< Ezakiyal 26 >

1 On birinchi yili, ayning birinchi künide shundaq boldiki, Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Он биринчи жили, айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 I insan oghli, Turning Yérusalém toghruluq: «Wah! Yaxshi boldi! Ellerning derwazisi bolghuchi weyran boldi! U manga qarap qayrilip échildi; uning weyran qilinishi bilen özümni toyghuzimen!» dégini tüpeylidin,
И инсан оғли, Турниң Йерусалим тоғрилиқ: «Ваһ! Яхши болди! Әлләрниң дәрвазиси болғучи вәйран болди! У маңа қарап қайрилип ечилди; униң вәйран қилиниши билән өзүмни тойғузимән!» дегини түпәйлидин,
3 — Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, i Tur, Men sanga qarshimen, déngiz dolqunlarni qozghighandek, köp ellerni sen bilen qarshilishqa qozghaymen;
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, и Тур, Мән саңа қаршимән, деңиз долқунларни қозғиғандәк, көп әлләрни сән билән қаршилишқа қозғаймән;
4 ular Turning sépillirini berbat qilip, uning munarlirini chéqip yoqitidu. Uning üstidiki topilirini qirip tashlap, uni taqir tash qilip qoyimen.
улар Турниң сепиллирини бәрбат қилип, униң мунарлирини чеқип йоқитиду. Униң үстидики топилирини қирип ташлап, уни тақир таш қилип қойимән.
5 U peqet déngiz otturisidiki torlar yéyilidighan jay bolidu; chünki Men shundaq söz qildim, deydu Reb Perwerdigar; u eller üchün olja bolup qalidu.
У пәқәт деңиз оттурисидики торлар йейилидиған җай болиду; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; у әлләр үчүн олҗа болуп қалиду.
6 Uning quruqluqta qalghan qizliri qilich bilen qirilidu; shuning bilen ular Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétidu.
Униң қуруқлуқта қалған қизлири қилич билән қирилиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
7 — Chünki Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, Men Tur bilen qarshilishishqa Babil padishahi Néboqadnesar, yeni «padishahlarning padishahi»ni, atlar, jeng harwiliri bilen, atliq chewendazlar, qoshun we zor bir top ademler bilen shimal teripidin chiqirip épkélimen.
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Тур билән қаршилишишқа Бабил падишаси Небоқаднәсар, йәни «падишаларниң падишаси»ни, атлар, җәң һарвулири билән, атлиқ чәвәндазлар, қошун вә зор бир топ адәмләр билән шимал тәрипидин чиқирип епкелимән.
8 U quruqluqta qalghan qizlirini qilich bilen soyidu, sanga muhasire poteylirini quridu, sépilgha chiqidighan dönglükni yasaydu, sanga qarap qalqanlirini kötüridu.
У қуруқлуқта қалған қизлирини қилич билән сойиду, саңа муһасирә потәйлирини қуриду, сепилға чиқидиған дөңлүкни ясайду, саңа қарап қалқанлирини көтириду.
9 U sépilliringgha bösküchi bazghanlarni qaritip tikleydu, qoral-paltiliri bilen munarliringni chéqip ghulitidu.
У сепиллириңға бөскүчи базғанларни қаритип тикләйду, қурал-палтилири билән мунарлириңни чеқип ғулитиду.
10 Uning atlirining köplükidin ularning kötürgen chang-topisi séni qaplaydu; sépilliri bösülgen bir sheherge bösüp kirgendek u séning qowuqliringdin kirgende, sépilliring atliq eskerlerning, chaqlarning hem jeng harwilirining sadasi bilen tewrinip kétidu.
Униң атлириниң көплүгидин уларниң көтәргән чаң-тописи сени қаплайду; сепиллири бөсүлгән бир шәһәргә бөсүп киргәндәк у сениң қовуқлириңдин киргәндә, сепиллириң атлиқ әскәрләрниң, чақларниң һәм җәң һарвулириниң садаси билән тәвринип кетиду.
11 Atlirining tuyaqliri bilen u barliq reste-kochiliringni cheyleydu; u puqraliringni qilich bilen qiridu, küchlük tüwrükliring yerge yiqilidu.
Атлириниң туяқлири билән у барлиқ рәстә-кочилириңни чәйләйду; у пухралириңни қилич билән қириду, күчлүк түврүклириң йәргә жиқилиду.
12 Ular bayliqliringni olja, mal-tawarliringni ghenimet qilidu; ular sépilliringni buzup ghulitip, heshemetlik öyliringni xarabe qilidu; ular séning tashliring, yaghach-limliring we topa-changliringni déngiz suliri ichige tashlaydu.
Улар байлиқлириңни олҗа, мал-таварлириңни ғәнимәт қилиду; улар сепиллириңни бузуп ғулитип, һәшәмәтлик өйлириңни харабә қилиду; улар сениң ташлириң, яғач-лимлириң вә топа-чаңлириңни деңиз сулири ичигә ташлайду.
13 Men naxshliringning sadasini tügitimen; chiltarliringning awazi qaytidin anglanmaydu.
Мән нахшлириңниң садасини түгитимән; чилтарлириңниң авази қайтидин аңланмайду.
14 Men séni taqir tash qilimen; sen torlar yéyilidighan bir jay bolisen, xalas; sen qaytidin qurulmaysen; chünki Menki Perwerdigar shundaq dégenmen, deydu Reb Perwerdigar.
Мән сени тақир таш қилимән; сән торлар йейилидиған бир җай болисән, халас; сән қайтидин қурулмайсән; чүнки Мәнки Пәрвәрдигар шундақ дегәнмән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 Reb Perwerdigar Turgha mundaq deydu: — Sen ghulap ketkiningde, yarilan’ghanlar ah-zarlighinida, otturungda qirghin-chapqun qilin’ghanda, déngizning chet yaqiliri tewrinip ketmemdu?
Рәб Пәрвәрдигар Турға мундақ дәйду: — Сән ғулап кәткиниңдә, яриланғанлар аһ-зарлиғинида, оттуруңда қирғин-чапқун қилинғанда, деңизниң чәт яқилири тәвринип кәтмәмду?
16 Déngizdiki shahzadiler textliridin chüshüp, tonlirini biryaqqa tashlap, keshtilik kiyim-kécheklirini séliwétidu; ular özlirini qorqunch-titrek bilen pürkeydu; ular yerge olturup, héch toxtawsiz titrep, sanga qarap sarasimige chüshidu.
Деңиздики шаһзадиләр тәхтлиридин чүшүп, тонлирини биряққа ташлап, кәштилик кийим-кечәклирини селиветиду; улар өзлирини қорқунуч-титрәк билән пүркәйду; улар йәргә олтирип, һеч тохтавсиз титрәп, саңа қарап сарасимигә чүшиду.
17 Ular sen üchün bir mersiyeni oqup sanga mundaq deydu: — «I ahaleng déngizdikilerdin bolghan, dangqi chiqqan, Déngiz üstidin küchlük höküm sürgen, Öz wehshetliringni barliq déngizda turuwatqanlargha salghan sheher! Sen we senda turuwatqanlar neqeder halak bolghan!
Улар сән үчүн бир мәрсийәни оқуп саңа мундақ дәйду: — «И аһаләң деңиздикиләрдин болған, даңқи чиққан, Деңиз үстидин күчлүк һөкүм сүргән, Өз вәһшәтлириңни барлиқ деңизда туруватқанларға салған шәһәр! Сән вә сәнда туруватқанлар нәқәдәр һалак болған!
18 Hazir séning ghulap ketken kününgde, Déngiz boyidikiler titrep kétidu; Déngizdiki arallar we qirghaqtikiler séning yoq bolup ketkiningdin dekke-dükkige chüshüp qaldi».
Һазир сениң ғулап кәткән күнүңдә, Деңиз бойидикиләр титрәп кетиду; Деңиздики араллар вә қирғақтикиләр сениң йоқ болуп кәткиниңдин дәккә-дүккигә чүшүп қалди».
19 — Chünki Reb Perwerdigar mundaq deydu: — «Men séni ademzatsiz sheherlerdek, xarabe sheher qilghinimda, Men üstüngge déngiz chongqurluqlirini chiqirip séni chökürginimde, Ulugh sular séni bésip yapqanda,
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән сени адәмзатсиз шәһәрләрдәк, харабә шәһәр қилғинимда, Мән үстүңгә деңиз чоңқурлуқлирини чиқирип сени чөкүргинимдә, Улуқ сулар сени бесип япқанда,
20 Shu tapta Men séni hanggha chüshkenler bilen bille chüshürimen, Qedimki zamandikilerning qatarigha chüshürimen; Séni yerning tégiliride turghuzimen; Séningde qaytidin ademzat bolmasliqi üchün, Séni qedimki xarabiler arisigha, Hanggha chüshkenler bilen bille bolushqa chüshürimen; Biraq tiriklerning zéminida bolsa güzellik tiklep qoyimen;
Шу тапта Мән сени һаңға чүшкәнләр билән биллә чүшүримән, Қедимки замандикиләрниң қатариға чүшүримән; Сени йәрниң тегилиридә турғузимән; Сениңдә қайтидин адәмзат болмаслиғи үчүн, Сени қедимки харабиләр арисиға, Һаңға чүшкәнләр билән биллә болушқа чүшүримән; Бирақ тирикләрниң зиминида болса гөзәллик тикләп қойимән;
21 Men séni bashqilargha bir agahi-wehshet qilimen; Sen qaytidin héch bolmaysen; Ular séni izdeydu, biraq sen menggüge tépilmaysen» — deydu Reb Perwerdigar.
Мән сени башқиларға бир агаһи-вәһшәт қилимән; Сән қайтидин һеч болмайсән; Улар сени издәйду, бирақ сән мәңгүгә тепилмайсән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.

< Ezakiyal 26 >