< Ezakiyal 13 >

1 Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «I insan oghli, sen Israilning bésharet bergüchi peyghemberliri, yeni öz tesewwuri bilen bésharet bergüchilerni eyiblep bésharet bérip: «Perwerdigarning sözini anglanglar!» — dégin.
«И инсан оғли, сән Исраилниң бешарәт бәргүчи пәйғәмбәрлири, йәни өз тәсәввури билән бешарәт бәргүчиләрни әйипләп бешарәт берип: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!» — дегин.
3 Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Öz rohigha egiship mangidighan, héch wehiyni körmigen hamaqet peyghemberlerning haligha way!
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз роһиға әгишип маңидиған, һеч вәһийни көрмигән һамақәт пәйғәмбәрләрниң һалиға вай!
4 I Israil, séning peyghemberliring xuddi xarabiler arisida yürüwatqan tülkilerdek boldi.
И Исраил, сениң пәйғәмбәрлириң худди харабиләр арисида жүрүватқан түлкиләрдәк болди.
5 Siler bösülgen jaylargha chiqmighansiler, uning Perwerdigarning künide bolidighan jengde puxta turushi üchün Israil jemetining buzulghan témini héch yasimidinglar.
Силәр бөсүлгән җайларға чиқмиғансиләр, униң Пәрвәрдигарниң күнидә болидиған җәңдә пухта туруши үчүн Исраил җәмәтиниң бузулған темини һеч ясимидиңлар.
6 «Perwerdigar mundaq deydu» dégüchiler bolsa peqet saxta bir körünüshni we yalghan palni körgenlerdin ibarettur; Perwerdigar ularni ewetmigen; biraq ular öz sözining emelge ashurulushini ümid qilidu.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегүчиләр болса пәқәт сахта бир көрүнүшни вә ялған пални көргәнләрдин ибарәттур; Пәрвәрдигар уларни әвәтмигән; бирақ улар өз сөзиниң әмәлгә ашурулушини үмүт қилиду.
7 Siler «Perwerdigar mundaq deydu» dégininglarda, Men héch söz qilmighan tursam, siler saxta bir «alamet körünüsh»ni körgen, yalghan palni éytqan emesmu?
Силәр «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегиниңларда, Мән һеч сөз қилмиған турсам, силәр сахта бир «аламәт көрүнүш»ни көргән, ялған пални ейтқан әмәсму?
8 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Siler oydurma sözligininglar, yalghan «alamet körünüsh»lerni körgininglar tüpeylidin, emdi mana, Men silerge qarshimen, — deydu Reb Perwerdigar,
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ойдурма сөзлигиниңлар, ялған «аламәт көрүнүш»ләрни көргиниңлар түпәйлидин, әнди мана, Мән силәргә қаршимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
9 — Méning qolum saxta «alamet körünüsh»ni körgen we yalghan palni éytqan peyghemberler bilen qarshilishidu; ular öz xelqimning kéngishide olturmaydu, ular Israil jemetining nesebnamiside xatirilenmeydu; ular Israilning zéminigha héch kirgüzülmeydu; shuning bilen siler Méning Reb Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
— Мениң қолум сахта «аламәт көрүнүш»ни көргән вә ялған пални ейтқан пәйғәмбәрләр билән қаршилишиду; улар өз хәлқимниң кеңишидә олтармайду, улар Исраил җәмәтиниң нәсәбнамисидә хатириләнмәйду; улар Исраилниң зиминиға һеч киргүзүлмәйду; шуниң билән силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 Berheq, ular tinch-amanliq bolmighandimu «tinch-amanliq!» dep jar sélip, xelqimni éziqturghanliqi üchün, birsi népiz ara tamni qopursa, ular kélip peqet uni hak suwaq bilen aqartip qoyghanliqi üchün —
Бәрһәқ, улар теч-аманлиқ болмиғандиму «теч-аманлиқ!» дәп җар селип, хәлқимни езиқтурғанлиғи үчүн, бириси непиз ара тамни қопурса, улар келип пәқәт уни һак сугақ билән ақартип қойғанлиғи үчүн —
11 Tamni hak suwaq bilen aqartiwatqanlargha: «Bu tam yiqilidu!» dégin! Kelkündek bir yamghur yaghidu! I yoghan möldürler, siler chüshisiler! Dehshetlik bir shamal chiqidu;
Тамни һак сугақ билән ақартиватқанларға: «Бу там жиқилиду!» дегин! Кәлкүндәк бир ямғур яғиду! И йоған мөлдүрләр, силәр чүшисиләр! Дәһшәтлик бир шамал чиқиду;
12 we mana, tam örülüp chüshkende, xeq silerdin: «Siler bu tamni suwighan hak suwaq qéni!» dep sorimamdu?
вә мана, там өрүлүп чүшкәндә, хәқ силәрдин: «Силәр бу тамни сугиған һак сугақ қени!» дәп соримамду?
13 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Öz qehrim bilen dehshetlik bir shamal partlitip chiqirimen; Méning achchiqimdin kelkündek bir yamghur we hemmini halak qilidighan qehrlik möldürler yaghidu.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз қәһрим билән дәһшәтлик бир шамал партлитип чиқиримән; Мениң аччиғимдин кәлкүндәк бир ямғур вә һәммини һалак қилидиған қәһрлик мөлдүрләр яғиду.
14 Shuning bilen Men siler hak suwaq bilen aqartqan tamni ghulitip, uning ulini ashkare qilip, uni yer bilen yeksan qilimen; u ghulap chüshkende, siler uning arisida halak bolisiler; we Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
Шуниң билән Мән силәр һак сугақ билән ақартқан тамни ғулитип, униң улини ашкарә қилип, уни йәр билән йәксан қилимән; у ғулап чүшкәндә, силәр униң арисида һалак болисиләр; вә Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
15 Shundaq qilip Men qehrimni tam hem uni hak suwaq bilen aqartqanlarning üstige chüshürüp pighandin chiqimen; we: «Tam yoq boldi, shundaqla uni hak suwaq bilen aqartqanlar, yeni Yérusalém toghruluq bésharet bergüchi, héch tinch-amanliq bolmighandimu u toghruluq tinch-amanliqni körsetken «alamet körünüsh»ni körgen Israilning peyghemberlirimu yoq boldi» — deymen».
Шундақ қилип Мән қәһримни там һәм уни һак сугақ билән ақартқанларниң үстигә чүшүрүп пиғандин чиқимән; вә: «Там йоқ болди, шундақла уни һак сугақ билән ақартқанлар, йәни Йерусалим тоғрилиқ бешарәт бәргүчи, һеч теч-аманлиқ болмиғандиму у тоғрилиқ теч-аманлиқни көрсәткән «аламәт көрүнүш»ни көргән Исраилниң пәйғәмбәрлириму йоқ болди» — дәймән».
17 «Emdi sen, i insan oghli, öz tesewwuri boyiche bésharet bergüchi öz xelqingning qizlirigha yüzüngni qaritip, ularni eyiblep bésharet bérip mundaq dégin: —
«Әнди сән, и инсан оғли, өз тәсәввури бойичә бешарәт бәргүчи өз хәлқиңниң қизлириға йүзүңни қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
18 Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Öz béghishlirining herbirige [séhirlik] bilezüklerni qadap, janlarni tuzaqqa élish üchün herqandaq égiz-pakar ademlerning béshigha perenchini yasighanlargha way! Emdi siler öz xelqimning janlirini tuzaqqa chüshürüp, janliringlarni saq qaldurimiz dewatamsiler?
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз беғишлириниң һәр биригә [сеһирлик] биләйүзүкләрни қадап, җанларни қапқанқа елиш үчүн һәр қандақ егиз-пакар адәмләрниң бешиға пәрәнчини ясиғанларға вай! Әнди силәр өз хәлқимниң җанлирини қапқанқа чүшүрүп, җанлириңларни сақ қалдуримиз дәватамсиләр?
19 Nechche tutam arpa, nechche chishlem nanni dep siler Manga kupurluq qilip, yalghan sözge qulaq salidighan Méning xelqimge yalghanchiliqinglar arqiliq ölmeske tégishliklirini öltürüp, tirik qalmasliqqa tégishliklirini hayat qaldurmaqchimusiler?
Нәччә тутам арпа, нәччә чишләм нанни дәп силәр Маңа күпүрлүк қилип, ялған сөзгә қулақ салидиған Мениң хәлқимгә ялғанчилиғиңлар арқилиқ өлмәскә тегишликлирини өлтүрүп, тирик қалмаслиққа тегишликлирини һаят қалдурмақчимусиләр?
20 Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: «Mana, Men silerning qushlarni tuzaqqa chüshürgendek kishilerni tuzaqqa chüshürgüchi séhirlik «téngiq»liringlargha qarshimen, Men ularni bilikinglardin yirtip tashlaymen; shuning bilen siler qushlarni tuzaqqa chüshürgendek tutqan kishilerni erkinlikke uchuriwétimen.
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән силәрниң қушларни қапқанқа чүшүргәндәк кишиләрни қапқанқа чүшүргүчи сеһирлик «теңиқ»лириңларға қаршимән, Мән уларни билигиңлардин житип ташлаймән; шуниң билән силәр қушларни қапқанқа чүшүргәндәк тутқан кишиләрни әркинликкә учуриветимән.
21 Men silerning perenjiliringlarnimu yirtip tashliwétip, xelqimni qolunglardin qutquzimen; ular yene qolunglarda olja bolup turmaydu; shuning bilen siler Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler.
Мән силәрниң пәрәнҗилириңларниму житип ташливетип, хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; улар йәнә қолуңларда олҗа болуп турмайду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
22 Siler yalghanchiliq bilen, Özüm azar bermigen heqqaniy ademlerning könglige azar bergenlikinglar üchün, shundaqla rezil ademlerning hayatini saqlap qutquzushqa ularni rezil yolidin yandurmay, eksiche ularning qolini kücheytkininglar üchün,
Силәр ялғанчилиқ билән, Өзүм азар бәрмигән һәққаний адәмләрниң көңлигә азар бәргәнлигиңлар үчүн, шундақла рәзил адәмләрниң һаятини сақлап қутқузушқа уларни рәзил йолидин яндурмай, әксичә уларниң қолини күчәйткиниңлар үчүн,
23 siler quruq «alamet közünüsh»lerni ikkinchi bolup körmeysiler, yaki yalghan palchiliq qilmaysiler; Men Öz xelqimni qolunglardin qutquzimen; shuning bilen siler Méning Perwerdigar ikenlikimni tonup yétisiler».
силәр қуруқ «аламәт көзүнүш»ләрни иккинчи болуп көрмәйсиләр, яки ялған палчилиқ қилмайсиләр; Мән Өз хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».

< Ezakiyal 13 >