< Ester 3 >

1 Bu ishlardin kéyin padishah Ahashwérosh Agagiylardin bolghan Hammidataning oghli Hamanning mensipini östürdi; padishah uning ornini östürüp, özi bilen bille ishleydighan barliq emirlerningkidin yuqiri qildi.
Бу ишлардин кейин падиша Аһашверош Агагийлардин болған Һаммидатаниң оғли Һаманниң мәнсивини өстүрди; падиша униң орнини өстүрүп, өзи билән биллә ишләйдиған барлиқ әмирләрниңкидин жуқури қилди.
2 Padishah uning heqqide emr qilghachqa, orda derwazisida turghan padishahning barliq emeldarliri Hamanning aldida tezim qilip bash uratti; lékin Mordikay bolsa Haman’gha ne tezim qilmidi, ne bash urmidi.
Падиша униң һәққидә әмир қилғачқа, орда дәрвазисида турған падишаниң барлиқ әмәлдарлири Һаманниң алдида тазим қилип баш уратти; лекин Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди.
3 Orda derwazisida turghan padishahning xizmetkarliri Mordikaydin: — Sili némishqa padishahning emrige xilapliq qilidila? — dep soraytti.
Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти.
4 Shundaq boldiki, ular her küni nesihet qilishqan bolsimu, u qulaq salmighandin kéyin, ular: — Qéni, Mordikayning qilghan bu ishigha yol qoyulamdu-yoq, bir köreylichu, dep buni Haman’gha éytti; chünki u ulargha özining Yehudiy ikenlikini éytqanidi.
Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди.
5 Haman Mordikayning özige bash urup tezim qilmighanliqini körüp qattiq ghezeplendi.
Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди.
6 Lékin u «Mordikayning üstige qol sélishni kichikkine bir ish» dep hésablidi; chünki ular Mordikayning millitini uninggha dep qoyghanidi; shunga Haman Ahashwéroshning pütkül padishahliqidiki Yehudiylarni, yeni Mordikayning xelqini biraqla yoqitish yolini izdep yürdi.
Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди.
7 Padishah Ahashwéroshning on ikkinchi yili birinchi ayda, yeni Nisan éyida, birsi Hamanning aldida [qutluq] ay-künni békitish üchün her kün, her ay boyiche «pur», yeni chek tashliwidi, on ikkinchi aygha, yeni «Adar éyi»gha chiqti.
Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида [қутлуқ] ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти.
8 Haman padishah Ahashwéroshqa: — Padishahliqlirining herqaysi ölkiliridiki el-milletler arisida chéchilip yashawatqan bir xelq bar; ularning qanun-belgilimiliri bashqa xelqlerningkige oxshimaydu, ular aliylirining qanun-belgilimilirigimu boysunmaydu; shunga ularning yashishigha yol qoyush aliylirigha héch payda yetküzmeydu.
Һаман падиша Аһашверошқа: — Падишаһлиқлириниң һәр қайси өлкилиридики әл-милләтләр арисида чечилип яшаватқан бир хәлиқ бар; уларниң қанун-бәлгүлимилири башқа хәлиқләрниңкигә охшимайду, улар алийлириниң қанун-бәлгүлимилиригиму бойсунмайду; шуңа уларниң яшишиға йол қоюш алийлириға һеч пайда йәткүзмәйду.
9 Eger padishahimgha layiq körünse, ularni yoqitish toghruluq yarliq pütüp chüshürgeyla; mana men öz yénimdin on ming talant kümüshni aliylirining xezinilirige sélish üchün padishahliqning ishlirini bashquridighan xadimlarning qoligha tapshurimen, dédi.
Әгәр падишасимға лайиқ көрүнсә, уларни йоқитиш тоғрилиқ ярлиқ пүтүп чүшүргәйла; мана мән өз йенимдин он миң талант күмүчни алийлириниң ғәзнилиригә селиш үчүн падишалиқниң ишлирини башқуридиған хадимларниң қолиға тапшуримән, деди.
10 Shuning bilen padishah özining barmiqidin üzükni siyrip chiqirip, Yehudiylarning reqibi, Agagiy Hammidataning oghli Haman’gha bérip:
Шуниң билән падиша өзиниң бармиғидин үзүкни сийрип чиқирип, Йәһудийларниң рәқиби, Агагий Һаммидатаниң оғли Һаманға берип:
11 — Shu kümüshlerni özüngge in’am qildim, u xelqnimu sanga tapshurdum, ularni qandaq qilishni xalisang, shundaq qil! — dédi.
— Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим, у хәлиқниму саңа тапшурдум, уларни қандақ қилишни халисаң, шундақ қил! — деди.
12 Andin birinchi ayning on üchinchi küni padishahning mirziliri chaqirilip, yarliq Hamanning barliq tapilighini boyiche pütüldi; u herqaysi ölkilerge öz yéziqida, herqaysi el-milletke öz tilida yazdurulup, herbir ölkilerning waliylirigha, herbir el-milletning emirlirige ewetildi; yarliq padishah Ahashwéroshning namida pütülgen bolup, uning üzük möhüri bilen péchetlendi.
Андин биринчи айниң он үчинчи күни падишаниң мирзилири чақирилип, ярлиқ Һаманниң барлиқ тапилиғини бойичә пүтүлди; у һәр қайси өлкиләргә өз йезиғида, һәр қайси әл-милләткә өз тилида яздурулуп, һәр бир өлкиләрниң валийлириға, һәр бир әл-милләтниң әмирлиригә әвәтилди; ярлиқ падиша Аһашверошниң намида пүтүлгән болуп, униң үзүк мөһүри билән печәтләнди.
13 Yarliq mektupliri chaparmenlerning qoli bilen padishahliqning herqaysi ölkilirige yetküzüldi; uningda bir kün ichide — On ikkinchi ayning, yeni Adar éyining on üchinchi küni qéri-yash, balilar we ayallar démey, barliq Yehudiylarni qoymay qirip, öltürüp, nesli qurutuwétilsun, ularning mal-mülki olja qilinsun, déyilgenidi.
Ярлиқ мәктуплири чапармәнләрниң қоли билән падишалиқниң һәр қайси өлкилиригә йәткүзүлди; униңда бир күн ичидә — Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни қери-яш, балилар вә аяллар демәй, барлиқ Йәһудийларни қоймай қирип, өлтүрүп, нәсли қурутуветилсун, уларниң мал-мүлки олҗа қилинсун, дейилгән еди.
14 Shu yarliq herbir ölkide jakarlinish üchün, shundaqla shu küni herbir xelq shundaq qilishqa teyyar bolup turushi üchün, mektupning köchürme nusxiliri herbir el-milletke élan qilinmaqchi boldi.
Шу ярлиқ һәр бир өлкидә җакалиниш үчүн, шундақла шу күни һәр бир хәлиқ шундақ қилишқа тәйяр болуп туруши үчүн, мәктупниң көчүрмә нусхилири һәр бир әл-милләткә елан қилинмақчи болди.
15 Chaparmenler padishahning emri boyiche derhal yolgha chiqti; yarliq Shushan qel’esining özidimu élan qilindi. Bu chaghda padishah Haman bilen sharab ichishke olturghanidi. Lékin Shushan shehiridikiler dekke-dükkige chömüp kétishti.
Чапармәнләр падишаниң әмри бойичә дәрһал йолға чиқти; ярлиқ Шушан қәлъәсиниң өзидиму елан қилинди. Бу чағда падиша Һаман билән шарап ичишкә олтарған еди. Лекин Шушан шәһиридикиләр дәккә-дүккигә чөмүп кетишти.

< Ester 3 >