< Ezakiyal 15 >

1 We Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «I insan oghli, üzüm téli yaghichining bashqa derex yaghachliridin néme artuqchiliqi bar, uning shéxining ormandiki derexler arisida néme alahidiliki bar?
«И инсан оғли, үзүм тели яғичиниң башқа дәрәқ яғачлиридин немә артуқчилиғи бар, униң шехиниң ормандики дәрәқләр арисида немә алаһидилиги бар?
3 Uningdin birer jabduqni yasashqa matériyal alghanning paydisi barmu? Uningdin chinilerni asqudek qozuqni yasighili bolamdu?
Униңдин бирәр җабдуқни ясашқа материял алғанниң пайдиси барму? Униңдин чиниләрни асқидәк қозуқни ясиғили боламду?
4 Mana, u otqa yéqilghu bolghanda, ot uning ikki uchini köydürgende, otturisimu yérim köygende, emdi uni birer ishqa ishletkili bolamdu?
Мана, у отқа йеқилғу болғанда, от униң икки учини көйдүргәндә, оттурисиму йерим көйгәндә, әнди уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
5 Mana, u saq bolghanda, héchqandaq ishqa ishletkili bolmighan yerde, emdi ot uni köydürüp yep ketkende, uni birer ishqa ishletkili bolamdu?
Мана, у сақ болғанда, һеч қандақ ишқа ишләткили болмиған йәрдә, әнди от уни көйдүрүп йәп кәткәндә, уни бирәр ишқа ишләткили боламду?
6 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Men ormandiki derexler arisidiki üzüm télining yaghichini otqa tapshurghinimdek, Yérusalémda turuwatqanlarni otqa tapshurimen.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән ормандики дәрәқләр арисидики үзүм телиниң яғичини отқа тапшурғинимдәк, Йерусалимда туруватқанларни отқа тапшуримән.
7 Yüzümni ulargha qarshi qilip qaritimen; ular bir ottin chiqsa, bashqa bir ot ularni yewétidu. Öz yüzümni ulargha qarshi bolup qaratqanda, siler Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
Йүзүмни уларға қарши қилип қаритимән; улар бир оттин чиқса, башқа бир от уларни йәветиду. Өз йүзүмни уларға қарши болуп қаратқанда, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
8 Ularning qilghan wapasizliqliri tüpeylidin men zéminni weyrane qilimen» — deydu Reb Perwerdigar».
Уларниң қилған вапасизлиқлири түпәйлидин мән зиминни вәйранә қилимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».

< Ezakiyal 15 >