< Qanun sherhi 20 >

1 Eger sen düshmenliringge jeng qilghili chiqip, at we jeng harwilirini, shundaqla özüngdin köp bolghan bir elni körseng, ulardin héch qorqma. Chünki séni Misir zéminidin chiqirip kelgen Perwerdigar Xudaying Özi sen bilen billidur.
Әгәр сән дүшмәнлириңгә җәң қилғили чиқип, ат вә җәң һарвулирини, шундақла өзүңдин көп болған бир әлни көрсәң, улардин һеч қорқма. Чүнки сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиң Өзи сән билән биллидур.
2 Siler jengge chiqish aldida kahin özi aldigha chiqip xelqqe söz qilip
Силәр җәңгә чиқиш алдида каһин өзи алдиға чиқип хәлиққә сөз қилип
3 ulargha: Ey Israil, anglanglar! Siler bügün düshmenliringlar bilen soqushush aldida turuwatisiler. Köngülliringlar jür’etsiz bolmisun; qorqmanglar, titrimenglar, ularning sewebidin dekke-dükkige chüshmenglar;
уларға: Әй Исраил, аңлаңлар! Силәр бүгүн дүшмәнлириңлар билән соқушуш алдида туруватисиләр. Көңүллириңлар җүръәтсиз болмисун; қорқмаңлар, титримәңлар, уларниң сәвәвидин дәккә-дүккигә чүшмәңлар;
4 chünki Perwerdigar Xudaying Özi düshmenliringlar üstidin ghelibe qilishinglar üchün siler bilen bille jengge chiqidu» — dep éytsun.
чүнки Пәрвәрдигар Худайиң Өзи дүшмәнлириңлар үстидин ғәлибә қилишиңлар үчүн силәр билән биллә җәңгә чиқиду» — дәп ейтсун.
5 Shu chaghda emeldarlar xelqqe mundaq désun: — «Aranglarda bir yéngi öy sélip, uni [Xudagha] atimighan birsi barmu? Undaqta u öz öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp kétip, bashqa kishi kélip uni [Xudagha] atishi mumkin.
Шу чағда әмәлдарлар хәлиққә мундақ десун: — «Араңларда бир йеңи өй селип, уни [Худаға] атимиған бириси барму? Ундақта у өз өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кетип, башқа киши келип уни [Худаға] атиши мүмкин.
6 Tek sélip üzümzar berpa qilip, téxi uning méwisini yémigen birkim barmu? Bar bolsa öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp ketse, bashqa kishi kélip uning méwisini yéyishi mumkin.
Тәк селип үзүмзар бәрпа қилип, техи униң мевисини йемигән бирким барму? Бар болса өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип униң мевисини йейиши мүмкин.
7 Bir qiz bilen wedileshken bolup, téxi uni öz emrige almighan birkim bolsa, u öyige yénip ketsun, bolmisa u jengde ölüp ketse, bashqa kishi kélip uni özige xotunluqqa élishi mumkin».
Бир қиз билән вәдиләшкән болуп, техи уни өз әмригә алмиған бирким болса, у өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип уни өзигә хотунлуққа елиши мүмкин».
8 Andin mensepdarlar xelqqe yene sözlep: «Qorqup ketken, jür’etsiz birkim barmu? U öyige yénip ketsun. Bolmisa qérindashlirining yürikimu uningkidek jasaretsiz bolup qélishi mumkin» dep éytsun.
Андин мәнсәпдарлар хәлиққә йәнә сөзләп: «Қорқуп кәткән, җүръәтсиз бирким барму? У өйигә йенип кәтсун. Болмиса қериндашлириниң жүригиму униңкидәк җасарәтсиз болуп қелиши мүмкин» дәп ейтсун.
9 Emeldarlar xelqqe shularni éytqandin kéyin ular xelqning aldida yétekchilik qilishqa qoshunlargha serdarlarni tiklisun.
Әмәлдарлар хәлиққә шуларни ейтқандин кейин улар хәлиқниң алдида йетәкчилик қилишқа қошунларға сәрдарларни тиклисун.
10 Siler hujum qilishqa melum bir sheherge yéqinlashqininglarda awwal uninggha sülhi toghrisida söz qilinglar.
Силәр һуҗум қилишқа мәлум бир шәһәргә йеқинлашқиниңларда авал униңға сүлһи тоғрисида сөз қилиңлар.
11 Eger ular sülhini xalaymiz, dep jawab bérip öz derwazilirini silerge achsa, undaqta uningda turuwatqan hemme xelq silerge béqinip qulluq hasharda bolidu.
Әгәр улар сүлһини халаймиз, дәп җавап берип өз дәрвазилирини силәргә ачса, ундақта униңда туруватқан һәммә хәлиқ силәргә беқинип қуллуқ һашарда болиду.
12 Lékin siler bilen sülhi qilishqa unimay, belki siler bilen jeng qilmaqchi bolsa siler uni qorshanglar.
Лекин силәр билән сүлһи қилишқа унимай, бәлки силәр билән җәң қилмақчи болса силәр уни қоршаңлар.
13 Perwerdigar Xudayinglar uni qolunglargha tapshurghanda uningdiki herbir erkekni qilichlap öltürünglar;
Пәрвәрдигар Худайиңлар уни қолуңларға тапшурғанда униңдики һәр бир әркәкни қиличлап өлтүрүңлар;
14 lékin ayallar bilen baliliri, kala bilen sheherdiki hemme nersini, yeni barliq gheniymetni özünglargha olja qilip élinglar; Perwerdigar Xudayinglar öz düshmenliringlardin silerge élip bergen oljidin yep söyünisiler.
лекин аяллар билән балилири, кала билән шәһәрдики һәммә нәрсини, йәни барлиқ ғәниймәтни өзүңларға олҗа қилип елиңлар; Пәрвәрдигар Худайиңлар өз дүшмәнлириңлардин силәргә елип бәргән олҗидин йәп сөйүнисиләр.
15 Silerdin yiraqta bolghan, [zémin’gha tewe bolmighan] ellerning sheherlirige shundaq qilinglar.
Силәрдин жирақта болған, [зиминға тәвә болмиған] әлләрниң шәһәрлиригә шундақ қилиңлар.
16 Lékin Perwerdigar Xudayinglar silerge miras qilip béridighan zémindiki ellerning sheherlirini bolsa, ularning ichidiki tiniqi bar héch nersini tirik qoymay,
Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминдики әлләрниң шәһәрлирини болса, уларниң ичидики тиниқи бар һеч нәрсини тирик қоймай,
17 belki Perwerdigar Xudayinglar silerge buyrughandek hittiylar bilen Amoriylar, Qanaaniylar bilen Perizziyler, Hiwiylar bilen Yebusiylarning hemmisini teltöküs yoqitishinglar kérek.
бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә буйруғандәк Һиттийлар билән Аморийлар, Ⱪананийлар билән Пәриззийләр, Һивийлар билән Йәбусийларниң һәммисини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк.
18 Bolmisa, ular öz ilahlirigha choqunushtiki hemme yirginchlik ishlirini silerge ögitip, Perwerdigar Xudayinglargha gunah qilidighan bolisiler.
Болмиса, улар өз илаһлириға чоқунуштики һәммә жиркиничлик ишлирини силәргә үгитип, Пәрвәрдигар Худайиңларға гуна қилидиған болисиләр.
19 Bir sheherni igilesh üchün uzun waqit jeng qilip qorshap turushqa toghra kelse, uning etrapidiki derexlerni palta bilen késip weyran qilmanglar; chünki ularning méwisini yésenglar bolidu. Shunga ularni kesmenglar; chünki daladiki derexler qorshiwélish kérek bolghan ademmidi?
Бир шәһәрни егиләш үчүн узун вақит җәң қилип қоршап турушқа тоғра кәлсә, униң әтрапидики дәрәқләрни палта билән кесип вәйран қилмаңлар; чүнки уларниң мевисини йесәңлар болиду. Шуңа уларни кәсмәңлар; чүнки даладики дәрәқләр қоршивелиш керәк болған адәммиди?
20 Lékin siler méwilik derex emes dep bilgen derexlerni késip yoqitip, siler bilen soqushqan sheherni hujum qilip ghulitishqa shu derexlerdin istihkam-poteylerni yasisanglar bolidu.
Лекин силәр мевилик дәрәқ әмәс дәп билгән дәрәқләрни кесип йоқитип, силәр билән соқушқан шәһәрни һуҗум қилип ғулитишқа шу дәрәқләрдин истиһкам-потәйләрни ясисаңлар болиду.

< Qanun sherhi 20 >