< Qanun sherhi 31 >
1 Andin Musa bérip hemme Israilgha söz qildi;
Андин Муса берип һәммә Исраилға сөз қилди;
2 u mundaq dédi: «Men bügün bir yüz yigirme yashqa kirdim; emdi silerge serdar yaki bashlighuchi bolalmaymen. Perwerdigar manga: Sen bu Iordan deryasidin ötmeysen, dégenidi.
у мундақ деди: «Мән бүгүн бир йүз жигирмә яшқа кирдим; әнди силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән. Пәрвәрдигар маңа: Сән бу Иордан дәриясидин өтмәйсән, дегән еди.
3 Lékin Perwerdigar Xudayinglar Özi silerni yéteklep [deryadin] ötüp, bu ellerni aldinglarda weyran qilidu; shuning bilen ularning mal-mülkini igileysiler; Perwerdigarning éytqinidek, Yeshua silerning aldinglarda bashlap [deryadin] ötidu.
Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи силәрни йетәкләп [дәриядин] өтүп, бу әлләрни алдиңларда вәйран қилиду; шуниң билән уларниң мал-мүлкини егиләйсиләр; Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Йәшуа силәрниң алдиңларда башлап [дәриядин] өтиду.
4 Perwerdigar Sihon bilen Og dégen ikki Amoriy padishahi we ularning zéminini halak qilghandek, u bu ellergimu shundaq qilidu.
Пәрвәрдигар Сиһон билән Ог дегән икки Аморий падишаси вә уларниң зиминини һалак қилғандәк, у бу әлләргиму шундақ қилиду.
5 Emma Perwerdigar ularni qolunglargha tapshurghinida, men silerge tapilighan pütkül emr boyiche ulargha muamile qilisiler.
Амма Пәрвәрдигар уларни қолуңларға тапшурғинида, мән силәргә тапилиған пүткүл әмир бойичә уларға муамилә қилисиләр.
6 Jür’etlik we qeyser bolunglar, ularning aldida titrimenglar, ulardin héch qorqmanglar; chünki siler bilen birge barghuchi Perwerdigar Xudayinglar Özidur; U silerdin waz kechmeydu, silerni hergiz tashliwetmeydu!».
Җүръәтлик вә қәйсәр болуңлар, уларниң алдида титримәңлар, улардин һеч қорқмаңлар; чүнки силәр билән биргә барғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур; У силәрдин ваз кәчмәйду, силәрни һәргиз ташливәтмәйду!».
7 Andin Musa Yeshuani chaqirip pütkül Israilning köz aldida uninggha söz qilip: «Sen jür’etlik we qeyser bolghin; chünki bu xelq Perwerdigar ularning ata-bowilirigha qesem qilip bérishke wede qilghan zémin’gha kirgende sen ular bilen bille bérishing kérek; sen ulargha uni igilitip miras qildurisen.
Андин Муса Йәшуани чақирип пүткүл Исраилниң көз алдида униңға сөз қилип: «Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки бу хәлиқ Пәрвәрдигар уларниң ата-бовилириға қәсәм қилип беришкә вәдә қилған зиминға киргәндә сән улар билән биллә беришиң керәк; сән уларға уни егилитип мирас қилдурисән.
8 Mana, séning aldingda mangghuchi Perwerdigar Özidur; U sen bilen bille bolup sendin waz kechmeydu, séni hergiz tashliwetmeydu! Sen qorqmighin, parakende bolma!» — dédi.
Мана, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Өзидур; У сән билән биллә болуп сәндин ваз кәчмәйду, сени һәргиз ташливәтмәйду! Сән қорқмиғин, паракәндә болма!» — деди.
9 Musa bu qanunni yézip bolup, uni Perwerdigarning ehde sanduqini kötüridighan Lawiyning ewladi bolghan kahinlar bilen Israilning barliq aqsaqallirigha tapshurup berdi.
Муса бу қанунни йезип болуп, уни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтиридиған Лавийниң әвлади болған каһинлар билән Исраилниң барлиқ ақсақаллириға тапшуруп бәрди.
10 Musa ulargha mundaq buyrudi: — «Her yette yilning axirqi yilida, yeni azadliq yili dep békitilgen waqitta, «kepiler héyti» bashlan’ghanda,
Муса уларға мундақ буйруди: — «Һәр йәттә жилниң ахирқи жилида, йәни азатлиқ жили дәп бекитилгән вақитта, «кәпиләр һейти» башланғанда,
11 Israilning hemmisi kélip Perwerdigar Xudayingning huzurida jem bolush üchün u tallaydighan jaygha yighilghanda, uni anglisun dep pütkül Israilning aldida bu qanunni oqup bérisen.
Исраилниң һәммиси келип Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида җәм болуш үчүн у таллайдиған җайға жиғилғанда, уни аңлисун дәп пүткүл Исраилниң алдида бу қанунни оқуп берисән.
12 Shuning üchün [shu chaghda] barliq xelqni, er bolsun, ayal bolsun, bala bolsun, qowuqliringning ichide turuwatqan musapir bolsun, ularning hemmisi anglap, öginip, Perwerdigar Xudayinglardin qorqup, bu qanunning barliq sözlirini tutup uninggha emel qilsun, dep ularni yighqin.
Шуниң үчүн [шу чағда] барлиқ хәлиқни, әр болсун, аял болсун, бала болсун, қовуқлириңниң ичидә туруватқан мусапир болсун, уларниң һәммиси аңлап, үгинип, Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, бу қанунниң барлиқ сөзлирини тутуп униңға әмәл қилсун, дәп уларни жиққин.
13 Shundaq bolsa, ularning bu qanunni tonumighan balilirimu uni anglap öginip, siler igileshke Iordan deryasidin ötüp baridighan zéminda yashighan barliq künliride Perwerdigar Xudayinglardin qorqidighan bolidu».
Шундақ болса, уларниң бу қанунни тонумиған балилириму уни аңлап үгинип, силәр егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминда яшиған барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқидиған болиду».
14 Andin Perwerdigar Musagha söz qilip: «Mana séning ölidighan waqting yéqinliship qaldi. Emdi Yeshuani chaqirghin, ikkinglar jamaet chédirigha bérip shu yerde hazir bolunglar. Men uninggha wezipe tapshurimen» dédi. Shuning bilen Musa bilen Yeshua ikkisi bérip, jamaet chédirida hazir boldi.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: «Мана сениң өлидиған вақтиң йеқинлишип қалди. Әнди Йәшуани чақирғин, иккиңлар җамаәт чедириға берип шу йәрдә һазир болуңлар. Мән униңға вәзипә тапшуримән» деди. Шуниң билән Муса билән Йәшуа иккиси берип, җамаәт чедирида һазир болди.
15 Perwerdigar bulut tüwrükining ichide köründi; bulut tüwrüki chédirning derwazisining üstide toxtidi.
Пәрвәрдигар булут түврүгиниң ичидә көрүнди; булут түврүги чедирниң дәрвазисиниң үстидә тохтиди.
16 Perwerdigar Musagha mundaq dédi: «Mana, sen ata-bowiliringning qéshida uxlash aldida turisen; andin bu xelq qozghilip, baridighan zémindiki yat ilahlargha egiship buzuqchiliq qilip, Méni tashlap, Men ular bilen baghlighan ehdini buzidu.
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: «Мана, сән ата-бовилириңниң қешида ухлаш алдида турисән; андин бу хәлиқ қозғилип, баридиған зиминдики ят илаһларға әгишип бузуқчилиқ қилип, Мени ташлап, Мән улар билән бағлиған әһдини бузиду.
17 Shu waqitta Méning ghezipim ulargha tutiship, Men ularnimu tashlap, ulardin yüzümni yoshurimen. Ular yutuwétilidu, köp balayi’apet we külpetler béshigha chüshidu we ular shu waqitta: «Shübhisizki, Xudayimiz arimizda bolmighini üchün, bu balalar béshimizgha chüshti» — deydu.
Шу вақитта Мениң ғәзивим уларға тутишип, Мән уларниму ташлап, улардин йүзүмни йошуримән. Улар жутуветилиду, көп балаю-апәт вә күлпәтләр бешиға чүшиду вә улар шу вақитта: «Шүбһисизки, Худайимиз аримизда болмиғини үчүн, бу балалар бешимизға чүшти» — дәйду.
18 Lékin Men ularning bashqa ilahlargha mayil bolup egiship, qilghan hemme rezillikliri üchün shu küni yüzümni pütünley yoshurimen.
Лекин Мән уларниң башқа илаһларға майил болуп әгишип, қилған һәммә рәзилликлири үчүн шу күни йүзүмни пүтүнләй йошуримән.
19 Emdi siler özünglar üchün bu ghezelni pütüp, uni Israillargha ögitinglar; bu ghezelning kéyin Israillarning eyibige Men üchün guwahchi bolushi üchün uni ularning aghzigha salghin.
Әнди силәр өзүңлар үчүн бу ғәзәлни пүтүп, уни Исраилларға үгитиңлар; бу ғәзәлниң кейин Исраилларниң әйивигә Мән үчүн гувачи болуши үчүн уни уларниң ағзиға салғин.
20 Chünki Men ularni Men ata-bowilirigha qesem bilen wede qilghan, süt bilen hesel éqip turidighan yurtqa kirgüzimen; andin ular yep toyup, semrigende bashqa ilahlargha egiship, ularning qulluqigha kiridu we Méni közge ilmay ehdemni buzidu.
Чүнки Мән уларни Мән ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған жутқа киргүзимән; андин улар йәп тоюп, сәмригәндә башқа илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кириду вә Мени көзгә илмай әһдәмни бузиду.
21 Emma shundaq boliduki, köp balayi’apetler bilen külpetler ularning béshigha chüshkinide, bu ghezel ularni eyiblep guwah béridu; chünki bu ghezel ularning ewladlirining aghzida untulmaydu. Chünki Men ularni ulargha qesem bilen wede qilghan zémin’gha téxi kirgüzmeyla ularning néme xiyal qiliwatqinini obdan bilimen».
Амма шундақ болидуки, көп балаю-апәтләр билән күлпәтләр уларниң бешиға чүшкинидә, бу ғәзәл уларни әйипләп гува бериду; чүнки бу ғәзәл уларниң әвлатлириниң ағзида унтулмайду. Чүнки Мән уларни уларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға техи киргүзмәйла уларниң немә хиял қиливатқинини убдан билимән».
22 Shularni dep, Musa shu küni bu ghezelni yézip, Israillargha ögetti.
Шуларни дәп, Муса шу күни бу ғәзәлни йезип, Исраилларға үгәтти.
23 Andin [Perwerdigar] Nunning oghli Yeshuagha: «Jür’etlik we qeyser bolghin, chünki sen Men Israillargha qesem bilen wede qilghan zémin’gha ularni bashlap kirisen we Men sen bilen bille bolimen» dep emr qildi.
Андин [Пәрвәрдигар] Нунниң оғли Йәшуаға: «Җүръәтлик вә қәйсәр болғин, чүнки сән Мән Исраилларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға уларни башлап кирисән вә Мән сән билән биллә болимән» дәп әмир қилди.
24 Musa bu qanunning sözlirini bir kitabqa pütünley yézip bolghandin kéyin
Муса бу қанунниң сөзлирини бир китапқа пүтүнләй йезип болғандин кейин
25 u Perwerdigarning ehde sanduqini kötürüp mangghan Lawiylargha buyrup mundaq dédi:
у Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға буйруп мундақ деди:
26 — Bu qanun kitabini silerning eyibinglerge guwahchi bolup turushi üchün Perwerdigar Xudayinglarning ehde sanduqining yénigha qoyunglar.
— Бу қанун китавини силәрниң әйивиңләргә гувачи болуп туруши үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң йениға қоюңлар.
27 Chünki men silerning asiy we boynunglar qattiq ikenlikinglarni bilimen. Mana, men téxi aranglarda tirik tursam Perwerdigargha asiyliq qilip keldinglar; ölümümdin kéyin siler téximu shundaq qilisiler!
Чүнки мән силәрниң асий вә бойнуңлар қаттиқ екәнлигиңларни билимән. Мана, мән техи араңларда тирик турсам Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиңлар; өлүмүмдин кейин силәр техиму шундақ қилисиләр!
28 Men ularning qulaqlirigha bu sözlerning hemmisini anglitishim üchün, shundaqla yer bilen asmanni ularning eyibige guwahchi bolushqa chaqirishim üchün emdi méning aldimgha qebililiringlarning hemme aqsaqalliri we emeldarlirini yighinglar.
Мән уларниң қулақлириға бу сөзләрниң һәммисини аңлитишим үчүн, шундақла йәр билән асманни уларниң әйивигә гувачи болушқа чақиришим үчүн әнди мениң алдимға қәбилилириңларниң һәммә ақсақаллири вә әмәлдарлирини жиғиңлар.
29 Chünki ölümümdin kéyin silerning tüptin buzulup, men silerge emr qilghan yoldin chetnep kétidighininglarni bilimen. Shuning bilen künlerning axirida külpetler béshinglargha chüshidu; chünki siler Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, qolliringlarning ishliri bilen uning ghezipini qozghaysiler».
Чүнки өлүмүмдин кейин силәрниң түптин бузулуп, мән силәргә әмир қилған йолдин чәтнәп кетидиғиниңларни билимән. Шуниң билән күнләрниң ахирида күлпәтләр бешиңларға чүшиду; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, қоллириңларниң ишлири билән униң ғәзивини қозғайсиләр».
30 Andin Musa Israillarning pütkül jamaiti aldida bu ghezelning tékistini bashtin-axirghiche oqup berdi: —
Андин Муса Исраилларниң пүткүл җамаити алдида бу ғәзәлниң текстини баштин-ахирғичә оқуп бәрди: —