< Efesusluqlargha 3 >
1 Shu sewebtin siler «yat eldikiler» üchün Mesih Eysaning mehbusi bolghan menki Pawlus —
Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —
2 (siler belkim manga tapshurulghan, silerge Xudaning shepqitini élip baridighan ghojidarliqim toghruluq,
(силәр бәлким маңа тапшурулған, силәргә Худаниң шәпқитини елип баридиған ғоҗидарлиғим тоғрилиқ,
3 yeni Uning manga wehiy bilen sirni ayan qilghanliqi toghruluq xewerdar bolushunglar mumkin (men bu toghrisida ilgiri az-paz yazghanidim;
йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим;
4 siler uni oqughininglarda, Mesihning siri toghruluq yorutulghanliqimni bilip yétisiler)
силәр уни оқуғиниңларда, Мәсиһниң сири тоғрилиқ йорутулғанлиғимни билип йетисиләр)
5 ilgiriki dewrlerde bu sir insan balilirigha Uning muqeddes rosulliri we peyghemberlirige Roh arqiliq hazirqidek éniq wehiy qilin’ghandek, ayan qilin’ghan emes.
илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға Униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс.
6 Démek, xush xewer arqiliq «yat eldikiler»din bolghanlarmu ortaq mirasxorlar, tendiki ortaq ezalar, Mesih Eysada bolghan wedidin ortaq behrimen bolghuchilar bolidu;
Демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду;
7 Xudaning shepqiti manga élip kelgen iltipat bilen, Uning küch-qudritining yürgüzülüshi bilen, men bu ishqa xizmetkar qilip teyinlendim;
Худаниң шәпқити маңа елип кәлгән илтипат билән, Униң күч-қудритиниң жүргүзүлүши билән, мән бу ишқа хизмәткар қилип тайинландим;
8 manga — muqeddes bendiliri ichidiki eng töwinidinmu töwen bolghan manga mushu iltipat, yeni eller arisida Mesihning mölcherligüsiz bayliqliri toghruluq xush xewer jakarlash
маңа — муқәддәс бәндилири ичидики әң төвинидинму төвән болған маңа мошу илтипат, йәни әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш
9 we shundaqla hemmini yaratqan Xudada yoshurun bolup kelgen bu sirning qandaq emelge ashurulushi toghruluq hemmeylenni yorutush xizmiti amanet qilindi. (aiōn )
вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди. (aiōn )
10 Buning meqsiti ershlerde bolghan hökümranlargha hem hoquqlargha Xudaning köp tereplimilik danaliqi jamaet arqiliq hazir ashkare qilinishtin ibarettur.
Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур.
11 Bu ish bolsa, Uning Mesih Eysa Rebbimizde ijra qilin’ghan menggülük muddiasi boyichidur; (aiōn )
Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур; (aiōn )
12 Uning ishench-sadiqliqi arqiliq biz jasaretke hem Xudaning aldigha xatirjemlik bilen kirish hoquqigha ige bolduq;
Униң ишәш-садиқлиғи арқилиқ биз җасарәткә һәм Худаниң алдиға хатирҗәмлик билән кириш һоқуқиға егә болдуқ;
13 shuning üchün silerdin ötünimenki, méning siler üchün tartqan japa-jebirlirim tüpeylidin perishan bolmanglar; chünki bu ish silerning shan-sheripinglar bolidu).
шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду).
14 Men shu sewebtin tizlirimni Atigha pükimenki,
Мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки,
15 ( asman-zémindiki barliq atiliq munasiwetler Uningdin «ata» namini alidu)
( асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду)
16 U Öz shan-sheripidiki bayliqlar bilen, Rohi arqiliq silerni ichki dunyayinglarda küchlendürgey;
У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй;
17 shuning bilen Mesih qelbinglarda ishench arqiliq turup, siler méhir-muhebbet ichide yiltiz tartghan, ul sélin’ghan,
шуниң билән Мәсиһ қәлбиңларда ишәш арқилиқ туруп, силәр меһир-муһәббәт ичидә йилтиз тартған, һул селинған,
18 barliq muqeddes bendiler bilen bille Mesihning muhebbitining kengliki, uzunluqi, chongqurluqi we égizlikini chüshinip igiliwalghaysiler; yeni ademning bilip yétishidin hessilep éship chüshidighan Uning muhebbitini bilip yetkeysiler, shuningdek Xudaning mukemmel jewhiri bilen toldurulghaysiler.
барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған Униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр.
20 Emdi ichimizde yürgüzidighan qudriti boyiche barliq tilikimiz yaki oylighanlirimizdinmu heddi-hésabsiz artuq wujudqa chiqirishqa qadir Bolghuchigha, —
Әнди ичимиздә жүргүзидиған қудрити бойичә барлиқ тилигимиз яки ойлиғанлиримиздинму һәдди-һесапсиз артуқ вуҗудқа чиқиришқа қадир Болғучиға, —
21 Uninggha dewrdin dewrgiche, ebedil’ebedgiche jamaette Mesih Eysa arqiliq shan-sherep bolghay! Amin! (aiōn )
Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәткичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )