< Amos 7 >

1 Reb Perwerdigar manga körsettiki — Kéyinki ot-chöp bash tartqan waqtida, mana U chéketkilerni yasidi (bu padishah özige ot-chöp orghandin kéyinki, ikkinchi qétimliq ot-chöp ösken waqit idi)
Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики — Кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана У чекәткиләрни ясиди (бу падиша өзигә от-чөп орғандин кейинки, иккинчи қетимлиқ от-чөп өскән вақит еди)
2 hem shundaq boldiki, chéketkiler zémindiki ot-chöpni qaldurmay yewetkendin kéyin, men: — «I Reb Perwerdigar, ötünüp qalay, kechürgeysen! Yaqup qandaqmu chidiyalaydu? U kichik tursa!» — dédim.
һәм шундақ болдики, чекәткиләр зиминдики от-чөпни қалдурмай йәвәткәндин кейин, мән: — «И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, кәчүргәйсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
3 Perwerdigar emdi undaq qilishtin yandi: «Emdi undaq bolmaydu» — dédi Perwerdigar.
Пәрвәрдигар әнди ундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Пәрвәрдигар.
4 Reb Perwerdigar manga körsetti — Mana, Reb Perwerdigar [xelqi] bilen küresh qilishqa otni chaqirdi; Ot hetta chongqur déngiznimu qurutti, Miras bolghan zéminnimu yep ketti;
Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәтти — Мана, Рәб Пәрвәрдигар [хәлқи] билән күрәш қилишқа отни чақирди; От һәтта чоңқур деңизниму қурутти, Мирас болған зиминниму йәп кәтти;
5 Emdi men: — «I Reb Perwerdigar, ötünüp qalay, toxtighaysen! Yaqup qandaqmu chidiyalaydu? U kichik tursa!» — dédim.
Әнди мән: — «И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, тохтиғайсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
6 Perwerdigar shundaq qilishtin yandi: «Emdi undaq bolmaydu» — dédi Reb Perwerdigar.
Пәрвәрдигар шундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Рәб Пәрвәрдигар.
7 Emdi U manga [mundaq bir ishni] körsetti — We mana, Reb tik ölchigüch yip bilen qopurulghan tam tüwide, Qolida tik ölchigüch yipni tutqiniche turatti;
Әнди У маңа [мундақ бир ишни] көрсәтти — Вә мана, Рәб тик өлчигүч жип билән қопурулған там түвидә, Қолида тик өлчигүч жипни тутқиничә туратти;
8 we Perwerdigar mendin: — «Amos, némini kördung?» dep soridi. Men: «Tik ölchigüch yipni» — dédim. Reb: «Men yene Öz xelqim Israil otturisigha tik ölchigüch yipni tikleymen; Men yene ularni jazalimay ötüp ketmeymen;
вә Пәрвәрдигар мәндин: — «Амос, немини көрдуң?» дәп сориди. Мән: «Тик өлчигүч жипни» — дедим. Рәб: «Мән йәнә Өз хәлқим Исраил оттурисиға тик өлчигүч жипни тикләймән; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән;
9 Hem Ishaqning «yuqiri jayliri» halak bolidu, Israilning tawapgahliri weyran qilinidu; Yeroboam jemetige qilich bilen hujum qilishqa ornumdin turimen» — dédi.
Һәм Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду, Исраилниң тавапгаһлири вәйран қилиниду; Йәробоам җәмәтигә қилич билән һуҗум қилишқа орнумдин туримән» — деди.
10 Shuning bilen Beyt-Eldiki kahin Amaziya Israil padishahi Yeroboamgha xewer yollap: — «Amos Israil jemeti arisida turupmu silige suyiqest qildi; zémin uning qilghan barliq geplirini kötürelmeydu.
Шуниң билән Бәйт-Әлдики каһин Амазия Исраил падишаси Йәробоамға хәвәр йоллап: — «Амос Исраил җәмәти арисида турупму силигә сүйқәст қилди; зимин униң қилған барлиқ гәплирини көтирәлмәйду.
11 Chünki Amos: — «Yeroboam qilichta ölidu, Israil esirge élinip öz zéminidin sürgün bolmay qalmaydu!» — deydu» — dédi.
Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — деди.
12 Andin Amaziya Amosqa: — Hey aldin körgüchi! Bes, yoqal, Yehuda zéminigha qach, ashu yerde bésharet bérip, shu yerde nan tépip ye!
Андин Амазия Амосқа: — Һәй алдин көргүчи! Бәс, йоқал, Йәһуда зиминиға қач, әшу йәрдә бешарәт берип, шу йәрдә нан тепип йә!
13 Biraq Beyt-Elde yene bésharet berme; chünki u padishahning tawapgahi, shahliq öydur, — dédi.
Бирақ Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи, шаһлиқ өйдур, — деди.
14 Amos Amaziyagha jawab bérip mundaq dédi: — «Men esli peyghember emes idim, yaki peyghemberning oghlimu emesmen; belki men bir charwichi, shundaqla éren derexlirining méwisini tergüchi idim.
Амос Амазияға җавап берип мундақ деди: — «Мән әсли пәйғәмбәр әмәс едим, яки пәйғәмбәрниң оғлиму әмәсмән; бәлки мән бир чарвичи, шундақла ерән дәрәқлириниң мевисини тәргүчи едим.
15 Biraq pada béqiwatqan chéghimda Perwerdigar méni Öz ilkige aldi we manga: «Barghin, xelqim Israilgha bésharet ber» — dédi.
Бирақ пада беқиватқан чеғимда Пәрвәрдигар мени Өз илкигә алди вә маңа: «Барғин, хәлқим Исраилға бешарәт бәр» — деди.
16 Emdi, i Amaziya, Perwerdigarning sözige qulaq sal! Sen manga: «Israilni eyibleydighan bésharetlerni berme, Ishaq jemetini eyibleydighan sözlerni éytma», déding.
Әнди, и Амазия, Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ сал! Сән маңа: «Исраилни әйипләйдиған бешарәтләрни бәрмә, Исһақ җәмәтини әйипләйдиған сөзләрни ейтма», дедиң.
17 Shunga Perwerdigar mundaq deydu: — «Séning ayaling sheherde pahishe bolidu, oghul-qizliring qilich bilen qirilidu we zémining ölchesh tanisi tartilishi bilen parchilinidu; sen napak bir zéminda ölisen; we Israil esirge élinip öz zéminidin sürgün bolmay qalmaydu»».
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң аялиң шәһәрдә паһишә болиду, оғул-қизлириң қилич билән қирилиду вә зиминиң өлчәш таниси тартилиши билән парчилиниду; сән напак бир зиминда өлисән; вә Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду»».

< Amos 7 >