< Ezakiyal 18 >

1 We Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «Israil zémini toghruluq siler: «Atilar achchiq-chüchük üzümlerni yése, balilarning chishi qériq sézilidu» dégen mushu maqalni ishlitidighan kishiler zadi néme démekchisiler?
«Исраил зимини тоғрилиқ силәр: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йесә, балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални ишлитидиған кишиләр зади немә демәкчисиләр?
3 Men hayatim bilen qesem qilimenki, deydu Reb Perwerdigar, siler Israil ichide mushu maqalni qaytidin ishletmeysiler.
Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, силәр Исраил ичидә мошу мақални қайтидин ишләтмәйсиләр.
4 Mana, barliq janlar Méningkidur; atining jéni Méningkidek, balining jénimu Méningkidur; gunah sadir qilghuchi jan igisi bolsa, u ölidu.
Мана, барлиқ җанлар Мениңкидур; атиниң җени Мениңкидәк, балиниң җениму Мениңкидур; гуна садир қилғучи җан егиси болса, у өлиду.
5 Birsi heqqaniy bolsa, adilliq we adalet yürgüzidighan bolsa,
Бириси һәққаний болса, адиллиқ вә адаләт жүргүзидиған болса,
6 — u ne taghlar üstide butqa atalghan taamni yémigen, ne Israil jemetidiki butlargha bash kötürüp ulardin tilimigen, ne qoshnisining ayalini héch buzmighan, ne ay körgende ayalgha yéqin kelmigen
— у нә тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, нә Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, нә хошнисиниң аялини һеч бузмиған, нә ай көргәндә аялға йеқин кәлмигән
7 ne héchbirige zulum-zumbuluq ishletmigen, belki qerzdardin kapalet alghanni qayturidighan, bulangchiliq qilmighan, öz nénini ach qalghanlargha teqsim qilip bergen, yéling-yalingachqa kiyim kiygüzgen;
нә һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, бәлки қәриздардин капаләт алғанни қайтуридиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән;
8 pulni ösümge bermeydighan, jazane almaydighan, belki qolini qebihliktin tartip, ikki adem arisida durus höküm chiqiridighan;
пулни өсүмгә бәрмәйдиған, җазанә алмайдиған, бәлки қолини қәбиһликтин тартип, икки адәм арисида дурус һөкүм чиқиридиған;
9 Méning belgilimilirimde mangidighan, bashqilargha adil muamile qilish üchün hökümlirimni tutidighan bolsa — mana mushu kishi heqqaniy, u jezmen hayat bolidu, deydu Reb Perwerdigar.
Мениң бәлгүлимилиримдә маңидиған, башқиларға адил муамилә қилиш үчүн һөкүмлиримни тутидиған болса — мана мошу киши һәққаний, у җәзмән һаят болиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
10 Egerde öz pushti bolghan, zorawanliq qilghuchi, qan tökküchi bolghan, shundaq yamanliqlarning birini öz qérindishigha qilghan, hemde yuqiriqi yaxshiliqning héchqaysisini qilmighan, bir oghli bolsa, — yeni taghlar üstide butqa atalghan taamni yégen, qoshnisining ayalini buzghan,
Әгәрдә өз пушти болған, зораванлиқ қилғучи, қан төккүчи болған, шундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған, һәмдә жуқуриқи яхшилиқниң һеч қайсисини қилмиған, бир оғли болса, — йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йегән, хошнисиниң аялини бузған,
12 ajiz-namratlargha zulum-zumbuluq ishletken, bulangchiliq qilghan, qerzdardin kapalet alghanni qayturmighan, butlargha bash kötürüp ulardin tiligen, yirginchlik ishlarni qilghan,
аҗиз-намратларға зулум-зумбулуқ ишләткән, булаңчилиқ қилған, қәриздардин капаләт алғанни қайтурмиған, бутларға баш көтирип улардин тилигән, жиркиничлик ишларни қилған,
13 pulni ösümge bergen, jazane alghan bir oghli bolsa — emdi u hayat qalamdu? U hayat qalmaydu; u mushundaq yirginchlik qilmishlarni qilghini üchün u jezmen ölidu; uning öz qéni öz béshi üstige chüshidu.
пулни өсүмгә бәргән, җазанә алған бир оғли болса — әнди у һаят қаламду? У һаят қалмайду; у мошундақ жиркиничлик қилмишларни қилғини үчүн у җәзмән өлиду; униң өз қени өз беши үстигә чүшиду.
14 Biraq mana, mushu kishimu bir oghul tapsa, u atisining sadir qilghan barliq gunahlirini körgen bolsimu, hem körgini bilen shundaq qilmisa
Бирақ мана, мошу кишиму бир оғул тапса, у атисиниң садир қилған барлиқ гуналирини көргән болсиму, һәм көргини билән шундақ қилмиса
15 — yeni taghlar üstide butqa atalghan taamni yémigen, Israil jemetidiki butlargha bash kötürüp ulardin tilimigen, qoshnisining ayalini buzmighan,
— йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, хошнисиниң аялини бузмиған,
16 héchbirige zulum-zumbuluq ishletmigen, qerzdardin kapalet élishni héch özige tutmighan, bulangchiliq qilmighan, öz nénini ach qalghanlargha teqsim qilip bergen, yéling-yalingachqa kiyim kiygüzgen,
һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, қәриздардин капаләт елишни һеч өзигә тутмиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән,
17 öz qolini qebihliktin tartidighan, pulni ösümge bermigen, ösüm-jazane almighan, belki Méning hökümlirimge emel qilidighan, belgilimilirimde mangidighan bolsa — u öz atisining qebihliki tüpeylidin ölmeydu, u jezmen hayat bolidu.
өз қолини қәбиһликтин тартидиған, пулни өсүмгә бәрмигән, өсүм-җазанә алмиған, бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилидиған, бәлгүлимилиримдә маңидиған болса — у өз атисиниң қәбиһлиги түпәйлидин өлмәйду, у җәзмән һаят болиду.
18 Uning atisi bolsa, zulum-zumbuluq ishletken, öz qérindishigha bulangchiliq qilghan, öz xelqi arisida natoghra ishlarni qilghanliqi tüpeylidin, mana u öz qebihliki ichide ölidu.
Униң атиси болса, зулум-зумбулуқ ишләткән, өз қериндишиға булаңчилиқ қилған, өз хәлқи арисида натоғра ишларни қилғанлиғи түпәйлидин, мана у өз қәбиһлиги ичидә өлиду.
19 Siler: «Némishqa oghul atisining qebihlikining jazasini kötürmeydu?» dep soraysiler; biraq oghul adilliq hem adaletni yürgüzgen, Méning barliq belgilimilirimni tutup ulargha emel qilghan; u jezmen hayat bolidu;
Силәр: «Немишкә оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду?» дәп сорайсиләр; бирақ оғул адиллиқ һәм адаләтни жүргүзгән, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилған; у җәзмән һаят болиду;
20 gunah sadir qilghuchi jan igisi ölidu. Oghul atisining qebihlikining jazasini kötürmeydu, we yaki ata oghlining qebihlikining jazasini kötürmeydu; heqqaniy kishining heqqaniyliqi öz üstide turidu, rezil kishining rezilliki öz üstide turidu;
гуна садир қилғучи җан егиси өлиду. Оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду, вә яки ата оғлиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду; һәққаний кишиниң һәққанийлиғи өз үстидә туриду, рәзил кишиниң рәзиллиги өз үстидә туриду;
21 we rezil kishi barliq sadir qilghan gunahliridin yénip towa qilip, Méning barliq belgilimilirimni tutup, adilliq hem adaletni yürgüzidighan bolsa, u jezmen hayat bolidu, u ölmeydu.
вә рәзил киши барлиқ садир қилған гуналиридин йенип товва қилип, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп, адиллиқ һәм адаләтни жүргүзидиған болса, у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду.
22 Uning sadir qilghan barliq itaetsizlikliri uning hésabigha eslenmeydu; u qilghan heqqaniyliqi bilen hayat bolidu.
Униң садир қилған барлиқ итаәтсизликлири униң һесавиға әсләнмәйду; у қилған һәққанийлиғи билән һаят болиду.
23 Men rezil ademning ölümidin huzur alamdimen? — deydu Reb Perwerdigar. Eksiche, mendiki huzur uning öz yolidin yénip towa qilghanlilqidin emesmu?
Мән рәзил адәмниң өлүмидин һозур аламдимән? — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Әксичә, мәндики һозур униң өз йолидин йенип товва қилғанлилқидин әмәсму?
24 Heqqaniy kishi öz heqqaniyliqidin yénip, qebihlik qilghan, rezil ademlerning yirginchlik qilmishliri boyiche ish qilghan bolsa, u hayat qalamdu? Uning qilghan heqqaniyliqliridin héchqaysisi eslenmeydu; ötküzgen asiyliqi, sadir qilghan gunah ichide, u ölidu.
Һәққаний киши өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилған, рәзил адәмләрниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилған болса, у һаят қаламду? Униң қилған һәққанийлиқлиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; өткүзгән асийлиғи, садир қилған гуна ичидә, у өлиду.
25 Emma siler: «Rebning yoli adil emes» deysiler; emdi, i Israil jemeti, anglanglar; Méning yolum adil emesmu? Silerning yolliringlar adilsizlik emesmu?
Амма силәр: «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйсиләр; әнди, и Исраил җәмәти, аңлаңлар; Мениң йолум адил әмәсму? Силәрниң йоллириңлар адилсизлик әмәсму?
26 Heqqaniy kishi heqqaniyliqidin yénip, qebihlikni ötküzgen bolsa, u ölidu; ötküzgen qebihliki bilen u ölidu.
Һәққаний киши һәққанийлиғидин йенип, қәбиһликни өткүзгән болса, у өлиду; өткүзгән қәбиһлиги билән у өлиду.
27 Hem rezil adem ötküzgen rezillikidin yénip towa qilip, adilliq hem adalet yürgüzidighan bolsa, u öz jénini hayat saqlaydu.
Һәм рәзил адәм өткүзгән рәзиллигидин йенип товва қилип, адиллиқ һәм адаләт жүргүзидиған болса, у өз җенини һаят сақлайду.
28 Chünki u oylinip, barliq ötküzgen itaetsizlikliridin yandi; u jezmen hayat bolidu, u ölmeydu.
Чүнки у ойлинип, барлиқ өткүзгән итаәтсизликлиридин янди; у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду.
29 Lékin Israil jemeti «Rebning yoli adil emes» deydu; i Israil jemeti, Méning yollirim adil emesmu? Adil bolmighini silerning yolliringlar emesmu?
Лекин Исраил җәмәти «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйду; и Исраил җәмәти, Мениң йоллирим адил әмәсму? Адил болмиғини силәрниң йоллириңлар әмәсму?
30 Shunga Men üstünglargha, yeni herbiringlarni öz yolliringlar boyiche höküm chiqirip jazalaymen, i Israil jemeti, deydu Reb Perwerdigar. Qaytip yénimgha kélinglar, barliq itaetsizlikliringlardin yénip towa qilinglar; shuning bilen qebihlik silerge qiltaq bolmaydu.
Шуңа Мән үстүңларға, йәни һәр бириңларни өз йоллириңлар бойичә һөкүм чиқирип җазалаймән, и Исраил җәмәти, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Қайтип йенимға келиңлар, барлиқ итаәтсизликлириңлардин йенип товва қилиңлар; шуниң билән қәбиһлик силәргә қилтақ болмайду.
31 Özünglardin barliq ötküzgen itaetsizlikliringlarni tashliwétinglar, özünglargha yéngi qelb we yéngi rohni tiklenglar; némishqa ölmekchisiler, i Israil jemeti?
Өзүңлардин барлиқ өткүзгән итаәтсизликлириңларни ташливетиңлар, өзүңларға йеңи қәлб вә йеңи роһни тикләңлар; немишкә өлмәкчисиләр, и Исраил җәмәти?
32 Chünki ölidighan kishining ölümidin manga huzur yoqtur, deydu Reb Perwerdigar; shunga yolunglardin yénip towa qilip hayat bolunglar!».
Чүнки өлидиған кишиниң өлүмидин маңа һозур йоқтур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; шуңа йолуңлардин йенип товва қилип һаят болуңлар!».

< Ezakiyal 18 >