< Qanun sherhi 24 >

1 Eger birsi bir ayalni emrige alghandin kéyin uningda birer set ishni bilip, uningdin söyünmise, undaqta u talaq xétini pütüp, uning qoligha bérishi kérek; andin uni öz öyidin chiqiriwetse bolidu.
Әгәр бириси бир аялни әмригә алғандин кейин униңда бирәр сәт ишни билип, униңдин сөйүнмисә, ундақта у талақ хетини пүтүп, униң қолиға бериши керәк; андин уни өз өйидин чиқиривәтсә болиду.
2 Ayal uning öyidin chiqqandin kéyin bashqa erge tegse bolidu.
Аял униң өйидин чиққандин кейин башқа әргә тәгсә болиду.
3 Bu ikkinchi ermu uni yaman körüp, talaq xétini yézip qoligha bérip uni öz öyidin chiqiriwetse yaki uni alghan ikkinchi éri ölüp ketse
Бу иккинчи әрму уни яман көрүп, талақ хетини йезип қолиға берип уни өз өйидин чиқиривәтсә яки уни алған иккинчи ери өлүп кәтсә
4 uni qoyup bergen awwalqi éri uni napak hésablap, ikkinchi qétim xotunluqqa almisun; chünki undaq qilsa, Perwerdigarning aldida yirginchlik ish bolidu. Sen Perwerdigar Xudaying sanga miras qilip béridighan zéminning üstige gunah yüklimigin.
уни қоюп бәргән авалқи ери уни напак һесаплап, иккинчи қетим хотунлуққа алмисун; чүнки ундақ қилса, Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик иш болиду. Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминниң үстигә гуна жүклимигин.
5 Eger birkim yéngidin xotun alghan bolsa uninggha ne jengge chiqish, ne bashqa birer ishqa buyrulmisun; u belki alghan xotunini xush qilish üchün bir yilghiche erkin-azad bolup öyide oltursun.
Әгәр бирким йеңидин хотун алған болса униңға нә җәңгә чиқиш, нә башқа бирәр ишқа буйрулмисун; у бәлки алған хотунини хуш қилиш үчүн бир жилғичә әркин-азат болуп өйидә олтарсун.
6 Héchkim yarghunchaq yaki tügmenning üsti téshini kapaletke almisun; chünki bu ish birsining hayatini kapaletke alghandek bolidu.
Һеч ким ярғунчақ яки түгмәнниң үсти тешини капаләткә алмисун; чүнки бу иш бирисиниң һаятини капаләткә алғандәк болиду.
7 Eger birkim Israillardin bolghan qérindishining birini bulap kélip, uni quldek ishletse we yaki uni sétiwetse shu bulangchi öltürülsun; siler shundaq qilsanglar aranglardin rezillikni chiqiriwétisiler.
Әгәр бирким Исраиллардин болған қериндишиниң бирини булап келип, уни қулдәк ишләтсә вә яки уни сетивәтсә шу булаңчи өлтүрүлсун; силәр шундақ қилсаңлар араңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
8 Pése-maxaw wabasi peyda bolsa, özünglargha pexes bolunglar, Lawiy kahinlarning silerge barliq körsetkinini qilinglar; men ulargha qandaq emr qilghan bolsam shuninggha köngül qoyup emel qilinglar.
Песә-мохо вабаси пәйда болса, өзүңларға пәхәс болуңлар, Лавий каһинларниң силәргә барлиқ көрсәткинини қилиңлар; мән уларға қандақ әмир қилған болсам шуниңға көңүл қоюп әмәл қилиңлар.
9 Misirdin chiqqininglarda Perwerdigar Xudayinglarning yolda Meryemge qandaq qilghinini eske élinglar.
Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңларниң йолда Мәрйәмгә қандақ қилғинини әскә елиңлар.
10 Eger sen öz burader-qoshnanggha qerz berseng, kapalet élish üchün öyige kirmigin;
Әгәр сән өз бурадәр-хошнаңға қәриз бәрсәң, капаләт елиш үчүн өйигә кирмигин;
11 belki tashqirida turup tur; sanga qerzdar kishi özi sanga béridighan kapaletni tashqirigha élip chiqsun.
бәлки ташқирида туруп тур; саңа қәриздар киши өзи саңа беридиған капаләтни ташқириға елип чиқсун.
12 Shu kishi yoqsul bolsa sen uningdin kapaletke alghan [kiyimni] yépinip uxlimighaysen;
Шу киши йоқсул болса сән униңдин капаләткә алған [кийимни] йепинип ухлимиғайсән;
13 Héch bolmighanda sen belki kapaletni kün patqanda uninggha qayturup bergin; shundaq qilsang u öz tonini yépinip uxlighanda, sanga bext-beriket tileydu. Shundaq qilsang bu ish sanga Perwerdigar Xudayingning aldida heqqaniyliq sanilidu.
Һеч болмиғанда сән бәлки капаләтни күн патқанда униңға қайтуруп бәргин; шундақ қилсаң у өз тонини йепинип ухлиғанда, саңа бәхит-бәрикәт тиләйду. Шундақ қилсаң бу иш саңа Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида һәққанийлиқ санилиду.
14 Ajiz, namrat medikargha naheqliq qilma, meyli u qérindashliringlardin bolsun yaki yéza-sheherliringlarda turghan musapirlardin bolsun.
Аҗиз, намрат мәдикарға наһәқлиқ қилма, мәйли у қериндашлириңлардин болсун яки йеза-шәһәрлириңларда турған мусапирлардин болсун.
15 U namratliqtin öz heqqige intizar bolghachqa, u ishligen shu küni kün pétishtin burun heqqini choqum bergin; bolmisa, u séning toghrangda Perwerdigargha peryad kötüridu, bu ish gunah bolup béshinggha chüshidu.
У намратлиқтин өз һәққигә интизар болғачқа, у ишлигән шу күни күн петиштин бурун һәққини чоқум бәргин; болмиса, у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириду, бу иш гуна болуп бешиңға чүшиду.
16 Balilirining jinayiti üchün ata öltürülmisun, balilarmu atining jinayiti üchün öltürülmisun; belki jinayiti bar bolghan herbir kishi öz gunahi üchün ölüm jazasini tartsun.
Балилириниң җинайити үчүн ата өлтүрүлмисун, балиларму атиниң җинайити үчүн өлтүрүлмисун; бәлки җинайити бар болған һәр бир киши өз гунайи үчүн өлүм җазасини тартсун.
17 Sen musapir yaki yétim toghrisidiki hökümni burmilima; tul ayalning kiyim-kécheklirinimu kapaletke alma,
Сән мусапир яки житим тоғрисидики һөкүмни бурмилима; тул аялниң кийим-кечәклириниму капаләткә алма,
18 belki özüngning Misirda qul bolup Perwerdigar Xudaying séni shu yerdin hör qilip qutquzup kelginini yadinggha keltürgin. Shunga men sanga buninggha emel qilghin dep buyruymen.
бәлки өзүңниң Мисирда қул болуп Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин һөр қилип қутқузуп кәлгинини ядиңға кәлтүргин. Шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.
19 Sen étizliqingning hosulini yighqiningda bir bagh önchini untup qalghan bolsang, uni élip kélish üchün yénip barmighin; u önche musapir, yétim-yésir we tul xotun’gha tegsun. Shundaq qilghanda Perwerdigar Xudaying séning qolliringning barliq emgikini beriketleydu.
Сән етизлиғиңниң һосулини жиққиниңда бир бағ өнчини унтуп қалған болсаң, уни елип келиш үчүн йенип бармиғин; у өнчә мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун. Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар Худайиң сениң қоллириңниң барлиқ әмгигини бәрикәтләйду.
20 Zeytun derixingni qaqqiningdin kéyin shaxlirida qalghanlirini qayta qaqma; qalduqliri musapir, yétim-yésir we tul xotun’gha tegsun.
Зәйтун дәриғиңни қаққиниңдин кейин шахлирида қалғанлирини қайта қақма; қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
21 Üzümzarliqingning üzümlirini yighip bolghandin kéyin washang qilmighin. Qalduqliri musapir, yétim-yésir we tul xotun’gha tegsun.
Үзүмзарлиғиңниң үзүмлирини жиғип болғандин кейин вашаң қилмиғин. Қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
22 Özüngning Misir zéminida qul bolghiningni yadinggha keltürgin; shunga men sanga buninggha emel qilghin dep buyruymen.
Өзүңниң Мисир зиминида қул болғиниңни ядиңға кәлтүргин; шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.

< Qanun sherhi 24 >