< Qanun sherhi 4 >

1 — Emdi, i Israil, men silerge ögitidighan mushu belgilimilerge hem hökümlerge qulaq sélinglar; ulargha emel qilsanglar hayatliq tapisiler we shundaqla ata-bowiliringlarning Xudasi Perwerdigar silerge teqsim qilidighan zémin’gha kirip uni igileysiler.
— Әнди, и Исраил, мән силәргә үгитидиған мошу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар; уларға әмәл қилсаңлар һаятлиқ таписиләр вә шундақла ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә тәқсим қилидиған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
2 Men silerge tapshuridighan Perwerdigar Xudayinglarning mushu emrlirige emel qilishinglar üchün, men silerge emr qilghan sözge héchnémini qoshmanglar hemde uningdin héchnémini chiqiriwetmenglar.
Мән силәргә тапшуридиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу әмирлиригә әмәл қилишиңлар үчүн, мән силәргә әмир қилған сөзгә һеч немини қошмаңлар һәмдә униңдин һеч немини чиқиривәтмәңлар.
3 Siler öz közlirnglar bilen Perwerdigarning Baal-Péorning tüpeylidin qilghan ishlirini körgensiler; chünki Baal-Péorgha egeshkenlerning hemmisini Perwerdigar Xudayinglar aranglardin yoqatti;
Силәр өз көзлирңлар билән Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр; чүнки Баал-Пеорға әгәшкәнләрниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңлар араңлардин йоқатти;
4 Lékin Perwerdigar Xudayinglargha ching baghlan’ghanlardin herbiringlar bügün’ge qeder hayat turuwatisiler.
Лекин Пәрвәрдигар Худайиңларға чиң бағланғанлардин һәр бириңлар бүгүнгә қәдәр һаят туруватисиләр.
5 Mana, men Perwerdigar Xudayim manga emr qilghandek, kirip igileydighan zéminda turghanda ulargha emel qilsun dep silerge belgilime hem hökümlerni ögettim.
Мана, мән Пәрвәрдигар Худайим маңа әмир қилғандәк, кирип егиләйдиған зиминда турғанда уларға әмәл қилсун дәп силәргә бәлгүлимә һәм һөкүмләрни үгәттим.
6 Siler ularni ching tutup emel qilinglar; chünki shundaq qilsanglar bu hökümlerning hemmisini anglighan xelqlerning köz aldida silerning dana we yorutulghan bir xelq ikenlikinglar ispatlinidu; ular derweqe: «Bu ulugh el derheqiqet dana hem yorutulghan bir xelq iken» — deydu.
Силәр уларни чиң тутуп әмәл қилиңлар; чүнки шундақ қилсаңлар бу һөкүмләрниң һәммисини аңлиған хәлиқләрниң көз алдида силәрниң дана вә йорутулған бир хәлиқ екәнлигиңлар испатлиниду; улар дәрвәқә: «Бу улуқ әл дәрһәқиқәт дана һәм йорутулған бир хәлиқ екән» — дәйду.
7 Chünki Perwerdigar Xudayimizning bizning Uninggha nida qilghan herbir tileklirimizde bizge yéqin turghinidek, özige yéqin turghan bir Xudasi bolghan bizge oxshash bashqa bir ulugh el barmu?
Чүнки Пәрвәрдигар Худайимизниң бизниң Униңға нида қилған һәр бир тиләклиримиздә бизгә йеқин турғинидәк, өзигә йеқин турған бир Худаси болған бизгә охшаш башқа бир улуқ әл барму?
8 Men aldinglargha qoyghan mushu pütkül qanundikidek adil belgilimiler hem hökümlerge ige bolghan silerdek bashqa bir ulugh el barmu?
Мән алдиңларға қойған мошу пүткүл қанундикидәк адил бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә егә болған силәрдәк башқа бир улуқ әл барму?
9 Öz közünglar bilen körgen ishlarni untumasliqinglar, hetta ömrünglarning barliq künliride qelbinglardin chiqarmasliqinglar üchün özünglargha éhtiyat qilinglar we ixlasliq bilen qelbinglarni [ézishtin] saqlanglar; shuningdek siler körgininglarni baliliringlargha we baliliringlarning balilirigha yetküzünglar;
Өз көзүңлар билән көргән ишларни унтумаслиғиңлар, һәтта өмрүңларниң барлиқ күнлиридә қәлбиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн өзүңларға еһтият қилиңлар вә ихласлиқ билән қәлбиңларни [езиштин] сақлаңлар; шуниңдәк силәр көргиниңларни балилириңларға вә балилириңларниң балилириға йәткүзүңлар;
10 Siler Horeb téghida Perwerdigar Xudayinglarning aldida turghan küni Perwerdigar manga: «Xelqni Méning sözlirimni anglishi üchün yénimgha yighqin; shuning bilen ular sözlirimni öginip, yer yüzidiki barliq künliride Mendin eyminidu we balilirigha ögitidu» — dégenidi.
Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида турған күни Пәрвәрдигар маңа: «Хәлиқни Мениң сөзлиримни аңлиши үчүн йенимға жиққин; шуниң билән улар сөзлиримни үгинип, йәр йүзидики барлиқ күнлиридә Мәндин әйминиду вә балилириға үгитиду» — дегән еди.
11 Siler yéqin kélip taghning tüwide turdunglar; bu taghning oti asmanlarning baghrighiche köyüp yetti, hemde qarangghuluq, bulutlar we sür taghni qaplidi;
Силәр йеқин келип тағниң түвидә турдуңлар; бу тағниң оти асманларниң бағриғичә көйүп йәтти, һәмдә қараңғулуқ, булутлар вә сүр тағни қаплиди;
12 Perwerdigar otning otturisidin silerge söz qildi; siler sözlerning sadasini anglidinglar, lékin héch shekilni körmidinglar; siler peqet bir awazni anglidinglar.
Пәрвәрдигар отниң оттурисидин силәргә сөз қилди; силәр сөзләрниң садасини аңлидиңлар, лекин һеч шәкилни көрмидиңлар; силәр пәқәт бир авазни аңлидиңлар.
13 We U shu chaghda silerge emr qilghan ehdisini, yeni «on emr»ni ayan qildi we ularni ikki tash taxtay üstige pütti.
Вә У шу чағда силәргә әмир қилған әһдисини, йәни «он әмир»ни аян қилди вә уларни икки таш тахтай үстигә пүтти.
14 We shu chaghda Perwerdigar manga emr qilip, siler deryadin ötüp igileydighan zéminda ularni ulargha emel qilishinglar üchün silerge belgilimiler hem hökümlerni ögitishni tapilidi.
Вә шу чағда Пәрвәрдигар маңа әмир қилип, силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда уларни уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни үгитишни тапилиди.
15 Özünglargha nahayiti éhtiyat qilinglarki (chünki Perwerdigar Horeb téghida ot otturisidin silerge söz qilghanda héchqandaq shekilni körmigensiler),
Өзүңларға наһайити еһтият қилиңларки (чүнки Пәрвәрдигар Һорәб теғида от оттурисидин силәргә сөз қилғанда һеч қандақ шәкилни көрмигәнсиләр),
16 özünglarni bulghap, meyli erkek yaki ayal süritide, meyli yer yüzidiki herqandaq haywan yaki asmanda uchidighan herqandaq qush bolsun, meyli yer yüzide herqandaq ömiligüchi haywan yaki yer astidiki sulardiki herqandaq béliq bolsun, ularning süritide héchqandaq shekil-qiyapettiki oyma butni özünglar üchün yasimanglar,
өзүңларни булғап, мәйли әркәк яки аял сүритидә, мәйли йәр йүзидики һәр қандақ һайван яки асманда учидиған һәр қандақ қуш болсун, мәйли йәр йүзидә һәр қандақ өмилигүчи һайван яки йәр астидики сулардики һәр қандақ белиқ болсун, уларниң сүритидә һеч қандақ шәкил-қияпәттики ойма бутни өзүңлар үчүн ясимаңлар,
19 yaki shuningdek, béshinglarni kötürüp asmanlargha qarap, quyash, ay, yultuzlar, yeni pütkül samawi qoshunni körüp, könglünglar mayil bolup ulargha bash égip qulluqigha kirmenglar; chünki Perwerdigar Xudayinglar bularni pütkül asman astidiki barliq xelqler üchün orunlashturghan.
яки шуниңдәк, бешиңларни көтирип асманларға қарап, қуяш, ай, юлтузлар, йәни пүткүл самави қошунни көрүп, көңлүңлар майил болуп уларға баш егип қуллуғиға кирмәңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған.
20 Lékin silerni bolsa Perwerdigar Öz mirasi bolghan bir xelq bolushunglar üchün «tömür tawlash xumdani»din, yeni Misirdin élip chiqti.
Лекин силәрни болса Пәрвәрдигар Өз мираси болған бир хәлиқ болушуңлар үчүн «төмүр тавлаш хумдани»дин, йәни Мисирдин елип чиқти.
21 Lékin Perwerdigar silerning wejenglardin manga ghezeplinip, Perwerdigar Xudayinglar silerge miras bolush üchün ata qilidighan yaxshi zémin toghrisida: — «Sen shu yerge kirishke Iordan deryasidin ötmeysen» dep qesem qildi.
Лекин Пәрвәрдигар силәрниң вәҗәңлардин маңа ғәзәплинип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас болуш үчүн ата қилидиған яхши зимин тоғрисида: — «Сән шу йәргә киришкә Иордан дәриясидин өтмәйсән» дәп қәсәм қилди.
22 Shunga men mushu zéminda ölüshüm muqerrer; Iordan deryasidin ötmeymen; biraq siler bolsanglar uningdin ötüp shu yaxshi zéminni igileysiler.
Шуңа мән мошу зиминда өлүшүм муқәррәр; Иордан дәриясидин өтмәймән; бирақ силәр болсаңлар униңдин өтүп шу яхши зиминни егиләйсиләр.
23 Perwerdigar Xudayinglarning siler bilen tüzgen ehdisini untumasliqinglar, shundaqla özünglar üchün Perwerdigar Xudayinglar silerge men’i qilghan oyma butni yaki herqandaq nersining shekil-qiyapitini yasimasliqinglar üchün özünglargha hézi bolunglar.
Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр билән түзгән әһдисини унтумаслиғиңлар, шундақла өзүңлар үчүн Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мәнъий қилған ойма бутни яки һәр қандақ нәрсиниң шәкил-қияпитини ясимаслиғиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар.
24 Chünki Perwerdigar Xudayinglar hemmini yutquchi bir ot, wapasizliqqa heset qilghuchi bir Xudadur.
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар һәммини жутқучи бир от, вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур.
25 Siler perzentler, perzentinglarning perzentlirini körüp, zéminda uzaq waqit turghandin kéyin, birxil shekil-qiyapette bolghan oyma butni yasighan, shuningdek Perwerdigar Xudayinglarni renjitip uning neziride rezil bolghanni qilip özünglarni bulghighan bolsanglar,
Силәр пәрзәнтләр, пәрзәнтиңларниң пәрзәнтлирини көрүп, зиминда узақ вақит турғандин кейин, бир хил шәкил-қияпәттә болған ойма бутни ясиған, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиңларни рәнҗитип униң нәзиридә рәзил болғанни қилип өзүңларни булғиған болсаңлар,
26 men asman-zéminni üstünglargha guwahchi bolushqa chaqirimen, siler Iordan deryasidin ötüp, igileydighan shu zémindin tézla pütünley yoq qilinisiler; silerning uningda yashighan künliringlar uzun bolmaydu, siler belki uningdin pütünley yoq qilinisiler.
мән асман-зиминни үстүңларға гувачи болушқа чақиримән, силәр Иордан дәриясидин өтүп, егиләйдиған шу зиминдин тезла пүтүнләй йоқ қилинисиләр; силәрниң униңда яшиған күнлириңлар узун болмайду, силәр бәлки униңдин пүтүнләй йоқ қилинисиләр.
27 Perwerdigar silerni barliq xelqler arisigha tarqitidu, Perwerdigarning silerni heydishi bilen siler shu eller arisida kichik bir qalduq bolisiler.
Пәрвәрдигар силәрни барлиқ хәлиқләр арисиға тарқитиду, Пәрвәрдигарниң силәрни һайдиши билән силәр шу әлләр арисида кичик бир қалдуқ болисиләр.
28 Siler shu yerlerde turup yaghachtin yaki tashtin yasalghan, ne körelmeydighan, ne angliyalmaydighan, ne yémeydighan, ne puralmaydighan, peqet insanning qolining yasighini bolghan ilahlarning qulluqida bolisiler.
Силәр шу йәрләрдә туруп яғачтин яки таштин ясалған, нә көрәлмәйдиған, нә аңлалмайдиған, нә йемәйдиған, нә пуралмайдиған, пәқәт инсанниң қолиниң ясиғини болған илаһларниң қуллуғида болисиләр.
29 Siler shu yerlerde Perwerdigar Xudayinglarni izdeysiler; pütün qelbinglar we pütün jéninglar bilen uni izdisenglar, uni tapisiler.
Силәр шу йәрләрдә Пәрвәрдигар Худайиңларни издәйсиләр; пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән уни издисәңлар, уни таписиләр.
30 Siler éghir azab-oqubet tartqininglarda, bu ishlarning hemmisi béshinglargha chüshkende, siler Perwerdigar Xudayinglargha yénip kélisiler we uning awazigha qulaq salisiler.
Силәр еғир азап-оқубәт тартқиниңларда, бу ишларниң һәммиси бешиңларға чүшкәндә, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға йенип келисиләр вә униң авазиға қулақ салисиләр.
31 Chünki Perwerdigar Xudayinglar rehimdil bir Xudadur; U silerni tashliwetmeydu, ne halak qilmaydu, ne ata-bowiliringlar bilen qesem ichip tüzgen ehdisini héch untumaydu.
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар рәһимдил бир Худадур; У силәрни ташливәтмәйду, нә һалак қилмайду, нә ата-бовилириңлар билән қәсәм ичип түзгән әһдисини һеч унтумайду.
32 Emdi, silerdin ilgiri, Xuda insanni yer yüzide yaratqan künidin tartip ötken künler toghruluq sürüshte qilinglar, shundaqla asmanlarning bir chétidin yene bir chétigiche sürüshte qilinglarki, mushuninggha oxshash ulugh bir ish bolup baqqanmu? Uninggha oxshash bir ishni anglap baqqanmu?
Әнди, силәрдин илгири, Худа инсанни йәр йүзидә яратқан күнидин тартип өткән күнләр тоғрилиқ сүрүштә қилиңлар, шундақла асманларниң бир четидин йәнә бир четигичә сүрүштә қилиңларки, мошуниңға охшаш улуқ бир иш болуп баққанму? Униңға охшаш бир ишни аңлап баққанму?
33 Silerge oxshash, Xudaning ot ichidin chiqqan awazini anglap tirik qalghan bashqa bir xelq barmu?
Силәргә охшаш, Худаниң от ичидин чиққан авазини аңлап тирик қалған башқа бир хәлиқ барму?
34 Perwerdigar Xudayinglar köz aldinglarda siler üchün Misir zéminida qilghanliridek, qiyin sinaqlar bilen, möjizilik alametler bilen, karametler bilen, urush bilen, küchlük qol hem uzitilghan bilek bilen we dehshetlik wehimiler bilen silerdin bashqa bir xelqni yat bir elning arisidin chiqirip Özige xas qilish üchün kélip urunup baqqanmu?
Пәрвәрдигар Худайиңлар көз алдиңларда силәр үчүн Мисир зиминида қилғанлиридәк, қийин синақлар билән, мөҗизилик аламәтләр билән, карамәтләр билән, уруш билән, күчлүк қол һәм узитилған биләк билән вә дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ят бир әлниң арисидин чиқирип Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму?
35 Perwerdigarla Xudadur, uningdin bashqa birsi yoqtur, dep bilishinglar üchün siler bu [ulugh] ishlarni körüshke muyesser qilin’ghansiler.
Пәрвәрдигарла Худадур, униңдин башқа бириси йоқтур, дәп билишиңлар үчүн силәр бу [улуғ] ишларни көрүшкә муйәссәр қилинғансиләр.
36 Silerge telim bérish üchün U asmanlardin silerge Öz awazini anglatti; U yer yüzide Özining ulugh otini körsetti; siler shu otning otturisidinmu uning awazini anglidinglar.
Силәргә тәлим бериш үчүн У асманлардин силәргә Өз авазини аңлатти; У йәр йүзидә Өзиниң улуқ отини көрсәтти; силәр шу отниң оттурисидинму униң авазини аңлидиңлар.
37 Uning üstige, ata-bowiliringlargha baghlighan muhebbiti tüpeylidin hemde ularning kéyinki ewladlirini tallighanliqi üchün, U silerni Misirdin shexsen Özi zor qudriti bilen qutquzup chiqardi;
Униң үстигә, ата-бовилириңларға бағлиған муһәббити түпәйлидин һәмдә уларниң кейинки әвлатлирини таллиғанлиғи үчүн, У силәрни Мисирдин шәхсән Өзи зор қудрити билән қутқузуп чиқарди;
38 U shuningdek silerning aldinglardin özünglardin köp we küchlük bolghan ellerni zéminidin heydep, silerni uninggha kirgüzüp, uni bügünki kündikidek silerge miras qilish üchünmu shundaq qilghandur.
У шуниңдәк силәрниң алдиңлардин өзүңлардин көп вә күчлүк болған әлләрни зиминидин һайдап, силәрни униңға киргүзүп, уни бүгүнки күндикидәк силәргә мирас қилиш үчүнму шундақ қилғандур.
39 Shunga bügün shuni bilip qoyunglarki we könglünglarni shuninggha bölünglarki, Perwerdigar yuqiridiki asmanlarda bolsun, astidiki yer-zéminda bolsun Xudadur; Uningdin bashqa héchbiri yoqtur.
Шуңа бүгүн шуни билип қоюңларки вә көңлүңларни шуниңға бөлүңларки, Пәрвәрдигар жуқуридики асманларда болсун, астидики йәр-зиминда болсун Худадур; Униңдин башқа һеч бири йоқтур.
40 Shuningdek silerning we kéyinki balilar-ewladliringlarning ehwali yaxshi bolush üchün, Perwerdigar Xudayinglar silerge ata qilidighan zéminda künliringlarni uzun, hetta menggülük qilish üchün men bügünki künde silerge tapilawatqan Uning belgilimiliri we emrlirini tutunglar».
Шуниңдәк силәрниң вә кейинки балилар-әвлатлириңларниң әһвали яхши болуш үчүн, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ата қилидиған зиминда күнлириңларни узун, һәтта мәңгүлүк қилиш үчүн мән бүгүнки күндә силәргә тапилаватқан Униң бәлгүлимилири вә әмирлирини тутуңлар».
41 Andin Musa Iordan deryasining sherqiy teripide üch sheherni ayrip békitti;
Андин Муса Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидә үч шәһәрни айрип бекитти;
42 meqsiti, héchqandaq öch-adawiti bolmay, tasadipiy qoshnisini öltürüp qoysa, öltürgen kishi shu yerlerge, yeni shu sheherlerdin birige qéchip bérip aman-ésen qélishtin ibaret idi.
мәхсити, һеч қандақ өч-адавити болмай, тәсадипий хошнисини өлтүрүп қойса, өлтүргән киши шу йәрләргә, йәни шу шәһәрләрдин биригә қечип берип аман-есән қелиштин ибарәт еди.
43 Bu sheherler bolsa: — Rubenlerning zéminidin chöl-bayawandiki Bezer, Gadlarning zéminidin Giléadtiki Ramot, Manassehlerning zéminidin Bashandiki Golandin ibaret idi.
Бу шәһәрләр болса: — Рубәнләрниң зиминидин чөл-баявандики Бәзәр, Гадларниң зиминидин Гилеадтики Рамот, Манассәһләрниң зиминидин Башандики Голандин ибарәт еди.
44 Musa Israillarning aldigha qoyghan qanun mana töwendikidek: —
Муса Исраилларниң алдиға қойған қанун мана төвәндикидәк: —
45 (bular bolsa Israillar Misirdin chiqqanda Musa [peyghember] ulargha jakarlighan agah-guwahlar, belgilimiler hem hökümlerdur;
(булар болса Исраиллар Мисирдин чиққанда Муса [пәйғәмбәр] уларға җакалиған агаһ-гувалар, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур;
46 Musa we Israillar Misirdin chiqqanda Amoriylarning Heshbon shehiride turushluq padishahi Sihonni öltürgenidi; Musa bu emrlerni Sihonning zéminida, Iordan deryasining sherq teripide, Beyt-Péorning udulidiki wadida Israillargha jakarlighan.
Муса вә Исраиллар Мисирдин чиққанда Аморийларниң Һәшбон шәһиридә турушлуқ падишаси Сиһонни өлтүргән еди; Муса бу әмирләрни Сиһонниң зиминида, Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Бәйт-Пеорниң удулидики вадида Исраилларға җакалиған.
47 Shu chaghda Israillar [Sihonning] we Bashanning padishahi Ogning zéminini, yeni Iordan deryasining kün pétish teripidiki Amoriylarning ikki padishahining zémininimu igiligenidi;
Шу чағда Исраиллар [Сиһонниң] вә Башанниң падишаси Огниң зиминини, йәни Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики Аморийларниң икки падишасиниң зимининиму егилигән еди;
48 ularning zémini Arnon deryasining qirghiqidiki Aroerdin tartip Sion (yeni Hermon) téghighiche,
уларниң зимини Арнон дәриясиниң қирғиқидики Ароәрдин тартип Сион (йәни Һәрмон) теғиғичә,
49 shundaqla Iordan deryasining sherq teripidiki pütkül Arabah tüzlengliki we Pisgah téghining baghrigha jaylashqan «Tüzlengliktiki déngiz»ghiche idi).
шундақла Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики пүткүл Арабаһ түзләңлиги вә Писгаһ теғиниң бағриға җайлашқан «Түзләңликтики деңиз»ғичә еди).

< Qanun sherhi 4 >