< Ezakiyal 30 >

1 Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 I insan oghli, bésharet bérip: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: — «Siler dad-peryad sélip: «Way shu küni!» — denglar!» — dégin.
И инсан оғли, бешарәт берип: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр дад-пәряд селип: «Вай шу күни!» — дәңлар!» — дегин.
3 Chünki kün yéqinlashti; berheq, Perwerdigarning küni, bulutlar qaplan’ghan kün yéqinlashti; u ellerning béshigha chüshidighan kündur.
Чүнки күн йеқинлашти; бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң күни, булутлар қапланған күн йеқинлашти; у әлләрниң бешиға чүшидиған күндур.
4 Shuning bilen bir qilich Misir üstige chüshidu; öltürülgenler Misirda yiqilghanda, uning zor bayliqliri bulinip ketkende, uning ulliri örülüp chüshkende, Éfiopiyelikler derd-elem tartidu.
Шуниң билән бир қилич Мисир үстигә чүшиду; өлтүрүлгәнләр Мисирда жиқилғанда, униң зор байлиқлири булинип кәткәндә, униң һуллири өрүлүп чүшкәндә, Ефиопийәликләр дәрд-әләм тартиду.
5 Éfiopiye, Put, Lud, barliq Erebiye, Liwiye we ehde qilin’ghan zémindikilermu Misir bilen bille qilichlinidu.
Ефиопийә, Пут, Луд, барлиқ Әрәбийә, Ливийә вә әһдә қилинған зиминдикиләрму Мисир билән биллә қиличлиниду.
6 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Misirni qollaydighanlar yiqilidu; uning küchidin bolghan pexri yerge chüshidu; Migdoldin Sewen’giche bolghan xelq qilichlinidu, — deydu Reb Perwerdigar.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мисирни қоллайдиғанлар жиқилиду; униң күчидин болған пәхри йәргә чүшиду; Мигдолдин Сәһвәнгичә болған хәлиқ қиличлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
7 — Ular weyran qilin’ghan zéminlar arisida weyran qilinidu; uning sheherliri xarabe qilin’ghan sheherler arisida yatidu.
— Улар вәйран қилинған зиминлар арисида вәйран қилиниду; униң шәһәрлири харабә қилинған шәһәрләр арисида ятиду.
8 Shuning bilen, Men Misirgha ot salghinimda, uning yardimide bolghanlar sundurulghanda, ular Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétidu;
Шуниң билән, Мән Мисирға от салғинимда, униң ярдимидә болғанлар сундурулғанда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
9 Shu küni elchiler Éfiopiyeni qorqitish üchün kémilerde olturup mendin chiqidu; Misirning béshigha chüshken kündek ularghimu azab-oqubet chüshidu; mana, u kéliwatidu!
Шу күни әлчиләр Ефиопийәни қорқитиш үчүн кемиләрдә олтирип мәндин чиқиду; Мисирниң бешиға чүшкән күндәк уларғиму азап-оқубәт чүшиду; мана, у келиватиду!
10 Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Men yene Misirning top-top ademlirini Babil padishahi Néboqadnesarning qoli bilen tügitimen.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән йәнә Мисирниң топ-топ адәмлирини Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қоли билән түгитимән.
11 U we uning bilen kelgen xelqi, yeni ellerning arisidiki eng dehshetliki zéminni halak qilishqa élip kélinidu; ular Misir bilen qarshilishqa qilichlarni sughurup, zéminni öltürülgenler bilen tolduridu.
У вә униң билән кәлгән хәлқи, йәни әлләрниң арисидики әң дәһшәтлиги зиминни һалак қилишқа елип келиниду; улар Мисир билән қаршилишқа қиличларни суғуруп, зиминни өлтүрүлгәнләр билән толдуриду.
12 Men Nil deryalirini qurutimen, We zéminni rezil ademlerning qoligha sétiwétimen; Zémin we uningda turghan hemmini yat ademlerning qolida weyrane qilimen; Menki Perwerdigar shundaq söz qilghan».
Мән Нил дәриялирини қурутимән, Вә зиминни рәзил адәмләрниң қолиға сетиветимән; Зимин вә униңда турған һәммини ят адәмләрниң қолида вәйранә қилимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған».
13 Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Men Nof shehiridin butlarni yoqitimen, oyghan mebudlarnimu yoqitimen; Misir zéminidin qaytidin shahzade bolmas; Men Misir zéminini qorqunchqa chüshürimen.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Ноф шәһиридин бутларни йоқитимән, ойған мәбудларниму йоқитимән; Мисир зиминидин қайтидин шаһзадә болмас; Мән Мисир зиминини қорқунучқа чүшүримән.
14 Men Patros shehirini weyrane qilip, Zoan shehiride ot salimen, No shehiri üstidin höküm chiqirip jazalaymen.
Мән Патрос шәһирини вәйранә қилип, Зоан шәһиридә от салимән, Но шәһири үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән.
15 Misirning istihkami bolghan Sin shehirining üstige qehrimni tökimen; No shehirining top-top ademlirini qiriwétimen.
Мисирниң истиһками болған Син шәһириниң үстигә қәһримни төкимән; Но шәһириниң топ-топ адәмлирини қириветимән.
16 Men Misirda bir ot salimen; Sin azablardin tolghinip kétidu; No shehiri bösülidu, Nof shehiri her küni yawlargha yüzlinidu.
Мән Мисирда бир от салимән; Син азаплардин толғинип кетиду; Но шәһири бөсүлиду, Ноф шәһири һәр күни явларға йүзлиниду.
17 Awen we Pibeset sheherliridiki yigitler qilichlinidu; bu sheherler sürgün qilinidu.
Авән вә Пибәсәт шәһәрлиридики жигитләр қиличлиниду; бу шәһәрләр сүргүн қилиниду.
18 Méning shu yerde Misirning boyunturuqlirini sundurghinimda, Tahpanes shehiride kün qarangghulishidu; uningda öz küchidin bolghan pexri yoqilidu; bir bulut uni qaplaydu; uning qizliri sürgün qilinidu.
Мениң шу йәрдә Мисирниң боюнтуруқлирини сундурғинимда, Таһпанәс шәһиридә күн қараңғулишиду; униңда өз күчидин болған пәхри йоқилиду; бир булут уни қаплайду; униң қизлири сүргүн қилиниду.
19 Men shundaq qilip Misir üstidin höküm chiqirip jazalaymen; we shular Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétidu».
Мән шундақ қилип Мисир үстидин һөкүм чиқирип җазалаймән; вә шулар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
20 On birinchi yili, birinchi ayning yettinchi künide shundaq boldiki, Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Он биринчи жили, биринчи айниң йәттинчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 I insan oghli, Men Misir padishahi Pirewnning bilikini sundurdum; we mana, u dawalinishqa téngilmidi, yaki qilich tutushqa téngiq bilen kücheytilmidi.
И инсан оғли, Мән Мисир падишаси Пирәвнниң билигини сундурдум; вә мана, у давалинишқа теңилмиди, яки қилич тутушқа теңиқ билән күчәйтилмиди.
22 — Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Mana, Men Misir padishahi Pirewn’ge qarshimen; Men uning bileklirini, hem küchlük bolghinini hem sundurulghan bilikini üzüwétimen; shuning bilen qilichini qolidin chüshürmen;
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Мисир падишаси Пирәвнгә қаршимән; Мән униң биләклирини, һәм күчлүк болғинини һәм сундурулған билигини үзүветимән; шуниң билән қиличини қолидин чүшүрмән;
23 Misirliqlarni ellerge tarqitiwétimen, memliketler arisigha taritimen.
Мисирлиқларни әлләргә тарқитиветимән, мәмликәтләр арисиға таритимән.
24 Men Babil padishahining qolini kücheytip, qilichimni uning qoligha tutquzimen; Men Pirewnning bileklirini sundurimenki, u Babil padishahi aldida ejili toshqan yarilan’ghan ademdek ah-zarlar bilen ingraydu.
Мән Бабил падишасиниң қолини күчәйтип, қиличимни униң қолиға тутқузимән; Мән Пирәвнниң биләклирини сундуримәнки, у Бабил падишаси алдида әҗили тошқан яриланған адәмдәк аһ-зарлар билән иңрайду.
25 Men Babil padishahining bileklirini kücheytimen, we Pirewnning bilekliri sanggilap qalidu; Men Öz qilichimni Babil padishahining qoligha tutquzghinimda, u uni Misir zémini üstige sozghinida, ular Méning Perwerdigar ikenlimni tonup yétidu;
Мән Бабил падишасиниң биләклирини күчәйтимән, вә Пирәвнниң биләклири саңгилап қалиду; Мән Өз қиличимни Бабил падишасиниң қолиға тутқузғинимда, у уни Мисир зимини үстигә созғинида, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду;
26 we Men Misirliqlarni eller arisigha tarqitimen, memliketler ichige taritimen; we ular Méning Perwerdigar ikenlimni tonup yétidu».
вә Мән Мисирлиқларни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән; вә улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлимни тонуп йетиду».

< Ezakiyal 30 >