< Samuil 2 6 >
1 Dawut Israilning arisidin barliq serxil ademlerni yighiwidi, bular ottuz ming chiqti.
Давут Исраилниң арисидин барлиқ сәрхил адәмләрни жиғивиди, булар оттуз миң чиқти.
2 Andin Dawut we uninggha egeshkenlerning hemmisi Xudaning ehde sanduqini yötkep kélish üchün Yehudadiki Baalahgha chiqti; sanduq [muqeddes] nam bilen, yeni kérublarning otturisida olturghuchi samawiy qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning nami bilen atalghanidi.
Андин Давут вә униңға әгәшкәнләрниң һәммиси Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Йәһудадики Баалаһға чиқти; сандуқ [муқәддәс] нам билән, йәни керубларниң оттурисида олтарғучи самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң нами билән аталған еди.
3 Ular Xudaning ehde sanduqini döngde olturushluq Abinadabning öyide yéngi bir harwigha sélip, uni shu yerdin élip chiqti. Abinadabning oghulliri Uzzah bilen Ahiyo u yéngi harwini heydidi.
Улар Худаниң әһдә сандуғини дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидә йеңи бир һарвуға селип, уни шу йәрдин елип чиқти. Абинадабниң оғуллири Уззаһ билән Аһийо у йеңи һарвуни һайдиди.
4 Ular harwini Xudaning ehde sanduqi bilen döngde olturushluq Abinadabning öyidin élip chiqti; Ahiyo ehde sanduqining aldida mangdi.
Улар һарвуни Худаниң әһдә сандуғи билән дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидин елип чиқти; Аһийо әһдә сандуғиниң алдида маңди.
5 Dawut bilen pütkül Israil jemetidikiler Perwerdigarning aldida tentene qilip küy oqup chiltar, tembur, dap, daqa-dumbaq we changlar chélip ussul oynidi.
Давут билән пүткүл Исраил җәмәтидикиләр Пәрвәрдигарниң алдида тәнтәнә қилип күй оқуп чилтар, тәмбур, дап, дақа-думбақ вә чаңлар челип уссул ойниди.
6 Lékin ular Nakonning xaminigha kelgende, kalilar aldigha müdürep ketkenliki üchün, Uzzah qolini sozup Xudaning ehde sanduqini tutiwaldi.
Лекин улар Наконниң хаминиға кәлгәндә, калилар алдиға мүдүрәп кәткәнлиги үчүн, Уззаһ қолини созуп Худаниң әһдә сандуғини тутивалди.
7 Perwerdigarning ghezipi Uzzahqa qozghaldi; u xata qilghini üchün, uni Xuda shu yerde urdi. Shuning bilen Uzzah Xudaning ehde sanduqining yénigha yiqilip öldi.
Пәрвәрдигарниң ғәзиви Уззаһқа қозғалди; у хата қилғини үчүн, уни Худа шу йәрдә урди. Шуниң билән Уззаһ Худаниң әһдә сандуғиниң йениға жиқилип өлди.
8 Lékin Dawut bolsa Perwerdigarning Uzzahning ténini böskenlikige achchiqlandi we u yerni «Perez-Uzzah» dep atidi; u yer bügünki kün’giche shundaq atilidu.
Лекин Давут болса Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр бүгүнки күнгичә шундақ атилиду.
9 U küni Dawut Perwerdigardin qorqup: Perwerdigarning ehde sanduqini özümningkige qaysi yol bilen ekélermen? — dédi.
У күни Давут Пәрвәрдигардин қорқуп: Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өзүмниңкигә қайси йол билән әкеләрмән? — деди.
10 Shuning üchün Dawut Perwerdigarning ehde sanduqini «Dawut shehiri»ge, öziningkige yötkeshni xalimidi; Dawut uni élip bérip, Gatliq Obed-Édomning öyide qaldurdi.
Шуниң үчүн Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»гә, өзиниңкигә йөткәшни халимиди; Давут уни елип берип, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә қалдурди.
11 Perwerdigarning ehde sanduqi Gatliq Obed-Édomning öyide üch ay turdi; Perwerdigar Obed-Édom we uning pütkül öyidikilerni beriketlidi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едом вә униң пүткүл өйидикиләрни бәрикәтлиди.
12 Dawut padishahqa: — «Perwerdigar Öz ehde sanduqi wejidin Obed-Édom we uning barini beriketlidi» dep éytildi. Shunga Dawut Xudaning ehde sanduqini Obed-Édomning öyidin élip chiqip, xushluq bilen Dawutning shehirige élip keldi.
Давут падишаға: — «Пәрвәрдигар Өз әһдә сандуғи вәҗидин Обәд-Едом вә униң барини бәрикәтлиди» дәп ейтилди. Шуңа Давут Худаниң әһдә сандуғини Обәд-Едомниң өйидин елип чиқип, хушлуқ билән Давутниң шәһиригә елип кәлди.
13 Perwerdigarning sanduqini kötürgenler alte qedem méngip, shundaq boldiki, u bir buqa bilen bir bordaq mozayni qurbanliq qildi.
Пәрвәрдигарниң сандуғини көтәргәнләр алтә қәдәм меңип, шундақ болдики, у бир буқа билән бир бордақ мозайни қурбанлиқ қилди.
14 Dawut bolsa kanap efodni kiyip Perwerdigarning aldida küchining bariche ussul oynaytti;
Давут болса канап әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида күчиниң баричә уссул ойнайтти;
15 Dawut bilen Israilning pütkül jemeti tentene qilip warqiriship, kanay chéliship Perwerdigarning ehde sanduqini élip chiqiwatatti.
Давут билән Исраилниң пүткүл җәмәти тәнтәнә қилип вақиришип, канай челишип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқивататти.
16 Perwerdigarning ehde sanduqi Dawutning shehirige élip kirilginide, Saulning qizi Miqal dérizidin qarap, Dawut padishahning sekrep Perwerdigarning aldida ussul oynawatqanliqini körüp, uni öz könglide mensitmidi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давутниң шәһиригә елип кирилгинидә, Саулниң қизи Миқал деризидин қарап, Давут падишаниң сәкрәп Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаватқанлиғини көрүп, уни өз көңлидә мәнситмиди.
17 Ular Perwerdigarning ehde sanduqini élip kirip, Dawut uning üchün tiktürgen chédirning ottursida qoydi. Andin Dawut Perwerdigarning aldida köydürme qurbanliq bilen inaqliq qurbanliqlirini sundi.
Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип кирип, Давут униң үчүн тиктүргән чедирниң оттурсида қойди. Андин Давут Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунди.
18 Dawut köydürme qurbanliq bilen inaqliq qurbanliqlirini keltürüp bolup, xalayiqqa samawiy qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning namida bext-beriket tilidi.
Давут көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрүп болуп, халайиққа самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тилиди.
19 U pütkül Israil jamaitige, er bilen ayallarning herbirige birdin qoturmach, birdin xorma poshkili we birdin üzüm poshkilini teqsim qilip berdi. Andin xelqning herbiri öz öyige yénip ketti.
У пүткүл Исраил җамаитигә, әр билән аялларниң һәр биригә бирдин қотурмач, бирдин хорма пошкили вә бирдин үзүм пошкилини тәқсим қилип бәрди. Андин хәлиқниң һәр бири өз өйигә йенип кәтти.
20 Dawut öz ailisidikilerni mubareklesh üchün yénip kelgende, Saulning qizi Miqal uning aldigha chiqip: Bügün Israilning padishahi özini shunche shereplik körsettimu, qandaq? U xuddi pes bir ademning nomussizlache özini yalingachlighinigha oxshash, xizmetkarlirining dédeklirining köz aldida özini yalingachlidi!
Давут өз аилисидикиләрни мубарәкләш үчүн йенип кәлгәндә, Саулниң қизи Миқал униң алдиға чиқип: Бүгүн Исраилниң падишаси өзини шунчә шәрәплик көрсәттиму, қандақ? У худди пәс бир адәмниң номуссизлачә өзини ялаңачлиғиниға охшаш, хизмәткарлириниң дедәклириниң көз алдида өзини ялаңачлиди!
21 Dawut Miqalgha: Undaq [shadlan’ghinim] Perwerdigar aldida idi. U atang we uning pütkül jemetini örüp, méni Perwerdigarning xelqi bolghan Israil üstige bashlamchi qilip tiklidi. Shunga men Perwerdigarning aldida ussul oynaymen!
Давут Миқалға: Ундақ [шадланғиним] Пәрвәрдигар алдида еди. У атаң вә униң пүткүл җәмәтини өрүп, мени Пәрвәрдигарниң хәлқи болған Исраил үстигә башламчи қилип тиклиди. Шуңа мән Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаймән!
22 Emeliyette men özümni téximu erzimes qilip, öz nezirimde özüm töwen bolushqa razimen. Lékin sen éytqan u dédeklerning neziride bolsa, hörmetke sazawer bolimen — dédi.
Әмәлийәттә мән өзүмни техиму әрзимәс қилип, өз нәзиримдә өзүм төвән болушқа разимән. Лекин сән ейтқан у дедәкләрниң нәзиридә болса, һөрмәткә сазавәр болимән — деди.
23 Saulning qizi Miqal bolsa, ölidighan künigiche bala tughmidi.
Саулниң қизи Миқал болса, өлидиған күнигичә бала туғмиди.