< Daniyal 1 >
1 Yehuda padishahi Yehoyakim textke olturup üchinchi yili, Babil padishahi Néboqadnesar Yérusalémgha hujum qilip uni muhasire qiliwaldi.
Йәһуда падишаси Йәһояким тәхткә олтирип үчинчи жили, Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимға һуҗум қилип уни муһасирә қиливалди.
2 Reb Yehudaning padishahi Yehuyakimni, shundaqla Xudaning öyidiki qacha-quchilarning bir qismini uning qoligha tapshurup berdi. U esirlerni Shinar zéminigha, özi choqunidighan mebudning butxanisigha élip bardi we bulap kelgen qacha-quchilarni butxanining xezinisige qoydi.
Рәб Йәһуданиң падишаси Йәһуякимни, шундақла Худаниң өйидики қача-қучиларниң бир қисмини униң қолиға тапшуруп бәрди. У әсирләрни Шинар зиминиға, өзи чоқунидиған мәбудниң бутханисиға елип барди вә булап кәлгән қача-қучиларни бутханиниң ғәзнисигә қойди.
3 Padishah Néboqadnesar bash aghwat ghojidari Ashpinazgha esirge chüshken Israillar ichidin xan jemetidikilerdin we ésilzade yigitlerdin birnechchidin tallap élip chiqishni buyrudi.
Падиша Небоқаднәсар баш ағват ғоҗидари Ашпиназға әсиргә чүшкән Исраиллар ичидин хан җәмәтидикиләрдин вә есилзадә жигитләрдин бир нәччидин таллап елип чиқишни буйруди.
4 Bu yashlar nuqsansiz, kélishken, danishmen-uqumushluq, mol bilimlik, mutepekkur, orda xizmitide bolushqa layaqetlik, yene kélip kaldiylerning ilim-penlirini hem tilini ögineleydighan bolushi kérek idi.
Бу яшлар нуқсансиз, келишкән, данишмән-уқумушлуқ, мол билимлик, мутәпәккур, орда хизмитидә болушқа лаяқәтлик, йәнә келип калдийләрниң илим-пәнлирини һәм тилини үгинәләйдиған болуши керәк еди.
5 Padishah ular toghrisida ular üch yilghiche her küni padishah yeydighan nazu-németler we sharablar bilen ozuqlandurulsun, muddet toshqanda padishahning aldida xizmette bolsun dep békitti.
Падиша улар тоғрисида улар үч жилғичә һәр күни падиша йәйдиған назу-немәтләр вә шараплар билән озуқландурулсун, муддәт тошқанда падишаниң алдида хизмәттә болсун дәп бекитти.
6 Tallan’ghan Yehuda qebilisidiki yashlardin Daniyal, Hananiya, Mishaél we Azariyalar bar idi.
Талланған Йәһуда қәбилисидики яшлардин Даниял, Һанания, Мишаел вә Азариялар бар еди.
7 Aghwat béshi ulargha yéngi isimlar, yeni Daniyalgha Belteshasar, Hananiyagha Shadrak, Mishaélgha Mishak, Azariyagha Ebednégo dégen isimlarni qoydi.
Ағват беши уларға йеңи исимлар, йәни Даниялға Бәлтәшасар, Һананияға Шадрак, Мишаелға Мишак, Азарияға Әбәднего дегән исимларни қойди.
8 Daniyal padishah belgiligen nazu-németler we shahane sharabliri bilen özini [Xuda aldida] napak qilmasliqqa bel baghlidi; shunga u aghwat béshidin özining napak qilinmasliqigha yol qoyushini iltimas qildi.
Даниял падиша бәлгүлигән назу-немәтләр вә шаһанә шараплири билән өзини [Худа алдида] напак қилмаслиққа бәл бағлиди; шуңа у ағват бешидин өзиниң напак қилинмаслиғиға йол қоюшини илтимас қилди.
9 Emdi Xuda aghwat béshini Daniyalgha iltipat we shapaet körsitidighan qilghanidi.
Әнди Худа ағват бешини Даниялға илтипат вә шапаәт көрситидиған қилған еди.
10 Lékin aghwat béshi Daniyalgha: — Men öz ghojam padishahtin qorqimen. Silerning yémek-ichmikinglarni u özi belgiligen; u eger silerni bashqa qurdash yigitlerdek saghlam chiray emes iken dep qarisa, undaqta siler padishahqa méning kallamni aldurghuchi bolisiler, — dédi.
Лекин ағват беши Даниялға: — Мән өз ғоҗам падишадин қорқимән. Силәрниң йемәк-ичмикиңларни у өзи бәлгүлигән; у әгәр силәрни башқа қурдаш жигитләрдәк сағлам чирай әмәс екән дәп қариса, ундақта силәр падишаға мениң калламни алдурғучи болисиләр, — деди.
11 Shuning bilen Daniyal kélip aghwat béshi özige we Hananiya, Mishaél we Azariyalargha teyinligen ghojidardin telep qilip:
Шуниң билән Даниял келип ағват беши өзигә вә Һанания, Мишаел вә Азарияларға тайинлиған ғоҗидардин тәләп қилип:
12 — Keminilirini umach, köktat we su bilenla béqip on künlük sinaq qilsila.
— Кәминилирини умач, көктат вә су биләнла беқип он күнлүк синақ қилсила.
13 Andin bizning chirayimiz bilen padishahning ésil tamiqini yégen yigitlerning chirayini sélishturup baqsila, andin közitishliri boyiche keminilirige ish körgeyla! — dédi.
Андин бизниң чирайимиз билән падишаниң есил тамиғини йегән жигитләрниң чирайини селиштуруп бақсила, андин күзитишлири бойичә кәминилиригә иш көргәйла! — деди.
14 Ghojidar ularning gépige kirip, ularni on kün sinap körüshke maqul boldi.
Ғоҗидар уларниң гепигә кирип, уларни он күн синап көрүшкә мақул болди.
15 On kündin kéyin qarisa, ularning chirayliri padishahning nazu-németlirini yégen yigitlerningkidinmu nurluq we tolghan köründi.
Он күндин кейин қариса, уларниң чирайлири падишаниң назу-немәтлирини йегән жигитләрниңкидинму нурлуқ вә толған көрүнди.
16 Shuningdin kéyin ghojidar ulargha padishah belgiligen nazu-németlerni we ichishke belgiligen sharabni bermey, ularning ornida umach, köktatlarni bérishke bashlidi.
Шуниңдин кейин ғоҗидар уларға падиша бәлгүлигән назу-немәтләрни вә ичишкә бәлгүлигән шарапни бәрмәй, уларниң орнида умач, көктатларни беришкә башлиди.
17 Bu töt yigitni bolsa, Xuda ularni herxil edebiyat we ilim-meripette danishmen we uqumushluq qildi. Daniyalmu barliq ghayibane alametler bilen chüshlerge tebir bérishke parasetlik boldi.
Бу төрт жигитни болса, Худа уларни һәр хил әдәбият вә илим-мәрипәттә данишмән вә уқумушлуқ қилди. Даниялму барлиқ ғайипанә аламәтләр билән чүшләргә тәбир беришкә парасәтлик болди.
18 Padishah belgiligen muddet toshqinida, aghwat béshi yigitlerning hemmisini Néboqadnesarning aldigha élip bardi.
Падиша бәлгүлигән муддәт тошқинида, ағват беши жигитләрниң һәммисини Небоқаднәсарниң алдиға елип барди.
19 Padishah ular bilen bir-birlep sözleshti; yash yigitlerning héchqaysisi Daniyal, Hananiya, Mishaél we Azariyalargha yetmidi. Shunga bu töteylen padishahning xizmitide qaldi.
Падиша улар билән бир-бирләп сөзләшти; яш жигитләрниң һеч қайсиси Даниял, Һанания, Мишаел вә Азарияларға йәтмиди. Шуңа бу төртәйлән падишаниң хизмитидә қалди.
20 Padishahqa danaliq-hékmet kérek bolghanda yaki yorutush kérek bolghan herqandaq mesilige jawab izdigende, ularning jawabi uning seltenitidiki barliq remchi-palchi yaki pir-ustazliriningkidin on hesse toghra chiqatti.
Падишаға даналиқ-һекмәт керәк болғанда яки йорутуш керәк болған һәр қандақ мәсилигә җавап издигәндә, уларниң җавави униң сәлтәнитидики барлиқ рәмчи-палчи яки пир-устазлириниңкидин он һәссә тоғра чиқатти.
21 Daniyal Pars padishahi Qoresh textke olturghan birinchi yilghiche ordida dawamliq turdi.
Даниял Парс падишаси Қорәш тәхткә олтарған биринчи жилғичә ордида давамлиқ турди.