< Amos 9 >
1 Men Rebning qurban’gahning yénida turghinini kördum; U mundaq dédi: — — Tüwrüklerning bashlirini urunglar, bosughilar silkin’giche urunglar, Ularni [ibadetxanidikilerning] bashlirigha chüshürüp, pare-pare qilinglar! Men shu [butperesler]din eng axirda qalghanlirinimu qilich bilen öltürimen; Ulardin qachay dégenler qachalmaydu, Ulardin qutulay dégenler qutulup chiqalmaydu.
Мән Рәбниң қурбангаһниң йенида турғинини көрдум; У мундақ деди: — — Түврүкләрниң башлирини уруңлар, босуғилар силкингичә уруңлар, Уларни [ибадәтханидикиләрниң] башлириға чүшүрүп, парә-парә қилиңлар! Мән шу [бутпәрәсләр]дин әң ахирда қалғанлириниму қилич билән өлтүримән; Улардин қачай дегәнләр қачалмайду, Улардин қутулай дегәнләр қутулуп чиқалмайду.
2 Ular tehtisara ichige téship kirse, qolum ashu yerdin ularni tartip chiqiridu; Ular asman’gha yamiship chiqsa, Men shu yerdin ularni tartip chüshürimen; (Sheol )
Улар тәһтисара ичигә тешип кирсә, қолум әшу йәрдин уларни тартип чиқириду; Улар асманға ямишип чиқса, Мән шу йәрдин уларни тартип чүшүримән; (Sheol )
3 Ular Karmel choqqisigha möküwalsimu, Men ularni izdep shu yerdin alimen; Ular déngiz tégide nezirimdin yoshurunuwalghan bolsimu, Men yilanni buyruymen, u ularni chaqidu;
Улар Кармәл чоққисиға мөкүвалсиму, Мән уларни издәп шу йәрдин алимән; Улар деңиз тегидә нәзиримдин йошурунувалған болсиму, Мән иланни буйруймән, у уларни чақиду;
4 Düshmenlirige esirge chüshken bolsimu, Men shu yerde qilichni buyruymen, u ularni öltüridu; Men yaxshiliqni emes, belki yamanliqni yetküzüsh üchün közlirimni ulargha tikimen.
Дүшмәнлиригә әсиргә чүшкән болсиму, Мән шу йәрдә қилични буйруймән, у уларни өлтүриду; Мән яхшилиқни әмәс, бәлки яманлиқни йәткүзүш үчүн көзлиримни уларға тикимән.
5 Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Reb Perwerdigar, Zémin’gha tegküchi bolsa del Uning Özidur; U tégishi bilenla, zémin érip kétidu, uningda turuwatqanlarning hemmisi matem tutidu; Zémin Nil deryasidek örlep kétidu — Misirning deryasidek [örkeshlep], andin chöküp kétidu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, Зиминға тәккүчи болса дәл Униң Өзидур; У тегиши биләнла, зимин ерип кетиду, униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутиду; Зимин Нил дәриясидәк өрләп кетиду — Мисирниң дәриясидәк [өркәшләп], андин чөкүп кетиду.
6 Rawaqlirini ershlerge sélip, asman gümbizini yer yüzige békitküchi Shudur; Déngizdiki sularni chaqirip, ularni yer yüzige quyghuchi Udur; Perwerdigar Uning namidur.
Равақлирини әршләргә селип, асман гүмбизини йәр йүзигә бекиткүчи Шудур; Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә қуйғучи Удур; Пәрвәрдигар Униң намидур.
7 Siler Manga nisbeten Éfiopiye balilirigha oxshash emesmu, i Israil baliliri? Men Israilni Misirdin élip chiqarghan emesmu? Filistiylerni Krét arilidin, Suriyeliklerni Kir shehiridin chiqarghan emesmu?
Силәр Маңа нисбәтән Ефиопийә балилириға охшаш әмәсму, и Исраил балилири? Мән Исраилни Мисирдин елип чиқарған әмәсму? Филистийләрни Крет арилидин, Сурийәликләрни Кир шәһиридин чиқарған әмәсму?
8 Qaranglar, Reb Perwerdigarning közi «gunahkar padishahliq» üstige chüshti — Men yer yüzidin uni yoqitimen; Lékin Men Yaqup jemetini toluq yoqitiwetmeymen, — deydu Perwerdigar.
Қараңлар, Рәб Пәрвәрдигарниң көзи «гунакар падишалиқ» үстигә чүшти — Мән йәр йүзидин уни йоқитимән; Лекин Мән Яқуп җәмәтини толуқ йоқитивәтмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9 Chünki qaranglar, Men buyruq chüshürimen, Shuning bilen xuddi birsi danni ghelwirde tasqighandek, Israil jemetini eller arisida tasqaymen, Biraq ulardin eng kichikimu yerge chüshüp ketmeydu.
Чүнки қараңлар, Мән буйруқ чүшүримән, Шуниң билән худди бириси данни ғәлвирдә тасқиғандәк, Исраил җәмәтини әлләр арисида тасқаймән, Бирақ улардин әң кичигиму йәргә чүшүп кәтмәйду.
10 [Halbuki], xelqimning barliq gunahkarliri, yeni: «Külpet bizge hergiz yéqinlashmaydu, béshimizgha chüshmeydu» dégüchiler qilich tégide ölidu.
[Һалбуки], хәлқимниң барлиқ гунакарлири, йәни: «Күлпәт бизгә һәргиз йеқинлашмайду, бешимизға чүшмәйду» дегүчиләр қилич тегидә өлиду.
11 Shu küni Men Dawutning yiqilghan kepisini yéngibashtin tikleymen, Uning yériqlirini étimen; Uni xarabiliktin ongshap, Eyni zamandiki pétidek qurimen.
Шу күни Мән Давутниң жиқилған кәписини йеңибаштин тикләймән, Униң йериқлирини етимән; Уни харабиликтин оңшап, Әйни замандики петидәк қуримән.
12 Shuning bilen ular Édomning qaldisigha hemde namim bilen atalghan barliq ellerge igidarchiliq qilidu, — deydu buni béjirgüchi Perwerdigar.
Шуниң билән улар Едомниң қалдисиға һәмдә намим билән аталған барлиқ әлләргә егидарчилиқ қилиду, — дәйду буни беҗиргүчи Пәрвәрдигар.
13 Mana shundaq künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Yer heydigüchi hosul yighquchigha yétishiwalidu, Üzümlerni cheyligüchi uruq chachquchigha yétishiwalidu; Taghlar yéngi sharabni témitip, Barliq döng-égizlikler érip kétidu.
Мана шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәр һайдиғучи һосул жиққучиға йетишивалиду, Үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду; Тағлар йеңи шарапни темитип, Барлиқ дөң-егизликләр ерип кетиду.
14 We xelqim Israilni asarettin qutuldurup, azadliqqa érishtürimen; Ular xarab sheherlerni qayta qurup, ularda makanlishidu; Ular üzümzarlarni tikip, ularning sharabini ichidu; Ular baghlarni berpa qilip, méwisini yeydu.
Вә хәлқим Исраилни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүримән; Улар харап шәһәрләрни қайта қуруп, уларда маканлишиду; Улар үзүмзарларни тикип, уларниң шарабини ичиду; Улар бағларни бәрпа қилип, мевисини йәйду.
15 Men ularni öz zémini üstige tikimen, Ular Men ulargha ata qilghan zémindin hergiz qaytidin yuluwétilmaydu — deydu Perwerdigar séning Xudaying.
Мән уларни өз зимини үстигә тикимән, Улар Мән уларға ата қилған зиминдин һәргиз қайтидин жулуветилмайду — дәйду Пәрвәрдигар сениң Худайиң.