< Ezakiyal 35 >
1 We Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 I insan oghli, yüzüngni Séir téghigha qaritip, bésharet bérip uni eyiblep mundaq dégin: —
И инсан оғли, йүзүңни Сеир теғиға қаритип, бешарәт берип уни әйипләп мундақ дегин: —
3 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — «Mana, i Séir téghi, Men sanga qarshimen; Men qolumni üstüngge uzartip, séni bir weyrane we chöl-bayawan qilimen.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, и Сеир теғи, Мән саңа қаршимән; Мән қолумни үстүңгә узартип, сени бир вәйранә вә чөл-баяван қилимән.
4 Men sheherliringni xarabe qiliwétimen, we sen weyrane bolisen; andin sen Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisen.
Мән шәһәрлириңни харабә қиливетимән, вә сән вәйранә болисән; андин сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
5 Chünki sen menggüge öchmenlik saqlap kelgensen, Israillarning béshigha külpet chüshken künide, qebihlikning jazalinish waqti-saiti toshqanda, ularni qilich küchige tapshurup bergenliking tüpeylidin,
Чүнки сән мәңгүгә өчмәнлик сақлап кәлгәнсән, Исраилларниң бешиға күлпәт чүшкән күнидә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, уларни қилич күчигә тапшуруп бәргәнлигиң түпәйлидин,
6 Shunga Men hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar, — Men sanga qan tökülüshni békittim; qan séni qoghlaydu. Sen qan töküshtin nepretlenmigenliking tüpeylidin, emdi qan séni qoghlap yüridu.
Шуңа Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән саңа қан төкүлүшни бекиттим; қан сени қоғлайду. Сән қан төкүштин нәпрәтләнмигәнлигиң түпәйлидин, әнди қан сени қоғлап жүриду.
7 Men Séir téghini weyrane we chöl-bayawan qilip, uningdin bésip ötküchi hem uninggha qaytquchini üzüp tashlaymen.
Мән Сеир теғини вәйранә вә чөл-баяван қилип, униңдин бесип өткүчи һәм униңға қайтқучини үзүп ташлаймән.
8 Men uning taghlirini öltürülgenliri bilen toldurimen; séning égizlikliringde, séning jilghiliringda, séning barliq jiraliringda qilich bilen öltürülgenler yiqilidu.
Мән униң тағлирини өлтүрүлгәнлири билән толдуримән; сениң егизликлириңдә, сениң җилғилириңда, сениң барлиқ җиралириңда қилич билән өлтүрүлгәнләр жиқилиду.
9 Men séni menggüge weyrane qilimen; séning sheherliring ademzatsiz bolidu; we siler Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
Мән сени мәңгүгә вәйранә қилимән; сениң шәһәрлириң адәмзатсиз болиду; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 — Chünki sen: «Bu ikki el, ikki memliket Méningki bolidu, biz ulargha ige bolimiz» dégining tüpeylidin — gerche Men Perwerdigar shu yerde bolghan bolsammu —,
— Чүнки сән: «Бу икки әл, икки мәмликәт Мениңки болиду, биз уларға егә болимиз» дегиниң түпәйлидин — гәрчә Мән Пәрвәрдигар шу йәрдә болған болсамму —,
11 emdi Men hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar, — Men séning nepritingdin chiqqan achchiqing boyiche we hesiting boyiche sanga muamile qilimen; Men üstüngge höküm chiqirip jazalishim bilen, Men ular arisida Özümni körsitimen.
әнди Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән сениң нәпритиңдин чиққан аччиғиң бойичә вә һәситиң бойичә саңа муамилә қилимән; Мән үстүңгә һөкүм чиқирип җазалишим билән, Мән улар арисида Өзүмни көрситимән.
12 Shuning bilen séning Israil taghlirigha qarap: «Ular weyran boldi, ular bizge yem bolushqa teqdim qilindi» dégen barliq haqaretliringni Men Perwerdigarning anglighinimni senler tonup yétisiler.
Шуниң билән сениң Исраил тағлириға қарап: «Улар вәйран болди, улар бизгә йәм болушқа тәқдим қилинди» дегән барлиқ һақарәтлириңни Мән Пәрвәрдигарниң аңлиғинимни сәнләр тонуп йетисиләр.
13 Uning üstige aghzinglarda siler Manga qarshi chiqip özünglarni chong körsitip, Manga kupurluq qilghan sözünglerni köpeytkensiler; Men ularni anglidim.
Униң үстигә ағзиңларда силәр Маңа қарши чиқип өзүңларни чоң көрситип, Маңа күпүрлүк қилған сөзүңләрни көпәйткәнсиләр; Мән уларни аңлидим.
14 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Pütkül yer yüzi shadlinip ketkinide, Men séni weyrane qilimen.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Пүткүл йәр йүзи шатлинип кәткинидә, Мән сени вәйранә қилимән.
15 Israil jemetining mirasi weyran qilin’ghanda buningdin sen shadlan’ghiningdek, Menmu sanga shundaq qilimen; senmu, i Séir téghi we barliq Édom — silerning barliqinglar weyrane bolidu; we [Édomiylar] Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétidu».
Исраил җәмәтиниң мираси вәйран қилинғанда буниңдин сән шатланғиниңдәк, Мәнму саңа шундақ қилимән; сәнму, и Сеир теғи вә барлиқ Едом — силәрниң барлиғиңлар вәйранә болиду; вә [Едомийлар] Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».