< Hékmet toplighuchi 8 >
1 Kim dana kishige teng kéleleydu? Kim ishlarni chüshendürüshni bilidu? Kishining danaliqi chirayini nurluq qilidu, yüzining sürini yorutidu.
Ким дана кишигә тәң келәләйду? Ким ишларни чүшәндүрүшни билиду? Кишиниң даналиғи чирайини нурлуқ қилиду, йүзиниң сүрини йорутиду.
2 Padishahning permanigha qulaq sélishingni dewet qilimen; bolupmu Xuda aldida ichken qesem tüpeylidin shundaq qilghin.
Падишаһниң пәрманиға қулақ селишиңни дәвәт қилимән; болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин.
3 Uning aldidin chiqip kétishke aldirima; yaman bir dewani qollashta ching turma; chünki padishah némini xalisa shuni qilidu.
Униң алдидин чиқип кетишкә алдирима; яман бир дәвани қоллашта чиң турма; чүнки падиша немини халиса шуни қилиду.
4 Chünki padishahning sözi hoquqtur; kim uninggha: «Özliri néme qilila?» — déyelisun?
Чүнки падишаниң сөзи һоқуқтур; ким униңға: «Өзлири немә қилила?» — дейәлисун?
5 Kim [padishahning] permanini tutqan bolsa héch yamanliqni körmeydu; dana kishining köngli hem peytni hem yolni pemliyeleydu.
Ким [падишаниң] пәрманини тутқан болса һеч яманлиқни көрмәйду; дана кишиниң көңли һәм пәйтни һәм йолни пәмләләйду.
6 Chünki herbir ish-arzuning peyti we yoli bar; insan kéyinki ishlarni bilmigechke, uning derd-elimi özini qattiq basidu. Kim uninggha qandaq bolidighanliqini éytalisun?
Чүнки һәр бир иш-арзуниң пәйти вә йоли бар; инсан кейинки ишларни билмигәчкә, униң дәрд-әлими өзини қаттиқ басиду. Ким униңға қандақ болидиғанлиғини ейталисун?
8 Héchkim öz rohigha ige bolalmas, yeni héchkimning öz rohini özide qaldurush hoquqi yoqtur; héchkimning ölüsh künini öz qolida tutush hoquqi yoqtur; shu jengdin qéchishqa ruxset yoqtur; rezillik rezillikke bérilgüchilerni qutquzmas.
Һеч ким өз роһиға егә болалмас, йәни һеч кимниң өз роһини өзидә қалдуруш һоқуқи йоқтур; һеч кимниң өлүш күнини өз қолида тутуш һоқуқи йоқтур; шу җәңдин қечишқа рухсәт йоқтур; рәзиллик рәзилликкә берилгүчиләрни қутқузмас.
9 Bularning hemmisini körüp chiqtim, shundaqla quyash astida qilin’ghan herbir ishqa, ademning adem üstige hoquq tutqanliqi bilen ulargha ziyan yetküzidighan mushu waqitqa köngül qoydum.
Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа, адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутқанлиғи билән уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум.
10 Shuningdek rezillerning depne qilin’ghanliqini kördüm; ular eslide muqeddes jaygha kirip-chiqip yüretti; ular [muqeddes jaydin] chiqipla, rezil ishlarni qilghan shu sheher ichide maxtilidu téxi! Bumu bimeniliktur!
Шуниңдәк рәзилләрниң дәпнә қилинғанлиғини көрдүм; улар әслидә муқәддәс җайға кирип-чиқип жүрәтти; улар [муқәддәс җайдин] чиқипла, рәзил ишларни қилған шу шәһәр ичидә махтилиду техи! Буму бимәниликтур!
11 Rezillik üstidin höküm tézdin beja keltürülmigechke, shunga insan balilirining köngli rezillikni yürgüzüshke pütünley bérilip kétidu.
Рәзиллик үстидин һөкүм тездин беҗа кәлтүрүлмигәчкә, шуңа инсан балилириниң көңли рәзилликни жүргүзүшкә пүтүнләй берилип кетиду.
12 Gunahkar yüz qétim rezillik qilip, künlirini uzartsimu, Xudadin qorqidighanlarning ehwali ulardin yaxshi bolidu dep bilimen; chünki ular uning aldida qorqidu.
Гунакар йүз қетим рәзиллик қилип, күнлирини узартсиму, Худадин қорқидиғанларниң әһвали улардин яхши болиду дәп билимән; чүнки улар униң алдида қорқиду.
13 Biraq rezillerning ehwali yaxshi bolmaydu, uning künliri sayidek tézla ötüp, künliri uzartilmaydu, chünki u Xuda aldida qorqmaydu.
Бирақ рәзилләрниң әһвали яхши болмайду, униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду, чүнки у Худа алдида қорқмайду.
14 Yer yüzide yürgüzülgen bir bimenilik bar; béshigha rezillerning qilghini boyiche kün chüshidighan heqqaniy ademler bar; béshigha heqqaniy ademlerning qilghini boyiche yaxshiliq chüshidighan rezil ademlermu bar. Men bu ishnimu bimenilik dédim.
Йәр йүзидә жүргүзүлгән бир бимәнилик бар; бешиға рәзилләрниң қилғини бойичә күн чүшидиған һәққаний адәмләр бар; бешиға һәққаний адәмләрниң қилғини бойичә яхшилиқ чүшидиған рәзил адәмләрму бар. Мән бу ишниму бимәнилик дедим.
15 Shunga men tamashini teriplidim; chünki insan üchün quyash astida yéyish, ichish we huzur élishtin yaxsi ish yoqtur; shundaq qilip uning emgikidin bolghan méwe Xuda teqdim qilghan quyash astidiki ömrining barliq künliride özige hemrah bolidu.
Шуңа мән тамашини тәриплидим; чүнки инсан үчүн қуяш астида йейиш, ичиш вә һозур елиштин яхси иш йоқтур; шундақ қилип униң әмгигидин болған мевә Худа тәқдим қилған қуяш астидики өмриниң барлиқ күнлиридә өзигә һәмраһ болиду.
16 Könglümni danaliqni we yer yüzide qilin’ghan ishlarni bilip yétish üchün qoyghanda, shundaqla Xuda qilghan barliq ishlarni körginimde shuni bayqidim: — Insan hetta kéche-kündüz közlirige uyquni körsetmisimu, quyash astidiki barliq ishni bilip yételmeydu; u uni chüshinishke qanche intilse, u shunche bilip yételmeydu. Hetta dana kishi «Buni bilip yettim» désimu, emeliyette u uni bilip yetmeydu.
Көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда, шундақла Худа қилған барлиқ ишларни көргинимдә шуни байқидим: — Инсан һәтта кечә-күндүз көзлиригә уйқини көрсәтмисиму, қуяш астидики барлиқ ишни билип йетәлмәйду; у уни чүшинишкә қанчә интилсә, у шунчә билип йетәлмәйду. Һәтта дана киши «Буни билип йәттим» десиму, әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду.