< Amos 5 >
1 I Israil jemeti, bu sözni, Yeni Men sen toghruluq oquydighan bir mersiyeni anglap qoy: —
И Исраил җәмәти, бу сөзни, Йәни Мән сән тоғрилиқ оқуйдиған бир мәрсийәни аңлап қой: —
2 «Pak qiz Israil yiqildi; U qaytidin ornidin turmaydu; U öz tupriqigha tashlan’ghan, Uni turghuzup yöligüchi yoqtur».
«Пак қиз Исраил жиқилди; У қайтидин орнидин турмайду; У өз туприғиға ташланған, Уни турғузуп йөлигүчи йоқтур».
3 Chünki Reb Perwerdigar mundaq deydu: — [Israilning] ming [leshker] chiqqan bir shehirining yüz [leshkirila] tirik qalidu; Yüz leshker chiqqan bir shehirining Israil jemeti üchün on [leshkirila] tirik qalidu;
Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — [Исраилниң] миң [ләшкәр] чиққан бир шәһириниң йүз [ләшкирила] тирик қалиду; Йүз ләшкәр чиққан бир шәһириниң Исраил җәмәти үчүн он [ләшкирила] тирик қалиду;
4 Chünki Perwerdigar Israil jemetige mundaq deydu: — Méni izdenglar, hayatqa érishisiler;
Чүнки Пәрвәрдигар Исраил җәмәтигә мундақ дәйду: — Мени издәңлар, һаятқа еришисиләр;
5 Beyt-Elni izdimenglar, Gilgalghimu barmanglar, Beer-Shébagha seper qilmanglar; Chünki Gilgal esirge élinip sürgün qilinmay qalmaydu, Beyt-El yoqqa chiqidu.
Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар; Чүнки Гилгал әсиргә елинип сүргүн қилинмай қалмайду, Бәйт-Әл йоққа чиқиду.
6 Perwerdigarni izdenglar, hayatqa érishisiler; Bolmisa U Yüsüp jemeti ichide ot kebi partlap, uni yep kétidu, Hem Beyt-Elde otni öchürgüdek adem tépilmaydu.
Пәрвәрдигарни издәңлар, һаятқа еришисиләр; Болмиса У Йүсүп җәмәти ичидә от кәби партлап, уни йәп кетиду, Һәм Бәйт-Әлдә отни өчүргидәк адәм тепилмайду.
7 I adaletni emen’ge aylandurghuchi, Heqqaniyliqni yerge tashlighuchilar,
И адаләтни әмәнгә айландурғучи, Һәққанийлиқни йәргә ташлиғучилар,
8 Siler Orion yultuz türkümi we Qelb yultuz topini Yaratquchi, Ölüm kölenggisini tang nurigha Aylandurghuchi, Kündüzni qarangghuluq bilen kéchige Aylandurghuchi, Déngizdiki sularni chaqirip, ularni yer yüzige Quyghuchini izdenglar; Perwerdigar Uning namidur.
Силәр Орион юлтуз түркүми вә Қәлб юлтуз топини Яратқучи, Өлүм көләңгисини таң нуриға Айландурғучи, Күндүзни қараңғулуқ билән кечигә Айландурғучи, Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә Қуйғучини издәңлар; Пәрвәрдигар Униң намидур.
9 U baturlar üstige tuyuqsiz halaketni partlitidu, Istihkam üstige halaket chüshüridu.
У батурлар үстигә туюқсиз һалакәтни партлитиду, Истиһкам үстигә һалакәт чүшүриду.
10 Shu [Israillar] sheher derwazisida tenbih béridighanlargha öch, Durus sözleydighanlardin yirginidu.
Шу [Исраиллар] шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч, Дурус сөзләйдиғанлардин жиркиниду.
11 Emdi siler namratlarni ézip, Ulardin bughday «hediye»lerni aldinglar! Oyulghan tashlardin öylerni saldinglar, Biraq ularda turmaysiler; Siler güzel üzümzarlarni berpa qilghansiler, Biraq ularning sharabini ichelmeysiler.
Әнди силәр намратларни езип, Улардин буғдай «һәдийә»ләрни алдиңлар! Оюлған ташлардин өйләрни салдиңлар, Бирақ уларда турмайсиләр; Силәр гөзәл үзүмзарларни бәрпа қилғансиләр, Бирақ уларниң шарабини ичәлмәйсиләр.
12 Chünki silerning asiyliqliringlarning qanchilik köplükini, Silerning gunahinglarning qanchilik zor ikenlikini obdan bilimen; Ular heqqaniy ademni ézidu, Ular para yeydu, Sheher derwazisida miskinlerning heqqini qayriwalidu.
Чүнки силәрниң асийлиқлириңларниң қанчилик көплүгини, Силәрниң гунайиңларниң қанчилик зор екәнлигини убдан билимән; Улар һәққаний адәмни езиду, Улар пара йәйду, Шәһәр дәрвазисида мискинләрниң һәққини қайривалиду.
13 Shunga bundaq dewrde «pemlik adem» süküt qilidu; Chünki u rezil bir dewrdur.
Шуңа бундақ дәвирдә «пәмлик адәм» сүкүт қилиду; Чүнки у рәзил бир дәвирдур.
14 Hayat yashash üchün yamanliqni emes, méhribanliq-yaxshiliqni izdenglar; Shundaq bolghanda siler dégininglardek, Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar heqiqeten siler bilen bille bolidu.
Һаят яшаш үчүн яманлиқни әмәс, меһриванлиқ-яхшилиқни издәңлар; Шундақ болғанда силәр дегиниңлардәк, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар һәқиқәтән силәр билән биллә болиду.
15 Yamanliqtin nepretlininglar, méhribanliq-yaxshiliqni söyünglar, Sheher derwazisida adaletni ornitinglar; Shundaq qilghanda Perwerdigar, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Xuda belkim Yüsüpning qaldisigha shapaet körsiter.
Яманлиқтин нәпрәтлиниңлар, меһриванлиқ-яхшилиқни сөйүңлар, Шәһәр дәрвазисида адаләтни орнитиңлар; Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр.
16 Shunga Perwerdigar, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Xuda Reb mundaq deydu: — «Barliq keng reste-bazarlarda ah-zarlar anglinidu; Ular hemme kochilarda «Way... way!...» dep awazini kötüridu; Ular déhqanlarnimu matem tutushqa, Ah-zarlar kötürgüchi «ustilar»ni yighlashqa chaqiridu.
Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Рәб мундақ дәйду: — «Барлиқ кәң рәстә-базарларда аһ-зарлар аңлиниду; Улар һәммә кочиларда «Вай... вай!...» дәп авазини көтириду; Улар деханларниму матәм тутушқа, Аһ-зарлар көтәргүчи «устилар»ни жиғлашқа чақириду.
17 Hem barliq üzümzarlardimu ah-zarlar kötürülidu; Chünki Men Özüm aranglardin ötüp kétimen» — deydu Perwerdigar.
Һәм барлиқ үзүмзарлардиму аһ-зарлар көтирилиду; Чүнки Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — дәйду Пәрвәрдигар.
18 Perwerdigarning künige teqezzar bolghan silerge way! Perwerdigarning küni silerge qandaq aqiwetlerni keltürer? U yoruqluq emes, belki qarangghuluq élip kélidu.
Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай! Пәрвәрдигарниң күни силәргә қандақ ақивәтләрни кәлтүрәр? У йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ елип келиду.
19 U küni birsi shirdin qéchip, éyiqqa uchrap, Andin öyige kirip, qoli bilen tamgha yölen’gende, Yilan uni chaqqandek bir ish bolidu!
У күни бириси ширдин қечип, ейиққа учрап, Андин өйигә кирип, қоли билән тамға йөләнгәндә, Илан уни чаққандәк бир иш болиду!
20 Perwerdigarning küni yoruqluq emes, belki qarangghuluqla élip kélidu emesmu? Uningda peqet qarangghuluqla bolup, yoruqluq héch bolmaydighu?!
Пәрвәрдигарниң күни йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқла елип келиду әмәсму? Униңда пәқәт қараңғулуқла болуп, йоруқлуқ һеч болмайдиғу?!
21 Héytliringlargha nepretlinimen, ulardin bizar boldum, Ibadet sorunliringlarning puriqini purighum yoq.
Һейтлириңларға нәпрәтлинимән, улардин бизар болдум, Ибадәт сорунлириңларниң пуриғини пуриғум йоқ.
22 Chünki siler Manga «köydürme qurbanliq»lar hem «ash hediye»liringlarni sunup atisanglarmu, Men ularni qobul qilmaymen; Silerning bordaq malliringlar bilen qilghan «inaqliq qurbanliqliringlar»gha qarimaymen.
Чүнки силәр Маңа «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «аш һәдийә»лириңларни сунуп атисаңларму, Мән уларни қобул қилмаймән; Силәрниң бордақ маллириңлар билән қилған «енақлиқ қурбанлиқлириңлар»ға қаримаймән.
23 Mendin munajatliringlarning sadalirini épkétinglar, Chiltarliringlarning küylirini anglimaymen;
Мәндин мунаҗатлириңларниң садалирини епкетиңлар, Чилтарлириңларниң күйлирини аңлимаймән;
24 Buning ornida adalet xuddi sharqiratmidek, Heqqaniyliq ebediy aqidighan éqimdek dolqunlisun!
Буниң орнида адаләт худди шарқиратмидәк, Һәққанийлиқ әбәдий ақидиған еқимдәк долқунлисун!
25 Siler chöl-bayawandiki qiriq yilda qilghan qurbanliq-hediyilerni Manga élip keldinglarmu, i Israil jemeti?!
Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни Маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?!
26 Berheq, siler «Sukkot» dégen padishahinglar, hem «Qiun» dégen butliringlarni, yeni «Yultuz ilahi»nglarni kötürüp mangdinglar!
Бәрһәқ, силәр «Суккот» дегән падишасиңлар, һәм «Қиун» дегән бутлириңларни, йәни «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар!
27 Emdi Men silerni esir qilip, Demeshqtin yiraqlargha sürgün qildurimen, — deydu «Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Xuda» dégen nam bilen atalghan Perwerdigar.
Әнди Мән силәрни әсир қилип, Дәмәшқтин жирақларға сүргүн қилдуримән, — дәйду «Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа» дегән нам билән аталған Пәрвәрдигар.