tashliwétilgen sheherlerge mundaq deydu: —
әнди шуңа, и Исраил тағлири, Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: — Рәб Пәрвәрдигар әлләрдин қалғанлириға олҗа һәм мазақ объекти болуп қалған тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға, вәйран болған харабиләр вә ташливетилгән шәһәрләргә мундақ дәйду: —
5 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Xushal bolushup qelbidiki pütün öchmenliki bilen Méning zéminimni özlirige teelluq bolushqa békitip, uni bulang-talang qiliwalayli dégen ellerdin qalghanlirigha we Édomdikilerning hemmisige berheq, Men [Öz xelqimge] bolghan qizghinliqimdin chiqqan achchiq otida söz qildim: —
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Хошал болушуп қәлбидики пүтүн өчмәнлиги билән Мениң зиминимни өзлиригә тәәллуқ болушқа бекитип, уни булаң-талаң қиливалайли дегән әлләрдин қалғанлириға вә Едомдикиләрниң һәммисигә бәрһәқ, Мән [Өз хәлқимгә] болған қизғинлиғимдин чиққан аччиқ отида сөз қилдим: —
6 Israil zémini toghruluq bésharet bérip, taghlar, égizlikler, jiralar we jilghilargha söz qilip mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men Öz [xelqimge bolghan] qizghinliqimdin qehrim bilen söz qildim — chünki siler ellerning mazaq-ahanetlirini yégensiler.
Исраил зимини тоғрилиқ бешарәт берип, тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өз [хәлқимгә болған] қизғинлиғимдин қәһрим билән сөз қилдим — чүнки силәр әлләрниң мазақ-аһанәтлирини йегәнсиләр.
7 — Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Men qolumni kötürüp shundaq qesem ichkenki, berheq, etrapinglardiki eller özining mazaq-ahanetlirini özi ishitidu.
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қолумни көтирип шундақ қәсәм ичкәнки, бәрһәқ, әтрапиңлардики әлләр өзиниң мазақ-аһанәтлирини өзи ишитиду.
8 Lékin siler, i Israil taghliri, shaxlinisiler, xelqim Israilgha méwe bérisiler; chünki ular pat arida qaytip kélidu.
Лекин силәр, и Исраил тағлири, шахлинисиләр, хәлқим Исраилға мевә берисиләр; чүнки улар пат арида қайтип келиду.
9 Chünki mana, Men siler teripinglardidurmen; Men silerge qaraymen, siler yumshitilisiler hem térilisiler.
Чүнки мана, Мән силәр тәрипиңлардидурмән; Мән силәргә қараймән, силәр юмшитилисиләр һәм терилисиләр.
10 We Men üstünglerde ademlerni, yeni Israilning pütkül jemetini, ularning barliqini köpeytimen; sheherler ahalilik bolidu, xarabiler qaytidin qurulidu.
Вә Мән үстүңләрдә адәмләрни, йәни Исраилниң пүткүл җәмәтини, уларниң барлиғини көпәйтимән; шәһәрләр аһалилик болиду, харабиләр қайтидин қурулиду.
11 Men üstünglerde adem hem haywanlarni köpeytimen, ular awup nesil köridu; Men ötken zamanlardikidek silerni olturaqliq qilimen; berheq, halinglarni eslidikidin ewzel qilimen; siler Méning Perwerdigar ikenlikimni bilip yétisiler.
Мән үстүңләрдә адәм һәм һайванларни көпәйтимән, улар көпийип нәсил көриду; Мән өткән заманлардикидәк силәрни олтирақлиқ қилимән; бәрһәқ, һалиңларни әслидикидин әвзәл қилимән; силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
12 Men üstünglerge ademlerni, yeni xelqim Israilni mangdurimen; ular silerge igidarchiliq qilidu, siler ularning mirasi bolisiler; siler yene ularni baliliridin juda qilmaysiler.
Мән үстүңләргә адәмләрни, йәни хәлқим Исраилни маңдуримән; улар силәргә егидарчилиқ қилиду, силәр уларниң мираси болисиләр; силәр йәнә уларни балилиридин җуда қилмайсиләр.
13 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Chünki ularning silerge: «Siler ademlerni yeysiler, öz élinglarni balilardin juda qilghansiler!» dégini tüpeylidin,
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки уларниң силәргә: «Силәр адәмләрни йәйсиләр, өз елиңларни балилардин җуда қилғансиләр!» дегини түпәйлидин,
14 emdi siler yene ademlerni yémeysiler, öz élinglarni baliliridin yene juda qilmaysiler, deydu Reb Perwerdigar.
әнди силәр йәнә адәмләрни йемәйсиләр, өз елиңларни балилиридин йәнә җуда қилмайсиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 — Men silerge yene ellerning mazaq-ahanetlirini anglatquzmaymen; siler ellerning tapa-tenisini yene kötürmeysiler, siler öz élinglarni qaytidin yiqitmaysiler, — deydu Reb Perwerdigar.
— Мән силәргә йәнә әлләрниң мазақ-аһанәтлирини аңлатқузмаймән; силәр әлләрниң тапа-тәнисини йәнә көтәрмәйсиләр, силәр өз елиңларни қайтидин жиқитмайсиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
17 I insan oghli, Israil jemeti öz zéminida turghan chaghlarda, ular öz yoli hem qilmishliri bilen uni bulghighan; Méning aldimda ularning yoli ay körgen ayalning napakliqigha oxshash.
И инсан оғли, Исраил җәмәти өз зиминида турған чағларда, улар өз йоли һәм қилмишлири билән уни булғиған; Мениң алдимда уларниң йоли ай көргән аялниң напаклиғиға охшаш.
18 Shunga zémin’gha tökken qan üchün, zéminni mebudliri bilen bulghighanliqi üchün, Men qehrimni ular üstige töktum;
Шуңа зиминға төккән қан үчүн, зиминни мәбудлири билән булғиғанлиғи үчүн, Мән қәһримни улар үстигә төктум;
19 Men ularni eller arisigha tarqitiwettim, ular memliketler ichige tarilip ketti; Men ularning yolliri hem qilmishliri boyiche ularning üstige höküm chiqardim.
Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәттим, улар мәмликәтләр ичигә тарилип кәтти; Мән уларниң йоллири һәм қилмишлири бойичә уларниң үстигә һөкүм чиқардим.
20 Ular baridighan herqaysi ellerge kelgende, ular toghrisida: «Bular Perwerdigarning xelqi, biraq ular Uning zéminidin chiqqan!» — déyilgende, ular yenila Méning pak-muqeddes namimni bulghighan;
Улар баридиған һәр қайси әлләргә кәлгәндә, улар тоғрисида: «Булар Пәрвәрдигарниң хәлқи, бирақ улар Униң зиминидин чиққан!» — дейилгәндә, улар йәнила Мениң пак-муқәддәс намимни булғиған;
21 Biraq Men Israil jemeti barghan herqaysi eller arisida bulghan’ghan pak-muqeddes namim üchün köngül böldüm.
Бирақ Мән Исраил җәмәти барған һәр қайси әлләр арисида булғанған пак-муқәддәс намим үчүн көңүл бөлдүм.
22 Shunga Israil jemetige mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Men bu ishni silerni dep emes, i Israil jemeti, belki siler barghan herqaysi eller arisida siler bulghighan öz pak-muqeddes namim üchün qilimen.
Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән бу ишни силәрни дәп әмәс, и Исраил җәмәти, бәлки силәр барған һәр қайси әлләр арисида силәр булғиған өз пак-муқәддәс намим үчүн қилимән.
23 Men eller arisida bulghan’ghan, Özümning büyük namimni pak-muqeddes dep körsitimen; namimni del siler ular arisida bulghighan; ularning köz aldida Men Özümni silerning aranglarda pak-muqeddes körsetkinimde, eller Méning Perwerdigar ikenlikimni bilip yétidu, — deydu Reb Perwerdigar.
Мән әлләр арисида булғанған, Өзүмниң бүйүк намимни пак-муқәддәс дәп көрситимән; намимни дәл силәр улар арисида булғиған; уларниң көз алдида Мән Өзүмни силәрниң араңларда пак-муқәддәс көрсәткинимдә, әлләр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
24 Men silerni eller arisidin élip, memliketler ichidin yighip, silerni öz zémininglargha qayturimen.
Мән силәрни әлләр арисидин елип, мәмликәтләр ичидин жиғип, силәрни өз зиминиңларға қайтуримән.
25 — Men süpsüzük suni üstünglargha chachimen, buning bilen siler pak bolisiler. Silerni hemme paskiniliqinglardin we butliringlardin paklaymen.
— Мән сүпсүзүк суни үстүңларға чачимән, буниң билән силәр пак болисиләр. Силәрни һәммә паскинилиғиңлардин вә бутлириңлардин паклаймән.
26 Men silerge yéngi qelb bérimen, ichinglargha yéngi bir roh salimen; téninglardiki tash yürekni élip tashlap, méhrlik bir qelbni ata qilimen.
Мән силәргә йеңи қәлб беримән, ичиңларға йеңи бир роһ салимән; тениңлардики таш жүрәкни елип ташлап, меһрлик бир қәлбни ата қилимән.
27 Méning Rohimni ichinglargha kirgüzüp, silerni emr-permanlirim boyiche mangghuzimen, hökümlirimni tutquzimen, shuning bilen ulargha emel qilisiler;
Мениң Роһумни ичиңларға киргүзүп, силәрни әмир-пәрманлирим бойичә маңғузимән, һөкүмлиримни тутқузимән, шуниң билән уларға әмәл қилисиләр;
28 siler Men ata-bowiliringlargha teqdim qilghan zéminda yashaysiler; Méning qowmim bolisiler, Men silerning Xudayinglar bolimen.
силәр Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда яшайсиләр; Мениң қовмим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән.
29 Men silerni barliq paskinichiliktin qutquzimen; Men bughdayni awun bolushqa buyruymen; üstünglerge héch acharchiliqni qoymaymen;
Мән силәрни барлиқ паскиничиликтин қутқузимән; Мән буғдайни авун болушқа буйруймән; үстүңләргә һеч ачарчилиқни қоймаймән;
30 Men derexlerning méwisini we étizdiki mehsulatlarni awutimenki, siler acharchiliq tüpeyldin eller arisida shermende bolmaysiler.
Мән дәрәқләрниң мевисини вә етиздики мәһсулатларни көпәйтимәнки, силәр ачарчилиқ түпәйлдин әлләр арисида шәрмәндә болмайсиләр.
31 Siler rezil yolliringlar we nachar qilmishliringlarni eslep, qebihlikliringlar we yirginchlik qilghanliringlar üchün öz-özünglardin yirginisiler.
Силәр рәзил йоллириңлар вә начар қилмишлириңларни әсләп, қәбиһликлириңлар вә жиркиничлик қилғанлириңлар үчүн өз-өзүңлардин жиркинисиләр.
32 Silerge melum bolsunki, bu ishni qilishim siler üchün emes, — deydu Reb Perwerdigar, — öz yolliringlar üchün xijil bolup shermende bolunglar, i Israil jemeti.
Силәргә мәлум болсунки, бу ишни қилишим силәр үчүн әмәс, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — өз йоллириңлар үчүн хиҗил болуп шәрмәндә болуңлар, и Исраил җәмәти.
33 — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Men qebihlikinglardin paklighan künide, Men sheherlerni ahalilik qilimen, xarabe qalghan jaylarmu qaytidin qurulidu.
— Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қәбиһлигиңлардин паклиған күнидә, Мән шәһәрләрни аһалилик қилимән, харабә қалған җайларму қайтидин қурулиду.
34 Weyran qilin’ghan zémin ötüp kétiwatqan herbirining köz aldida weyrane körünsimu, u qaytidin térilidu.
Вәйран қилинған зимин өтүп кетиватқан һәр бириниң көз алдида вәйранә көрүнсиму, у қайтидин терилиду.
35 Shuning bilen ular: «Bu weyran qilin’ghan zémin xuddi Érem baghchisidek boldi; xarabe, weyran qilin’ghan sheherler hazir mustehkemlendi, ahalilik boldi» — deydu.
Шуниң билән улар: «Бу вәйран қилинған зимин худди Ерәм бағчисидәк болди; харабә, вәйран қилинған шәһәрләр һазир мустәһкәмләнди, аһалилик болди» — дәйду.
36 We etrapida qalghan eller Menki Perwerdigarning buzulghan jaylarni qurghuchi hem weyrane qilin’ghan yerlerni qaytidin térighuchi ikenlikimni bilip yétidu; Menki Perwerdigar söz qildim, buninggha emel qilimen.
Вә әтрапида қалған әлләр Мәнки Пәрвәрдигарниң бузулған җайларни қурғучи һәм вәйранә қилинған йәрләрни қайтидин териғучи екәнлигимни билип йетиду; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим, буниңға әмәл қилимән.
37 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Men yenila Israilning jemetining bu ishlarni tileydighan dua-tilawetlirige ijabet qilghuchi bolimen; Men qoy padisidek ularning ademlirini awutimen;
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән йәнила Исраилниң җәмәтиниң бу ишларни тиләйдиған дуа-тилавәтлиригә иҗабәт қилғучи болимән; Мән қой падисидәк уларниң адәмлирини көпәйтимән;
38 Muqeddes dep ayrilghan qurbanliq qoy padisidek, békitilgen héyt-bayramlirigha béghishlan’ghan qoy padisi Yérusalémgha toldurulghandek, xarabe bolghan sheherler qaytidin adem padiliri bilen toldurulidu; ular Méning Perwerdigar ikenlikimni bilip yétidu.
Муқәддәс дәп айрилған қурбанлиқ қой падисидәк, бекитилгән һейт-байрамлириға беғишланған қой падиси Йерусалимға толдурулғандәк, харабә болған шәһәрләр қайтидин адәм падилири билән толдурулиду; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.