< Ester 6 >

1 Shu küni kéchisi padishahning uyqusi qéchip, tarix-tezkirinamini ekeldürdi we bular uning aldida oqup bérildi.
Шу күни кечиси падишаниң уйқиси қечип, тарих-тәзкиринамини әкәлдүрди вә булар униң алдида оқуп берилди.
2 Bir yerde: «Padishahning Bigtana, Teresh deydighan orda derwazisini baqidighan ikki heremaghisi bar idi, ular padishah Ahashwéroshqa qol sélishqa qestligende, Mordikay bu ishni pash qilip xewer yetküzgen, dep pütülgenidi.
Бир йәрдә: «Падишаһниң Бигтана, Тәрәш дәйдиған орда дәрвазисини бақидиған икки һәрәмъағиси бар еди, улар падиша Аһашверошқа қол селишқа қәстлигәндә, Мордикай бу ишни паш қилип хәвәр йәткүзгән, дәп пүтүлгән еди.
3 Padishah: — Bu ish üchün Mordikaygha qandaq nam-shöhret we izzet-ikram nail qilindi? — dep soridi. — U héch némige érishmidi, — dep jawap bérishti padishahning yénidiki xizmette bolghan ghulamliri.
Падишаһ: — Бу иш үчүн Мордикайға қандақ нам-шөһрәт вә иззәт-икрам наил қилинди? — дәп сориди. — У һеч немигә еришмиди, — дәп җавап беришти падишаниң йенидики хизмәттә болған ғуламлири.
4 — Orda hoylisida kim bar? — dep soridi padishah. Bu chaghda Haman padishahtin Mordikayni özi teyyarlap qoyghan dargha ésishni telep qilghili kélip, ordining tashqiriqi hoylisigha kirgenidi.
— Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман падишадин Мордикайни өзи тәйярлап қойған дарға есишни тәләп қилғили келип, ординиң ташқириқи һойлисиға киргән еди.
5 — Mana, Haman hoylida turidu, — déyishti padishahning ghulamliri uninggha. — Kirsun, — dédi padishah.
— Мана, Һаман һойлида туриду, — дейишти падишаниң ғуламлири униңға. — Кирсун, — деди падиша.
6 Haman kiriwidi, padishah uningdin: — Padishah izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishige néme ishlarni qilishi kérek? — dep soriwidi, Haman könglide: «Padishah izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishi méningdin bashqa yene kim bolatti?» — dep oylidi-de
Һаман киривиди, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә немә ишларни қилиши керәк? — дәп соривиди, Һаман көңлидә: «Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән киши мениңдин башқа йәнә ким болатти?» — дәп ойлиди-дә
7 padishahqa: — Padishah izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishige
падишаға: — Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә
8 padishahim daim kiyidighan shahane kiyim-kéchek we daim minidighan arghimaq, yeni béshigha shahane taj-belge taqalghan arghimaq élip kélinip,
падишасим дайим кийидиған шаһанә кийим-кечәк вә дайим минидиған арғимақ, йәни бешиға шаһанә таҗ-бәлгү тақалған арғимақ елип келинип,
9 shahane kiyim bilen arghimaqni padishahning eng muhterem emirliridin birige tutquzsun, u kiyimni padishahim izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishige kiygüzüp we uni arghimaqqa mindürüp sheher meydan-kochilirini aylandursun we uning aldida: «Qaranglar! Padishah izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishige mushundaq muamile qilinidu!» dep jakarlap mangsun, — dédi.
шаһанә кийим билән арғимақни падишаниң әң муһтәрәм әмирлиридин биригә тутқузсун, у кийимни падишасим иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә кийгүзүп вә уни арғимаққа миндүрүп шәһәр мәйдан-кочилирини айландурсун вә униң алдида: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңсун, — деди.
10 Shuning bilen padishah Haman’gha: — Téz bérip déginingdek shahane kiyim bilen arghimaqni epkel, orda derwazisining aldida olturghan awu Yehudiy Mordikaygha del sözüngdek qilghin; séning dégenliringning birersimu kem bolup qalmisun! — dédi.
Шуниң билән падиша Һаманға: — Тез берип дегиниңдәк шаһанә кийим билән арғимақни әпкәл, орда дәрвазисиниң алдида олтарған аву Йәһудий Мордикайға дәл сөзүңдәк қилғин; сениң дегәнлириңниң бирәрсиму кам болуп қалмисун! — деди.
11 Shundaq qilip Haman shahane kiyim bilen arghimaqni ekélip, aldi bilen Mordikaygha shahane kiyimni kiygüzdi, andin uni arghimaqqa mindürüp, sheher meydan-kochilirini aylandurdi we uning aldida: — «Mana, padishah izzet-hörmitini qilishni yaxshi körgen kishige mushundaq muamile qilinidu!» dep jakarlap mangdi.
Шундақ қилип Һаман шаһанә кийим билән арғимақни әкелип, алди билән Мордикайға шаһанә кийимни кийгүзди, андин уни арғимаққа миндүрүп, шәһәр мәйдан-кочилирини айландурди вә униң алдида: — «Мана, падиша иззәт-һөрмитини қилишни яхши көргән кишигә мошундақ муамилә қилиниду!» дәп җакалап маңди.
12 Mordikay yenila orda derwazisining aldigha qaytip bardi; Haman bolsa ghem-qayghugha pétip, béshini chümkigen halda aldirap-ténep öz öyige qaytip ketti.
Мордикай йәнила орда дәрвазисиниң алдиға қайтип барди; Һаман болса ғәм-қайғуға петип, бешини чүмкигән һалда алдирап-тенәп өз өйигә қайтип кәтти.
13 Haman xotuni Zereshke we barliq dost-aghinilirige béshigha kelgenlirining hemmisini éytip berdi. Andin uning danishmenliri bilen xotuni Zeresh buni anglap uninggha: — Mordikayning aldida yéngilishqa bashlaptila; u eger Yehudiylarning neslidin bolsa, uni yéngelmeyla, eksiche sözsiz uning aldida meghlup bolidila, déyishti.
Һаман хотуни Зәрәшкә вә барлиқ дост-ағинилиригә бешиға кәлгәнлириниң һәммисини ейтип бәрди. Андин униң данишмәнлири билән хотуни Зәрәш буни аңлап униңға: — Мордикайниң алдида йеңилишқа башлаптила; у әгәр Йәһудийларниң нәслидин болса, уни йеңәлмәйла, әксичә сөзсиз униң алдида мәғлуп болидила, дейишти.
14 Ular téxi Haman bilen sözlishiwatqan chéghida, padishahning heremaghiliri kélip Hamanni Ester teyyarlighan ziyapetke bérishqa aldiratti.
Улар техи Һаман билән сөзлишиватқан чеғида, падишаниң һәрәмъағилири келип Һаманни Әстәр тәйярлиған зияпәткә беришқа алдиратти.

< Ester 6 >