< Ezakiyal 14 >
1 Israil aqsaqallirining beziliri Méning yénimgha kélip aldimda olturushti.
Исраил ақсақаллириниң бәзилири Мениң йенимға келип алдимда олтиришти.
2 We Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
3 «I insan oghli, mushu ademler öz butlirini könglige tiklep, ademlerni putlashturidighan öz qebihlikini köz aldigha qoyghanidi. Emdi ularning Méni izdep Mendin yol sorishini qobul qilamdimen?
«И инсан оғли, мошу адәмләр өз бутлирини көңлигә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қойған еди. Әнди уларниң Мени издәп Мәндин йол соришини қобул қиламдимән?
4 Emdi ulargha söz qilip mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Israil jemetidiki könglide öz butlirini tiklep, ademlerni putlashturidighan öz qebihlikini köz aldigha qoyup, andin peyghember aldigha kélidighan herbir ademni bolsa, Menki Perwerdigar uninggha butlirining köplüki boyiche jawab qayturimen.
Әнди уларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Исраил җәмәтидики көңлидә өз бутлирини тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин пәйғәмбәр алдиға келидиған һәр бир адәмни болса, Мәнки Пәрвәрдигар униңға бутлириниң көплүги бойичә җавап қайтуримән.
5 Shundaq qilip Men Israil jemetining könglini Özümge igildurimen; chünki ular barliq butliri bilen Manga yat bolup ketti».
Шундақ қилип Мән Исраил җәмәтиниң көңлини Өзүмгә егилдуримән; чүнки улар барлиқ бутлири билән Маңа ят болуп кәтти».
6 — Shunga Israil jemetige mundaq dégin: — Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Towa qilinglar! Butliringlardin yénip [yénimgha] qaytip kélinglar! Barliq yirginchlik qilmishinglardin yüzünglarni örünglar!
— Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Товва қилиңлар! Бутлириңлардин йенип [йенимға] қайтип келиңлар! Барлиқ жиркиничлик қилмишиңлардин йүзүңларни өрүңлар!
7 Chünki Israil jemetidiki özlirini Mendin ayrip, öz butlirini könglide tiklep, ademlerni putlashturidighan öz qebihlikini köz aldigha qoyup, andin Mendin sorash üchün peyghemberning aldigha kélidighan herqaysi adem yaki shuninggha oxshash Israilda turuwatqan herqaysi musapirlar bolsa, Menki Perwerdigar Özüm ulargha jawab qayturimen;
Чүнки Исраил җәмәтидики өзлирини Мәндин айрип, өз бутлирини көңлидә тикләп, адәмләрни путлаштуридиған өз қәбиһлигини көз алдиға қоюп, андин Мәндин сораш үчүн пәйғәмбәрниң алдиға келидиған һәр қайси адәм яки шуниңға охшаш Исраилда туруватқан һәр қайси мусапирлар болса, Мәнки Пәрвәрдигар Өзүм уларға җавап қайтуримән;
8 Men mushu kishini bir agah béshariti qilip uni söz-chöchekke qaldurushqa yüzümni uninggha qarshi qilimen; Men xelqimning arisidin uni üzüp tashlaymen; shuning bilen siler Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
Мән мошу кишини бир агаһ бешарити қилип уни сөз-чөчәккә қалдурушқа йүзүмни униңға қарши қилимән; Мән хәлқимниң арисидин уни үзүп ташлаймән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
9 Biraq peyghember özi éziqturulup, bir bésharetlik söz qilghan bolsa, u chaghda Özüm Perwerdigar shu peyghemberni ézitqugha uchratqanmen; Men uninggha qarshi qolumni uzartip, uni xelqim arisidin halak qilimen.
Бирақ пәйғәмбәр өзи езиқтурулуп, бир бешарәтлик сөз қилған болса, у чағда Өзүм Пәрвәрдигар шу пәйғәмбәрни езитқуға учратқанмән; Мән униңға қарши қолумни узартип, уни хәлқим арисидин һалак қилимән.
10 Ular qebihlikining jazasini tartidu; peyghemberge bérilidighan jaza bilen sorighuchigha bérilidighan jaza oxshash bolidu.
Улар қәбиһлигиниң җазасини тартиду; пәйғәмбәргә берилидиған җаза билән сориғучиға берилидиған җаза охшаш болиду.
11 Shuning bilen Israil jemeti yene Mendin chetnep ketmeydu, yaki yene asiyliqliri bilen özlirini bulghimaydu; ular Méning xelqim, we Men ularning Xudasi bolimen» — deydu Reb Perwerdigar».
Шуниң билән Исраил җәмәти йәнә Мәндин чәтнәп кәтмәйду, яки йәнә асийлиқлири билән өзлирини булғимайду; улар Мениң хәлқим, вә Мән уларниң Худаси болимән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
12 We Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
13 «I insan oghli, melum bir zémin Manga asiyliq qilip gunah qilghanda, Men shuning bilen qolumni uninggha qarshi uzartip, ularning yölenchüki bolghan nénini qurutuwétip, uning üstige acharchiliqni ewetimen hem insan we haywanlarni uningdin üzimen;
«И инсан оғли, мәлум бир зимин Маңа асийлиқ қилип гуна қилғанда, Мән шуниң билән қолумни униңға қарши узартип, уларниң йөләнчүки болған ненини қурутуветип, униң үстигә ачарчилиқни әвәтимән һәм инсан вә һайванларни униңдин үзимән;
14 emdi u chaghda Nuh, Daniyal we Ayuptin ibaret üch hezret uningda turuwatqan bolsimu, ular öz heqqaniyliqi tüpeylidin peqet öz janlirinila saqliyalghan bolatti — deydu Reb Perwerdigar.
әнди у чағда Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар өз һәққанийлиғи түпәйлидин пәқәт өз җанлиринила сақлиялған болатти — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
15 Eger Men zémindin yirtquch haywanlarni ötküzsem, ular uni baliliridin juda qilsa, haywanlar tüpeylidin uningdin ötküchi héchbir adem bolmay, u weyrane bolsa,
Әгәр Мән зиминдин житқуч һайванларни өткүзсәм, улар уни балилиридин җуда қилса, һайванлар түпәйлидин униңдин өткүчи һеч бир адәм болмай, у вәйранә болса,
16 emdi Men öz hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar — mushu üch hezret uningda turuwatqan bolsimu, ular ne öz oghulliri ne qizlirini qutquzalmaytti; ular peqet öz janlirini qutquzalaytti, zéminning özi weyrane péti qalatti.
әнди Мән өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти, зиминниң өзи вәйранә пети қалатти.
17 Yaki bolmisa Men shu zémin’gha qilichni chüshürup, uningdin insan hem haywanni üzüwetken bolsam,
Яки болмиса Мән шу зиминға қилични чүшүруп, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам,
18 emdi hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar — mushu üch hezret uningda turuwatqan bolsimu, ular ne öz oghulliri ne qizlirini saqlap qutquzalmaytti; ular peqet öz janlirini qutquzalaytti.
әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — мошу үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғуллири нә қизлирини сақлап қутқузалмайтти; улар пәқәт өз җанлирини қутқузалайтти.
19 Yaki bolmisa Men shu zémin’gha waba késilini chüshürup, Öz qehrimni qan töktürulüshi bilen üstige töksem, uningdin insan hem haywanni üzüwetken bolsam,
Яки болмиса Мән шу зиминға ваба кесилини чүшүруп, Өз қәһримни қан төктүрулүши билән үстигә төксәм, униңдин инсан һәм һайванни үзүвәткән болсам,
20 emdi hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar — Nuh, Daniyal we Ayuptin ibaret üch hezret uningda turuwatqan bolsimu, ular ne öz oghlini ne qizini qutquzalmaytti; ular peqet heqqaniyliqi bilen öz janlirini qutquzalaytti.
әнди һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Нуһ, Даниял вә Аюптин ибарәт үч һәзрәт униңда туруватқан болсиму, улар нә өз оғлини нә қизини қутқузалмайтти; улар пәқәт һәққанийлиғи билән өз җанлирини қутқузалайтти.
21 Emdi Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Emdi shundaq bolghandin kéyin, insan hem haywanni üzüwétish üchün Yérusalémgha töt jazayimni, yeni qilich, acharchiliq, yirtquch haywan we waba késilini chüshürsem qandaq bolar?
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди шундақ болғандин кейин, инсан һәм һайванни үзүветиш үчүн Йерусалимға төрт җазайимни, йәни қилич, ачарчилиқ, житқуч һайван вә ваба кесилини чүшүрсәм қандақ болар?
22 Biraq mana, uningda qélip qalghanlar bolidu, yeni oghul-qizlar uningdin chiqirilip qutquzulidu; mana, ular silerning yéninglargha chiqip, siler ularning yolliri hem qilmishlirini körüp yétisiler; shuning bilen siler Men Yérusalémgha chüshürgen külpet, yeni uninggha chüshürülgen barliq ishlar toghruluq teselli alisiler;
Бирақ мана, униңда қелип қалғанлар болиду, йәни оғул-қизлар униңдин чиқирилип қутқузулиду; мана, улар силәрниң йениңларға чиқип, силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көрүп йетисиләр; шуниң билән силәр Мән Йерусалимға чүшүргән күлпәт, йәни униңға чүшүрүлгән барлиқ ишлар тоғрилиқ тәсәлли алисиләр;
23 emdi siler ularning yolliri hem qilmishlirini körgininglarda, ular silerge teselli épkélidu; siler Méning uningda barliq qilghan ishlirimni bikardin-bikar qilmighanliqimni tonup yétisiler, — deydu Reb Perwerdigar».
әнди силәр уларниң йоллири һәм қилмишлирини көргиниңларда, улар силәргә тәсәлли епкелиду; силәр Мениң униңда барлиқ қилған ишлиримни бекардин-бекар қилмиғанлиғимни тонуп йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».