< Misirdin chiqish 1 >

1 We töwendikiler Israil [bilen bille] Misirgha barghan oghullirining isimliri (ular herqaysisi öz bala-chaqilirini élip, Yaqup bilen bille Misirgha barghanidi): —
Вә төвәндикиләр Исраил [билән биллә] Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): —
2 Ruben, Shiméon, Lawiy, Yehuda,
Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда,
3 Issakar, Zebulun, Binyamin,
Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
4 Dan, Naftali, Gad we Ashir.
Дан, Нафтали, Гад вә Ашир.
5 Emdi Yaqupning pushtidin bolghanlar jemiy bolup yetmish adem idi. Bu waqitta Yüsüp Misirda idi.
Әнди Яқупниң пуштидин болғанлар җәмий болуп йәтмиш адәм еди. Бу вақитта Йүсүп Мисирда еди.
6 Kéyin Yüsüp, uning barliq qérindashliri hemde barliq zamandashliri ölüp tügidi.
Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди.
7 Shundaqtimu, Israillar köp tughulup, téz awup, intayin kücheydi; ular zémin’gha bir keldi.
Шундақтиму, Исраиллар көп туғулуп, тез көпийип, интайин күчәйди; улар зиминға бир кәлди.
8 U waqitlarda Yüsüpni bilmeydighan yéngi bir padishah Misirda textke chiqti.
У вақитларда Йүсүпни билмәйдиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
9 U xelqige: Mana, Israillarning xelqi bizdin ziyade awup hemde bizdinmu küchlinip ketti.
У хәлқигә: Мана, Исраилларниң хәлқи биздин зиядә көпийип һәмдә биздинму күчлинип кәтти.
10 Emdi biz ulargha nisbeten aqilane ish tutayli; bolmisa, ular téximu awup kétidu, mubada urush partlap qalsa, shundaq boliduki, ular düshmenlirimiz terepke ötüp, bizge hujum qilip, yurttin chiqip kétishi mumkin, — dédi.
Әнди биз уларға нисбәтән ақиланә иш тутайли; болмиса, улар техиму көпийип кетиду, мабада уруш партлап қалса, шундақ болидуки, улар дүшмәнлиримиз тәрәпкә өтүп, бизгә һуҗум қилип, жуттин чиқип кетиши мүмкин, — деди.
11 Shuning bilen ular ularni qattiq emgekler bilen xarlash üchün ish bashlirini teyinlep nazaretchilikke qoydi. Shuning bilen Israillar Pirewn üchün Pitom bilen Raamses dégen maddiy eshya saqlaydighan sheherlerni yasap berdi.
Шуниң билән улар уларни қаттиқ әмгәкләр билән харлаш үчүн иш башлирини тайинлап назарәтчиликкә қойди. Шуниң билән Исраиллар Пирәвн үчүн Питом билән Раамсәс дегән маддий әшя сақлайдиған шәһәрләрни ясап бәрди.
12 Lékin ularni [qanche] ezgenséri, bular shunche köpiyip hemme yerni qaplidi; buning bilen misirliqlar Israillargha öch bolup ketti.
Лекин уларни [қанчә] әзгәнсери, булар шунчә көпийип һәммә йәрни қаплиди; буниң билән мисирлиқлар Исраилларға өч болуп кәтти.
13 Shuning bilen misirliqlar Israillargha zulum qilip, ularni téximu qattiq ishlitip éghir ishlargha saldi.
Шуниң билән мисирлиқлар Исраилларға зулум қилип, уларни техиму қаттиқ ишлитип еғир ишларға салди.
14 Misirliqlar ularni laychiliq, xish-kések quyush we étizlarning herxil emgeklirige sélip, ishning qattiqliqi bilen ularning turmushigha qattiq éghirchiliq saldi; ularni néme emgekke salmisun, intayin japaliq idi.
Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, хиш-кесәк қуюш вә етизларниң һәр хил әмгәклиригә селип, ишниң қаттиқлиғи билән уларниң турмушиға қаттиқ еғирчилиқ салди; уларни немә әмгәккә салмисун, интайин җапалиқ еди.
15 Misir padishahi ikki ibraniy tughut anisigha söz qilip (ularning birining ismi Shifrah, yene birining ismi Puah idi):
Мисир падишаси икки ибраний туғут анисиға сөз қилип (уларниң бириниң исми Шифраһ, йәнә бириниң исми Пуаһ еди):
16 — siler qachanliki ibraniy xotunlarni tughdursanglar, tughqanda obdan qaranglar; bowaq oghul bolsa, öltürüwétinglar; qiz bolsa, tirik qoyunglar, — dédi.
— силәр қачанлиги ибраний хотунларни туғдурсаңлар, туққанда убдан қараңлар; бовақ оғул болса, өлтүрүветиңлар; қиз болса, тирик қоюңлар, — деди.
17 Lékin tughut aniliri Xudadin qorqup, Misirning padishahi ulargha éytqandek qilmay, belki oghul bowaqlarni tirik qoydi.
Лекин туғут анилири Худадин қорқуп, Мисирниң падишаси уларға ейтқандәк қилмай, бәлки оғул бовақларни тирик қойди.
18 Shunga Misirning padishahi tughut anilirini chaqirtip ulardin: — Bu néme qilghininglar?! Oghul balilarni némishqa tirik qoydunglar? — dep soridi.
Шуңа Мисирниң падишаси туғут анилирини чақиртип улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! Оғул балиларни немишкә тирик қойдуңлар? — дәп сориди.
19 Tughut aniliri Pirewn’ge jawab bérip: — Ibraniy ayallar misirliq ayallargha oxshimaydu. Ular küchlük, saghlam-timen bolghini üchün tughut aniliri ularning qéshigha yétip barghuche, özliri tughup bolidu, — dédi.
Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди.
20 Netijide, Xuda tughut anilirigha iltipat körsetti; Israil xelqi dawamliq köpiyip, téximu kücheydi.
Нәтиҗидә, Худа туғут анилириға илтипат көрсәтти; Исраил хәлқи давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
21 Shundaq boldiki, tughut aniliri Xudadin qorqidighan ixlasmen bolghanliqi üchün Xuda ularni aililik bolushqa muyesser qildi.
Шундақ болдики, туғут анилири Худадин қорқидиған ихласмән болғанлиғи үчүн Худа уларни аилилик болушқа муйәссәр қилди.
22 Buning bilen Pirewn barliq puxralirigha: — Israillardin yéngi tughulghan oghul balilarning hemmisini deryagha tashlanglar, lékin qiz balilarning hemmisini tirik qaldurunglar, dep emr qildi.
Буниң билән Пирәвн барлиқ пухралириға: — Исраиллардин йеңи туғулған оғул балиларниң һәммисини дәрияға ташлаңлар, лекин қиз балиларниң һәммисини тирик қалдуруңлар, дәп әмир қилди.

< Misirdin chiqish 1 >