< Rosullarning paaliyetliri 22 >
1 — Qérindashlar we ata-bowilar! Emdi özümni aqlash sözlirimge qulaq salghaysiler, — dédi.
— Қериндашлар вә ата-бовилар! Әнди өзүмни ақлаш сөзлиримгә қулақ салғайсиләр, — деди.
2 Ular Pawlusning ibraniy tilida sözliginini anglap, téximu jim bolushti. U sözini dawam qildi:
Улар Павлусниң ибраний тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. У сөзини давам қилди:
3 — Men bir Yehudiy, Kilikiyediki Tarsus shehiride tughuldum; lékin bu sheherde béqip chong qilindim, Gamaliyelning qol astida ata-bowilirimizgha tapshurulghan Tewrat qanunining zir-zewerlirini qoymay öginip telim-terbiye aldim. Men silerning bügün bolghininglargha oxshash, Xuda yoligha intayin qizghin idim.
— Мән бир Йәһудий, Киликийәдики Тарсус шәһиридә туғулдум; лекин бу шәһәрдә беқип чоң қилиндим, Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим. Мән силәрниң бүгүн болғиниңларға охшаш, Худа йолиға интайин қизғин едим.
4 Men bu yoldikilerni hetta öltürüshkiche ziyankeshlik qilip, ularni er-ayal démey tutqun qilip zindan’gha saldurdum.
Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум.
5 Bu toghruluq bash kahin we aliy kéngeshmidiki barliq aqsaqallarmu manga guwahchidur. Men ulardin Demeshqtiki [Yehudiy] qérindashlargha yézilghan xetlerni tapshuruwélip, shu yerde turuwatqan bu [yoldikilerni] jazalash üchün, ularni tutqun qilip Yérusalémgha apirimen dep yolgha chiqqanidim.
Бу тоғрилиқ баш каһин вә алий кеңәшмидики барлиқ ақсақалларму маңа гувачидур. Мән улардин Дәмәшқтики [Йәһудий] қериндашларға йезилған хәтләрни тапшурувелип, шу йәрдә туруватқан бу [йолдикиләрни] җазалаш үчүн, уларни тутқун қилип Йерусалимға апиримән дәп йолға чиққан едим.
6 Emdi shundaq boldiki, seper qilip Demeshqke yéqinlashqanda, chüshke yéqin, tuyuqsiz asmandin küchlük bir nur chüshüp, etrapimni yorutuwetti.
Әнди шундақ болдики, сәпәр қилип Дәмәшқкә йеқинлашқанда, чүшкә йеқин, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.
7 Men yerge yiqilip kettim, andin manga: «Saul, Saul, Manga némishqa ziyankeshlik qilisen?» dégen awazni anglidim.
Мән йәргә жиқилип кәттим, андин маңа: «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим.
8 «I Reb, sen kimsen?» dep sorisam, U manga: — «Men sen ziyankeshlik qiliwatqan Nasaretlik Eysadurmen!» dédi.
«И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, У маңа: — «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Насарәтлик Әйсадурмән!» деди.
9 Men bilen bille méngiwatqanlar u nurni körgen bolsimu, lékin manga qilghan sözlerni chüshenmidi.
Мән билән биллә меңиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди.
10 Men yene, «I Reb, néme qilishim kérek?» dep sorisam, Reb manga, «Ornungdin tur, Demeshqqe kir, shu yerde sen ada qilish békitilgen ishlarning hemmisi toghruluq sanga éytip bérilidu!» dédi.
Мән йәнә, «И Рәб, немә қилишим керәк?» дәп сорисам, Рәб маңа, «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, шу йәрдә сән ада қилиш бекитилгән ишларниң һәммиси тоғрилиқ саңа ейтип берилиду!» деди.
11 Héliqi nurning julaliqidin közlirim körmes bolup qaldi. Yénimdikiler qolumdin yéteklep, Demeshqqe élip kirdi.
Һелиқи нурниң җулалиғидин көзлирим көрмәс болуп қалди. Йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.
12 U yerde Tewrat qanunigha ixlas baghlighan, Demeshqtiki barliq Yehudiylarning hörmitige sazawer bolghan Ananiyas isimlik bir kishi bar idi.
У йәрдә Тәврат қануниға ихлас бағлиған, Дәмәшқтики барлиқ Йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр болған Ананияс исимлиқ бир киши бар еди.
13 U kélip, yénimda turup: «Qérindash Saul, béshingni kötürüp qara!» dédi. Men shuan béshimni kötürüp qarap uni kördum.
У келип, йенимда туруп: «Қериндаш Саул, бешиңни көтирип қара!» деди. Мән шуан бешимни көтирип қарап уни көрдум.
14 U manga: «Ata-bowilirimizning Xudasi séni iradisini bilishing, Heqqaniy Bolghuchini körüshüng we uning aghzidin chiqqan awazni anglishing üchün alliqachan tallidi.
У маңа: «Ата-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний Болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди.
15 Chünki sen pütün insanlar aldida körgen-anglighanliringgha Uning guwahchisi bolisen!
Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән!
16 Shundaq iken, sen yene némige hayal bolisen? Ornungdin turup, Uning namigha nida qilip chömüldürülüp, gunahliringni yughuzghin!» dédi.
Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди.
17 Shundaq boldiki, Yérusalémgha qaytip kelginimdin kéyin, ibadetxanida dua qiliwatqinimda, bir ghayibane körünüsh méni oruwaldi
Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди
18 we [Rebning] manga: «Chapsan bol, Yérusalémdin derhal ket. Chünki ular séning manga qilghan guwahliqingni qobul qilmaydu!» dewatqanliqini kördüm.
вә [Рәбниң] маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.
19 Men, «I Reb, ular méning Sanga étiqad qilghanlarni zindan’gha solap, herbir sinagoglargha kirip ularni urghanliqimni bilidu.
Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду.
20 Séning guwahching bolghan Istipanning qéni tökülginide, menmu yénida turup uni öltürgenlerning qilmishlirigha qoshulup, ularning kiyimlirige qarap berdim!» — dédim.
Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим.
21 Biraq u manga: «Ketkin! Séni yiraqtiki ellerge ewetimen!» — dédi.
Бирақ у маңа: «Кәткин! Сени жирақтики әлләргә әвәтимән!» — деди.
22 Pawlus mushu sözni dégüche xalayiq uninggha qulaq séliwatatti. Lékin buni anglap ular awazini kötürüp: — Undaq bir kishi yer yüzidin yoqitilsun! U tirik turushqa layiq emes! — dep chuqan sélishti.
Павлус мошу сөзни дегичә халайиқ униңға қулақ селивататти. Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.
23 Ular chirqiriship, chapan-yépinchilirini sélip tashlap, topa-chang soruwatqanda,
Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда,
24 mingbéshi Pawlusni qel’ege élip kirip kétishke emr qiliwidi, xalayiqning uninggha néme üchün bundaq chuqan salidighanliqini éniqlash üchün leshkerlirige uni qamchilap soraq qilishni buyrudi.
миң беши Павлусни қәлъәгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди.
25 Lékin ular Pawlusni qamchilash üchün ghulachlitip baghlighanda, u yénida turghan yüzbéshigha: — Bir Rim puqrasini jinayiti békitilmeyla qamchilishinglar qanun’gha uyghunmu? — dédi.
Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.
26 Bu sözni anglighan yüzbéshi mingbéshining aldigha bérip: — Siz néme ish qilay dewatisiz? Chünki u kishi Rim puqrasi iken! — dédi.
Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип: — Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.
27 Mingbéshi Pawlusning aldigha bérip, uningdin: — Manga éytqin, sen rasttinla Rim puqrasimu? — dep soridi. — Rast, dédi u.
Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, деди у.
28 — Men nahayiti yuqiri bahada mushu puqraliqqa ige boldum, — dédi mingbéshi. Pawlus: Emma men tughulushumdinla shundaq! — dédi.
— Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши. Павлус: Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди.
29 Shuning bilen, uni soraqqa tartmaqchi bolghan leshkerler derhal uningdin özlirini chetke aldi. Mingbéshimu uning Rim puqrasi ikenlikini bilip, uni baghlatqanliqi tüpeylidin qorqup ketti.
Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.
30 Mingbéshi Yehudiylarning Pawlusning üstidin qilghan shikayitining heqiqiy sewebini bilish üchün, etisi uni yéship, bash kahinlar we pütün aliy kéngeshmidikilerning bir yerge yighilishini buyrudi. Andin Pawlusni élip kélip, ularning aldigha turghuzdi.
Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.