< Misirdin chiqish 27 >

1 Sen qurban’gahni akatsiye yaghichidin yasighin. Qurban’gah töt chasa bolsun; uzunluqi besh gez, kengliki besh gez, égizliki üch gez qilinsun.
Сән қурбангаһни акатсийә яғичидин ясиғин. Қурбангаһ төрт часа болсун; узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз қилинсун.
2 Uning töt burjikige qoyulidighan münggüzlirini yasighin; münggüzliri qurban’gah bilen bir gewde qilinsun. Qurban’gahni mis bilen qaplighin.
Униң төрт бүҗигигә қоюлидиған мүңгүзлирини ясиғин; мүңгүзлири қурбангаһ билән бир гәвдә қилинсун. Қурбангаһни мис билән қаплиғин.
3 Qurban’gahning yagh [we külini] élishqa daslarni yasighin; uninggha xas bolghan gürjeklerni, korilarni, laxshigirlarni we otdanlarnimu yasighin; uning barliq eswablirini yasashqa mis ishletkin.
Қурбангаһниң яғ [вә күлини] елишқа дасларни ясиғин; униңға хас болған гүҗәкләрни, кориларни, лахшигирларни вә отданларниму ясиғин; униң барлиқ әсваплирини ясашқа мис ишләткин.
4 Qurban’gah üchün mistin bir shala yasighin; shalaning töt burjikige töt mis halqa yasap békitip qoyghin.
Қурбангаһ үчүн мистин бир шала ясиғин; шаланиң төрт бүҗигигә төрт мис һалқа ясап бекитип қойғин.
5 Shalani qurban’gahning qap bélining astidiki girwektin töwenrek turidighan qilghin, shundaqta shala qurban’gahning del otturisida bolidu.
Шалани қурбангаһниң қап белиниң астидики гирвәктин төвәнрәк туридиған қилғин, шундақта шала қурбангаһниң дәл оттурисида болиду.
6 Qurban’gahqa ikki baldaq yasighin; ular akatsiye yaghichidin bolsun, ularni mis bilen qaplighin.
Қурбангаһқа икки балдақ ясиғин; улар акатсийә яғичидин болсун, уларни мис билән қаплиғин.
7 Qurban’gahni kötürgende, baldaqlar uning ikki yénida bolushi üchün, ularni halqilargha ötküzüp qoyghin.
Қурбангаһни көтәргәндә, балдақлар униң икки йенида болуши үчүн, уларни һалқиларға өткүзүп қойғин.
8 Qurban’gahni taxtaylardin yasighin, ichi bosh bolsun; u taghda sanga ayan qilin’ghan nusxa boyiche [hünerwenler] teyyar qilsun.
Қурбангаһни тахтайлардин ясиғин, ичи бош болсун; у тағда саңа аян қилинған нусха бойичә [һүнәрвәнләр] тәйяр қилсун.
9 Muqeddes chédirning hoylisinimu yasighin. Hoylining jenubigha, yeni jenubqa yüzlen’gen teripige népiz toqulghan aq kanap rexttin perdilerni toqughin; shu teripining uzunluqi yüz gez bolsun.
Муқәддәс чедирниң һойлисиниму ясиғин. Һойлиниң җәнубиға, йәни җәнупқа йүзләнгән тәрипигә непиз тоқулған ақ канап рәхттин пәрдиләрни тоқуғин; шу тәрипиниң узунлуғи йүз гәз болсун.
10 Perdilerni ésishqa yigirme xada yasalsun; ularning tégige qoyushqa yigirme mis teglik yasalsun; xadilarning ilmiki bilen baldaqlar bolsa kümüshtin yasalsun.
Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.
11 Shuninggha oxshash shimal teripidimu uzunluqi yüz gez kélidighan perde bolsun. Perdilerni ésishqa yigirme xada yasalsun; ularning tégige qoyushqa yigirme mis teglik yasalsun; xadilarning ilmiki bilen baldaqlar bolsa kümüshtin yasalsun.
Шуниңға охшаш шимал тәрипидиму узунлуғи йүз гәз келидиған пәрдә болсун. Пәрдиләрни есишқа жигирмә хада ясалсун; уларниң тегигә қоюшқа жигирмә мис тәглик ясалсун; хадиларниң илмики билән балдақлар болса күмүчтин ясалсун.
12 Hoylining gherb teripide uzunluqi ellik gez kélidighan perde bolsun; uning on xadisi we on tegliki bolsun.
Һойлиниң ғәрип тәрипидә узунлуғи әллик гәз келидиған пәрдә болсун; униң он хадиси вә он тәглиги болсун.
13 Hoylining sherq teripi, yeni kün chiqishqa yüzlen’gen teripining kengliki ellik gez bolsun.
Һойлиниң шәриқ тәрипи, йәни күн чиқишқа йүзләнгән тәрипиниң кәңлиги әллик гәз болсун.
14 Bir teripide on besh gez kélidighan perde bolsun; uning üch xadisi bilen üch tegliki bolsun.
Бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун.
15 Yene bir teripide on besh gez kélidighan perde bolsun; uning üch xadisi bilen üch tegliki bolsun.
Йәнә бир тәрипидә он бәш гәз келидиған пәрдә болсун; униң үч хадиси билән үч тәглиги болсун.
16 Hoylining kirish éghizigha yigirme gez kélidighan bir perde qoyulsun; perde népiz toqulghan aq kanap rextke kök, sösün we qizil yiplar arilashturulup, keshtichi teripidin keshtilensun. Uning töt xadisi bilen töt tegliki bolsun.
Һойлиниң кириш еғизиға жигирмә гәз келидиған бир пәрдә қоюлсун; пәрдә непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп, кәштичи тәрипидин кәштиләнсун. Униң төрт хадиси билән төрт тәглиги болсун.
17 Hoylining chörisidiki hemme xadilar kümüshtin yasalghan baldaqlar bilen bir-birige chétilsun; ularning ilmekliri kümüshtin, teglikliri mistin yasalsun.
Һойлиниң чөрисидики һәммә хадилар күмүчтин ясалған балдақлар билән бир-биригә четилсун; уларниң илмәклири күмүчтин, тәгликлири мистин ясалсун.
18 Hoylining uzunluqi yüz gez, kengliki her ikki teripi ellik gez bolsun; népiz toqulghan aq kanap rexttin ishlen’gen perdining égizliki besh gez qilinsun; xadilarning teglikliri mistin yasalsun.
Һойлиниң узунлуғи йүз гәз, кәңлиги һәр икки тәрипи әллик гәз болсун; непиз тоқулған ақ канап рәхттин ишләнгән пәрдиниң егизлиги бәш гәз қилинсун; хадиларниң тәгликлири мистин ясалсун.
19 Muqeddes chédirning ish-xizmitide ishlitilidighan barliq eswab-saymanliri hemde barliq miq-qozuqliri, shundaqla hoylining barliq miq-qozuqliri mistin bolsun.
Муқәддәс чедирниң иш-хизмитидә ишлитилидиған барлиқ әсвап-сайманлири һәмдә барлиқ миқ-қозуқлири, шундақла һойлиниң барлиқ миқ-қозуқлири мистин болсун.
20 — Chiraghning hemishe yéniq turushi üchün, chiraghqa ishlitishke zeytundin soqup chiqirilghan sap mayni qéshinggha keltürüshke Israillarni buyrughin.
— Чирақниң һемишә йениқ туруши үчүн, чираққа ишлитишкә зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни қешиңға кәлтүрүшкә Исраилларни буйруғин.
21 Jamaet chédirining ichide, höküm-guwahliq sanduqining udulidiki perdining tashqirida Harun we oghulliri her kéchisi etigen’giche Perwerdigarning aldida chiraghlarning yéniq turghuzush ishida bolsun. Bu ish dewrdin-dewrgiche Israillargha ebediy bir qanun-belgilime bolsun.
Җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң ташқирида Һарун вә оғуллири һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларниң йениқ турғузуш ишида болсун. Бу иш дәвирдин-дәвиргичә Исраилларға әбәдий бир қанун-бәлгүлимә болсун.

< Misirdin chiqish 27 >