< Ezakiyal 34 >
1 We Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 I insan oghli, bésharet bérip Israilni baqquchi padichilarni eyiblep mundaq dégin: — Padichilargha mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Özlirinila béqiwatqan Israilning padichirining haligha way! Padichilarning padisini ozuqlandurush kérek emesmu?
И инсан оғли, бешарәт берип Исраилни баққучи падичиларни әйипләп мундақ дегин: — Падичиларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өзлиринила беқиватқан Исраилниң падичириниң һалиға вай! Падичиларниң падисини озуқландуруш керәк әмәсму?
3 Siler yéghini özünglar yeysiler, yungini özünglar kiysiler; bordalghan ésil malni soyusiler; lékin qoylarni baqmaysiler.
Силәр йеғини өзүңлар йәйсиләр, жуңини өзүңлар кийсиләр; бордалған есил мални союсиләр; лекин қойларни бақмайсиләр.
4 Ajizlarni kücheytmidinglar, késellerni saqaytmidinglar, zeximlen’genlerni téngip qoymidinglar, tarqilip ketkenlerni qayturup ekelmidinglar, ézip ketkenlerni izdep barmidinglar; eksiche siler zorluq-zumbuluq we rehimsizlik bilen ular üstidin höküm sürüp kelgensiler.
Аҗизларни күчәйтмидиңлар, кесәлләрни сақайтмидиңлар, зәхимләнгәнләрни теңип қоймидиңлар, тарқилип кәткәнләрни қайтуруп әкәлмидиңлар, езип кәткәнләрни издәп бармидиңлар; әксичә силәр зорлуқ-зумбулуқ вә рәһимсизлик билән улар үстидин һөкүм сүрүп кәлгәнсиләр.
5 Ular padichisiz bolup tarqilip ketti; ular tarqilip kétip daladiki barliq haywanlargha ozuq bolup ketti.
Улар падичисиз болуп тарқилип кәтти; улар тарқилип кетип даладики барлиқ һайванларға озуқ болуп кәтти.
6 Méning qoylirim barliq taghlar arisidin, her yuqiri égizlik üstide ténep ketti; Méning qoylirim pütkül yer yüzige tarqip ketti, biraq ularni tépishqa tirishquchi yaki izdigüchi yoq idi.
Мениң қойлирим барлиқ тағлар арисидин, һәр жуқури егизлик үстидә тенәп кәтти; Мениң қойлирим пүткүл йәр йүзигә тарқип кәтти, бирақ уларни тепишқа тиришқучи яки издигүчи йоқ еди.
7 Shunga, i padichilar, Perwerdigarning sözini anglanglar: —
Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
8 Men hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar, — Qoylirimning padichisi bolmighachqa, ular ow bolup qaldi, daladiki herbir haywan’gha ozuq boldi; chünki Méning padichilirim Öz padamni izdimeydu, ular peqet özlirini baqidu, Méning qoylirimni baqmaydu.
Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Қойлиримниң падичиси болмиғачқа, улар ов болуп қалди, даладики һәр бир һайванға озуқ болди; чүнки Мениң падичилирим Өз падамни издимәйду, улар пәқәт өзлирини бақиду, Мениң қойлиримни бақмайду.
9 — Shunga, i padichilar, Perwerdigarning sözini anglanglar!
— Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
10 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men padichilargha qarshimen; Men Öz qoylirimning hésabini ulardin alimen, we ularni padini béqishtin toxtitimen; shuning bilen padichilar özlirinimu baqmaydu; we Men qoylirimni ulargha yene ozuq bolmisun üchün ularning aghzidin qutuldurimen.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән падичиларға қаршимән; Мән Өз қойлиримниң һесавини улардин алимән, вә уларни падини беқиштин тохтитимән; шуниң билән падичилар өзлириниму бақмайду; вә Мән қойлиримни уларға йәнә озуқ болмисун үчүн уларниң ағзидин қутулдуримән.
11 Chünki Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men Özüm öz qoylirimni izdep ularning halini soraymen;
Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өзүм өз қойлиримни издәп уларниң һалини сораймән;
12 padichi özining qoyliri arisida, tarap ketken qoylarni tépip baqqandek, Menmu qoylirimni izdep baqimen; ular bulutluq qarangghu künde tarilip ketken herbir jaylardin Men ularni qutuldurimen.
падичи өзиниң қойлири арисида, тарап кәткән қойларни тепип баққандәк, Мәнму қойлиримни издәп бақимән; улар булутлуқ қараңғу күндә тарилип кәткән һәр бир җайлардин Мән уларни қутулдуримән.
13 Men ularni xelqlerdin épkélimen, ularni memliketlerdin yighimen, öz zéminigha apirimen; Men ularni Israil taghliri üstide, ériq-üstengler boyida we zémindiki barliq turalghu jaylarda baqimen;
Мән уларни хәлиқләрдин епкелимән, уларни мәмликәтләрдин жиғимән, өз зиминиға апиримән; Мән уларни Исраил тағлири үстидә, ериқ-үстәңләр бойида вә зиминдики барлиқ туралғу җайларда бақимән;
14 Men ularni ésil chimenzarda baqimen; Israil taghliri ularning yayliqi bolidu; ular shu yerde obdan yaylaqta yatidu; Israil taghliri üstide, munbet chimenzarda ozuqlinidu.
Мән уларни есил чимәнзарда бақимән; Исраил тағлири уларниң яйлиғи болиду; улар шу йәрдә убдан яйлақта ятиду; Исраил тағлири үстидә, мунбәт чимәнзарда озуқлиниду.
15 Men Özüm Öz padamni baqimen, ularni yatquzimen, — deydu Reb Perwerdigar.
Мән Өзүм Өз падамни бақимән, уларни ятқузимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 — Men yoldin ténep ketkenlerni izdeymen, tarqilip ketkenlerni qayturimen; zeximlen’genlerni téngip qoyimen, ajizlarni kücheytimen; biraq semrigenler we küchlüklerni yoqitimen; padamni adalet bilen baqimen.
— Мән йолдин тенәп кәткәнләрни издәймән, тарқилип кәткәнләрни қайтуримән; зәхимләнгәнләрни теңип қойимән, аҗизларни күчәйтимән; бирақ сәмригәнләр вә күчлүкләрни йоқитимән; падамни адаләт билән бақимән.
17 Emdi silerge kelsem, i Méning padam, Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men qoy we qoy arisida, qochqarlar we tékiler arisida höküm chiqirimen.
Әнди силәргә кәлсәм, и Мениң падам, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қой вә қой арисида, қочқарлар вә текиләр арисида һөкүм чиқиримән.
18 Emdi silerning yaxshi chimenzarni yégininglar azliq qilip, chimendiki qalghan ot-chöplerni ayaghliringlar bilen cheyliwétishinglar kérekmu? Siler süpsüzük sulardin ichkendin kéyin, qalghinini ayaghliringlar bilen léyitiwétishinglar kérekmu?
Әнди силәрниң яхши чимәнзарни йегиниңлар азлиқ қилип, чимәндики қалған от-чөпләрни аяқлириңлар билән чәйливетишиңлар керәкму? Силәр сүпсүзүк сулардин ичкәндин кейин, қалғинини аяқлириңлар билән лейитиветишиңлар керәкму?
19 Shunga Méning qoylirimgha silerning ayaghliringlar cheyliwetkenni yéyishtin, ayaghliringlar dessep léyitiwétkenni ichishtin bashqa amal yoq.
Шуңа Мениң қойлиримға силәрниң аяқлириңлар чәйливәткәнни йейиштин, аяқлириңлар дәссәп лейитиветкәнни ичиштин башқа амал йоқ.
20 Shunga Reb Perwerdigar ulargha mundaq deydu: — Mana Men, Men Özüm semrigen qoylar we oruq qoylar arisida höküm chiqirimen.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Мана Мән, Мән Өзүм сәмригән қойлар вә оруқ қойлар арисида һөкүм чиқиримән.
21 Chünki siler müre-yanpashliringlar bilen ittirip, münggüzliringlar bilen ularni terep-terepke tarqitiwetküche üsisiler,
Чүнки силәр мүрә-янпашлириңлар билән иштирип, мүңгүзлириңлар билән уларни тәрәп-тәрәпкә тарқитивәткичә үсисиләр,
22 — Men ularni yene ow obyékti bolmisun dep Öz padamni qutquzimen; we Men qoy we qoy arisida höküm chiqirimen.
— Мән уларни йәнә ов объекти болмисун дәп Өз падамни қутқузимән; вә Мән қой вә қой арисида һөкүм чиқиримән.
23 Men ularning üstige bir padichini tikleymen, u ularni baqidu; u bolsa Méning qulum Dawut; u ularni béqip, ulargha padichi bolidu;
Мән уларниң үстигә бир падичини тикләймән, у уларни бақиду; у болса Мениң қулум Давут; у уларни беқип, уларға падичи болиду;
24 we Menki Perwerdigar ularning Xudasi bolimen, Méning qulum Dawut ular arisida emir bolidu; Menki Perwerdigar shundaq söz qildim.
вә Мәнки Пәрвәрдигар уларниң Худаси болимән, Мениң қулум Давут улар арисида әмир болиду; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
25 Men ular bilen aman-xatirjemlik béghishlaydighan ehdini tüzüp, yirtquch haywanlarni zémindin tügitimen; ular bixeter bolup janggalda turidu, ormanliqlarda qonup uxlaydu.
Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған әһдини түзүп, житқуч һайванларни зиминдин түгитимән; улар бехәтәр болуп җаңгалда туриду, орманлиқларда қонуп ухлайду.
26 Men ularni hem égizlikim etrapidiki jaylarni beriketlik qilimen; yamghur-yéghinlarni öz peslide yaghdurimen; bular beriketlik yamghurlar bolidu.
Мән уларни һәм егизлигим әтрапидики җайларни бәрикәтлик қилимән; ямғур-йеғинларни өз пәслидә яғдуримән; булар бәрикәтлик ямғурлар болиду.
27 Daladiki derexler méwilirini, tupraq ündürmilirini béridu; ular öz zéminida bixeter turidu; Men ularning boyunturuq-asaretlirini sundurup, ularni qulluqqa tutqanlarning qolidin qutuldurghinimda, ular Méning Perwerdigar ikenlikimni bilip yétidu.
Даладики дәрәқләр мевилирини, тупрақ үндүрмилирини бериду; улар өз зиминида бехәтәр туриду; Мән уларниң боюнтуруқ-асарәтлирини сундуруп, уларни қуллуққа тутқанларниң қолидин қутулдурғинимда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.
28 Ular yene ellerge ow bolmaydu, yer yüzidiki haywanlar yene ularni yewetmeydu; ular bixeter turidu, héchkim ularni qorqatmaydu.
Улар йәнә әлләргә ов болмайду, йәр йүзидики һайванлар йәнә уларни йәвәтмәйду; улар бехәтәр туриду, һеч ким уларни қорқатмайду.
29 Men ular üchün dangqi chiqqan alahide bir bostanliq jayni teminleymen; ular qaytidin zéminda acharchiliqta yiglep qalmaydu, yaki qaytidin ellerning mazaq obyékti bolmaydu.
Мән улар үчүн даңқи чиққан алаһидә бир бостанлиқ җайни тәминләймән; улар қайтидин зиминда ачарчилиқта йигләп қалмайду, яки қайтидин әлләрниң мазақ объекти болмайду.
30 Andin ular Menki Perwerdigar Xudasining ular bilen bille bolidighanliqimni we özlirining, yeni Israil jemetining Méning xelqim bolidighanliqini bilip yétidu, — deydu Reb Perwerdigar.
Андин улар Мәнки Пәрвәрдигар Худасиниң улар билән биллә болидиғанлиғимни вә өзлириниң, йәни Исраил җәмәтиниң Мениң хәлқим болидиғанлиғини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
31 — Emdi siler bolsanglar, i Méning qoylirim, Méning chimenzarimdiki qoylirim, insanlardursiler, xalas; Men bolsam silerning Xudayinglardurmen» — deydu Reb Perwerdigar.
— Әнди силәр болсаңлар, и Мениң қойлирим, Мениң чимәнзаримдики қойлирим, инсанлардурсиләр, халас; Мән болсам силәрниң Худайиңлардурмән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.