< Ezakiyal 22 >

1 Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 Emdi sen, i insan oghli, qanliq sheher üstige höküm chiqarmamsen? Höküm chiqarmamsen? Emdi uning yirginchlik qilmishlirini yüzige sélip mundaq dégin: —
Әнди сән, и инсан оғли, қанлиқ шәһәр үстигә һөкүм чиқармамсән? Һөкүм чиқармамсән? Әнди униң жиркиничлик қилмишлирини йүзигә селип мундақ дегин: —
3 Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Öz jaza künining kélishi üchün öz ichide qan tökküchi sheher, özini bulghash üchün özige mebudlarni yasighan sheher —
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз җаза күниниң келиши үчүн өз ичидә қан төккүчи шәһәр, өзини булғаш үчүн өзигә мәбудларни ясиған шәһәр —
4 Sen tökken qan tüpeylidin gunahkar boldung, yasighan mebudlar tüpeylidin özüngni bulghiding; sen öz jaza künliringni yéqinlashturdung, yilliringni toshturdung; shunga Men séni ellerge reswa, barliq memliketlerge mazaqning obyékti qildim.
Сән төккән қан түпәйлидин гунакар болдуң, ясиған мәбудлар түпәйлидин өзүңни булғидиң; сән өз җаза күнлириңни йеқинлаштурдуң, жиллириңни тоштурдуң; шуңа Мән сени әлләргә рәсва, барлиқ мәмликәтләргә мазақниң объекти қилдим.
5 Sanga yéqindikiler hemde sendin yiraqtikiler séni mazaq qilidu, i qiya-chiyagha tolghan betnamliq sheher!
Саңа йеқиндикиләр һәмдә сәндин жирақтикиләр сени мазақ қилиду, и қия-чияға толған бәтнамлиқ шәһәр!
6 Israilning shahzadiliri, her birining hoquqidin paydilinip ichingde qandaq qan tökkenlikige qara!
Исраилниң шаһзадилири, һәр бириниң һоқуқидин пайдилинип ичиңдә қандақ қан төккәнлигигә қара!
7 Séning ichingde ular ata-anisini közge ilmighan; aranglarda musapirlargha zulum-zumbuluq qilghan, yétim-yésirler hem tul xotunlargha uwal qilghan;
Сениң ичиңдә улар ата-анисини көзгә илмиған; араңларда мусапирларға зулум-зумбулуқ қилған, житим-йесирләр һәм тул хотунларға увал қилған;
8 Méning pak-muqeddes nersilirimni sen kemsitken, Méning «shabat kün»lirimni bulghap buzghansen;
Мениң пак-муқәддәс нәрсилиримни сән кәмситкән, Мениң «шабат күн»лиримни булғап бузғансән;
9 séning ichingde qan’gha teshna töhmetxor ademler bolghan; ular taghlar üstide butpereslik éshini yégen; séning ichingde ular buzuqluq pesendilik qilghan;
сениң ичиңдә қанға тәшна төһмәтхор адәмләр болған; улар тағлар үстидә бутпәрәслик ешини йегән; сениң ичиңдә улар бузуқлуқ пәсәндилик қилған;
10 sende öz atisining nomusigha tegkenler bar; ay körgen qiz-ayallarni ayagh asti qilghanlarmu bar.
сәндә өз атисиниң номусиға тәккәнләр бар; ай көргән қиз-аялларни аяқ асти қилғанларму бар.
11 Birsi qoshnisining ayali bilen yirginchlik buzuqluq qilghan; yene birsi öz kélinini buzup shehwaniyet qilghan; sende bolghan yene birsi öz singlisigha, yene atisining qizigha basqunchiliq qilghan.
Бириси хошнисиниң аяли билән жиркиничлик бузуқлуқ қилған; йәнә бириси өз келинини бузуп шәһванийәт қилған; сәндә болған йәнә бириси өз сиңлисиға, йәнә атисиниң қизиға басқунчилиқ қилған.
12 Ular qan töküsh üchün arangda «sowghatlar»ni qobul qilghan; sen ösüm-jazane alghan; sen öz qoshniliringdin haramni mejburiy yuluwélip, Méni untughansen — deydu Reb Perwerdigar.
Улар қан төкүш үчүн араңда «соғатлар»ни қобул қилған; сән өсүм-җазанә алған; сән өз хошнилириңдин һарамни мәҗбурий жулувелип, Мени унтуғансән — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
13 We mana, Men haramni mejburiy yuluwélishinggha we sen öz arangda tökken qanlargha qarap qolumni-qolumgha urdum!
Вә мана, Мән һарамни мәҗбурий жулувелишиңға вә сән өз араңда төккән қанларға қарап қолумни-қолумға урдум!
14 Men séni bir terep qilidighan künlerdimu yüriking yenila toq, qolliring ching turiwéremdu? Menki Perwerdigar söz qildim, Özüm uni ada qilimen.
Мән сени бир тәрәп қилидиған күнләрдиму жүригиң йәнила тоқ, қоллириң чиң туриверәмду? Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим, Өзүм уни ада қилимән.
15 Men séni eller arisigha tarqitimen, memliketler ichige taritimen, otturangda bolghan pesendilikingge xatime bérimen.
Мән сени әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән, оттураңда болған пәсәндилигиңгә хатимә беримән.
16 Emdi sen özüng arqiliq ellerning köz aldida bulghinisen, andin Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisen.
Әнди сән өзүң арқилиқ әлләрниң көз алдида булғинисән, андин Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
17 Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
18 I insan oghli, Israil jemeti Manga xuddi dashqal bolup chiqti; ularning hemmisi xumdanda qalghan mis, qeley, tömür we qoghushunlardur; ular kümüshning poqi bolup chiqti.
И инсан оғли, Исраил җәмәти Маңа худди дашқал болуп чиқти; уларниң һәммиси хумданда қалған мис, қәләй, төмүр вә қоғушунлардур; улар күмүчниң поқи болуп чиқти.
19 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Hemminglar dashqal bolup chiqqachqa, mana emdi Men silerni Yérusalém otturisigha yighimen;
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәммиңлар дашқал болуп чиққачқа, мана әнди Мән силәрни Йерусалим оттурисиға жиғимән;
20 kishiler üstige ot püwlep, ularni éritip tawlash üchün kümüsh, mis, tömür, qoghushun we qeleyni xumdan ichige yighqandek, Men ghezipim we qehrim bilen silerni yighip [sheher] ichige sélip silerni éritimen.
кишиләр үстигә от пүвләп, уларни еритип тавлаш үчүн күмүч, мис, төмүр, қоғушун вә қәләйни хумдан ичигә жиққандәк, Мән ғәзивим вә қәһрим билән силәрни жиғип [шәһәр] ичигә селип силәрни еритимән.
21 Shundaq, Men silerni yighip, ghezipimning otini üstünglerge püwleymen, siler uning otturisida érip kétisiler;
Шундақ, Мән силәрни жиғип, ғәзивимниң отини үстүңләргә пүвләймән, силәр униң оттурисида ерип кетисиләр;
22 kümüsh xumdanda éritilgendek, siler sheher otturisida éritilisiler; we siler Menki Perwerdigarning Öz qehrimni üstünglerge tökkenlikimni tonup yétisiler.
күмүч хумданда еритилгәндәк, силәр шәһәр оттурисида еритилисиләр; вә силәр Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қәһримни үстүңләргә төккәнлигимни тонуп йетисиләр.
23 Perwerdigarning sözi manga kélip shundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
24 I insan oghli, sheherge mundaq dégin: — Ghezep chüshken künde sen paklandurulmighan, yamghur chüshmigen bir zéminsen.
И инсан оғли, шәһәргә мундақ дегин: — Ғәзәп чүшкән күндә сән пакландурулмиған, ямғур чүшмигән бир зиминсән.
25 Öz oljisini titma qilidighan, hörkireydighan shirdek ularning peyghemberliri uningda suyiqest ishlitidu; ular janlarni yewétidu; xezinilerni, qimmetlik nersilirini buliwalidu; ular uning otturisidiki tul xotunlarni köpeytmekte.
Өз олҗисини титма қилидиған, һөкирәйдиған ширдәк уларниң пәйғәмбәрлири униңда сүйқәст ишлитиду; улар җанларни йәветиду; ғәзниләрни, қиммәтлик нәрсилирини буливалиду; улар униң оттурисидики тул хотунларни көпәйтмәктә.
26 Uning kahinliri Tewrat-qanunumni buzup tashlap, pak-muqeddes nersilirimni bulghighan; ular pak-muqeddes bilen addiy nersilerni perq qilmaydu; ular «shabat kün»lirimge közini yumup yüridu; shuning bilen ular arisida Manga betnam chaplinidu.
Униң каһинлири Тәврат-қанунумни бузуп ташлап, пак-муқәддәс нәрсилиримни булғиған; улар пак-муқәддәс билән аддий нәрсиләрни пәриқ қилмайду; улар «шабат күн»лиримгә көзини жумуп жүриду; шуниң билән улар арисида Маңа бәтнам чаплиниду.
27 Uning ichidiki shahzadiler xuddi oljisini titma qilidighan börilerdek; ular qan töküshidu, janlarni nabut qilishidu, haram menpeetni bulishidu.
Униң ичидики шаһзадиләр худди олҗисини титма қилидиған бөриләрдәк; улар қан төкүшиду, җанларни набут қилишиду, һарам мәнпәәтни булишиду.
28 Uning peyghemberliri ularning [qilmishlirini] «hak suwaq» bilen aqartqan, «Reb Perwerdigar mundaq deydu!» dep saxta körünüshlerni körüwélip, pal sélip yalghanchiliq yetküzidu; lékin Perwerdigar ulargha söz qilghan emes.
Униң пәйғәмбәрлири уларниң [қилмишлирини] «һак сугақ» билән ақартқан, «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәп сахта көрүнүшләрни көрүвелип, пал селип ялғанчилиқ йәткүзиду; лекин Пәрвәрдигар уларға сөз қилған әмәс.
29 Zémindiki addiy puqralarmu jebir-zulum qiliship, bulang-talang qilidu; ular ajiz-namratlarni bozek qilip, musapirlargha zulum sélip uwal qilidu.
Зиминдики аддий пухраларму җәбир-зулум қилишип, булаң-талаң қилиду; улар аҗиз-намратларни бозәк қилип, мусапирларға зулум селип увал қилиду.
30 Men ular arisidin tamni qaytidin yasitip béridighan, Méni ularning zéminini weyran qilishimdin yanduridighan, uning yériqini etküdek, Méning aldimda turidighan arichi bir ezimetni izdep keldim; biraq héchbirni tapalmidim.
Мән улар арисидин тамни қайтидин яситип беридиған, Мени уларниң зиминини вәйран қилишимдин яндуридиған, униң йериқини әткидәк, Мениң алдимда туридиған аричи бир әзимәтни издәп кәлдим; бирақ һеч бирни тапалмидим.
31 Shunga Men qehrimni üstige tökimen; ghezipimning oti bilen Men ularni halak qilimen; Men ularning yollirini öz béshigha qayturimen, — deydu Reb Perwerdigar.
Шуңа Мән қәһримни үстигә төкимән; ғәзивимниң оти билән Мән уларни һалак қилимән; Мән уларниң йоллирини өз бешиға қайтуримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.

< Ezakiyal 22 >